22
Шуңа Давут: «Мана бу Пәрвәрдигар Худаниң өйи болидиған җай, мана бу Исраил үчүн көйдүрмә қурбанлиқ сунидиған қурбангаһ болиду» — деди.
 
Муқәддәс ибадәтхана салидиған материялларни һазирлаш
Давут Пәрвәрдигарниң өйини салдуруш үчүн Исраил зиминидики ят әлдикиләрни жиғишни буйруди һәм ташларни оюшқа ташчиларни тайинлиди. Ишик-дәрвазиларға ишлитишкә миқ вә гирә-балдақ ясаш үчүн нурғун төмүр тәйярлиди; йәнә нурғун мис тәйярлидики, униң еғирлиғини таразилап болмайтти; «гирә-балдақ» — яки «илмәк-илгәкләр». у йәнә сан-санақсиз кедир яғичи тәйярлиди, чүнки Зидонлуқлар билән Турлуқлар Давутқа нурғун кедир яғичи йәткүзүп бәргән еди. Давут көңлидә: «Оғлум Сулайман техи яш, бир юмран көчәт халас, Пәрвәрдигарға селинидиған өй наһайити бәһәйвәт вә катта болуши, шан-шөһрити барлиқ жутларға йейилиши керәк; шуниң билән бу өйгә кетидиған материялларни һазирлап қоюшум керәк» дәп ойлиди. Шуңа Давут өлүштин илгири нурғун материял һазирлап қойди.
 
Давут Сулайманға муқәддәс өй селишни вәсийәт қилиду
Давут оғли Сулайманни қичқирип униңға Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарға өй селишни тапилиди. Давут Сулайманға мундақ деди: «И оғлум, мән әслидә Пәрвәрдигар Худайимниң намиға атап бир өй селишни ойлиған, лекин Пәрвәрдигарниң маңа: «Сән нурғун адәмниң қенини төктүң, нурғун чоң җәңләрни қилдиң; сениң Мениң намимға атап өй селишиңға болмайду, чүнки сән Мениң алдимда нурғун адәмниң қенини йәргә төктүң. Қара, сениңдин бир оғул төрүлиду; у арам-течлиқ адими болиду, Мән уни һәр тәрәптики дүшмәнлиридин арам тапқузимән; униң исми дәрвәқә Сулайман атилиду, у тәхттики күнлиридә Мән Исраилға арам-течлиқ вә асайишлиқ ата қилимән. «униң исми дәрвәқә Сулайман атилиду» — «Сулайман» дегән исим ибраний тилидики «шалом» (тинчлиқ, хатирҗәмлик»кә бағлиқ (әрәб тилида «салам»). 10 У Мениң намимға атап өй салиду; у Маңа оғул болиду, Мән униңға ата болимән; Мән униң Исраил үстидики падишалиқ тәхтини мәңгү мәзмут қилимән» дегән сөз-калами маңа йәтти.
11 И оғлум, әнди Пәрвәрдигар сениң билән биллә болғай! Шуниң билән йолуң раван болуп, Униң сениң тоғрилиқ бәргән вәдиси бойичә Пәрвәрдигар Худайиңниң өйини салисән. 12 Пәрвәрдигар саңа пәм вә әқил бәргәй вә Исраилни идарә қилишқа көрсәтмә бәргәй, сени Пәрвәрдигар Худайиңниң муқәддәс қануниға әмәл қилидиған қилғай. 13 Шу вақитта, Пәрвәрдигар Исраиллар үчүн Мусаға тапшурған бәлгүлимә-һөкүмләргә әмәл қилсаң, йолуң раван болиду. Қәйсәр, батур бол! Қорқма, һодуқупму кәтмә. «һодуқупму кәтмә» — яки «ғәйрәтсиз болма». 14 Қара, мән Пәрвәрдигарниң өйи үчүн җапа-мүшәққәтлирим арқилиқ йүз миң талант алтун, миң миң талант күмүч вә интайин көп, сан-санақсиз мис, төмүр тәйярлидим; йәнә яғач вә таш тәйярлидим; буниңға йәнә сән қошсаң болиду. «йүз миң талант алтун» — аз дегәндә 3000 тонна алтун. «миң миң талант» — аз дегәндә 30000 тонна күмүч. 15 Буниңдин башқа сениңдә йәнә таш кәскүчи, тамчи, яғаччи һәм һәр хил хизмәтләрни қилалайдиған нурғун устилар бар; 16 алтун-күмүч, мис, төмүр болса сан-санақсиз; сән ишқа тутушушқа орнуңдин тур, Пәрвәрдигарим сениң билән биллә болғай!» «алтун-күмүч, мис, төмүр болса сан-санақсиз» — яки «зәргәр, мискәр, төмүрчиләр болса санақсиздур».
 
Давут әмәлдарларға Сулайманниң өй селишиға ярдәмлишишни вәсийәт қилиду
17 Давут йәнә Исраилдики әмәлдарларға оғли Сулайманға ярдәм беришни тапилап: 18 «Худайиңлар болған Пәрвәрдигар силәр билән биллә әмәсму? Һәр әтрапиңларда силәргә тинич-арамлиқ бәргән әмәсму? Чүнки У бу зиминдики аһалини қолумға тапшурди; зимин Пәрвәрдигарниң алдида вә хәлқиниң алдида тизгинләнди. 19 Әнди силәр пүтүн қәлбиңлар, пүтүн җениңлар билән қәтъий нийәткә келип, Худайиңлар болған Пәрвәрдигарни изләңлар; Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини вә Худаниң муқәддәсханисидики қача-әсваплирини Униң намиға атап селинған өйигә апирип қоюш үчүн, Пәрвәрдигар Худаниң муқәддәсханисини селишқа орнуңлардин қопуңлар!» деди.«Әнди силәр пүтүн қәлбиңлар, пүтүн җениңлар билән қәтъий нийәткә келип, Худайиңлар болған Пәрвәрдигарни изләңлар» — ибраний тилида «Әнди Пәрвәрдигар Худайиңларни изләшкә җан-дилиңларни чиң қилиңлар» дегән билән ипадилиниду.
 
 

22:3 «гирә-балдақ» — яки «илмәк-илгәкләр».

22:9 «униң исми дәрвәқә Сулайман атилиду» — «Сулайман» дегән исим ибраний тилидики «шалом» (тинчлиқ, хатирҗәмлик»кә бағлиқ (әрәб тилида «салам»).

22:13 «һодуқупму кәтмә» — яки «ғәйрәтсиз болма».

22:14 «йүз миң талант алтун» — аз дегәндә 3000 тонна алтун. «миң миң талант» — аз дегәндә 30000 тонна күмүч.

22:16 «алтун-күмүч, мис, төмүр болса сан-санақсиз» — яки «зәргәр, мискәр, төмүрчиләр болса санақсиздур».

22:19 «Әнди силәр пүтүн қәлбиңлар, пүтүн җениңлар билән қәтъий нийәткә келип, Худайиңлар болған Пәрвәрдигарни изләңлар» — ибраний тилида «Әнди Пәрвәрдигар Худайиңларни изләшкә җан-дилиңларни чиң қилиңлар» дегән билән ипадилиниду.