22
Муқәддәс нәрсиләрдин ким бәһримән болиду?
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
Сән Һарун билән униң оғуллириға мундақ дегин: — «Силәр Исраилларниң Маңа атиған муқәддәс һәдийәләрни еһтиятчанлиқ билән бир тәрәп қилиңлар, болмиса улар намимни булғиши мүмкин. Мән Пәрвәрдигардурмән». Уларға мундақ дегин: — «Силәр һәр бир дәвирләрдә, барлиқ нәсиллиңлардин һәр қайсиси Исраиллар Пәрвәрдигарға атиған пак нәрсиләргә напак һаләттә йеқинлашса, ундақ киши Мениң алдимдин үзүп ташлиниду. Мән Пәрвәрдигардурмән.
Һарунниң нәслидин бири песә-мохо яки ақма кесили болған болса, пак болмиғичә муқәддәс нәрсиләрдин йемисун. Бирким өлүкниң сәвәвидин напак болған биркимгә вә яки мәнийси еқип кәткән кишигә тегип кәтсә, Лав. 15:2 яки адәмни напак қилидиған өмилигүчи җаниварға тәгсә яки һәр қандақ жуқуп қалидиған напаклиғи бар бир адәмгә тегип кәтсә, (напаклиғи немидин болушидин қәтъинәзәр) мундақ нәрсиләргә тәккән киши кәч киргичә напак болуп, муқәддәс нәрсиләрдин йемисун. У бәдинини суда жуйсун андин күн олтарғанда пак санилип, муқәддәс нәрсиләрдин йейишкә болиду; чүнки булар униң озуғидур.
У өзлүгидин өлгән вә яки житқучлар боғуп қойған һайванни йейиш билән өзини напак қилмисун. Мән Пәрвәрдигардурмән.Мис. 22:31; Лав. 17:15; Әз. 44:31
Улар Мениң бу тапилиғанлиримни тутуши керәк; болмиса, буниңға ихлассизлиқ қилса, шу өлүк түпәйлидин гунакар болуп өлиду; уларни муқәддәс қилғучи Пәрвәрдигар Өзүмдурмән.
10 Каһинларға ят болған һеч қандақ киши муқәддәс нәрсиләрдин йемисун. Каһинниң йенидики мусапир-меһман вә яки мәдикари болсун уларму муқәддәс нәрсиләрдин йемисун. 11 Һалбуки, каһин өзи пул чиқирип сетивалған қул униңдин йейишкә болиду; шуниңдәк униң өйидә туғулған кишиму униңдин йесә болиду.
12 Каһинниң қизи ят кишигә тәккән болса уму «көтәрмә һәдийә» сүпитидә аталған муқәддәс нәрсиләрдин йемисун. «ят киши» — мошу йәрдә каһин болмиған кишини көрситиду. 13 Лекин әгәр каһинниң қизи тул болуп қелип, яки қоюп берилип пәрзәнтсиз һаләттә атисиниң өйигә йенип келип, яш вақтидикидәк олтарған болса, ундақта атисиниң таамидин йейәләйду; лекин һеч бир ят киши униңдин йемәслиги керәк.Лав. 10:14
14 Әгәр бирким билмәй, муқәддәс нәрсиләрдин йәп салса, ундақта у униңға шуниң бәштин бирини қошуп, муқәддәс нәрсиниң өзи билән каһинға қайтуруп бәрсун.
15 Каһинлар Исраилларниң Пәрвәрдигарға атиған нәрсилирини булғимаслиғи керәк; «Каһинлар» — ибраний тилида «Улар». Каһинлар хәлиқниң муқәддәс нәрсиләрдин йемәслигигә мәсъул еди (16-айәтни көрүң). Бәзи алимлар «улар»ни «хәлиқ» дәп тәрҗимә қилиду. 16 болмиса, хәлиқ муқәддәс һәдийиләрдин йейиши билән, каһинлар хәлиқниң гәдинигә итаәтсизлик гунайини жүкләп қойған болиду; чүнки уларни муқәддәс қилғучи Пәрвәрдигар Өзүмдурмән».«чүнки уларни муқәддәс қилғучи Пәрвәрдигар Өзүмдурмән» — мошу йәрдә «уларни» бәлким каһинларниң өзлирини көрситиши мүмкин.
 
