12
Өтүп Кетиш һейти
Пәрвәрдигар Мисир жутида Муса вә Һарунға мундақ деди: —
Бу ай силәргә айларниң ичидә беши, жилниң тунҗа ейи болиду. «Бу ай силәргә ... жилниң тунҗа ейи болиду» — бу вақиттин илгири Худаниң хәлқи үчүн жилниң беши күздә (Сентәбрдә) башлинатти (Муқәддәс Китапта буниңдин илгәрки барлиқ вақитлар шундақ һесаплинатти). Оттура шәриқтики әлләрниң һәммисиниң шундақ календари бар еди. Силәр пүтүн Исраил җамаитигә сөз қилип: — Бу айниң онинчи күни һәммиңлар атилириңларниң аилиси бойичә бир қозини елиңлар; һәр бир аилигә бирдин қоза елиңлар. «қоза» —Ибраний тилида «қоза» дегән сөз оғлақниму көрситиду. Әгәр мәлум бир аилә бир қозини йәп болалмиғидәк болса, ундақта өй егиси йенидики хошниси билән бирлишип адәм саниға қарап бир қоза елиңлар; һәр бир кишиниң иштиһасиға қарап һесаплап мувапиқ бир қоза һазирлаңлар. Һәр бириңлар таллайдиған қозаңлар беҗирим, бир яшлиқ әркәк болсун; қой яки өшкә падилиридин таллансиму болиду. Лав. 1:3; 22:21; Мал. 1:8; 1Пет. 1:19 Қозини бу айниң он төртинчи күнигичә йениңларда турғузуңлар, — дегин.
— Шу күни Исраилниң пүткүл җамаити таллиған мелини гугумда сойсун. «гугум» — ибраний тилида «икки кәч арилиғида» дегән сөз билән ипадилиниду — демәк, күн петиватқан чағдин қараңғу чүшкичә болған арилиқтики вақит. «Биринчи кәч» кәчқурун яки күн петиш, «иккинчи кәч» кечини көрсәтсә керәк.
Исраилда ишлитилгән календар бойичә йеңи күн кәч кириши билән башлиниду. Шуңа шу кечә билән биринчи айниң он бәшинчи күни башлиниду.
Андин улар униң қенидин елип гөш йейилгән өйниң ишикниң баш тәрипигә һәм икки ян кешикигә сүркәп қойсун. Улар шу кечиси гөшини отта кавап қилип йесун; уни петир нан вә аччиқ-чүчүк көктат билән қошуп йесун. Чөл. 9:11; 1Кор. 5:8 Қәтъий хам яки суда пиширип йемәңлар, бәлки уни баш, пут вә ич-қаринлири билән отта кавап қилип йәңлар. 10 Униң һеч немисини әтигә қалдурмаңлар. Әгәр әтигә ешип қалғанлири болса, уни отқа селип көйдүрүветиңлар.
11 Силәр уни мундақ һаләттә йәңлар: — Уни йегәндә бәллириңларни чиң бағлап, аяқлириңларға кәш кийип, қоллириңларда һаса тутқан һалда тез йәңлар. У болса Пәрвәрдигарниң «өтүп кетиш» қозисидур. «У болса Пәрвәрдигарниң «өтүп кетиш» қозисидур» — ибраний тилида «Бу Пәрвәрдигарниң «пасха»сидур». Ибраний тилида «пасха» яки «песах» «өтүп кетиш» дегән уқумни билдүриду. «Өтүп кетиш» дегәнниң мошу йәрдә немини көрсәткини тоғрисида 13-айәт вә изаһатини көрүң. 12 Чүнки Мән у кечиси Мисир зиминини кезип өтимән; Мән Мисир зиминида мәйли инсан болсун, мәйли һайван болсун уларниң тунҗа туғулған әркикиниң һәммисини өлтүримән; шуниң билән Мән Мисирниң барлиқ бут-илаһлириниң үстидин һөкүм чиқиримән; Мән Пәрвәрдигардурмән. «Мисирниң барлиқ илаһлириниң үстидин һөкүм қилимән» — бу муһим иш тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. Мисирлиқларниң 80дин көп илаһлири бар еди. 13 Шу қурбанлиқниң қени силәр олтарған өйләрдә силәргә ниҗат бәлгүси болиду; бу қанларни көргинимдә силәргә өтүп туримән. Шуниң билән Мисир зиминини урғинимда һалакәт елип келидиған ваба-апәт силәргә тәгмәйду.«силәргә өтүп туримән» — яки «силәрдин өтүп кетимән» дегән сөзләр тоғрилиқ икки хил пикир бар: — (1) Пәрвәрдигарниң «өтүп кетиш»и униң Исраилларни җазалимай өйигә кирмәй «өтүп кетиши», (2) Пәрвәрдигар әвәткән «һалак пәриштиси» (23-айәт вә «Зәб.» 77:49ни көрүң) Исраилларниң өйлиригә йетип кәлгәндә Пәрвәрдигар Өзи уларниң өйлириниң ишигиниң алдиға «өтүп туруш»и билән һалак пәриштисиниң йолини тосуп, муһапизәт қилип сақ қалдурушини көрситиши мүмкин. Биз иккинчи пикиргә қайил болдуқ («Йәш.» 31:5ни вә изаһатиниму көрүң).
 
