Иккинчи, Павлусниң «униң виҗдани... «қурулуп күчәйтилидиған» дегән сөзи кинайилик гәп. Мәзкур сөзни жуқуриқи «муһәббәт (адәмни, йәни адәмниң роһини) қуриду» дегән сөз билән селиштуришимиз керәк. «Муһәббәтниң қуруши»ниң нәтиҗиси яхши, әлвәттә; лекин мошу айәттә «билими бар» адәмниң һәрикити аҗиз қериндишини өз виҗданиға хилаплиқ қилишқа «қуруп күчәйтиду». 11 Шуниң билән Мәсиһ униң ниҗати үчүн өлгән, сениң қериндишиң болған бу аҗиз бәндә сениң билимиң вәҗидин һалак болиду.■Рим. 14:15.
□8:1 «Әнди «бутларға атап нәзир қилинған таамлар» мәсилисигә келәйли» — Коринт шәһиридикиләрниң көпинчиси болса бутпәрәс болуп, улар бутларға чоқунуш үчүн бутқа атап нәзир қилинған гөшни йәйтти. Коринтлиқларниң той вә башқа мурасимлириму бутханиларда өткүзүлүп, бутқа атап нәзир қилинған гөшләр дәстиханға қоюлатти. У чағларда бундақ гөшни йейиш-йемәслик яки бутханида өткүзүлгән мурасимларға қатнишиш-қатнашмаслиқ етиқатчилар үчүн чоң бир мәсилә болған. «меһир-муһәббәт болса адәмни қуриду» — «роһий қуруш» («адәмни қуруш») тоғрилиқ «Римлиқларға»дики кириш сөз»имизни көрүң.
□8:2 ««Мениң билимим бар» дәп һесаплиған киши, әмәлийәттә һеч немини техи билишкә тегишлик дәриҗидә билмигән болиду» — бу әҗайип баян тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
□8:3 «Амма Худани сөйгән киши болса, у Униң тәрипидин тонулиду» — «Худа тәрипидин тонулиду» — бәлким, Худа уни билип «бу киши Мениң адимим» дәп етирап қилиду, демәкчи.
□8:4 ««Җаһанда бут дегән һеч немә һесапланмайду» вә «бирла Худадин башқа һеч илаһ йоқтур»» — 1-айәттики «һәммимиздә билим бар», «бу дунияда бут дегән һеч нәрсә әмәс» вә «Худадин башқа һеч илаһ йоқтур» бәлким бу Коринт җамаитидикиләр өзлириниң шуаридәк дайим ейтидиған сөзләр еди.
■8:4 Қан. 4:39; Рим. 14:14; 1Кор. 10:19; Әф. 4:6.
■8:6 Мал. 2:10; Юһ. 13:13; 1Кор. 12:3; Әф. 4:6; Фил. 2:11.
□8:10 «Чүнки аҗиз бир бәндә билими бар болған сениң бутханидики дәстиханда олтирип йегәнлигиңни көрсә, ундақта у өз аҗиз виҗданиға қарши һалда бутларға атап нәзир қилинған таамларни йейишкә «қурулуп күчәйтилидиған» болмамду?» — бу айәт тоғрилиқ икки еғиз гәп қилиш керәк. Биринчи, кона заманларда көп бутханиларға мунасивәтлик «ашханилар», «ресторанлар» бар еди. Мәхсити бутпәрәслик әмәс, бәлким пәқәт пайда көрүштин ибарәт еди. Амма сатқан таамларниң көпинчиси бәлким хәлиқләр шу бутханида бутларға атап қилған нәрсиләр болуши мүмкин еди. Шуниң билән бир вақитта нурғун кишиләр бундақ таамни йейишниң өзини «саваблиқ иш», «тәләйлик иш» дәп қариши мүмкин. Иккинчи, Павлусниң «униң виҗдани... «қурулуп күчәйтилидиған» дегән сөзи кинайилик гәп. Мәзкур сөзни жуқуриқи «муһәббәт (адәмни, йәни адәмниң роһини) қуриду» дегән сөз билән селиштуришимиз керәк. «Муһәббәтниң қуруши»ниң нәтиҗиси яхши, әлвәттә; лекин мошу айәттә «билими бар» адәмниң һәрикити аҗиз қериндишини өз виҗданиға хилаплиқ қилишқа «қуруп күчәйтиду».
■8:13 Рим. 14:21; 2Кор. 11:29.