2
Исраил — йәни Яқуп— униң әвлатлири
Исраилниң оғуллири Рубән, Шимеон, Лавий, Йәһуда, Иссакар, Зәбулун, Дан, Йүсүп, Бинямин, Нафтали, Гад вә Аширдин ибарәт.
 
Йәһуданиң әвлатлири
Йәһуданиң оғли Ер, Онан вә Шилаһ еди. Бу үчәйлән Қанаанлиқ Шуяниң қизидин болған. Йәһуданиң тунҗа оғли Ер Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанлиғидин Пәрвәрдигар униң җенини алған. Йәһудаға келини Тамардин Пәрәз билән Зәраһ төрәлгән. Йәһуданиң җәмий бәш оғли болған.«... келини Тамардин... төрәлгән» — мошу қизиқ вақиә «Яр.» 38-бапта хатирилиниду.
Пәрәзниң оғуллири Һәзрон билән Һамул еди. Зәраһниң оғуллири Зимри, Етан, Һеман, Калкол билән Дара қатарлиқ бәш еди.
Карминиң оғли Акар еди. Акар болса Худа ләнәт қилған нәрсини елип, «Исраилға бала-қаза кәлтүргүчи» болуп чиқти.«Акар» — ибраний тилида «аварә, күлпәт, бала-қаза» дегәнни билдүриду. «Йәшуа» 6:1 вә 7:25ни көрүң. Шу йәрдә Акар «Акан» дәп атилиду. Етанниң оғли Азария еди.
 
Һәзронниң әвлатлири
Һәзрондин төрәлгән оғуллар Йәраһмийәл, Рам вә Каләб еди.«Каләб» — «Каләб» мошу йәрдә «Калубай» шәклидә. 18-айәтни көрүң. 10 Амминадаб Рамдин төрәлгән; Наһшон Амминадабтин төрәлгән; Наһшон Йәһуда қәбилисиниң башлиғи болған. 11 Салмон Наһшондин төрәлгән; Боаз Салмондин төрәлгән. «Салмон» — яки «Салма». «Рут» 4:21ни көрүң. 12 Обәд Боаздин төрәлгән; Йәссә Обәддин төрәлгән. 13 Йәссәниң оғуллириниң тунҗиси Елиаб, иккинчиси Абинадаб, үчинчиси Шимия, «Шимия» — «1Сам.» 17:13дә «Шаммаһ». 14 төртинчиси Нәтанәл, бәшинчиси Раддай, 15 алтинчиси Озәм, йәттинчиси Давут еди. 16 Зәруия билән Абигаил уларниң сиңлиси еди. Зәруияниң Абишай, Йоаб вә Асаһәл дегән үч оғли бар еди. «Абишай» — яки «Абшай». 17 Амаса Абигаилдин төрәлди; Амасаниң атиси Исмаиллардин болған Йәтәр еди.«Амасаниң атиси Исмаиллардин болған Йәтәр» — «2Сам.» 17:25ни көрүң. Йәтәр (Итра) бәлким әслидә Исмаиллар арисида туғулған яки турған еди.
 
Каләбниң әвлатлири
18 Каләб Азубаһ (Йериот дәпму атилиду)тин оғул көрди; Азубаһтин болған оғуллири Йәшәр, Шобаб вә Ардон еди. «Каләб Азубаһ (Йериот дәпму атилиду)дин оғул көрди» — яки «Каләб Азубаһдин оғул тапти, шундақла Йериоттин оғул көрди». «Азубаһтин болған оғуллири Йәшәр...» — ибраний тилида «Униңдин болған оғуллири Йәшәр...». 19 Азубаһ өлгәндин кейин Каләб йәнә Әфратни алди; Әфрат униңға Хурни туғуп бәрди. 20 Хурдин Ури төрәлди; Уридин Бәзаләл төрәлди.
21 Кейин Һәзрон Гилеадниң атиси Макирниң қизини елип бир ястуққа баш қоювиди (у атмиш яшқа киргәндә уни алған), униңдин Сәгуб төрәлди.
22 Сәгубтин Яир төрәлди; Яирниң Гилеад зиминида жигирмә үч шәһири бар еди. 23 Гәшур билән Арам шу жуттикиләрдин «Яирниң йеза-қишлақлири»ни, Кинатни вә униңға қарашлиқ йезилар болуп җәмий атмиш йеза-шәһәрни тартивалди.
Жуқириқиларниң һәммиси Гилеадниң атиси Макирниң әвлатлиридур.
24 Һәзрон Каләб-Әфратаһда өлгәндин кейин, аяли Абияһ униңға Ашхорни туғди; Ашхор Тәкоаниң атиси еди.
 