Петир нан һейти
14 Бу күн силәргә хатирә күн болсун; уни Пәрвәрдигарниң һейти сүпитидә өткүзүп тәбрикләңлар; әбәдий бәлгүлимә сүпитидә нәсилдин-нәсилгә мәңгү өткүзүңлар. Мис. 5:1 15 Йәттә күн петир нан йәңлар; биринчи күни өйүңлардин барлиқ хемиртуручларни йоқ қилиңлар; чүнки кимки биринчи күндин тартип йәттинчи күнгичә болдурулған нан йесә, шу киши Исраил қатаридин үзүп ташлиниду. 16 Биринчи күни силәр муқәддәс ибадәт соруни түзүңлар; йәттинчи күниму һәм шундақ бир муқәддәс ибадәт соруни өткүзүлсун. Бу икки күн ичидә һеч қандақ иш-әмгәк қилинмисун; пәқәт һәр кишиниң йәйдиғинини тәйярлашқа мунасивәтлик ишларнила қилсаңлар болиду. «ибадәт соруни» — мошу йәрдики «сорун» дегән сөз «сорунға чақирилиш» дегәнни билдүриду. Нәгә чақирилиду? Муқәддәс Китапта адәттә тәкитлинидиған иш хәлиқниң җәм болуши әмәс, бәлки «Худаниң йениға жиғилишқа чақирилиш»тин ибарәт болиду. Лекин мошу йәрдә, болупму чөл-баявандин өтүп сәпәр қилған вақтида, пүткүл җамаәт «муқәддәс чедир»ниң алдиға жиғилиши мүмкин, вә кейин Пәләстин зиминида турғанда, әркәкләр бу әмир бойичә һәр жили «муқәддәс чедир»ға, андин муқәддәс ибадәтханиға жиғилидиған болиду («Қан.» 16:16). 17 Мән дәл шу күни силәрни қошун-қошун бойичә Мисир зиминидин чиқарғиним үчүн силәр петир нан һейтини өткүзүңлар; шу күнни нәсилдин-нәсилгә әбәдий бәлгүлимә сүпитидә һейт күни қилип бекитиңлар. 18 Биринчи айниң он төртинчи күни, кәчқурундин тартип шу айниң жигирмә биринчи күни кәчқурунғичә, петир нан йәңлар. Лав. 23:5; Чөл. 28:16 19 Йәттә күн ичидә өйлириңларда һеч хемиртуруч болмисун; чүнки мусапир болсун, зиминда туғулған болсун, кимки болдурулған нәрсиләрни йесә шу киши Исраил җамаитидин үзүп ташлиниду. «Исраил җамаитидин үзүп ташлиниду» — «өз хәлқидин үзүп ташлиниду» яки «җамаәттин үзүп ташлиниду» дегәнниң мундақ бир нәччә чүшәнчиси болуши мүмкин: (1) Пәрвәрдигар Өзи уни өлтүриду; (2) җамаәт уни өлтүрүши керәк; (3) җамаәт уни ибадәт сорунлиридин һайдиветиши яки пүткүл җәмийәт уни паливетиши керәк; (4) униңдин һеч нәсил қалдурулмайду. Бизниңчә башқа айәттә ениқ буйруқ көрситилмигәчкә, биринчи чүшәнчә (Худа Өзи шу адәмни дуниядин кәткүзиду) тоғра болуши мүмкин, дәп қараймиз. 20 Силәр һеч қандақ болдурулған нәрсини йемәй, қәйәрдила турсаңлар, петир нан йәңлар.Қан. 16:3
 
