55
Пәрвәрдигарниң қулиниң әҗириниң иккинчи нәтиҗиси •••• Униң дунияға сунған йеңи һаятқа егә болушқа тәкливи
Һой! Барлиқ уссап кәткәнләр,
Суға келиңлар!
Пули йоқлар, келиңлар, аш-нан сетивелип йәңлар;
Мана келиңлар, нә пул нә бәдәл төлимәйла шарап һәм сүт сетивелиңлар;«Суға келиңлар!» — ибраний тилида «су» көплүк шәклидә болуп («суларға келиңлар!»), суниң көплүгини билдүриду. «Пули йоқлар, келиңлар, аш-нан сетивелип йәңлар; мана келиңлар, нә пул нә бәдәл төлимәйла шарап һәм сүт сетивелиңлар!» — Худа Йәшая арқилиқ кочидики сатармәндәк пүтүн дунияға сөз қилиду. Бирақ у һеч қандақ гәп сатмайду, әлвәттә. Әнди Худаниң мошу илтипатиға пул билән еришкили болмиса, униңға қандақ баһада еришкили болиду? Җавап дәл 3-айәттә дейилиду: — у болса пәқәтла адәмниң Худаға қулақ селиштики диққитидин ибарәт. Чүнки 53-бапта көргинимиздәк, Худаниң меһри-шәпқити билән Пәрвәрдигарниң қули барлиқ инсан үчүн қурбан болуп бәдәл төләйду.  Юһ. 7:37,38
Немишкә һәқиқий аш-нан болмайдиған нәрсигә пул хәҗләйсиләр?
Әҗириңларни адәмни һеч қанаәтләндүрмәйдиған нәрсиләр үчүн сәрп қилисиләр?
Гепимни көңүл қоюп аңлаңлар, яхшисидин йәңлар,
Көңлүңлар молчилиқтин қанаәтлиниду;«Немишкә һәқиқий аш-нан болмайдиған нәрсигә пул хәҗләйсиләр? Әҗириңларни адәмни һеч қанаәтләндүрмәйдиған нәрсиләр үчүн сәрп қилисиләр?» — оқурмәнләрниң есидә болуш керәкки, 44-бап, 20-айәттә, Худа Өзини тонумиғанлар тоғрилиқ «униң йегини күлләрдур!» дегән еди. «Көңлүңлар молчилиқтин қанаәтлиниду» — ибраний тилида «җениңлар молчилиқтин қанаәтлиниду».
Маңа қулақ селиңлар, йенимға келиңлар;
Аңлаңлар, җениңлар һаятқа еришиду;
Вә Мән силәр үчүн мәңгүлүк бир әһдә түзүп беримән: —
Шу әһдә — Давутқа вәдә қилинған меһри-шәпқәтләрдур!«Мән Давутқа вәдә қилған меһри-шәпқәтләр» — мошу сөзләр «Зәбур» 17-күй һәм 88-күйдин елинған. Худа шу күйләрдә Давут пәйғәмбәргә икки вәдини бәргән: (1) Давутниң бир әвлади униң тәхтидә мәңгү олтириду. (2) мошу әвлади пәқәт Исраилғила әмәс, бәлки җаһандики барлиқ әл-жутлар үстидин һөкүмранлиқ қилиду. Төвәндики 4-айәттә мошу киши дәл «Пәрвәрдигарниң қули» екәнлиги ениқ көрүниду; униң шапаити билән мошу бәрикәтләр «нә бәдәл нә пул төлимәйла» вуҗудқа чиқиду.  Рос. 13:34
Мана, Мән уни әл-жутларға гувачи сүпитидә,
Әл-жутларға йетәкчи һәм сәркәрдә сүпитидә тәқдим қилдим —«Мана, Мән уни ... йетәкчи һәм сәркәрдә сүпитидә тәқдим қилдим» — бу айәттики «уни» — Мошу йәрдә йәнә «Давутқа вәдә қилинған меһри-шәпқәтләр» болған «Пәрвәрдигарниң қули»ни көрситиду (42:6, 49:6-8ни көрүң). Шуниңдәк 5-айәттики «сән» дегән сөзму шүбһисизки, «Пәрвәрдигарниң қули»ни көрситиду.
— «Мана, сән өзүңгә ят бир әлни чақирисән,
Сени билмигән бир әл йениңға жүгүрүп келиду;
