11
Хәлиқниң йол бойи ғотулдишип Пәрвәрдигарниң аччиғини кәлтүрүши
Вә шундақ болдики, хәлиқ ғотулдишатти, уларниң ғотулдашлири Пәрвәрдигарниң қулиқиға йетип интайин рәзил аңланди; У бу сөзләрни аңлиди вә Униң ғәзиви қозғалди; Пәрвәрдигарниң от-ялқуни уларниң арисида тутишип, баргаһниң четидики бәзиләрни көйдүрүшкә башлиди.Қан. 9:22; Зәб. 77:21; 105:13-18 Хәлиқ бу чағда Мусаға ялвуривиди, Муса Пәрвәрдигардин тилиди; шуниң билән от пәсийип өчти. Пәрвәрдигарниң оти уларниң оттурисида туташқанлиғи үчүн у у йәргә «Табәраһ» дәп ат қойди. «Табәраһ» — «көйүш» дегән мәнидә.
 
Хәлиқниң озуқ тоғрилиқ ғотулдашлири
Уларниң арисидики шалғут кишиләрниң нәпси тақилдап кәтти, Исраилларму йәнә жиғлашқа башлиди: «Әнди бизгә ким гөш бериду?«шалғут кишиләр» — бәзиләр «бекар тәләпләр» дәп тәрҗимә қилиду. Лекин кейинки сөзләрдин қариғанда, улар бәлким Исраиллардин айрим, башқа бир нәччә милләтләрдин болған бир түркүм кишиләр болуши мүмкин.  Мис. 12:38; 16:3; Зәб. 105:14; 1Кор. 10:6 Һелиму есимиздики, биз Мисирдики чағларда пул хәҗлимәй турупму белиқ йейәләйттуқ, йәнә тәрхәмәк, тавуз, пияз вә күдә пияз билән самсақму бар еди. Мана бу йәрдә һазир көз алдимизда маннадин башқа һеч немә йоқ, әнди бизниң җенимизму қуруп кетиватиду» дейишти.
Манна гоя юмғақсүт уруғиға, көрүнүши гоя кәһриваға охшайтти.Мис. 16:14, 31; Зәб. 77:24-25; Юһ. 6:31, 49 Кишиләр уян-буян чепип уни жиғип, бәзидә ярғунчақта езип, бәзидә һаванчида соқуп, я бәзидә қазанда пиширип нан қилип йәйтти; тәми зәйтун майлиқ тоғачларға охшайтти.«тәми зәйтун майлиқ тоғачларға охшайтти» — яки «тәми татлиқ зәйтун майға охшайтти». Кечидә баргаһқа шәбнәм чүшкәндә, маннаму шуниң үстигә чүшәтти.
10 Муса хәлиқниң аилиму-аилә һәр бири өз чедириниң ишиги алдида жиға-зерә қилишиватқинини аңлиди; буниңға Пәрвәрдигарниң ғәзиви қаттиқ қозғалди, бу иш Мусаниң нәзиридиму яман көрүнди. 11 Муса Пәрвәрдигарға: —
Сән бу барлиқ хәлиқниң еғир жүкини маңа артип қоюп, мән қулуңни немишкә бундақ қийнайсән; немишкә мән Сениң алдиңда илтипат тапмаймән? 12 Я мән бу пүтүн хәлиққә һамилдар болуп, уларни туғдумму? Сән техи маңа: «Сән уларни Мән қәсәм ичип уларниң ата-бовилириға мирас қилған шу йәргә йәткүзгичә, худди баққан атиси әмчәктики бовақни бағриға алғандәк бағриңға елип көтирип маң» дәватисән? 13 Мән бу хәлиққә нәдин гөш тепип берәләймән? Чүнки улар маңа жиғлап: «Сән бизгә йегидәк гөш тепип бәр!» дейишмәктә. 14 Мән бу хәлиқни көтиришни ялғуз үстүмгә елип кетәлмәйдикәнмән, бу иш маңа бәк еғир келиватиду. 15 Әгәр Сән маңа мошундақ муамилә қилмақчи болсаң, мән өтүнүп қалай, бу харап һалитимни маңа көрсәтмәй, илтипат қилип мени өлтүрүвәт! — деди.
 