Тунҗи «өтүп кетиш һейти», йәни «пасха һейти»
21 Муса Исраилниң барлиқ ақсақаллирини чақирип уларға: — Берип һәр бириңларниң аилиси бойичә өзүңларға бир қозини тартип чиқирип пасха қозисини союңлар. «пасха» — йәни «өтүп кетиш һейти».  Ибр. 11:28 22 Андин бир тутам зупа елип уни қачидики қанға чилап, қачидики қанни ишикниң беши вә икки кешикигә сүркәңлар. Силәрдин әтигәнгичә һеч ким өйиниң ишигидин қәтъий чиқмисун. «зупа» — зупа бир хил өсүмлүк; башқа бир исми «лепәкгүл». 23 Чүнки Пәрвәрдигар мисирлиқларни уруп һалак қилиш үчүн, зиминни кезип өтиду; У ишикниң беши вә икки кешикидики қанни көргәндә, Пәрвәрдигар һалак қилғучиниң өйлириңларға кирип силәрни урушидин тосуш үчүн муһапизәт қилип ишикниң алдиға өтүп туриду.«һалак қилғучи» — бәлким бир хил пәриштини көрсәтсә керәк («Зәб.» 77:49ни көрүң). «өтүп туруш» — «өтүп туруш» яки «өтүп кетиш» дегәнниң мәнаси тоғрилиқ 12:13тики изаһатни көрүң.  Ибр. 11:28
24 Бу рәсим-қаидини өзүңлар вә балилириңлар үчүн әбәдий бир бәлгүлимә сүпитидә тутуңлар. «бу рәсим-қаидә» — Худаниң кейинки әмирлири бойичә, «өтүп кетиш һейти»да (1) һәр бир аилиниң бир қозини қурбанлиқ қилиши; (2) униң гөшини кечидә йейиши; (3) бу гөшни петир нан вә аччиқ көктатлар билән биллә йейиши қатарлиқлар тәләп қилиниду («Чөл.» 9:1-14, «Қан.» 16:1-8ни көрүң). 25 Силәр Пәрвәрдигар Өз вәдиси бойичә силәргә беридиған зиминға киргиниңларда бу һейтлиқ ибадәтни тутуңлар. 26 Балилириңлар силәрдин: «бу ибадитиңларниң мәнаси немә?» — дәп сориса, Йә. 4:6 27 силәр: «Бу мисирлиқларни урғинида, Мисирда Исраилларниң өйлириниң алдиға өтүп туруп, бизниң өйдикилиримизни қутқузған Пәрвәрдигарға болған «өтүп кетиш» қурбанлиғи болиду» — дәңлар. Шуни аңлиғанда, хәлиқ еңишип Худаға сәҗдә қилди.
28 Андин Исраиллар қайтип берип, Пәрвәрдигар дәл Муса билән Һарунға әмир қилғандәк иш көрди.Ибр. 11:28
 
