Зәбур
1
Биринчи Бөлүм •••• 1-күй •••• Итаәтмән адәмниң бәхити
1 Рәзилләрниң гепи бойичә маңмайдиған,
Гунакарларниң йолида турмайдиған,
Мәсқирә қилғучиниң орнида олтармайдиған адәм бәхит тапур!
2 Униң хурсәнлиги пәқәт Пәрвәрдигарниң тәврат-қанунидилидур;
У Пәрвәрдигарниң қанунини кечә-күндүз сеғинип ойлайду.
3 У худди ериқ бойиға тикилгән,
Өз пәслидә мевисини беридиған,
Йопурмақлири солашмайдиған дәрәқтәктур;
У немила қилса ронақ тапиду.
4 Рәзил адәмләр болса ундақ болмас;
Улар худди шамал учуривәткән тозандәктур.
5 Шуниң үчүн рәзилләр сорақ күнидә тик туралмайду,
Гунакарлар һәққанийларниң җамаитидә һеч бешини көтирип туралмайду.
6 Чүнки Пәрвәрдигар һәққанийларниң йолини көңлигә пүккән;
Рәзилләрниң йоли болса йоқилиду.