80
80-күй •••• Һейт-байрамда Худаниң гува-хитабини Исраилға әслитиш
1-2 Бу Азаф язған күй болуп, «Гиттиф»та челинисун дәп, Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулди: —
Күч-қуввитимиз болған Худаға күй ейтип яңритиңлар,
Яқупниң Худасиға шатлинип тәнтәнә қилиңлар!
3 Нахшини яңритип, дап билән тәң,
Йеқимлиқ чилтар һәм равабни челиңлар!
4 Йеңи айда, бәлгүләнгән вақитта,
Һейт-bайрамлик нағра-сүнай челиңлар!
5 Чүнки Исраиға чүшкән бәлгүлимә,
Яқупниң Худасиниң бир пәрманидур бу.
6 У Мисир зиминида жүрүш қилғанлирида,
(Шу йәрдә биз чүшәнмәйдиған бир тилни аңлап жүрәттуқ)
У буни Йүсүпкә гува қилип бәрди;
7 — «Униң мүрисини жүктин сақит қилдим,
Униң қоли севәт көтириштин азат болди;
8 Қистақчилиқта нида қилдиң,
Мән сени азат қилдим;
Гүлдүрмама чиққан мәхпий җайдин саңа җавап бәрдим;
«Мәрибаһ» сулири бойида сени синидим».
Селаһ.
9 — «Тиңша, хәлқим, Мән сени гувалар билән агаһландурмән;
И Исраил, Маңа қулақ салсаң едиң!
10 Араңда ят илаһ болмисун,
Ят әлдики илаһқа баш әгмигин!
11 Сени Мисирдин елип чиққан Пәрвәрдигар Худайиңдурмән;
Ағзиңни йоған ач, Мән уни толдуримән.
12 — Бирақ хәлқим садайимға қулақ салмиди,
Исраилниң Маңа бағланғуси йоқ еди;
13 Шуңа Мән уларни өз тәрсалиғиға қоювәттим;
Улар өз мәслиһәтлири билән меңиверәтти.
14 — Аһ, Мениң хәлқим Маңа қулақ салса еди!
Исраил Мениң йоллиримда жүрсә еди!
15 Уларниң дүшмәнлирини тәзләндүрәр едим,
Қолумни рәқипләргә каритип, уларни басар едим.
16 Пәрвәрдигарға нәпрәтләнгүчиләр Униң алдида зәиплишип бойсунар еди;
Уларниң шу ахирити мәңгүгә болатти;
17 Саңа буғдайниң әң есилини йегүзәр едим,
Бәрһәқ, қорам таштин һәсәл аққузуп сени қандурар едим».