Тунҗи туғулған әркәкләрниң өлтүрүлүши
29 Вә шундақ болдики, йерим кечә болғанда, Пәрвәрдигар Пирәвнниң тәхтидә олтириватқан тунҗисидин тартип зинданда йетиватқан мәһбусниң тунҗисиғичә, Мисир зиминидики тунҗа оғулларниң һәммисини уруп өлтүрди, шундақла у һайванатларниң тунҗа туғулғанлириниңму һәммисини өлтүрди. Зәб. 77:51; 104:36; 134:8; 135:10 30 Адәм өлмигән бирму өй қалмиғачқа, шу кечиси Пирәвнниң өзи, униң барлиқ әмәлдарлири вә барлиқ мисирлиқлар кечидә орнидин қопти; Мисир зиминида интайин қаттиқ пәряд көтирилди.Зәб. 104:36,38 31 Пирәвн кечидә Муса билән Һарунни чақиртип: — Туруңлар, силәр вә Исраиллар билән биллә мениң хәлқимниң арисидин чиқип кетиңлар; ейтқиниңлардәк берип, Пәрвәрдигарға ибадәт қилиңлар! 32 Силәрниң дегиниңлар бойичә қой, өчкә, кала падилириниму елип кетиңлар; мән үчүнму бәхит-бәрикәт тиләңлар, — деди. 33 Мисирлиқ пухраларму «һәммимиз өлүп кәткидәкмиз» дейишип, хәлиқни зиминдин тез чиқириветиш үчүн уларни кетишкә алдиратти. 34 Хәлиқ техи болмиған хемирлирини елип, уни тәңниләргә селип, кийим-кечәклири билән йөгәп, мүрилиригә елип көтирип меңишти. 35 Исраиллар Мусаниң тапилиғини бойичә қилип, мисирлиқлардин күмүч буюмлар, алтун буюмлар вә кийим-кечәкләрни сорап елишти. Мис. 3:21; 11:2; Зәб. 104:37 36 Пәрвәрдигар хәлиқни мисирлиқларниң көз алдида илтипат тапқузғини үчүн мисирлиқлар уларниң өзлиридин сориғанлирини бәрди; шундақ қилип Исраиллар мисирлиқлардин ғәниймәтләрни елип кәтти.
 
Исраилларниң Мисирдин чиқип кетиши
37 Шуниң билән Исраиллар балиларни һесапқа алмиғанда алтә йүз миңчә әркәк болуп, Рамсәстин чиқип, Суккот шәһиригичә пиядә маңди. 38 Улар билән биллә чоң бир топ шалғут хәлиқму уларға қошулуп маңди, йәнә нурғун чарвилар, көплигән кала-қой падилири билән биллә чиқти.«шалғут хәлиқ» — кейинки вақиәләрдин (мәсилән, «Чөл.» 11:4 қатарлиқлар) қариғанда, Исраиллардин башқа бир нәччә милләтләрдин болған бир түркүм кишиләрни көрсәтсә керәк.
39 Мисирдин алғач чиққан хемирдин улар петир нан-тоғачларни әтти; чүнки улар Мисирда бирдәм-йерим дәм турғузулмай һайдалғини үчүн хемир болмиған еди; улар өзлири үчүн йемәклик тәйярливелишқиму үлгүрәлмигән еди.
40 Исраилларниң Мисирда турған вақти җәмий төрт йүз оттуз жил болди. Яр. 15:13; Рос. 7:6; Гал. 3:17 41 Шундақ болдики, шу төрт йүз оттуз жил тошқанда, дәл шу күнидә Пәрвәрдигарниң барлиқ қошунлири Мисир зиминидин чиқип кәтти. 42 Шу күни кечидә улар Мисир зиминидин чиқирилғини үчүн, шу кечини улар Пәрвәрдигарниң кечиси дәп тутуши керәк; шу кечини барлиқ Исраиллар әвлаттин әвлатқичә Пәрвәрдигарға атап тутуп, түниши керәк.
 
