10
Исраилларниң Мисирдин чиқип, чөл-баявандин өткәндики вақиәләрдин савақ елишимиз керәк
Чүнки, и қериндашлар, мән силәрниң ата-бовилиримизниң һәммисиниң булут астида жүргәнлигидин вә һәммисиниң деңиздин өтүп маңғанлиғидин хәвәрсиз жүрүшүңларни халимаймән;Мис. 13:21; 14:22; Чөл. 9:18; Қан. 1:33; Йә. 4:23; Нәһ. 9:12,19; Зәб. 77:13,14; 104:39. уларниң һәммиси булутта һәм деңизда Мусаниң йетәкчилигигә чөмүлдүрүлгән;«уларниң (силәрниң ата-бовилириңлар, 1-айәтни көрүң) һәммиси булутта һәм деңизда Мусаниң йетәкчилигигә чөмүлдүрүлгән» — мошу (1-2-айәттә хатириләнгән) вақиәләрни техиму яхши чүшиниш үчүн «Мисирдин чиқиш» 14-бапни көрүң. «Муса» Муса пәйғәмбәр, әлвәттә. Мошу муһим айәт үстидә вә бу бабтики башқа мисаллар тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.  Мис. 13:20-22; 14:19, 20. уларниң һәммиси охшаш роһий таамни йегән,Мис. 16:15. һәммиси охшаш роһий ичимликни ичкән; чүнки улар өзлиригә һәмраһ болуп әгишип жүргән роһий уюлташтин ичәтти (әмәлийәттә, мошу уюлташ Мәсиһниң Өзи еди);Мис. 17:6; Чөл. 20:11; Зәб. 77:15. шундақтиму, Худа уларниң көпинчисидин рази болмиған еди; чүнки «Уларниң җәсәтлири чөл-баяванда чечилип қалған».«Уларниң җәсәтлири чөл-баяванда чечилип қалған» — «Чөл.» 14:16, 32.  Чөл. 26:65.
Амма бу ишлар уларниң бешиға бизләргә савақ-бешарәт болсун үчүн чүшкән еди; буниңдин мәхсәт, бизниң уларниң яман ишларға һәвәс қилғинидәк һәвәс қилмаслиғимиз үчүндур.Чөл. 11:4,33; Зәб. 105:14. Силәр йәнә уларниң бәзилиригә охшаш бутқа чоқунидиғанлардин болмаңлар; булар тоғрилиқ: «Хәлиқ йәп-ичишкә олтарди, андин кәйп-сапаға турди» дәп пүтүлгән.«Хәлиқ йәп-ичишкә олтарди, андин кәйп-сапаға турди» — мошу йәрдики «кәйп-сапа» бәлким бутпәрәслик һәм униңға бағланған шәһванийәтни көрситиду. «Пүтүлгән» — «Муқәддәс Китапта пүтүлгән», әлвәттә («Мис.» 32:6).  Мис. 32:6. Биз йәнә уларниң бәзилириниң бузуқчилиқ қилғинидәк бузуқчилиқ қилмайли; чүнки шу вәҗидин улардин жигирмә үч миң киши бир күндила өлди.«Биз йәнә уларниң бәзилириниң бузуқчилиқ қилғинидәк бузуқчилиқ қилмайли; чүнки шу вәҗидин улардин жигирмә үч миң киши бир күндила өлди» — бу вақиә «Чөл.» 25:1-9дә харитиләнгән.  Чөл. 25:1, 9; Зәб. 105:28-29 Йәнә уларниң бәзилириниң Мәсиһни синиғинидәк Мәсиһни синимайли; чүнки шу сәвәптин улар иланлар чеқиши билән һалак болди. «Йәнә уларниң бәзилириниң Мәсиһни синиғинидәк Мәсиһни синимайли; чүнки шу сәвәптин улар иланлар чеқиши билән һалак болди» — «Чөл.» 21:1-9ни көрүң.  Чөл. 21:5; Зәб. 105:14. 10 Йәнә уларниң бәзилири ағринғандәк ағринип қақшимаңлар — нәтиҗидә, улар җан алғучи пәриштә тәрипидин өлтүрүлди. «Йәнә уларниң бәзилири ағринғандәк ағринип қақшимаңлар — нәтиҗидә, улар җан алғучи пәриштә тәрипидин өлтүрүлди» — «Чөл.» 16:41-50ни көрүң.  Мис. 16:2; 17:2; Чөл. 14:36; Зәб. 105:25-26 11 Әнди бу вақиәләрниң һәммиси уларниң бешиға бешарәтлик мисаллар сүпитидә чүшкән вә ахирқи заманлар бешимизға келиватқан бизләрниң улардин савақ-ибрәт елишимиз үчүн хатириләнгән еди. «бу вақиәләрниң һәммиси уларниң бешиға бешарәтлик мисаллар сүпитидә чүшкән» — «бешарәтлик мисаллар»: «қошумчә сөз»имиздә биз бу бап тоғрилиқ сөзлигинимиздә бу тема тоғрилиқму тохтилимиз.  Рим. 15:4; 1Кор. 9:10; Фил. 4:5; Ибр. 10:25. 12 Шуниң билән «Мән етиқатта чиң тирәп турмақтимән» дегән киши өзиниң жиқилип кетишидин һези болсун! 13 Силәр дуч кәлгән синақларниң һәммисигә башқа адәмләрму охшаш дуч кәлгән. Вә Худа болса вәдисидә турғучидур, У силәрни көтирәлмигидәк синақларға учратмайду, бәлки синақ бешиңларға чүшкәндә, шуниң билән тәң униңдин өтүп қутулуш йолини яритип бериду; силәр шуниң билән униңға бәрдашлиқ беридиған болисиләр. «Силәр дуч кәлгән синақларниң һәммисигә башқа адәмләрму охшаш дуч кәлгән» — әйни тексттә: «Силәр дуч кәлгән синақлардин һеч қайсиси пүткүл инсанийәткә ортақ әмәс» дегән шәклидә ипадилиниду.  1Кор. 1:8; 1Тес. 5:24; 2Пет. 2:9. 14 Шу сәвәптин, сөйүмлүклирим, бутпәрәсликтин қечиңлар!
