15
Әһдә сандуғини йөткәшниң тәйярлиғи
Давут Давут шәһиридә өзигә өй-ордилар салдурди, һәм Худаниң әһдә сандуғиға җай һазирлиди вә униңға чедир тиктүрди. У чағда Давут: «Худаниң әһдә сандуғини Лавийлардин бөләк кишиләрниң көтиришигә болмайду, чүнки Пәрвәрдигар уни көтиришкә вә мәңгү өзиниң хизмитидә болушқа шуларни таллиған еди» деди. Андин Давут Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини һазирлап қойған йәргә йөткәш үчүн пүткүл Исраилларни Йерусалимға жиғди. Давут йәнә Һарунниң әвлатлирини вә Лавийларни жиғди: Коһатниң әвлатлири җәмәт беши болған Урийәл вә униң қериндашлири бир йүз жигирмә киши; Мәрари әвлатлиридин җәмәт беши болған Асая вә униң қериндашлиридин икки йүз жигирмә киши; Гәршомниң әвлатлиридин җәмәт беши болған Йоел вә униң қериндашлири бир йүз оттуз киши; Әлизафанниң әвлатлиридин җәмәт беши болған Шемая вә униң қериндашлири икки йүз киши; Һебронниң әвлатлиридин җәмәт беши болған Әлийәл вә униң қериндашлири сәксән киши; 10 Уззийәлниң әвлатлиридин җәмәт беши болған Амминадаб вә униң қериндашлири бир йүз он икки киши еди.
11 Давут каһинлардин Задок билән Абиятарни, шуниңдәк лавилийлардин Урийәл, Асая, Йоел, Шемая, Әлийәл вә Амминадабни чақиртип келип уларға: 12 «Силәр Лавий җәмәтиниң башлирисиләр; өзүңларни вә силәрниң қериндашлириңларни Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини мән тәйярлап қойған йәргә көтирип келиш үчүн пак қилиңлар. 13 Чүнки илгири силәр шундақ қилмай, бәлгүләнгән тәртип бойичә униңдин йол соримиғинимиздин Худайимиз Пәрвәрдигар бизгә зәрбә бәргән» деди. 14 Шуниң билән каһинлар билән Лавийлар Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтирип меңиш үчүн өзлирини пак қилди. 15 Лавийлар әнди Мусаниң Пәрвәрдигарниң сөз-калами билән тапилиғини бойичә, Худаниң әһдә сандуғини балдақ билән мүрисигә елип көтәрди.
 
Нәғмә-навачилар һөрмәт әтрити
16 Давут йәнә Лавийларниң йолбашчилириға өзлириниң қериндашлиридин нәғмичиләрни тайинлашни буйруди; улар җүмлидин тәмбур, чилтар, җаңлар қатарлиқ һәр хил сазларни челип авазини жуқури көтирип шат-хурамлиқ ичидә күй ейтишқа тайинланди. 17 Шуңлашқа, Лавийлар Йоелниң оғли Һеманни вә униң җәмәтидики Бәрәкияниң оғли Асафни һәм уларниң қериндашлиридин болған Мәрарилардин Кушаяһниң оғли Етанни бәлгүлиди. 18 Улар билән бирликтә йәнә қериндашлиридин Зәкәрия, Бин, Яазийәл, Шемирамот, Йәһийәл, Унни, Елиаб, Бенаяһ, Маасеяһ, Маттитияһ, Әлифәләһ, Мекния һәм дәрвазивән Обәд-Едом билән Җәийәлни иккинчи дәриҗилик әтрәт қилип тәшкиллиди. 19 Нәғмичи Һеман, Асаф вә Етанлар мис чаңлар челип, яңрақ аваз чиқиратти; 20 Зәкәрия, Яазийәл, Шемирамот, Йәһийәл, Унни, Елиаб, Маасеяһ вә Бенаялар тәмбур челип «Аламот услуби»да тәңкәш қилатти; 21 Маттитияһ, Әлифәләһ, Мекния, Обәд-Едом, Җәийәл вә Азазиялар чилтар челип башламчилиқ қилип, «Шәминит услуби»да тәңкәш болатти. 22 Лавийларниң йолбашчиси Кәнания музикиға наһайити пишшиқ болғачқа, мәхсус нәғмә-навачилиққа мәсъул болуп музика үгитәтти. 23 Бәрәкия билән Әлканаһ әһдә сандуғиға мәсъул ишикбақарлар еди. 24 Шәбания, Йәһошафат, Нәтанәл, Амасай, Зәкәрия, Беная вә Әлиезәр қатарлиқ каһинлар Худаниң әһдә сандуғи алдида канай чалатти; Обәд-Едом билән Йәһияһму әһдә сандуғиға мәсъул ишикбақар қилинип қоюлған еди.
 
Әһдә сандуғи «Давут шәһири»гә йөткәп келиниду
1Сам. 6:16-23
25 Шуниң билән Давут Исраил ақсақаллири вә миң беши қатарлиқлар билән биргә Обәд-Едомниң өйидин хошаллиққа чөмгән һалда Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтирип чиққили барди. 26 Вә шундақ болдики, Давутлар Худа Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтирип маңған Лавийларға ярдәм бәргәнлигини көрүп, йәттә буқа вә йәттә қочқар қурбанлиқ қилди. 27 Давут вә шундақла әһдә сандуғини көтиридиған Лавийлар һәмдә нәғмичиләр һәм нәғмә-нава беши болған Кәнанияларниң һәммиси канап либас кийишкән еди; Давут униң үстигә йәнә канап әфод кийгән еди. 28 Пүткүл Исраил хәлқи әнди шу тәриқидә тәнтәнә қилип, бурға, канай, җаңҗаң, тәмбур, чилтар қатарлиқ түрлүк сазлар билән жуқури авазда музика челип, Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтирип келишти. 29 Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи Давут шәһиригә йетип кәлгәндә Саулниң қизи Миқал пәнҗирдин төвәнгә қарап туратти; у Давутниң сәкрәп ойнап-челип тәнтәнә қиливатқинини көрүп ичидә уни заңлиқ қилди.
 
 
15:12 «өзүңларни... пак қилиңлар» — ибраний тилида «өзүңларни... пак-муқәддәс қилиңлар». Бу «пак-муқәддәслик» рәсмий иш болуп, «Мис.» 29-бапта вә «Лав.» 7-бапта көрситилгәндәк: (1) өлүк нәрсиләргә тәгмәслик; (2) тәнлирини жуюш; (3) пакиз кийим-кечәкни кийиш; (4) өзиниң гунайини тиләш үчүн «гуна қурбанлиғи сунуш дегән төрт ишни өз ичигә елиши мүмкин еди. 15:13 «зәрбә бәргән» — ибраний тилида «бөсүп басқан». 15:20 «Аламот услуби» — буниң мәнаси бизгә ениқ әмәс; бәлким «(аялчә) жуқури аваз билән» дегәнни билдүрүши мүмкин. 15:21 «Шәминит услуби» — буниң мәнаси бизгә ениқ әмәс; бәлким «әрәнчә төвән аваз билән» дегәнни билдүрүши мүмкин. 15:24 «Йәһияһ» — «Йәһияһ» вә «Җийәл» дегән бир исимдур. 15:27 «әфод» — адәттә каһинлар алаһидә кийидиған пинҗәккә охшаш бир кийим еди («Мис.» 28-бапни көрүң. Ундақ кийим кийивелиш өзини Худаға алайитән беғишлашни билдүрәтти.