17
Бутпәрәсликниң алдини елиш — тоғра ибадәт тоғрилиқ
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
Һарун билән оғуллири вә барлиқ Исраилларға мундақ дегин: — Пәрвәрдигар силәргә буйруған һөкүм шуки: —
3-4 Исраилниң җәмәтлиридин болған һәр қандақ киши қурбанлиқ қилмақчи болуп, кала яки қой яки өшкини җамаәт чедириниң кириш ағзида, Пәрвәрдигарниң туралғу чедириниң алдиға, Пәрвәрдигарға аталған қурбанлиқ сүпитидә йетиләп әпкәлмәй, бәлки чедиргаһниң ичидә яки ташқирида боғузлиса, униңдин аққан қан шу кишиниң гәдинигә артилиду; бу адәм «қан төккән» дәп, өз хәлқидин үзүп ташлиниду. «изаһат» — бу айәт йәнә «Исраилниң җәмәтлиридин болған һәр қандақ киши кала, қой яки өшкини чедиргаһниң ичидә яки ташқирида боғузлап, җамаәт чедириниң кириш ағзида, йәни Пәрвәрдигарниң туралғу чедириниң алдиға кәлтүрүп Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқ сүпитидә сунмиған болса, ундақта, аққан қан шу кишиниң гәдинигә артилиду» дәп тәрҗимә қилиниду. Бу тәрҗимини қоллайдиған пикирләргә майил әмәсмиз. Чүнки алтә йүз миң аилилик һәр күни өзлири үчүн (қурбанлиқ үчүн әмәс) сойидиған мални «чедириниң кириш ағзида» союши һәргиз мүмкин әмәс. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.

«Өз хәлқидин үзүп ташлиниш» — Худаниң Өзи шу адәмниң бешиға беваситә җаза чүшүридиғанлиғини көрсәтсә керәк. Бизниңчә бу сөзләр (башқа сөзләр қошулмиған әһвалда) Исраилларға: — «силәр шу адәмни өлүмгә мәһкүм қилишиңлар керәк» дегәнлик әмәс.
Бу һөкүмниң мәхсити Исраилларниң һазирқидәк далада мал союп қурбанлиқ қилишниң орниға, қурбанлиқлирини җамаәт чедириниң кириш ағзида Пәрвәрдигарниң алдиға кәлтүрүп, каһинға тапшуруп Пәрвәрдигарға «енақлиқ қурбанлиқлири» сүпитидә сунуп боғузлиши үчүндур. Каһин қанни елип җамаәт чедириниң кириш ағзиниң йенидики Пәрвәрдигарниң қурбангаһиниң үстигә сепип, Пәрвәрдигарға хушбуй кәлтүрүш үчүн майни көйдүрсун. Мис. 29:18; Лав. 4:31 Шуниң билән улар әнди бурунқидәк бузуқлуқ қилип текә-җинларниң кәйнидә жүрүп, уларға өз қурбанлиқлирини өткүзүп жүрмисун. Мана бу улар үчүн дәвирдин-дәвиргичә әбәдий бир бәлгүлимә болсун.
Сән уларға: — Исраилниң җәмәтидин яки уларниң арисида туруватқан яқа жутлуқлардин бири көйдүрмә қурбанлиқ яки башқа қурбанлиқ өткүзмәкчи болса, уни Пәрвәрдигарға атап сунуш үчүн җамаәт чедириға кириш ағзиниң алдиға кәлтүрмисә, у киши өз хәлиқлиридин үзүп ташлансун» — дегин.
 
Қан йемәслик тоғрилиқ
10 Әгәр Исраилниң җәмәтидин болған һәр қандақ адәм яки уларниң арисида туруватқан яқа жутлуқлар қан йесә, Мән йүзүмни қанни йегән шу кишигә қарши қилимән, уни өз хәлқидин үзүп ташлаймән. Яр. 9:4; Лав. 3:17; 7:27; 19:26; Қан. 12:16,23; 1Сам. 14:33 11 Чүнки һәр бир җаниварниң җени болса униң қенидидур; Мән уни җениңлар үчүн қурбангаһ үстигә кафарәт кәлтүрүшкә бәргәнмән. Чүнки қан өзидики җанниң вастиси билән кафарәт кәлтүриду. «һәр бир җаниварниң...» — ибраний тилида «һәр бир әт егисиниң». 12 Шуңа бу сәвәптин Мән Исраилларға: — «Силәрниң һеч бириңлар қан йемәслигиңлар керәк, араңларда туруватқан яқа жутлуқларму қан йемәслиги керәк» — дегән едим. 13 Әгәр Исраиллардин бири яки уларниң арисида туруватқан яқа жутлуқларниң бири йейишкә болидиған бир чарпай һайван яки қушни овлап, қенини төксә, уни топа билән йепип қойсун. 14 Чүнки һәр бир җаниварниң җени болса, униң қенидин ибарәттур. Униң җени қенида болғач мән Исраилларға: «Силәр һеч қандақ җаниварниң қенини йемәңлар, чүнки һәр бир җаниварниң җени униң қенидидур; кимки уни йесә үзүп ташлиниду» — дедим.Яр. 9:4
 
Һайванларниң өлүклири тоғрилиқ
15 Кимдәким өлүп қалған яки житқучлар боғуп титма-титма қиливәткән бир һайванни йесә, мәйли у йәрлик яки яқа жутлуқ болсун өз кийимлирини жуюп, суда жуюнсун вә кәч киргичә напак саналсун; андин у пак болиду. Мис. 22:31; Лав. 11:40; Әз. 44:31 16 Лекин у яки кийимлирини юмиса, яки суда бәдинини юмиса, шу киши өз қәбиһлигиниң җазасини тартиду.
 
 

17:3-4 «изаһат» — бу айәт йәнә «Исраилниң җәмәтлиридин болған һәр қандақ киши кала, қой яки өшкини чедиргаһниң ичидә яки ташқирида боғузлап, җамаәт чедириниң кириш ағзида, йәни Пәрвәрдигарниң туралғу чедириниң алдиға кәлтүрүп Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқ сүпитидә сунмиған болса, ундақта, аққан қан шу кишиниң гәдинигә артилиду» дәп тәрҗимә қилиниду. Бу тәрҗимини қоллайдиған пикирләргә майил әмәсмиз. Чүнки алтә йүз миң аилилик һәр күни өзлири үчүн (қурбанлиқ үчүн әмәс) сойидиған мални «чедириниң кириш ағзида» союши һәргиз мүмкин әмәс. «Қошумчә сөз»имизни көрүң. «Өз хәлқидин үзүп ташлиниш» — Худаниң Өзи шу адәмниң бешиға беваситә җаза чүшүридиғанлиғини көрсәтсә керәк. Бизниңчә бу сөзләр (башқа сөзләр қошулмиған әһвалда) Исраилларға: — «силәр шу адәмни өлүмгә мәһкүм қилишиңлар керәк» дегәнлик әмәс.

17:6 Мис. 29:18; Лав. 4:31

17:10 Яр. 9:4; Лав. 3:17; 7:27; 19:26; Қан. 12:16,23; 1Сам. 14:33

17:11 «һәр бир җаниварниң...» — ибраний тилида «һәр бир әт егисиниң».

17:14 Яр. 9:4

17:15 Мис. 22:31; Лав. 11:40; Әз. 44:31