Өтүп кетиш һейтиниң қаидә-түзүмлири
43 Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға мундақ дегән еди: — Пасха қозиси тоғрисидики бәлгүлимә шу болсунки: — Һеч қандақ ят әллик адәм униңдин йемисун. 44 Лекин һәр кимниң пулға сетивалған қули болса, у хәтнә қилинсун, андин униңдин йесун.
45 Амма өйүңларда вақитлиқ туруватқан мусапир яки мәдикар буниңдин йесә болмайду.
46 Гөшни башқа бир өйгә елип чиқмиғин; бирла өйдә йейилсун; қозиниң һеч бир сүйиги сундурулмисун.Чөл. 9:12; Юһ. 19:36
47 Пүткүл Исраил җамаити бу һейтни өткүзсун.
48 Әгәр сениң билән биргә турған мусапир болса, Пәрвәрдигарға атап пасха һейтини өткүзмәкчи болса, ундақта алди билән барлиқ әркәклири хәтнә қилинсун; андин келип һейт өткүзсун. У зиминда туғулған кишидәк саналсун. Лекин һеч бир хәтнисиз адәм униңдин йемисун. 49 Зиминда туғулған киши һәм араңларда турған мусапир үчүн охшаш қанун-бәлгүлимә болсун.
50 Шуниң билән Исраилларниң һәммиси дәл Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға буйруғандәк шу ишларни ада қилди. 51 Шу күнниң өзидә Пәрвәрдигар Исраилларни қошун-қошун бойичә Мисир зиминидин чиқарди.
 
 

12:2 «Бу ай силәргә ... жилниң тунҗа ейи болиду» — бу вақиттин илгири Худаниң хәлқи үчүн жилниң беши күздә (Сентәбрдә) башлинатти (Муқәддәс Китапта буниңдин илгәрки барлиқ вақитлар шундақ һесаплинатти). Оттура шәриқтики әлләрниң һәммисиниң шундақ календари бар еди.

12:3 «қоза» —Ибраний тилида «қоза» дегән сөз оғлақниму көрситиду.

12:5 Лав. 1:3; 22:21; Мал. 1:8; 1Пет. 1:19

12:6 «гугум» — ибраний тилида «икки кәч арилиғида» дегән сөз билән ипадилиниду — демәк, күн петиватқан чағдин қараңғу чүшкичә болған арилиқтики вақит. «Биринчи кәч» кәчқурун яки күн петиш, «иккинчи кәч» кечини көрсәтсә керәк. Исраилда ишлитилгән календар бойичә йеңи күн кәч кириши билән башлиниду. Шуңа шу кечә билән биринчи айниң он бәшинчи күни башлиниду.

12:8 Чөл. 9:11; 1Кор. 5:8

12:11 «У болса Пәрвәрдигарниң «өтүп кетиш» қозисидур» — ибраний тилида «Бу Пәрвәрдигарниң «пасха»сидур». Ибраний тилида «пасха» яки «песах» «өтүп кетиш» дегән уқумни билдүриду. «Өтүп кетиш» дегәнниң мошу йәрдә немини көрсәткини тоғрисида 13-айәт вә изаһатини көрүң.

12:12 «Мисирниң барлиқ илаһлириниң үстидин һөкүм қилимән» — бу муһим иш тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. Мисирлиқларниң 80дин көп илаһлири бар еди.