Сәвәви болса Пәрвәрдигар Худайиң, Исраилдики Муқәддәс Болғучиниң Өзидур;
Чүнки У сени улуқлап саңа гөзәллик-җулалиқни яр қилди».«Мана, сән өзүңгә ят бир әлни чақирисән, сени билмигән бир әл йениңға жүгүрүп келиду... Чүнки У сени улуқлап саңа гөзәллик-җулалиқни яр қилди» — мошу айәттә «сән» йәнә «Пәрвәрдигарниң өз қули»ни кәрситиду, сөзләр униңға ейтилиду.
— Издәңлар Пәрвәрдигарни, У Өзини тапқузмақчи болған пәйттә;
У йеқин турған вақтида униңға нида қилиңлар!
Рәзил адәм өз йолини,
Наһәқ адәм өз ой-хияллирини ташлисун,
Пәрвәрдигарниң йениға қайтип кәлсун,
У униңға рәһимдиллиқ көрситиду;
Худайимизниң йениға қайтип кәлсун,
У зор кәчүрүм қилиду.
Чүнки Мениң ойлиғанлирим силәрниң ойлиғанлириңлар әмәс,
Мениң йоллирим болса силәрниң йоллириңлар әмәстур;
Чүнки асман йәрдин қанчә жуқури болғинидәк,
Мана Өз йоллирим силәрниң йоллириңлардин,
Мениң ойлиғанлирим силәрниң ойлиғанлириңлардин шунчә жуқуридур.
10 Ямғур һәм қар асмандин чүшүп,
Йәр йүзини суғирип уни көкәртип, чечәклитип,
Териғучиға уруқни, йегүчигә аш-нанни тәминлигичә қайтмайдиғандәк,
11 Мана Мениң ағзимдин чиққан сөз-каламим шундақтур;
Өз көңлүмдикини әмәлгә ашурмиғичә,
Уни әвәтиш мәхситимгә толуқ йәтмигичә,
У Өзүмгә бекардин-бекар қайтмайду.«Мениң ағзимдин чиққан сөз-каламим ... уни әвәтиш мәхситимгә толуқ йәтмигичә, ... Өзүмгә бекардин-бекар қайтмайду.» — мошу сөзләр 6-10-айәтләр билән толуқ бағлиниду. Худаниң ойлири гунакар инсанниңкидин шунчә жуқури болсиму, Худаниң күчлүк сөзи товва қилған адәмни көтирип Өзигә һәмраһлиққа егә қилиду; шуниң билән улар Худаниң ойлирини һәм йоллирини чүшинишкә башлап, Худаниң сирлирида униң билән ортақ болуш имтиязиға ериштүрүлиду.
12 Чүнки силәр шат-хурам һалда чиқисиләр;
Арам-хатирҗәмликтә йетәклинип чиқисиләр;
Тағлар һәм дөңләр силәрниң алдиңларда нахша яңритиду,
Далалардики барлиқ дәл-дәрәқләр чавак челишип тәнтәнә қилиду;«Чүнки силәр шат-хурам һалда чиқисиләр...» — улар зади нәдин чиқиду? Ахирқи заманларда, бәлким Худаниң йолида маңғанлар Зионға қарап өз жутлиридин чиқидиғанлиғини көрситиду; бирақ шу арилиқта, һәр бир товва қилмақчи болған адәмниң бир «чиқиши» болуши керәк; өзиниң таллиған йоллиридин, гуналиридин, шәхсийәтчилигидин, тәкәббурлуғидин, барлиқ әнъәнивий көзқарашлиридин Худаниң йеңилиғиға һәм чақириқиға қарап «чиқиши» керәк. Әнди мошу йол җапалиқ һәм «хәтәрлик» болғини билән у бәрибир йәнила җаһан-аләмдики әң шат-хурам һәм әһмийәтлик йолдур.  1Тар. 16:33
13 Янтақлиқниң орнида қариғай,
Җиғанлиқниң орнида хадас дәриғи өсиду;
Мошулар болса Пәрвәрдигарға бир нам кәлтүриду,
Мәңгүгә үзүлмәс карамәт болиду. «Янтақлиқниң орнида қариғай, җиғанлиқниң орнида хадас дәриғи өсиду» — демисәкму, икки хил дәрәқ (қариғай вә хадас) «дайим йешил туридиған» дәрәқләрдур.
 
