23
Лавийларниң вәзиписи вә гуруппилиниши
1 Давут қерип күнлири тошай дәп қалғанда, оғли Сулайманни Исраил үстигә падиша қилип тиклиди. 2 Давут Исраилдики әмәлдарларни, каһинларни вә Лавийларни жиғди. 3 Лавийлардин оттуз яштин ашқанларниң һәммиси санақтин өткүзүлди; тизимланғини бойичә, улардин әрләр җәмий оттуз сәккиз миң киши еди. 4 Давут: «Буларниң ичидә жигирмә төрт миң киши Пәрвәрдигарниң өйини башқуруш хизмитигә, алтә миң киши әмәлдар вә сотчилиққа, 5 төрт миң киши дәрвазивәнликкә вә йәнә төрт миң киши мән ясиған сазлар билән Пәрвәрдигарға һәмдусана оқуш ишиға қоюлсун» — деди. 6 Давут уларни Лавийниң оғли Гәршон, Коһат вә Мәрари җәмәтлири бойичә гуруппиларға бөлди: —
7 Гәршонийлардин Ладан билән Шимәй бар еди; 8 Ладанниң оғли: тунҗа оғли Йәһийәл, йәнә Зитам билән Йоелдин ибарәт үч киши еди; 9 Шимәйниң оғлидин Шеломит, Һазийәл вә Һарандин ибарәт үч киши еди; жуқуриқилар Ладанниң җәмәт башлиқлири еди. 10 Шимәйниң оғуллири Җаһат, Зина, Йәуш вә Берияһ, бу төртәйләнниң һәммиси Шимәйниң оғли еди. □«Зина» — 11-айәттә «Зиза». 11 Җаһат тунҗа оғул, Зиза иккинчи оғул еди; Йәуш билән Берияһниң әвлатлири көп болмиғачқа, бир җәмәт гурупписи дәп һесапланған. 12 Коһатниң оғуллири Амрам, Изһар, Һеброн вә Уззийәлдин ибарәт төрт киши еди.
13 Амрамниң оғли Һарун билән Муса еди. Һарун билән униң әвлатлири әң муқәддәс буюмларни паклаш, Пәрвәрдигарниң алдида мәңгүгә қурбанлиқларни сунуш, униң хизмитини қилиш, мәңгү униң намидин бәхит тиләп дуа беришкә айрилған еди. □«қурбанлиқларни сунуш» — яки «хушбуй йеқиш». 14 Худаниң адими Мусаға кәлсәк, униң әвлатлири Лавий қәбилисидин дәп һесаплинип пүтүлгән. 15 Мусаниң оғли Гәршом билән Әлиезәр еди. 16 Гәршомниң оғуллиридин Шәбуйәл чоң оғли еди. 17 Әлиезәрниң оғли Рәһабия еди; Әлиезәрниң башқа оғли болмиған, лекин Рәһабияниң оғуллири наһайити көп еди. □«Әлиезәрниң оғли» — ибраний тилида «Әлиезәрниң оғуллири». 18 Изһарниң тунҗа оғли Шеломит еди. 19 Һебронниң оғуллири: тунҗа оғли Йерия, иккинчи оғли Амария, үчинчи оғли Яһазийәл, төртинчи оғли Җәкамиям еди. 20 Уззийәлниң оғуллири: тунҗа оғли Микаһ, иккинчи оғли Йишия еди.
21 Мәрариниң оғли Маһли билән Муши еди; Маһлиниң оғли Әлиазар билән Киш еди. 22 Әлиазар өлгәндә оғли йоқ, қизлирила бар еди; уларниң туққанлири, йәни Кишниң оғуллири у қизларни әмригә алди. 23 Мушиниң Маһли, Едәр вә Йәрәмот дегән үчла оғли бар еди.
24 Жуқириқиларниң һәммиси Лавийниң әвлатлири болуп, җәмәтлири бойичә, йәни җәмәт башлири бойичә жигирмә яштин ашқан әркәкләр ройхәткә елинған; улар Пәрвәрдигарниң өйидики вәзипиләрни өтәшкә исмилири бойичә тизимланған еди.
25 Чүнки Давут: «Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар Өз хәлқигә арам берип, Өзи мәңгү Йерусалимда макан қилиду; 26 шуниң билән Лавийларниң муқәддәс чедирни вә униң ичидики һәр қайси қача-әсвапларни көтирип жүрүшниң һаҗити йоқ» дегән еди. 27 Шуңа Давутниң җан үзүш алдидики вәсийити бойичә, Лавийларниң жигирмә яштин жуқурилириниң һәммиси санақтин өткүзүлгән еди. 28 Уларниң вәзиписи болса Һарунниң әвлатлириниң йенида туруп, Пәрвәрдигарниң өйиниң ишлирини қилиш еди; улар һойла-арамларни башқуруш, барлиқ муқәддәс буюмларни пакиз тутуш, қисқиси, Пәрвәрдигарниң өйиниң хизмәт вәзипилирини беҗиришкә мәсъул еди; 29 йәнә «тизилған тәқдим нан», аш һәдийә унлири, петир қотурмачлар, қазан нанлири вә майлиқ нанларға, шундақла һәр хил өлчәш әсваплириға мәсъул еди; 30 улар йәнә һәр күни әтигәндә өрә туруп Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтип һәмдусана оқуйтти, һәр күни кәчлигиму шундақ қилатти. 31 Йәнә шабат күни, һәр йеңи айда, шуниңдәк бекитилгән һейт-байрамларда сунулидиған барлиқ көйдүрмә қурбанлиқларға мәсъул еди. Өзлиригә қаритилған бәлгүлимә бойичә, улар дайим Пәрвәрдигарниң алдиға бекитилигән сани вә нөвити билән хизмәттә туратти. □«Йәнә шабат күни, һәр йеңи айда, шуниңдәк бекитилгән һейт-байрамларда сунулидиған барлиқ көйдүрмә қурбанлиқларға мәсъул еди» — Лавийлар өзлири қурбанлиқларни сунмайтти, бирақ уларни тәйярлашқа мәсъул еди. 32 Улар җамаәт чедирини һәм муқәддәс җайни бақатти, шундақла өзлириниң Пәрвәрдигарниң өйидики хизмәттә болуватқан қериндашлири, йәни Һарунниң әвлатлириға қарайтти.
□23:10 «Зина» — 11-айәттә «Зиза».
□23:13 «қурбанлиқларни сунуш» — яки «хушбуй йеқиш».
□23:17 «Әлиезәрниң оғли» — ибраний тилида «Әлиезәрниң оғуллири».
□23:31 «Йәнә шабат күни, һәр йеңи айда, шуниңдәк бекитилгән һейт-байрамларда сунулидиған барлиқ көйдүрмә қурбанлиқларға мәсъул еди» — Лавийлар өзлири қурбанлиқларни сунмайтти, бирақ уларни тәйярлашқа мәсъул еди.