Пәрвәрдигарниң Мусаға йәтмиш ақсақални таллап чиқишни буйруши
16 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
Исраил ақсақаллири ичидин, сән йенимға тонуйдиған хәлиқ ақсақаллири вә бәгләрдин йәтмишни таллап жиққин, уларни җамаәт чедириниң алдиға әкәл. Улар сениң билән биллә шу йәрдә турсун. 17 Мән шу йәргә чүшүп сениң билән сөзлишимән; вә сениң үстүңдә туруватқан Роһни елип уларниң үстигиму бөлүп қойимән. Шуниң билән улар сән билән биллә хәлиқни көтириш мәсъулийитини үстигә алиду, андин сән уни өзүң ялғуз көтәрмәйдиған болисән.«сениң үстүңдә туруватқан Роһ» — шүбһисизки, Худаниң Өзиниң Муқәддәс Роһи. 29-айәтни көрүң. 18 Сән хәлиққә мундақ дегин: «Әтә гөш йийишкә тәйярлинип өзәңләрни Худаға атап паклаңлар; чүнки силәр Пәрвәрдигарниң қулиқини ағритип жиғлап: «Әнди ким бизгә гөш бериду? Аһ, Мисирдики һалимиз бәк яхши еди!» дегән едиңлар әмәсму? Пәрвәрдигар дәрвәқә силәргә гөш бериду, силәр униңдин йәйсиләр. 19 Силәр бир күн, икки күн әмәс, бәш күн, он күн әмәс, жигирмә күнму әмәс, 20 бәлки пүтүн бир ай йәйсиләр, таки бурниңлардин етилип чиқип һө болғичә йәйсиләр; чүнки силәр араңларда туруватқан Пәрвәрдигарни мәнситмәй, униң алдида жиғлап туруп: «Биз немә үчүн Мисирдин чиқтуқ?» — дедиңлар».Чөл. 21:5
21 Муса: — Мән уларниң арисида туруватқан бу хәлиқтин йолға чиқалайдиған әркәкләр алтә йүз миң турса, Сән техи: «Мән уларни гөш йәйдиған, һәтта пүтүн бир ай гөш йәйдиған қилимән» дәйсән;«йолға чиқалайдиған әркәкләр» — яки «пиядә әскәрләр». 1:46ни көрүң. 22 әмисә қой, кала падилириниң һәммиси союлса уларға йетәмду? Яки деңиздики һәммә белиқ уларға тутуп берилсә, уларниң йийишигә йитәрму? — деди.Юһ. 6:7
23 Шуниң билән Пәрвәрдигар Мусаға: — Пәрвәрдигарниң қоли қисқа болуп қаптиму? Әнди көрүп баққинә, Мениң саңа дегән сөзүм әмәлгә ашуруламду-йоқ? — деди.Йәш. 50:2; 59:1
24 Шуниң билән Муса чиқип Пәрвәрдигарниң сөзини хәлиққә йәткүзди вә хәлиқ ичидики ақсақаллардин йәтмиш адәмни таллап жиғип уларни җамаәт чедириниң әтрапида турғузди. 25 Андин Пәрвәрдигар булут ичидин чүшүп, Муса билән сөзлишип, униңдики Роһтин елип йәтмиш ақсақалға қойди; Роһ уларниң үстигә қонуши билән улар бешарәт беришкә киришти. Лекин шу вақиттин кейин улар ундақ қилмиди. 26 Лекин у чағда улардин икки адәм баргаһта қалди; бирисиниң исми Әлдад, иккинчиси Медад еди (улар әслидә ақсақалларниң арисида тизимланған еди, лекин ибадәт чедириға чиқмай қалған еди). Роһ уларниң үстидиму қонди вә улар баргаһ ичидә бешарәт беришкә башлиди. 27 Яш бир жигит жүгүрүп келип Мусаға: —
Әлдад билән Медад баргаһта бешарәт бериватиду, — деди. 28 Мусаниң хизмәткари, Муса таллиған сәрхил жигитлиридин бири, Нунниң оғли Йәшуа қопуп: —
И ғоҗам Муса, уларни тосуғайла, — деди. 29 Лекин Муса униңға: — Сән мениң сәвәвимдин һәсәт қиливатамсән? Пәрвәрдигарниң пүтүн хәлқи пәйғәмбәр болуп кәтсә еди, Пәрвәрдигар Өзиниң Роһини уларниң үстигә қойса еди! — деди.
30 Шуниң билән Муса билән Исраил ақсақаллириниң һәммиси баргаһқа қайтип кетишти.
 