Йәраһмийәлниң әвлатлири
25 Һәзронниң тунҗа оғли Йәраһмийәлниң оғуллири Рам, Бунаһ, Орән, Озәм вә Ахияһ еди. 26 Йәраһмийәлниң Атараһ дегән йәнә бир аяли бар еди, у Онамниң аниси еди. 27 Йәраһмийәлниң тунҗа оғли Рамниң оғуллири Мааз, Ямин вә Екәр еди. 28 Онамниң оғуллири Шаммай билән Яда еди; Шаммайниң оғуллири Надаб билән Абишур еди. 29 Абишурниң аялиниң исми Абиһайил болуп, Абиһайилдин униңға Аһбан билән Молид төрәлди. 30 Надабниң оғуллри Сәләд билән Аппайим еди; Сәләд та өлгичә оғул пәрзәнт көрмигән. 31 Йиши Аппайимниң оғли; Шешан Йишиниң оғли; Ахлай Шешанниң оғли еди. 32 Шаммайниң иниси Яданиң оғуллири Йәтәр билән Йонатан еди; Йәтәр таки өлгичә оғул пәрзәнт көрмигән. 33 Пәләт билән Заза Йонатанниң оғуллири еди. Жуқириқиларниң һәммиси Йәраһмийәлниң әвлатлиридур. 34 Шешан қиз пәрзәнт көрүп, оғул пәрзәнт көрмигән еди; Шешанниң Мисирлиқ Ярха дәйдиған бир малийи бар еди. 35 Шешан қизини малийи Ярхаға хотунлуққа бәргән, униңдин Ярхаға Аттай төрәлгән. 36 Аттайдин Натан; Натандин Забад төрәлгән. 37 Забадтин Ифлал; Ифлалдин Обәд төрәлгән. 38 Обәдтин Йәһу; Йәһудин Азария төрәлгән. 39 Азариядин Һәләз; Һәләздин Әласаһ төрәлгән. 40 Әласаһтин Сисмай; Сисмайдин Шаллум төрәлгән. 41 Шаллумдин Йәкамия; Йәкамиядин Әлишама төрәлгән.
 