15 Силәрни әқил-һоши җайида кишиләр дәп қарап шуни ейтиватимән; сөзлигәнлиримни баһалап беқиңлар: — 16 Биз бәрикәтлик болсун дәп тилигән, бәрикәтлик җамдики шарапни ичкинимиз, Мәсиһниң қенидин ортақ бәһирләнгинимиз әмәсму? Бизниң ошутқан нанни йегинимиз, Мәсиһниң тенидин ортақ бәһирләнгинимиз әмәсму? ««бәрикәтлик җам» ... «ошутқан нан»» — «бәрикәтлик җам» вә «ошутқан нан» дегәнләр «Рәбниң зияпити» яки «Рәбниң ғизаси»дин ибарәттур. «Рәбниң зияпити» яки «Рәбниң дәстихини» тоғрилиқму 11:23-34ни көрүң. 17 Биз нурғун болсақму бир нан, бир тәндурмиз; чүнки һәммимиз шу бир нандин несивә алимиз. «Биз нурғун болсақму бир нан, бир тәндурмиз; чүнки һәммимиз шу бир нандин несивә алимиз» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Нан бир болғачқа, бизму бир тән болимиз; чүнки һәммимиз бир нандин нисивә алимиз».  Рим. 12:5; 1Кор. 12:27. 18 Җисманий Исраилға қараңлар; қурбанлиқларни йегәнләр қурбангаһқа несипдашлар әмәсму? 19 Әнди немә демәкчимән? Бутқа атап сунулған қурбанлиқниң бирәр әһмийити бармиду? Бутниң бирәр әһмийити бармиду? 1Кор. 8:4. 20 Яқ, бирақ капирлар бутларға сунған қурбанлиқларни Худаға әмәс, бәлки җинларға атайду. Мән силәрниң җинлар билән ортақ несипдаш болушуңларни халимаймән. «капирлар бутларға сунған қурбанлиқларни Худаға әмәс, бәлки җинларға атайду» — «капирлар» грек тилида «таипиләр» яки «әлләр».  Лав. 17:7; Қан. 32:17. 21 Рәбниң җамидин вә җинларниң җамидин тәң ичкүчи болсаңлар болмайду; Рәбниң дәстихиниға вә җинларниң дәстихиниға тәң дахил болсаңлар болмайду. 22 Рәбниң һәсәт-ғәзивини қозғимақчимизму? Биз Униңдин күчлүкму-я?
23 «Һәммә нәрсә һалалдур», амма һәммә нәрсә пайдилиқ болувәрмәйду; «һәммә нәрсә һалалдур», амма һәммә нәрсә адәмниң етиқатини қуралмайду. «һәммә нәрсә маңа һалалдур» — бу сөз-ибарә бәлким Коринтлиқлар ишлитиватқан Инҗилдики йемәк-ичмәкләр тоғрилиқ тәлимләрниң қисқартилмиси болуши мүмкин. Бу һәқиқәткә йеқин болғини билән, Павлус һазир уларға йемәк-ичмәкләр тоғрилиқ башқа тәрәпләрдинму ойлаш керәк, дәп тәлим бәрмәкчи.  1Кор. 6:12. 24 Әнди һеч ким өз мәнпәәтини издимисун, бәлки өзгиләрниңкини издисун. 1Кор. 13:5; Фил. 2:4. 25 Гөш базирида сетилған һәр бир нәрсини виҗданиңларни дәп олтармай, һеч немини сүрүштә қилмай йәвериңлар. 26 Чүнки «Җаһан вә униңға толған һәммә мәвҗудатлар Пәрвәрдигарға мәнсүптур» дәп пүтүлгән. «Җаһан вә униңға толған һәммә мәвҗудатлар Пәрвәрдигарға мәнсүптур» — «Зәб.» 23:1 вә 49:12, 88:12.  Мис. 19:5; Зәб. 23:1; 49:12, 88:12 27 Амма етиқат қилмиғанларниң бирәрси сени зияпәткә тәклип қилса вә көңлүң тартса, алдиңға қоюлған һәммини виҗданиңни дәп олтармай йәвәр; Луқа 10:7; 1Кор. 8:7. 28 амма бириси саңа: «Бу бутларға аталған қурбанлиқ таами» десә, ундақта уни йемә; немишкә десәң, бу ишни саңа ейтқан адәмниң сәвәви үчүн, шундақла виҗданниң сәвәви үчүндур; «Бириси саңа: «бу бутларға аталған қурбанлиқ таами» десә,...» — дегүчиниң көрсәтмәкчи болғини бәлким: (1) «Сән ишәнгүчи әмәсму, бундақ бутларға четишлиқ нәрсини йемәслигиң керәк» яки (2) «Бу алаһидә бутларға нәзир қилинған, шуңа уни йесәң, саңа алаһидә бәрикәт болиду!». «Қошумчә сөз»имизниму көрүң. 29 мән дегән виҗдан сениңки әмәс, бәлки һелиқи кишиниң виҗдани; мениң әркинлигимгә башқиларниң виҗдани тәрипидин яман дәп баһа берилишиниң һаҗити барму? 30 Мән тәшәккүр ейтип йесәм, тәшәккүр ейтқан нәрсини дурус йегиним түпәйлидин яман дәп қарилишимниң немә һаҗити? «Мән тәшәккүр ейтип йесәм, тәшәккүр ейтқан нәрсини дурус йегиним түпәйлидин яман дәп қарилишимниң немә һаҗити?» — мошу муһим принсип тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.  Рим. 14:6; 1Тим. 4:3. 31 Шуңа силәр немини йесәңлар, немини ичсәңлар яки һәр қандақ башқа ишларни қилсаңлар, һәммә ишларни Худаға шан-шәрәп кәлтүрүлсун дәп қилиңлар. Кол. 3:17. 32-33 Мән өзүм һәммәйләнни һәммә ишта мәмнун қилишқа интилгинимдәк, өз мәнпәәтим үчүн әмәс, бәлки көпчиликниң мәнпәәти, уларниң қутқузулуши үчүн интилгинимдәк, һеч кимниң алдиға — Йәһудийлар болсун, греклар болсун, Худаниң җамаитидикиләр болсун алдиға путликашаң болмаңлар.
Мән Мәсиһни үлгә қилғинимдәк, силәрму мени үлгә қилиңлар.Рим. 14:13; 1Кор. 9:22.
 