12:13 «силәргә өтүп туримән» — яки «силәрдин өтүп кетимән» дегән сөзләр тоғрилиқ икки хил пикир бар: — (1) Пәрвәрдигарниң «өтүп кетиш»и униң Исраилларни җазалимай өйигә кирмәй «өтүп кетиши», (2) Пәрвәрдигар әвәткән «һалак пәриштиси» (23-айәт вә «Зәб.» 77:49ни көрүң) Исраилларниң өйлиригә йетип кәлгәндә Пәрвәрдигар Өзи уларниң өйлириниң ишигиниң алдиға «өтүп туруш»и билән һалак пәриштисиниң йолини тосуп, муһапизәт қилип сақ қалдурушини көрситиши мүмкин. Биз иккинчи пикиргә қайил болдуқ («Йәш.» 31:5ни вә изаһатиниму көрүң).

12:14 Мис. 5:1

12:16 «ибадәт соруни» — мошу йәрдики «сорун» дегән сөз «сорунға чақирилиш» дегәнни билдүриду. Нәгә чақирилиду? Муқәддәс Китапта адәттә тәкитлинидиған иш хәлиқниң җәм болуши әмәс, бәлки «Худаниң йениға жиғилишқа чақирилиш»тин ибарәт болиду. Лекин мошу йәрдә, болупму чөл-баявандин өтүп сәпәр қилған вақтида, пүткүл җамаәт «муқәддәс чедир»ниң алдиға жиғилиши мүмкин, вә кейин Пәләстин зиминида турғанда, әркәкләр бу әмир бойичә һәр жили «муқәддәс чедир»ға, андин муқәддәс ибадәтханиға жиғилидиған болиду («Қан.» 16:16).

12:18 Лав. 23:5; Чөл. 28:16

12:19 «Исраил җамаитидин үзүп ташлиниду» — «өз хәлқидин үзүп ташлиниду» яки «җамаәттин үзүп ташлиниду» дегәнниң мундақ бир нәччә чүшәнчиси болуши мүмкин: (1) Пәрвәрдигар Өзи уни өлтүриду; (2) җамаәт уни өлтүрүши керәк; (3) җамаәт уни ибадәт сорунлиридин һайдиветиши яки пүткүл җәмийәт уни паливетиши керәк; (4) униңдин һеч нәсил қалдурулмайду. Бизниңчә башқа айәттә ениқ буйруқ көрситилмигәчкә, биринчи чүшәнчә (Худа Өзи шу адәмни дуниядин кәткүзиду) тоғра болуши мүмкин, дәп қараймиз.

12:20 Қан. 16:3

12:21 «пасха» — йәни «өтүп кетиш һейти».

12:21 Ибр. 11:28

12:22 «зупа» — зупа бир хил өсүмлүк; башқа бир исми «лепәкгүл».

12:23 «һалак қилғучи» — бәлким бир хил пәриштини көрсәтсә керәк («Зәб.» 77:49ни көрүң). «өтүп туруш» — «өтүп туруш» яки «өтүп кетиш» дегәнниң мәнаси тоғрилиқ 12:13тики изаһатни көрүң.

12:23 Ибр. 11:28

12:24 «бу рәсим-қаидә» — Худаниң кейинки әмирлири бойичә, «өтүп кетиш һейти»да (1) һәр бир аилиниң бир қозини қурбанлиқ қилиши; (2) униң гөшини кечидә йейиши; (3) бу гөшни петир нан вә аччиқ көктатлар билән биллә йейиши қатарлиқлар тәләп қилиниду («Чөл.» 9:1-14, «Қан.» 16:1-8ни көрүң).

12:26 Йә. 4:6

12:28 Ибр. 11:28

12:29 Зәб. 77:51; 104:36; 134:8; 135:10

12:30 Зәб. 104:36,38

12:35 Мис. 3:21; 11:2; Зәб. 104:37

12:38 «шалғут хәлиқ» — кейинки вақиәләрдин (мәсилән, «Чөл.» 11:4 қатарлиқлар) қариғанда, Исраиллардин башқа бир нәччә милләтләрдин болған бир түркүм кишиләрни көрсәтсә керәк.

12:40 Яр. 15:13; Рос. 7:6; Гал. 3:17

12:46 Чөл. 9:12; Юһ. 19:36