2
2-күй •••• Худаниң Мәсиһи барлиқ әлләрни идарә қилиду
1 Әлләр немишкә чуқан салиду?
Немә үчүн хәлиқләр бекардин-бекар сүйқәст ойлайду?
2 Дуниядики падишалар сәпкә тизилип,
Әмәлдарлар қара нийәт әйлишип,
Пәрвәрдигар вә Униң Мәсиһи билән қаршилишип: —
3 «Уларниң чәклимилирини чөрүветәйли,
Уларниң асарәтлирини бузуп ташлайли!» — дейишиду.
4 Асманда олтарғучи күлиду,
Рәб уларни мазақ қилиду;
5 Һәм аччиғида уларға сөзләп,
Қәһри билән уларни вәһимигә селип: —
6 «Өзүм болсам Зионда, йәни муқәддәс теғимда,
Өзүм мәсиһ қилған падишани тиклидим».
Худа тайинлиған Мәсиһ-Падиша сөз қилиду
7 «Мән әрштики пәрманни җакалаймәнки,
Пәрвәрдигар маңа: —
«Сән Мениң оғлум;
Өзүм сени бүгүнки күндә туғулдурдум;
8 Мәндин сора, Мән саңа мирас болушқа әлләрни,
Тәәллуғуң болушқа йәр йүзини чәт-чәтлиригичә беримән;
9 Сән төмүр таяқ билән уларни битчит қиливетисән;
Сапал чинини кукум-талқан қилғандәк, сән уларни парә-парә қиливетисән» — деди».
10 Әнди, һәй падишалар, әқилдар болуңлар!
Җаһандики сорақчилар савақ елиңлар;
11 Пәрвәрдигардин қорқуш билән униң хизмитидә болуңлар;
Титрәк ичидә хошаллиниңлар!
12 Оғулниң ғәзивиниң қозғалмаслиғи үчүн,
Уни сөйүңлар;
Чүнки униң ғәзиви сәлла қайниса,
Йолуңлардила һалак болисиләр;
Униңға таянғанлар нәқәдәр бәхитликтур!