 

55:1 «Суға келиңлар!» — ибраний тилида «су» көплүк шәклидә болуп («суларға келиңлар!»), суниң көплүгини билдүриду. «Пули йоқлар, келиңлар, аш-нан сетивелип йәңлар; мана келиңлар, нә пул нә бәдәл төлимәйла шарап һәм сүт сетивелиңлар!» — Худа Йәшая арқилиқ кочидики сатармәндәк пүтүн дунияға сөз қилиду. Бирақ у һеч қандақ гәп сатмайду, әлвәттә. Әнди Худаниң мошу илтипатиға пул билән еришкили болмиса, униңға қандақ баһада еришкили болиду? Җавап дәл 3-айәттә дейилиду: — у болса пәқәтла адәмниң Худаға қулақ селиштики диққитидин ибарәт. Чүнки 53-бапта көргинимиздәк, Худаниң меһри-шәпқити билән Пәрвәрдигарниң қули барлиқ инсан үчүн қурбан болуп бәдәл төләйду.

55:1 Юһ. 7:37,38

55:2 «Немишкә һәқиқий аш-нан болмайдиған нәрсигә пул хәҗләйсиләр? Әҗириңларни адәмни һеч қанаәтләндүрмәйдиған нәрсиләр үчүн сәрп қилисиләр?» — оқурмәнләрниң есидә болуш керәкки, 44-бап, 20-айәттә, Худа Өзини тонумиғанлар тоғрилиқ «униң йегини күлләрдур!» дегән еди. «Көңлүңлар молчилиқтин қанаәтлиниду» — ибраний тилида «җениңлар молчилиқтин қанаәтлиниду».

55:3 «Мән Давутқа вәдә қилған меһри-шәпқәтләр» — мошу сөзләр «Зәбур» 17-күй һәм 88-күйдин елинған. Худа шу күйләрдә Давут пәйғәмбәргә икки вәдини бәргән: (1) Давутниң бир әвлади униң тәхтидә мәңгү олтириду. (2) мошу әвлади пәқәт Исраилғила әмәс, бәлки җаһандики барлиқ әл-жутлар үстидин һөкүмранлиқ қилиду. Төвәндики 4-айәттә мошу киши дәл «Пәрвәрдигарниң қули» екәнлиги ениқ көрүниду; униң шапаити билән мошу бәрикәтләр «нә бәдәл нә пул төлимәйла» вуҗудқа чиқиду.

55:3 Рос. 13:34

55:4 «Мана, Мән уни ... йетәкчи һәм сәркәрдә сүпитидә тәқдим қилдим» — бу айәттики «уни» — Мошу йәрдә йәнә «Давутқа вәдә қилинған меһри-шәпқәтләр» болған «Пәрвәрдигарниң қули»ни көрситиду (42:6, 49:6-8ни көрүң). Шуниңдәк 5-айәттики «сән» дегән сөзму шүбһисизки, «Пәрвәрдигарниң қули»ни көрситиду.

55:5 «Мана, сән өзүңгә ят бир әлни чақирисән, сени билмигән бир әл йениңға жүгүрүп келиду... Чүнки У сени улуқлап саңа гөзәллик-җулалиқни яр қилди» — мошу айәттә «сән» йәнә «Пәрвәрдигарниң өз қули»ни кәрситиду, сөзләр униңға ейтилиду.

55:11 «Мениң ағзимдин чиққан сөз-каламим ... уни әвәтиш мәхситимгә толуқ йәтмигичә, ... Өзүмгә бекардин-бекар қайтмайду.» — мошу сөзләр 6-10-айәтләр билән толуқ бағлиниду. Худаниң ойлири гунакар инсанниңкидин шунчә жуқури болсиму, Худаниң күчлүк сөзи товва қилған адәмни көтирип Өзигә һәмраһлиққа егә қилиду; шуниң билән улар Худаниң ойлирини һәм йоллирини чүшинишкә башлап, Худаниң сирлирида униң билән ортақ болуш имтиязиға ериштүрүлиду.

55:12 «Чүнки силәр шат-хурам һалда чиқисиләр...» — улар зади нәдин чиқиду? Ахирқи заманларда, бәлким Худаниң йолида маңғанлар Зионға қарап өз жутлиридин чиқидиғанлиғини көрситиду; бирақ шу арилиқта, һәр бир товва қилмақчи болған адәмниң бир «чиқиши» болуши керәк; өзиниң таллиған йоллиридин, гуналиридин, шәхсийәтчилигидин, тәкәббурлуғидин, барлиқ әнъәнивий көзқарашлиридин Худаниң йеңилиғиға һәм чақириқиға қарап «чиқиши» керәк. Әнди мошу йол җапалиқ һәм «хәтәрлик» болғини билән у бәрибир йәнила җаһан-аләмдики әң шат-хурам һәм әһмийәтлик йолдур.

55:12 1Тар. 16:33

55:13 «Янтақлиқниң орнида қариғай, җиғанлиқниң орнида хадас дәриғи өсиду» — демисәкму, икки хил дәрәқ (қариғай вә хадас) «дайим йешил туридиған» дәрәқләрдур.