54
Пәрвәрдигарниң қулиниң әҗириниң биринчи нәтиҗиси •••• Зионниң Худаниң әтрапиға жиғилип униң билән енақлишиши
— Тәнтәнә қил, и пәрзәнт көрмигән туғмас аял!
Нахшиларни яңрат, шатлинип товла, и толғақ тутуп бақимиған аял!
— Чүнки ғериб аялниң балилири ери бар аялниңкидин көптур! — дәйду Пәрвәрдигар, — «ғериб аялниң балилир» — шүбһисизки, ««Пәрвәрдигарниң қули»ниң уруқ-әвлади» дегәнлик билән баравәрдур. Чүнки мошу балиларни ғериб аял өзи туғмиған. Мошу бабтики барлиқ бәрикәтләр йәнә шүбһисизки, қулниң җапалиқ әҗиридин кәлгән нәтиҗидур. Қулниң «биринчи вәзиписи» «Яқупни Худаға жиғип қайтуруш»тур. Мошу бабтики тема дәл шудур.  Гал. 4:27
Чедириңниң орнини кеңәйтип,
Туралғулириңниң етиклирини улар яйсун;
Күчүңни һеч айимай чедир танилириңни узартқин,
Қозуқлириңни чиңайтқин;«туралғулириңниң етиклирини улар яйсун» — «улар» бәлким қайтип кәлгән «ғериб аялниң балилири» (1-айәт).
Чүнки сән оң вә сол тәрәпкә кеңийисән;
Сениң әвладиң башқа әлләрни егиләйду;
Улар ғериб шәһәрләрни аһалилик қилиду.
Қорқма, чүнки сән һеч хиҗаләттә болмайсән,
Һеч уятқа қалдурулмайсән,
Чүнки йәргә һеч қаритилип қалмайсән,
Чүнки яшлиғиңдики хиҗилчанлиқни унтуйсән,
Туллуғуңниң аһанитини һеч есиңгә кәлтүрәлмәйсән.
Чүнки сени яритип Шәкилләндүргүчиң болса сениң ериң,
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Униң нами;
Һәмҗәмәт-Қутқузғучиң болса Исраилдики Муқәддәс Болғучи,
У барлиқ йәр-зиминниң Худаси дәп атилиду.
Чүнки Пәрвәрдигар сени чақирди,
— Худди ери өзидин ваз кәчкән, көңли сунуқ бир аялдәк,
Яшлиғида ятлиқ болуп андин ташливетилгән бир аялни чақирғандәк чақирди» — дәйду сениң Худайиң;«Худа сени ... худди ери өзидин ваз кәчкән, көңли сунуқ бир аялдәк, яшлиғида ятлиқ болуп андин ташливетилгән бир аялни чақирғандәк чақирди» — дегән сөзләр мошу йәрдә муһим. Исраил: «Худа мени ташлап кәтти» дегән туйғуда болиду. Әмәлийәттә болса Худа адил болғанлиғи үчүн улардин айрилип кәтти; уларниң Худадин йүз өрүши билән Худа улардин «аҗришип кәткән». Бу ишлар 50-бап, 1-3-айәттә тилға елинған. Бирақ мошу йәрдә Худа Өз шәпқитини көрситип бу ишларни тилға алмайду; У пәқәтла 8-, 9-айәттә: — «Мән (сәндин ғәзәплинип) бир дәқиқә сәндин айрилип кәттим» — дәйду.
Мән бир дәқиқә сәндин айрилип кәттим,
Бирақ зор көйүмчанлиқ билән сени йенимға жиғимән;
Ғәзивимниң тешиши билән Мән бир дәқиқила йүзүмни сәндин йошуруп қойдум;
Бирақ мәңгүлүк меһир-муһәббитим билән саңа көйүмчанлиқ көрситимән» — дәйду Һәмҗәмәт-Қутқузғучиң Пәрвәрдигар.
Мошу ишлар худди Нуһ пәйғәмбәр дәвридики топан сулиридәк болиду —
Мән Нуһ дәвридики сулар иккинчи йәр йүзини бесип өтмәйду дәп қәсәм ичкинимдәк, —
Мән шундақ қәсәм ичкәнмәнки,
Сәндин иккинчи ғәзәпләнмәймән,
Саңа иккинчи тәнбиһ бәрмәймән.Яр. 9:11
10 Чүнки тағлар йоқилиду,
Дөңләрму йөткилип кетиду,
Бирақ меһир-муһәббитим сәндин һәргиз кәтмәйду,
Саңа арам-хатирҗәмлик бәргән әһдәмму сәндин нери болмайду»
— дәйду саңа көйүмчанлиқ қилғучи Пәрвәрдигар.
 