Каләбниң башқа әвлатлири
42 Йәраһмийәлниң иниси Каләбниң оғуллири төвәндикиләр: Миша униң тунҗа оғли болуп, Зифниң атиси еди; Маришаһму униң оғли болуп, Һебронниң атиси еди. «Маришаһму униң оғли болуп, Һебронниң атиси еди» — бу айәтниң иккинчи қисмини чүшиниш тәс, башқа тәрҗимилири учриши мүмкин. 43 Һебронниң оғуллири Кораһ, Таппуаһ, Рәкәм вә Шема еди. 44 Шемадин Раһам төрәлгән; у Йоркеамниң атиси еди; Шаммай Рәкәмдин төрәлгән. 45 Маон Шаммайниң оғли; Маон Бәйт-Зурниң атиси еди. 46 Каләбниң тоқили Әфаһдин Һаран, Моза вә Газәз төрәлгән. Һарандин Газәз төрәлгән.
47 Яхдайниң оғуллири Рәгәм, Йотам, Гәшан, Пәләт, Әфаһ вә Шаафлар еди. 48 Каләбниң тоқили Маакаһдин Шебәр билән Тирханаһ төрәлгән; 49 Униңдин йәнә Мадманнаһниң атиси Шааф, Макбинаниң атиси вә Гибеаһниң атиси Шива төрәлгән. Аксаһ Каләбниң қизи еди.
50 Жуқириқиларниң һәммиси Каләбниң әвлатлири.
Әфратаһниң тунҗа оғли Хурниң оғуллири: Кириат-Йеаримниң атиси Шобал, «Әфратаһ» — ибраний тилида «Әфрат» униң қисқартилған шәклидур. 19-айәтни көрүң. «Хурниң оғуллири» — ибраний тилида «Хурниң оғли» — мошу йәрдә бир нәччә оғуллирини өз ичигә алиду. 51 Бәйт-Ләһәмниң атиси Салма, Бәйт-Гадәрниң атиси Харәф еди.
52 Кириат-Йеаримниң атиси Шобалниң әвлатлири: Хароәһ һәмдә Манахатларниң йерими еди.«Манахатлар» — яки «Мәнухийларниң»
53 Кириат-Йеарим җәмәтлиридикиләр итрийләр, путийлар, шуматийлар, мишраийлар болуп, бу җәмәтләрдин йәнә зоратийлар билән әштайолийлар айрилип чиққан. 54 Салманиң әвлатлири Бәйт-Ләһәм билән Нитофатлар, Атрот-Бәйт-Йоаблар, Манаһатларниң йерим қисми, зорийлар, 55 Ябәздә олтирақлишип қалған Тәврат хәттатлири, йәни тиратийлар, шимятийләр билән сукатийлар еди. Буларниң һәммиси кенийләр болуп, Рәкаб җәмәтиниң бовиси Хаматниң әвлатлиридин еди.«Тәврат хәттатлири» — бәлким хәлиқниң хизмитидә болуп Тәврат көчүрмилирини йезип чиққучилар еди. «Рәкаб җәмәтиниң...» — яки «Бәйт-Рәкабниң...».
 
 

2:4 «... келини Тамардин... төрәлгән» — мошу қизиқ вақиә «Яр.» 38-бапта хатирилиниду.

2:7 «Акар» — ибраний тилида «аварә, күлпәт, бала-қаза» дегәнни билдүриду. «Йәшуа» 6:1 вә 7:25ни көрүң. Шу йәрдә Акар «Акан» дәп атилиду.

2:9 «Каләб» — «Каләб» мошу йәрдә «Калубай» шәклидә. 18-айәтни көрүң.

2:11 «Салмон» — яки «Салма». «Рут» 4:21ни көрүң.

2:13 «Шимия» — «1Сам.» 17:13дә «Шаммаһ».

2:16 «Абишай» — яки «Абшай».

2:17 «Амасаниң атиси Исмаиллардин болған Йәтәр» — «2Сам.» 17:25ни көрүң. Йәтәр (Итра) бәлким әслидә Исмаиллар арисида туғулған яки турған еди.

2:18 «Каләб Азубаһ (Йериот дәпму атилиду)дин оғул көрди» — яки «Каләб Азубаһдин оғул тапти, шундақла Йериоттин оғул көрди». «Азубаһтин болған оғуллири Йәшәр...» — ибраний тилида «Униңдин болған оғуллири Йәшәр...».

2:42 «Маришаһму униң оғли болуп, Һебронниң атиси еди» — бу айәтниң иккинчи қисмини чүшиниш тәс, башқа тәрҗимилири учриши мүмкин.

2:50 «Әфратаһ» — ибраний тилида «Әфрат» униң қисқартилған шәклидур. 19-айәтни көрүң. «Хурниң оғуллири» — ибраний тилида «Хурниң оғли» — мошу йәрдә бир нәччә оғуллирини өз ичигә алиду.

2:52 «Манахатлар» — яки «Мәнухийларниң»

2:55 «Тәврат хәттатлири» — бәлким хәлиқниң хизмитидә болуп Тәврат көчүрмилирини йезип чиққучилар еди. «Рәкаб җәмәтиниң...» — яки «Бәйт-Рәкабниң...».