16
Мәдһийә оқуш, бәхит тиләш
Улар Худаниң әһдә сандуғини көтирип кирип Давут униңға һазирлап қойған чедирниң оттурисиға қоюп, андин Худаниң алдида көйдүрмә қурбанлиқ билән енақлиқ қурбанлиғи сунди. Давут көйдүрмә қурбанлиғи билән енақлиқ қурбанлиғи сунуп болғандин кейин Пәрвәрдигарниң намида хәлиққә бәхит тилиди. У йәнә әр-аял демәй Исраилларниң һәр биригә бирдин нан, бирдин хорма пошкили, бирдин үзүм пошкили үләштүрүп бәрди.
 
Лавийларниң әһдә сандуғи алдидики вәзипилири
Давут бир қисим Лавийларға Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи алдида хизмәттә болуш, йәни дуа-тилавәт оқуш, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға тәшәккүр-рәхмәт ейтиш вә күй-мунаҗат оқушни буйруди. Уларниң йолбашчиси болса Асаф, андин Зәкәрия еди; башқилири болса Җәийәл, Шемирамот, Йәһийәл, Маттитияһ, Елиаб, Беная, Обәд-Едом вә Җәийәлләр еди. Улар тәмбур-чилтар челишқа қоюлди; Асаф болса чаңларни чалатти. Беная билән Яһазийәлдин ибарәт икки каһин Худаниң әһдә сандуғи алдида һәрдайим канай челишқа қоюлди.
 
Давутниң Пәрвәрдигарға Һәмдусана оқуған күйи
Шу күни Давут Асаф вә қериндашлирини Пәрвәрдигарға тәшәккүр-рәхмәт ейтишқа бәлгүләп уларға биринчидин муну күйни тапшурди: —
 
«Пәрвәрдигарға тәшәккүр қилиңлар,
Униң намини чақирип нида қилиңлар,
Униң қилғанлирини әлләр арисида аян қилиңлар!
Униңға нахшилар ейтип, Уни күйләңлар,
Униң пүткүл карамәт мөҗизилири үстидә сеғинип ойлиниңлар.
10 Муқәддәс намидин пәхирлинип даңлаңлар,
Пәрвәрдигарни издигүчиләрниң көңли шатлансун!
11 Пәрвәрдигарни вә Униң қудритини издәңлар,
Униң йүз-һозурини тохтимай издәңлар.
12 Униң яратқан мөҗизилирини,
Карамәт аламәтлирини һәм ағзидин чиққан һөкүмлирини әстә тутуңлар,
13 И униң қули Исраилниң нәсли,
Өзи таллиғанлири, Яқупниң оғуллири!
14 У, Пәрвәрдигар — Худайимиз,
Униң һөкүмлири пүткүл йәр йүзидидур.
15 У Өзи түзгән әһдини әбәдий ядиңларда тутуңлар —
— Бу униң миң әвлатқичә вәдиләшкән сөзидур —
16 Ибраһим билән түзгән әһдиси,
Йәни Исһаққа ичкән қәсимидур.
17 У буни Яқупқиму низам дәп җәзмләштүрди,
Исраилға әбәдий әһдә қилип берип: —
18 «Саңа Қанаан зиминини беримән,
Уни мирасиң болған несивәң қилимән» — деди.
19 У чағда силәр аҗиз едиңлар, адимиңлар аз һәм у йәрдә мусапир едиңлар;
20 Бу әлдин у әлгә, бир қәбилидин йәнә бир қәбилигә көчүп жүргән.
21 Пәрвәрдигар һәр қандақ адәмниң уларни бозәк қилишиға йол қоймиди,
Уларни дәп падишаларғиму тәнбиһ берип: —
22 «Мән мәсиһ қилғанларға тәгмә,
Пәйғәмбәрлиримгә яман иш қилма!» — деди.
23 Пүтүн җаһан, Пәрвәрдигарни күйләңлар,
Ниҗатини һәр күни елан қилиңлар!
24 Униң җуласини әлләрдә баян қилиңлар,
Униң мөҗизилирини барлиқ хәлиқләр арисида җакалаңлар.
25 Чүнки Пәрвәрдигаримиз улуқдур,
Зор һәмдусанаға лайиқтур;
У барлиқ илаһлардин үстүн, Униңдин қорқуш керәктур;
26 Чүнки барлиқ әлләрниң илаһлири — бутлар халас,
Бирақ Пәрвәрдигар асман-пәләкни яратқандур.
27 Шанушәвкәт вә һәйвәт Униң алдида,
Қудрәт вә хушлуқ Униң җайидидур.
28 Пәрвәрдигарға тәәллуғини бәргәйсиләр, и әл-қәбилиләр,
Пәрвәрдигарға шан-шәрәп вә қудрәтни бәргәйсиләр!
29 Пәрвәрдигарниң намиға лайиқ болған шан-шөһрәтни Униңға бәргәйсиләр;
Соға-салам елип Униң алдиға кириңлар,
Пәрвәрдигарға пак-муқәддәсликниң гөзәллигидә сәҗдә қилиңлар;
30 Пүткүл йәр-йүзи, Униң алдида титрәңлар!
Дуния мәзмут қилинған, у тәврәнмәс әсла.
31 Асманлар шатлансун, вә йәр-җаһан хуш болсун,
Әлләр арисида елан қилинсун: —
«Пәрвәрдигар һөкүм сүриду!».
32 Деңиз-океан вә униңға толған һәммә чуқан селип җуш урсун!
Далилар һәм улардики һәммә яйрисун!
33 У чағда ормандики пүткүл дәрәқләр Пәрвәрдигар алдида яңритип нахша ейтиду;
Чүнки мана, У пүтүн җаһанни сорақ қилишқа келиду!
34 Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар!
Чүнки У меһривандур,
Әбәдийдур Униң меһир-муһәббити.
35 Вә: Бизни қутқузғин, и ниҗатимиз болған Худа!
Бизни йениңға жиғивалғайсән,
Муқәддәс намиңға тәшәккүр қилишқа,
Яйрап Сени мәдһийиләшкә,
Бизни әлләрдин қутқузуп чиққайсән! — дәңлар!
36 Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарға,
Әзәлдин та әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун!
Пүткүл хәлиқ «Амин!» деди һәмдә Пәрвәрдигарға һәмдусана оқушти.
 