Қәсәмгә бағкиқ қурбанлиқ вә ихтиярий қурбанлиқлар
17 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: — 18 Сән Һарун билән униң оғуллири вә Исраилларниң һәммисигә мундақ дегин: — Әгәр Исраил җәмәтидин бири вә яки Исраил зиминида туруватқан мусапирларниң бири өз қәсәмлиригә бағлиқ қурбанлиқ яки ихтиярий қурбанлиқни сунуп, Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқ қилмақчи болса, 19 ундақта у қобул қилиниши үчүн беҗирим әркәк кала, қой яки өшкиләрдин кәлтүрүңлар. 20 Әйиви болмиған бир җаниварни сунушуңлар керәк; чүнки шундақ болғини силәр үчүн қобул қилинмас.
21 Бириси калилардин яки ушшақ малдин өз қәсәмлиригә бағлиқ қурбанлиқ яки ихтиярий қурбанлиқни сунуп, Пәрвәрдигарға атап енақлиқ қурбанлиғи қилмақчи болса, сунулған һайван қобул қилиниши үчүн беҗирим болуши керәк; униң һеч қандақ әйиви болмисун. Қан. 15:21; 17:1 22 Кор яки ақсақ-чолақ, чонақ яки яриси йириңдап кәткән, тәмрәткә басқан яки қотур-чақа бесип қалған һайванлар болса — буларни Пәрвәрдигарға атап сунсаңлар яки буларни Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқ сүпитидә қурбангаһта отта көйдүрсәңлар болмайду.
23 Топақ яки қойниң мәлум җүп әзасидин бири узунрақ я қисқа болса, мундақларни ихтиярий қурбанлиқ сүпитидә өткүзсәң болиду, лекин қәсәмгә бағлиқ болса қурбанлиқ үчүн қобул қилинмас.
24 Уруқдини зәхимләнгән, езилип кәткән, йерилған яки пичилған һайванни Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқ қилмаңлар. Мундақ ишни өз зиминиңлардиму һәргиз қилмаңлар.
25 Худайиңларниң нени сүпитидә яқа жутлуқ кишиниң қолидин шундақ һайванлардин һеч қайсисини елип сунмаңлар; чүнки улар мәйип болғачқа, силәр үчүн қобул қилинмайду.«Худайиңларниң нени» — униңға аталған түрлүк һәдийә-қурбанлиқлар. Мошу йәрдә көздә тутулғини һайванлардур.
Башқа бир хил тәрҗимиси: «Худайиңларниң нени сүпитидә силәр яқа жутлуқ кишиниң қолидин һеч қурбанлиқни елип сунмаңлар вә силәр шундақ һайванлар (мәйип һайванлар)дин һеч қайсисини сунмаңлар; чүнки улар мәйип болғачқа, силәр үчүн қобул қилинмайду». Лекин бизниңчә бу тәрҗимә тоғра әмәс; чүнки Мусаға чүшүрүлгән қанун бойичә яқа жутлуқлар хәтнә қобул қилса, қурбанлиқларни сунушқа болатти. «силәр үчүн қобул қилинмайду» — мошу йәрдә «силәр» қурбанлиқ сунған яқа жутлуқни өз ичигә алиду.
 
Башқа бир нәччә бәлгүлимә
26 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: — 27 Бир мозай, қоза яки оғлақ туғулса йәттә күнгичә анисини әмсун; сәккизинчи күнидин башлап Пәрвәрдигарға атап отта сунидиған қурбанлиқ сүпитидә қобул болушқа ярайду.«анисини әмсун» — ибраний тилида «ана астида турсун».
28 Мәйли кала болсун, қой болсун, силәр аниси билән балисини бир күндә боғузлимаңлар.
29 Силәр Пәрвәрдигарға атап бир тәшәккүр қурбанлиғи сунмақчи болсаңлар, қобул қилинишқа лайиқ болған йол билән сунуңлар. 30 У сунулған күнидә йейилиши керәк; униңдин һеч немини әтисигә қалдурмаслиғиңлар керәк. Мән Пәрвәрдигардурмән.Лав. 7:15
31 Силәр Мениң әмирлиримни чиң тутуп, уларға әмәл қилиңлар. Мән Пәрвәрдигардурмән. 32 Мениң муқәддәс намимни булғимаңлар, Мән әнди Исраилларниң арисида муқәддәс дәп билинимән. Мән силәрни муқәддәс қилғучи Пәрвәрдигар болуп, 33 Худайиңлар болушқа силәрни Мисир зиминидин чиқирип кәлдим. Мән Пәрвәрдигардурмән.
 
 

22:4 Лав. 15:2

22:8 Мис. 22:31; Лав. 17:15; Әз. 44:31

22:12 «ят киши» — мошу йәрдә каһин болмиған кишини көрситиду.

22:13 Лав. 10:14

22:15 «Каһинлар» — ибраний тилида «Улар». Каһинлар хәлиқниң муқәддәс нәрсиләрдин йемәслигигә мәсъул еди (16-айәтни көрүң). Бәзи алимлар «улар»ни «хәлиқ» дәп тәрҗимә қилиду.

22:16 «чүнки уларни муқәддәс қилғучи Пәрвәрдигар Өзүмдурмән» — мошу йәрдә «уларни» бәлким каһинларниң өзлирини көрситиши мүмкин.

22:21 Қан. 15:21; 17:1

22:25 «Худайиңларниң нени» — униңға аталған түрлүк һәдийә-қурбанлиқлар. Мошу йәрдә көздә тутулғини һайванлардур. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Худайиңларниң нени сүпитидә силәр яқа жутлуқ кишиниң қолидин һеч қурбанлиқни елип сунмаңлар вә силәр шундақ һайванлар (мәйип һайванлар)дин һеч қайсисини сунмаңлар; чүнки улар мәйип болғачқа, силәр үчүн қобул қилинмайду». Лекин бизниңчә бу тәрҗимә тоғра әмәс; чүнки Мусаға чүшүрүлгән қанун бойичә яқа жутлуқлар хәтнә қобул қилса, қурбанлиқларни сунушқа болатти. «силәр үчүн қобул қилинмайду» — мошу йәрдә «силәр» қурбанлиқ сунған яқа жутлуқни өз ичигә алиду.

22:27 «анисини әмсун» — ибраний тилида «ана астида турсун».

22:30 Лав. 7:15