9
Худаниң Нуһ билән әһдә түзүши
Худа Нуһ билән униң оғуллириға бәхит-бәрикәт ата қилип, уларға мундақ деди: —
«Силәр җүплишип көпийип, йәр йүзини толдуруңлар.Яр. 1:28; 8:17. Йәр йүзидики барлиқ җаниварлар, асмандики барлиқ қушлар, барлиқ йәр йүзидә мидирлап жүргүчиләр вә деңиздики барлиқ белиқларниң һәммиси силәрдин қорқуп вәһимидә болсун; булар қолуңларға тапшурулғандур. Мидирлап жүридиған һәр қандақ җаниварлар силәргә озуқ болиду; Мән силәргә көк отяшларни бәргәндәк, буларниң һәммисини әнди силәргә бәрдим.Яр. 1:29. Лекин силәр гөшни ичидики җени, йәни қени билән қошуп йемәслигиңлар керәк.Лав. 3:17; 7:26; 17:14; 19:26; Қан. 12:23. Қениңлар, йәни җениңлардики қан төкүлсә, Мән бәрһәқ униң һесавини алимән; һәр қандақ һайванниң илкидә қениңлар бар болса Мән униңға төләткүзимән; инсанниң қолида бар болса, йәни бирисиниң қолида өз қериндишиниң қени бар болса, Мән униңға шу қанни төләткүзимән.Мис. 21:12,28.
Кимки инсанниң қенини төксә,
Униң қениму инсан тәрипидин төкүлиду;
Чүнки Худа инсанни Өз сүрәт-образида яратқандур.Яр. 1:27; Жиғ. 4:13; Мат. 26:52; Вәһ. 13:10.
Әнди силәр, җүплишип көпийип, йәр йүзидә тарилип-тарқилип көпийиңлар».Яр. 1:28; 8:17.
8-9 Андин Худа Нуһ билән униң оғуллириға сөз қилип мундақ деди: — «Мана Өзүм силәр билән вә силәрдин кейин келидиған әвлатлириңлар билән, шундақла силәр билән биллә турған һәр бир җан егиси, учарқанатлар, мал-чарвилар, силәр билән биллә турған йәр йүзидики һәр бир явайи һайванлар, кемидин чиққанларниң һәммиси билән — йәр йүзидики һеч бир һайванни қалдурмай, улар билән Өз әһдәмни түзимән.Йәш. 54:9. 11 Мән силәр билән шундақ әһдә түзимәнки, нә барлиқ әт егилири топан билән йоқитилмас, нә йәрни вәйран қилидиған һеч бир топан йәнә кәлмәс».«әһдә» — ибраний тилида «әһдәм».
12-13 Худа йәнә: — «Мән Өзүм силәр билән вә қешиңлардики һәммә җан егилири билән мәңгүлүк, йәни пүткүл әвлатлириңларғичә бекиткән мошу әһдәмниң бәлгүси шуки: — Мана, Мән Өзүм билән йәрниң оттурисида болған әһдиниң бәлгүси болсун дәп һәсән-һүсинимни булутлар ичигә қойимән; 14-15 вә шундақ болидуки, Мән йәрниң үстигә булутларни чиқарғинимда, шундақла һәсән-һүсән булутлар ичидә аян болғинида, Мән силәр билән әт егилири болған барлиқ җаниварлар билән түзгән әһдәмни яд етимән; буниңдин кейин сулар һәргиз һәммә җандарларни һалак қилғучи топан болмас. 16 Һәсән-һүсән булутлар арисида пәйда болиду; Мән униңға қараймән вә шуниң билән Мәнки Худа йәр йүзидики әт егилири болған барлиқ җаниварлар билән оттуримизда бекиткән әһдәмни яд етимән», — деди.
17 Худа Нуһқа йәнә: — «Мана бу Мән Өзүм билән йәр йүзидики барлиқ әт егилири оттурисида бекиткән әһдәмниң нишан-бәлгүсидур», — деди.
 