 

10:1 Мис. 13:21; 14:22; Чөл. 9:18; Қан. 1:33; Йә. 4:23; Нәһ. 9:12,19; Зәб. 77:13,14; 104:39.

10:2 «уларниң (силәрниң ата-бовилириңлар, 1-айәтни көрүң) һәммиси булутта һәм деңизда Мусаниң йетәкчилигигә чөмүлдүрүлгән» — мошу (1-2-айәттә хатириләнгән) вақиәләрни техиму яхши чүшиниш үчүн «Мисирдин чиқиш» 14-бапни көрүң. «Муса» Муса пәйғәмбәр, әлвәттә. Мошу муһим айәт үстидә вә бу бабтики башқа мисаллар тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

10:2 Мис. 13:20-22; 14:19, 20.

10:3 Мис. 16:15.

10:4 Мис. 17:6; Чөл. 20:11; Зәб. 77:15.

10:5 «Уларниң җәсәтлири чөл-баяванда чечилип қалған» — «Чөл.» 14:16, 32.

10:5 Чөл. 26:65.

10:6 Чөл. 11:4,33; Зәб. 105:14.

10:7 «Хәлиқ йәп-ичишкә олтарди, андин кәйп-сапаға турди» — мошу йәрдики «кәйп-сапа» бәлким бутпәрәслик һәм униңға бағланған шәһванийәтни көрситиду. «Пүтүлгән» — «Муқәддәс Китапта пүтүлгән», әлвәттә («Мис.» 32:6).