Йеңи Йерусалимниң парлақ келәчики
11 И хар болған, боранда уян-буян чайқалған, һеч тәсәлли қилинмиған қиз,
Мана, Мән ташлириңни рәңдар семонт лай билән қирлаймән,
Көк яқутлар билән һулуңни салимән;
12 Пақирақ мунарлириңни ләәлләрдин,
Дәрвазилириңни чақнақ яқутлардин,
Барлиқ сепиллириңни җаваһиратлардин қилип ясаймән.«Пақирақ мунарлириңни ләәлләрдин, ... барлиқ сепиллириңни җаваһиратлардин қилип ясаймән» — кона дәвирләрдә бәзи шәһәрләрдики сепилда мунарларға аптапниң әкси чүшидиған таш әйнәкләр орнитилип, «қуяшлар» дәп атилатти. Мошу йәрдә биз «пақирақ мунарлар» дәп тәрҗимә қилдуқ.
13 Сениң балилириңниң һәммиси Пәрвәрдигар тәрипидин үгитилиду;
Балилириңниң арам-хатирҗәмлиги зор болиду!Юһ. 6:45
14 Сән һәққанийлиқ билән тиклинисән;
Сән зулумдин жирақ,
(Чүнки сән һеч қорқмайсән)
Вәһшәттинму жирақ турғучи болисән,
Чүнки у саңа һеч йеқинлашмайду.
15 Мана, бирәрси һаман жиғилип саңа һуҗум қилса,
(Бирақ бу иш Мениң ихтияримда болған әмәс),
Кимки жиғилип саңа һуҗум қилса сениң сәвәвиңдин жиқилиду.
16 Мана, көмүр отини йәлпүтүп,
Өзигә мувапиқ бир қурални ясиғучи төмүрчини Мән яратқанмән,
Һәм хар қилиш үчүн һалак қилғучиниму Мән яратқанмән;«Мана, көмүр отини йәлпүтүп, өзигә мувапиқ бир қурални ясиғучи төмүрчини Мән яратқанмән, һәм хар қилиш үчүн һалак қилғучиниму Мән яратқанмән» — демәк, Мән болмисам мошу қураллар һәм ишләтмәкчи болғучилар болмайтти; уларниң һәммиси Мениң қолумда, Мән билән дост болсаң уларниң вәһимилири немә һесаплинатти? 17-айәтниму көрүң.
17 Саңа қарши ясалған һеч қандақ қурал карға кәлмәйду;
Саңа әрз-шикайәт қилғучи һәр бир тилни сән мат қилисән.
Мана шулар Пәрвәрдигарниң қуллириниң алидиған мирасидур!
Уларниң һәққанийлиғи болса мәндиндур! «Мана шулар Пәрвәрдигарниң қуллириниң алидиған мирасидур!» — мошу айәткичә Йәшая «Пәрвәрдигарниң қули»ни пәқәт бирлик шәклидә тилға алди. Бирақ «йеңи Йерусалим»да «Пәрвәрдигарниң қуллири» бар — йәни «Пәрвәрдигарниң қули»ниң уруқ-әвлади, у гуналирини көтирип қутқузған «һәққанийлиқ йәткүзгән»лири бар. Улар һазир бәлким «Пәрвәрдигарниң қули»ға охшаш пәзиләтлик, гөзәл муһәббәтлик характерида болуп, шундақла униңға охшаш Худаға толуқ ибадәтлик хизмәт қилиду.
 
 

54:1 «ғериб аялниң балилир» — шүбһисизки, ««Пәрвәрдигарниң қули»ниң уруқ-әвлади» дегәнлик билән баравәрдур. Чүнки мошу балиларни ғериб аял өзи туғмиған. Мошу бабтики барлиқ бәрикәтләр йәнә шүбһисизки, қулниң җапалиқ әҗиридин кәлгән нәтиҗидур. Қулниң «биринчи вәзиписи» «Яқупни Худаға жиғип қайтуруш»тур. Мошу бабтики тема дәл шудур.

54:1 Гал. 4:27

54:2 «туралғулириңниң етиклирини улар яйсун» — «улар» бәлким қайтип кәлгән «ғериб аялниң балилири» (1-айәт).

54:6 «Худа сени ... худди ери өзидин ваз кәчкән, көңли сунуқ бир аялдәк, яшлиғида ятлиқ болуп андин ташливетилгән бир аялни чақирғандәк чақирди» — дегән сөзләр мошу йәрдә муһим. Исраил: «Худа мени ташлап кәтти» дегән туйғуда болиду. Әмәлийәттә болса Худа адил болғанлиғи үчүн улардин айрилип кәтти; уларниң Худадин йүз өрүши билән Худа улардин «аҗришип кәткән». Бу ишлар 50-бап, 1-3-айәттә тилға елинған. Бирақ мошу йәрдә Худа Өз шәпқитини көрситип бу ишларни тилға алмайду; У пәқәтла 8-, 9-айәттә: — «Мән (сәндин ғәзәплинип) бир дәқиқә сәндин айрилип кәттим» — дәйду.

54:9 Яр. 9:11

54:12 «Пақирақ мунарлириңни ләәлләрдин, ... барлиқ сепиллириңни җаваһиратлардин қилип ясаймән» — кона дәвирләрдә бәзи шәһәрләрдики сепилда мунарларға аптапниң әкси чүшидиған таш әйнәкләр орнитилип, «қуяшлар» дәп атилатти. Мошу йәрдә биз «пақирақ мунарлар» дәп тәрҗимә қилдуқ.

54:13 Юһ. 6:45

54:16 «Мана, көмүр отини йәлпүтүп, өзигә мувапиқ бир қурални ясиғучи төмүрчини Мән яратқанмән, һәм хар қилиш үчүн һалак қилғучиниму Мән яратқанмән» — демәк, Мән болмисам мошу қураллар һәм ишләтмәкчи болғучилар болмайтти; уларниң һәммиси Мениң қолумда, Мән билән дост болсаң уларниң вәһимилири немә һесаплинатти? 17-айәтниму көрүң.

54:17 «Мана шулар Пәрвәрдигарниң қуллириниң алидиған мирасидур!» — мошу айәткичә Йәшая «Пәрвәрдигарниң қули»ни пәқәт бирлик шәклидә тилға алди. Бирақ «йеңи Йерусалим»да «Пәрвәрдигарниң қуллири» бар — йәни «Пәрвәрдигарниң қули»ниң уруқ-әвлади, у гуналирини көтирип қутқузған «һәққанийлиқ йәткүзгән»лири бар. Улар һазир бәлким «Пәрвәрдигарниң қули»ға охшаш пәзиләтлик, гөзәл муһәббәтлик характерида болуп, шундақла униңға охшаш Худаға толуқ ибадәтлик хизмәт қилиду.