17
Әйсаниң җулалиқта көрүнүши
Мар. 9:2-13; Луқа 9:28-36
1 Вә алтә күндин кейин, Әйса Петрус, Яқуп вә Яқупниң иниси Юһаннани айрип елип, егиз бир таққа чиқти.
2 У йәрдә униң сияқи уларниң көз алдидила өзгирип, йүзи қуяштәк парлиди, кийимлири нурдәк аппақ болуп чақниди.
3 Вә мана, мухлисларға Муса вә Иляс пәйғәмбәрләр униң билән сөзлишиватқан һалда көрүнди.
4 Шуниң билән Петрус Әйсаға:
— И Рәб, бу йәрдә болғинимиз немидегән яхши! Халисаң, бирини саңа, бирини Мусаға, йәнә бирини Илясқа атап бу йәргә үч кәпә ясайли! — деди.
5 Униң гепи түгимәйла, мана нурлуқ бир булут уларни қапливалди. Мана, булуттин: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлумдур, Мән униңдин хурсәнмән. Униңға қулақ селиңлар!» дегән аваз аңланди.
6 Мухлислар буни аңлап өзлирини йәргә ташлап дүм йетип вәһимигә чүшти.
7 Бирақ Әйса келип, уларға қолини тәккүзүп:
Қопуңлар, қорқмаңлар, — деди.
8 Улар бешини көтирип қаривиди, Әйсадин башқа һеч кимни көрмиди.
9 Тағдин чүшүветип, Әйса уларға:
— Инсаноғли өлүмдин тирилдүрүлмигичә, бу аламәт көрүнүшни һеч кимгә ейтмаңлар, — дәп тапилиди.
10 Андин мухлислири униңдин:
— Тәврат устазлири немә үчүн: «Иляс пәйғәмбәр Мәсиһ келиштин авал қайтип келиши керәк» дейишиду? — дәп сорашти.
11 У уларға җававән:
— Иляс пәйғәмбәр дәрвәқә Мәсиһтин авал келиду, һәммә ишни орниға кәлтүриду.
12 Амма мән силәргә шуни ейтип қояйки, иляс аллиқачан кәлди, лекин кишиләр уни тонумиди, бәлки униңға халиғанчә муамилә қилди. Шуниңға охшаш, Инсаноғлиму уларниң қоллирида азап чекиш алдида туриду, — деди.
13 Шу чағда мухлислар униң чөмүлдүргүчи Йәһя тоғрисида сөзләватқанлиғини чүшәнди.
Җин чаплашқан балиниң азат қилиниши
Мар. 9:14-29; Луқа 9:37-43
14 Улар халайиқниң йениға барғинида, бир киши униң алдиға келип, тизлинип:
15 Рәб, оғлумға ичиңни ағритқайсән! Чүнки униң тутқақлиқ кесили бар болғачқа, зор азап чекиватиду; чүнки у дайим отниң яки суниң ичигә чүшүп кетиду.
16 Уни мухлислириңға елип кәлгән едим, сақайталмиди, — деди.
17 Әйса җававән: — Әй етиқатсиз вә тәтүр дәвир, силәр билән қачанғичә турай?! Мән силәргә йәнә қачанғичә сәвир қилай? — Балини алдимға елип келиңлар — деди.
18 Шуниң билән Әйса җинға тәнбиһ беривиди, җин балидин чиқип кәтти, балиму шуан сақайди.
19 Кейин, Әйса айрим қалғанда, мухлислар униң йениға келип:
— Биз немә үчүн җинни қоғливетәлмидуқ? — дәп сорашти.
20 У уларға: — Ишәшиңлар болмиғанлиғи үчүн. Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, силәрдә қича уруғидәк зәрричә ишәш болсила, силәр аву таққа: «Бу йәрдин у йәргә көч» десәңлар, көчиду; шундақла силәргә мүмкин болмайдиған һеч иш болмайду.
21 Бирақ, бундақ җинларни дуа қилиш вә роза тутуш билән болмиса һайдиғили болмайду — деди.
Әйсаниң йәнә өлүши вә тирилиши тоғрилиқ ейтиши
Мар. 9:30-32; Луқа 9:43-45
22 Улар Галилийә өлкисидә айлинип жүргинидә, Әйса уларға:
— Инсаноғли сатқунлуқтин инсанларниң қолиға тапшурулиду;
23 улар уни өлтүриду, лекин үчинчи күни у тирилиду, — деди. Буни аңлап мухлислар еғир ғәм-қайғуға чөмүп кәтти.
Ибадәтхана беҗи тапшуруш мәсилиси
24 Андин улар Кәпәрнаһум шәһиригә кәлгинидә, ибадәтхана «икки драқма» беҗини жиққучилар Петрусниң йениға келип:
— Устазиңлар «икки драқма»ни төләмду? — дәп сориди.
25 Төләйду, — деди Петрус.
Лекин у өйгә киргишигила, техи бир немә демәстила Әйса униңдин:
— Симон, сениңчә бу дуниядики падишалар кимләрдин баҗ алиду? Өз пәрзәнтлиридинму, яки ятлардинму, — дәп сориди.
26 Петрус униңға:
Ятлардин, — девиди, Әйса униңға:
— Ундақта, пәрзәнтләр баҗдин халий болиду.
27 Бирақ баҗ жиққучиларға путликашаң болмаслиғимиз үчүн, деңизға берип қармақни ташла. Тутқан биринчи белиқни елип, ағзини ачсаң, төрт драқмилиқ бир тәңгә пул чиқиду. Уни елип мән вә сән иккимизниң беҗи үчүн уларға бәр, — деди.