10:7 Мис. 32:6.

10:8 «Биз йәнә уларниң бәзилириниң бузуқчилиқ қилғинидәк бузуқчилиқ қилмайли; чүнки шу вәҗидин улардин жигирмә үч миң киши бир күндила өлди» — бу вақиә «Чөл.» 25:1-9дә харитиләнгән.

10:8 Чөл. 25:1, 9; Зәб. 105:28-29

10:9 «Йәнә уларниң бәзилириниң Мәсиһни синиғинидәк Мәсиһни синимайли; чүнки шу сәвәптин улар иланлар чеқиши билән һалак болди» — «Чөл.» 21:1-9ни көрүң.

10:9 Чөл. 21:5; Зәб. 105:14.

10:10 «Йәнә уларниң бәзилири ағринғандәк ағринип қақшимаңлар — нәтиҗидә, улар җан алғучи пәриштә тәрипидин өлтүрүлди» — «Чөл.» 16:41-50ни көрүң.

10:10 Мис. 16:2; 17:2; Чөл. 14:36; Зәб. 105:25-26

10:11 «бу вақиәләрниң һәммиси уларниң бешиға бешарәтлик мисаллар сүпитидә чүшкән» — «бешарәтлик мисаллар»: «қошумчә сөз»имиздә биз бу бап тоғрилиқ сөзлигинимиздә бу тема тоғрилиқму тохтилимиз.

10:11 Рим. 15:4; 1Кор. 9:10; Фил. 4:5; Ибр. 10:25.

10:13 «Силәр дуч кәлгән синақларниң һәммисигә башқа адәмләрму охшаш дуч кәлгән» — әйни тексттә: «Силәр дуч кәлгән синақлардин һеч қайсиси пүткүл инсанийәткә ортақ әмәс» дегән шәклидә ипадилиниду.

10:13 1Кор. 1:8; 1Тес. 5:24; 2Пет. 2:9.

10:16 ««бәрикәтлик җам» ... «ошутқан нан»» — «бәрикәтлик җам» вә «ошутқан нан» дегәнләр «Рәбниң зияпити» яки «Рәбниң ғизаси»дин ибарәттур. «Рәбниң зияпити» яки «Рәбниң дәстихини» тоғрилиқму 11:23-34ни көрүң.

10:17 «Биз нурғун болсақму бир нан, бир тәндурмиз; чүнки һәммимиз шу бир нандин несивә алимиз» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Нан бир болғачқа, бизму бир тән болимиз; чүнки һәммимиз бир нандин нисивә алимиз».

10:17 Рим. 12:5; 1Кор. 12:27.

10:19 1Кор. 8:4.

10:20 «капирлар бутларға сунған қурбанлиқларни Худаға әмәс, бәлки җинларға атайду» — «капирлар» грек тилида «таипиләр» яки «әлләр».

10:20 Лав. 17:7; Қан. 32:17.

10:23 «һәммә нәрсә маңа һалалдур» — бу сөз-ибарә бәлким Коринтлиқлар ишлитиватқан Инҗилдики йемәк-ичмәкләр тоғрилиқ тәлимләрниң қисқартилмиси болуши мүмкин. Бу һәқиқәткә йеқин болғини билән, Павлус һазир уларға йемәк-ичмәкләр тоғрилиқ башқа тәрәпләрдинму ойлаш керәк, дәп тәлим бәрмәкчи.

10:23 1Кор. 6:12.

10:24 1Кор. 13:5; Фил. 2:4.

10:26 «Җаһан вә униңға толған һәммә мәвҗудатлар Пәрвәрдигарға мәнсүптур» — «Зәб.» 23:1 вә 49:12, 88:12.

10:26 Мис. 19:5; Зәб. 23:1; 49:12, 88:12

10:27 Луқа 10:7; 1Кор. 8:7.

10:28 «Бириси саңа: «бу бутларға аталған қурбанлиқ таами» десә,...» — дегүчиниң көрсәтмәкчи болғини бәлким: (1) «Сән ишәнгүчи әмәсму, бундақ бутларға четишлиқ нәрсини йемәслигиң керәк» яки (2) «Бу алаһидә бутларға нәзир қилинған, шуңа уни йесәң, саңа алаһидә бәрикәт болиду!». «Қошумчә сөз»имизниму көрүң.

10:30 «Мән тәшәккүр ейтип йесәм, тәшәккүр ейтқан нәрсини дурус йегиним түпәйлидин яман дәп қарилишимниң немә һаҗити?» — мошу муһим принсип тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

10:30 Рим. 14:6; 1Тим. 4:3.

10:31 Кол. 3:17.

10:32-33 Рим. 14:13; 1Кор. 9:22.