81
81-күй •••• Худаниң алий соти
Юһ. 10:22-42
1 Асаф язған күй: —
Худа Өз илаһий мәҗлисидә туруп,
У илаһлар һәккидә һөкүм чиқириду;
2 — Қачанғичә силәр наһәқ һөкүм чиқирисиләр,
Қачанғичә рәзилләргә йүз-хатирә қилисиләр?
Селаһ.
3 Гадайлар вә житим-йесирларниң дәвасини сораңлар,
Езилгәнләр һәм һаҗәтмәнләргә адаләтни көрситиңлар;
4 Мискинләр һәм намратларни қутқузуңлар,
Уларни рәзилләрниң чаңгилидин азат қилиңлар!
5 Надан вә билимсиздур уларниң һэммиси:
Йүрәр улар зүлмет ара,
Тәврәр зимминиң һуллири.
6 Мән ейтармән: — «Силәр илаһларсиләр,
Һәммиңлар Һәммидин Алий Болғучиниң оғуллири силәр;
7 Шундақ болсиму силәр инсанға охшаш өлисиләр,
Һәр қандақ әмир-бәккә охшашла жиқилисиләр».
8 — Турғин, и Худа, йәр-йүзини сорақ қилғайсән!
Чүнки Сән барлиқ әлләргә варис болғучисән!