Ибадәт чедиридики башқа вәзипиләр
37 Давут шу йәрдә, йәни Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи алдида һәр күндики вәзипигә мувапиқ, әһдә сандуғи алдидики хизмәттә давамлиқ болушқа Асаф билән униң қериндашлирини қалдуруп қойди; 38 Уларниң ичидә Обәд-Едом билән униң қериндашлиридин атмиш сәккиз киши бар еди; шуниңдәк Йәдутунниң оғли Обәд-Едом билән Хосаһ дәрвазивәнликкә қоюлди. 39 Каһин Задок билән униң каһин қериндашлири Гибеон егизлигидики Пәрвәрдигарниң чедири алдида, 40 Пәрвәрдигарниң Исраилға тапилиған қанун-әһкамлирида барлиқ йезилғини бойичә, һәр күни әтиси-ахшими көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһи үстидә Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқларни сунушқа қоюлди. 41 Улар билән биллә болғанлар, йәни Һеман, Йәдутун вә қалған талланғанлар, шундақла барлиқ исми тизилғанлар Пәрвәрдигарға тәшәккүр-рәхмәт ейтишқа қоюлди (чүнки Униң өзгәрмәс муһәббити әбәткичидур!). 42 Һеман вә Йәдутун болса нәғмичиликкә, җүмлидин канай, җаң-җаң вә барлиқ мәдһийә сазлирини челишқа мәсъул қилинди. Йәдутунниң оғуллири дәрвазиға қарашқа қоюлди. 43 Бу ишлардин кейин барлиқ хәлиқ өз өйлиригә қайтишти; Давутму өз өйидикиләргә бәхит тиләшкә қайтти.
 
 
16:3 «бирдин хорма пошкили» — яки «бир парчидин гөш». 16:4 «дуа-тилавәт оқуш» — яки «әсләш», «тәнтәнә қилиш». 16:8 Зәб. 104:1-15; 95:1-13; 105:1, 47, 48 16:17 «У буни Яқупқиму низам дәп җәзмләштүрди» — мошу йәрдә «Яқуп» Яқупниң өзини (Исраил хәлқи әмәс) көрситиду. 16:25 «Униңдин қорқуш керәктур» — яки «У қорқунучлуқтур». 16:28 «Пәрвәрдигарға... қудрәтни бәргәйсиләр» — мошу сөзләр бәлким шуни билдүридуки, Худаға шан-шәрәп кәлтүрсәк, мошу қилғинимиз Униңға биз арқилиқ Өзиниң күч-қудритини көрситиш имканийитини яритиду. 16:29 «Пәрвәрдигарға пак-муқәддәсликниң гөзәллигидә сәҗдә қилиңлар» — яки «Пәрвәрдигарға пак-муқәддәс егинләр билән сәҗдә қилиңлар».