Нуһ вә униң оғуллири; Нуһниң өз оғуллири тоғрилиқ бешарити
18 Нуһниң кемидин чиққан оғуллири Шәм, Һам вә Яфәт еди. Һам Қанаанниң атиси болди.«Қанаан» — мошу «Қанаан» дегән киши «Ⱪананийлар»ниң әҗдати еди.  Яр. 6:10.
19 Бу үчи Нуһниң оғуллири болуп, пүткүл йәр йүзигә таралған аһалә шуларниң нәсил-әвлатлиридур. 20 Нуһ териқчилиқ қилишқа башлап, бир үзүмзарлиқ бәрпа қилди.«териқчилиқ қилишқа башлап» — ибраний тилида «тупрақ әһли еди» дегән сөзләр билән ипадилиниду. 21 У униң шарабидин ичип, мәс болуп қелип, өз чедири ичидә кийим-кечәклирини селиветип, ялаңач йетип қалди. 22 Қанаанниң атиси Һам келип, атисиниң әвритини көрүп, сиртқа чиқип икки қериндишиға ейтти. 23 Шәм билән Яфәт қопуп йепинҗини елип, мүрисигә артип, кәйничә меңип кирип, атисиниң ялаңач бәдинини йепип қойди. Улар йүзини алди тәрәпкә қилип, атисиниң ялаңач тенигә қаримиди.«йепинчи» — мошу йәрдә бәлким атисиниң кийимини көрситиши мүмкин. Бу сөздин қариғанда, Һам уни дадисиниң чедиридин елип чиққан болуши мүмкин. 24 Нуһ шарапниң кәйпидин ойғинип, кәнҗи оғлиниң өзигә немә қилғинини билип: —
25  Қанаанға ләнәт болғай!
У қериндашлириниң қулиниң қули болсун,
— дәп қарғиди. «Қанаанға ләнәт болғай!» — Яман иш қилғини Һам турса, немишкә оғли Қанаан ләнәткә қалди? Бу мәсилә тоғрилиқ, шундақла Нуһ пәйғәмбәрниң бу бешаритиниң башқа қисимлири үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
26 У йәнә: —
Шәмниң Худаси болған Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә кәлтүрүлгәй!
Қанаан Шәмниң қули болсун.
27 Худа Яфәтни авутқай!
У Шәмниң чедирлирида турғай,
Қанаан болса униң қули болғай! — деди.«Нуһ пәйғәмбәрниң 25-27-айәттики бешарити» — Нуһ пәйғәмбәрниң бу бешарити үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
28 Нуһ топандин кейин үч йүз әллик жил өмүр көрди. 29 Бу тәриқидә Нуһ җәмий тоққуз йүз әллик жил күн көрүп, аләмдин өтти.
 
 

9:1 Яр. 1:28; 8:17.

9:3 Яр. 1:29.

9:4 Лав. 3:17; 7:26; 17:14; 19:26; Қан. 12:23.

9:5 Мис. 21:12,28.

9:6 Яр. 1:27; Жиғ. 4:13; Мат. 26:52; Вәһ. 13:10.

9:7 Яр. 1:28; 8:17.

9:8-9 Йәш. 54:9.

9:11 «әһдә» — ибраний тилида «әһдәм».

9:18 «Қанаан» — мошу «Қанаан» дегән киши «Ⱪананийлар»ниң әҗдати еди.

9:18 Яр. 6:10.

9:20 «териқчилиқ қилишқа башлап» — ибраний тилида «тупрақ әһли еди» дегән сөзләр билән ипадилиниду.

9:23 «йепинчи» — мошу йәрдә бәлким атисиниң кийимини көрситиши мүмкин. Бу сөздин қариғанда, Һам уни дадисиниң чедиридин елип чиққан болуши мүмкин.

9:25 «Қанаанға ләнәт болғай!» — Яман иш қилғини Һам турса, немишкә оғли Қанаан ләнәткә қалди? Бу мәсилә тоғрилиқ, шундақла Нуһ пәйғәмбәрниң бу бешаритиниң башқа қисимлири үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.

9:27 «Нуһ пәйғәмбәрниң 25-27-айәттики бешарити» — Нуһ пәйғәмбәрниң бу бешарити үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.