Пәрвәрдигарниң бөдүнә чүшүрүши
31 Әнди Пәрвәрдигар алдидин бир шамал чиқип, у деңиз тәрәптин бөдүниләрни учуртуп келип, баргаһниң әтрапиға йейивәтти; бөдүниләр баргаһниң у тәрипидиму бир күнлүк йол, бу тәрипидиму бир күнлүк йол кәлгидәк йәр йүзини икки гәз егизликтә кәлгидәк қаплиди.«Йәр йүзини икки гәз егизликтә кәлгидәк қаплиди.» — башқа бир хил тәрҗимиси: «йәр йүзидин алаһазәл икки гәз егизликтә учуп кәлди». «гәз» — Муқәддәс Китапта ишлитилгән «гәз» адәмниң қолиниң җәйнәктин бармақниң учиғичә болған арилиғи (тәхминән 45 сантиметр) еди.  Мис. 16:13; Зәб. 77:26-28
32 Хәлиқ орнидин туруп пүткүл шу күни, шу кечиси вә әтиси пүтүн күн бөдүнә тутуп жиғди, әң аз дегәнлириму алаһазәл икки хомир жиғди; улар буларни баргаһниң төрт әтрапиға өзлири үчүн йейишти.«хомир» —— Бир «хомир» тәхминән миң литргә баравәр. Бөдүниләрниң йейилиши, шүбһисизки, гөшини қақлаш үчүн еди. 33 Улар гөшни чайнап езип болмай, гөш техи чишлири арисида турғанда, Пәрвәрдигарниң ғәзиви уларға қозғилип, хәлиқни интайин еғир бир ваба билән урди.«Пәрвәрдигарниң ғәзиви уларға қозғилип, хәлиқни... урди» — Худа немишкә хәлиқ қақшиған вақтида әмәс, бәлки дәл бөдүниләргә еғиз тәккәндә уларни урди? Шүбһисизки, У уларни шу ишта синиди. Улар әслидә Униңдин нарази болуп гуманлинип: «Әнди бизгә ким гөш бериду?» — дейишкән еди (4-айәт). Бирақ Худа уларға көз алдида гөш бәргини билән, улар гуманидин товва қилмиди яки тәшәккүр ейтмиди.  Зәб. 77:29-31 34 Шуңа кишиләр шу йәрни «Қиброт-Һаттаваһ» дәп атиди; чүнки улар шу йәрдә нәпси тақилдиған кишиләрни йәрликкә қойған еди.«Қиброт-Һаттаваһ» — мәнаси «Нәпсанийәтниң қәбирлири». 35 Кейин хәлиқ Қиброт-Һаттаваһтин йолға чиқип Һазиротқа келип, Һазиротта тохтиди.
 
 

11:1 Қан. 9:22; Зәб. 77:21; 105:13-18

11:3 «Табәраһ» — «көйүш» дегән мәнидә.

11:4 «шалғут кишиләр» — бәзиләр «бекар тәләпләр» дәп тәрҗимә қилиду. Лекин кейинки сөзләрдин қариғанда, улар бәлким Исраиллардин айрим, башқа бир нәччә милләтләрдин болған бир түркүм кишиләр болуши мүмкин.

11:4 Мис. 12:38; 16:3; Зәб. 105:14; 1Кор. 10:6

11:7 Мис. 16:14, 31; Зәб. 77:24-25; Юһ. 6:31, 49

11:8 «тәми зәйтун майлиқ тоғачларға охшайтти» — яки «тәми татлиқ зәйтун майға охшайтти».

11:17 «сениң үстүңдә туруватқан Роһ» — шүбһисизки, Худаниң Өзиниң Муқәддәс Роһи. 29-айәтни көрүң.

11:20 Чөл. 21:5

11:21 «йолға чиқалайдиған әркәкләр» — яки «пиядә әскәрләр». 1:46ни көрүң.

11:22 Юһ. 6:7

11:23 Йәш. 50:2; 59:1

11:31 «Йәр йүзини икки гәз егизликтә кәлгидәк қаплиди.» — башқа бир хил тәрҗимиси: «йәр йүзидин алаһазәл икки гәз егизликтә учуп кәлди». «гәз» — Муқәддәс Китапта ишлитилгән «гәз» адәмниң қолиниң җәйнәктин бармақниң учиғичә болған арилиғи (тәхминән 45 сантиметр) еди.

11:31 Мис. 16:13; Зәб. 77:26-28

11:32 «хомир» —— Бир «хомир» тәхминән миң литргә баравәр. Бөдүниләрниң йейилиши, шүбһисизки, гөшини қақлаш үчүн еди.

11:33 «Пәрвәрдигарниң ғәзиви уларға қозғилип, хәлиқни... урди» — Худа немишкә хәлиқ қақшиған вақтида әмәс, бәлки дәл бөдүниләргә еғиз тәккәндә уларни урди? Шүбһисизки, У уларни шу ишта синиди. Улар әслидә Униңдин нарази болуп гуманлинип: «Әнди бизгә ким гөш бериду?» — дейишкән еди (4-айәт). Бирақ Худа уларға көз алдида гөш бәргини билән, улар гуманидин товва қилмиди яки тәшәккүр ейтмиди.

11:33 Зәб. 77:29-31

11:34 «Қиброт-Һаттаваһ» — мәнаси «Нәпсанийәтниң қәбирлири».