56
«Йәшая» 3-қисми •••• Ахирқи заманларни, тәлтөкүс ниҗатлиқни күтүш •••• Рәбкә тәшна болғанларни риғбәтләндүрүш
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Адаләт һәм һидайәттә чиң туруңлар,
Һәққанийлиқни жүргүзивериңлар;
Чүнки Мениң ниҗатим йеқинлашти,
Һәққанийлиғим аян қилинай дәватиду,«Адаләт һәм һидайәт» — (ибраний тилида бирла сөз билән ипадилиниду) — Мошу йәрдә Муса пәйғәмбәргә берилгән муқәддәс қанун-пәрманларниң барлиқ тәләплирини көрситиду.
Мошуларни қилғучи киши,
Мошуларда чиң турғучи инсан балиси —
Шабат күнини булғимай пак-муқәддәс сақлиғучи,
Қолини һәр қандақ рәзилликтин тартқучи киши немидегән бәхитликтур!«Шабат күни» — ибраний тилида һәм «йәттинчи» һәм «тохтитиш» дегән мәнидә. Худа Муса пәйғәмбәр арқилиқ Исраилға «йәттинчи күни»дә, йәнә шәнбә күнидә өз шәхсий иш-хизмитини тохтитип, өзиниң һөрмитидә дәм елишни буйруған. Әлвәттә, мундақ қилиш һәр қандақ бир милләтниң, болупму Исраиллардәк деханчилиқ билән шуғуллинидиған милләтниң һәқиқий иман-ишәши бар-йоқлуғини испатлайдиған иштур. Мәйли содигәр яки дехан болсун: — «Шәнбә күнидә ишлисәм алған пайдам бәлким алтидин бир һәссә көп болар» — дәп ойлиши мүмкин.
Өзини Пәрвәрдигарға бағлиған ят жутлуқ адәм: — «Пәрвәрдигар чоқум мени өз хәлқидин айриветиду!»,
Яки ағват болған киши: — «Мана, қақшал бир дәрәқмән!» дегүчи болмисун.«Яки ағват болған киши: — «Мана, қақшал бир дәрәқмән!» дегүчи болмисун — «ағват» пичиветилгән адәм. Кона җәмийәтләрдә улар падишаларниң яки байларниң һәрәмханилирида аял-кенизәклирини қоғдаш хизмитини қилатти. Мошу йәрдә ағватлар бәлким барлиқ мәйипләргә, барлиқ орни пәсләргә, барлиқ көзгә илинмайдиған кишиләргә вәкиллик қилиши мүмкин.
Чүнки Пәрвәрдигар: — Мән Өз «шабат күнлирим»ни сақлайдиған,
Көңлүмдики ишларни таллиған,
Әһдәмдә чиң туридиған ағватларға мундақ дәймәнки: —
Мән уларға Өз өйүмдә,
Йәни Өз тамлирим ичидә орун һәм нам-атақ ата қилимән;
Мошу нам-атақ оғул-қизлири барларниңкидин әвзәлдур;
Мән уларға үзүлмәс, мәңгүлүк намни беримән.«мән уларға Өз өйүмдә, йәни Өз тамлирим ичидә орун һәм нам-атақ ата қилимән» — мошу айәттики «өйүм» болса, Худаниң муқәддәс ибадәтханиси. Әслидә Муса пәйғәмбәргә тапшурулған қанунға асасән, ағватлар вә мәйиплар ибадәтханиға киришкә болмайтти; бирақ «Пәрвәрдигарниң қули» қилған ишлардин кейин киришкә болидиған болған; мошундақ болупла қалмай, Худа уларға «муқим орун»ни бериду, демәк халиса мәңгү туридиған бир җайни бериду.
Әслий ибранийчә тексттә «қол вә нам-атақ ата қилимән» дейилгән. Биз уни «орун вә нам-атақ ата қилимән» дәп тәрҗимә қилдуқ. «Қол» бизниңчә «турушқа һоқуқлуқ орун» дегән мәнидә ишлитилгән болуши мүмкин. Чүнки Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә ағватларниң муқәддәс чедирға яки муқәддәс ибадәтханиға кириш һоқуқи йоқ еди («Қан.» 23:1)
«Орун һәм нам-атақ ата қилимән... » башқа бир хил тәрҗимиси «нам-әмәл абидиси тикләймән,...».
«...уларға... нам-атақ ата қилимән... мошу нам-атақ оғул-қизлири барларниңкидин әвзәлдур; Мән уларға үзүлмәс, мәңгүлүк намни беримән» — ағватниң пәрзәнт көрүши мүмкин әмәс, әлвәттә.
Пәрвәрдигарниң хизмитидә болушқа,
Униң намиға сеғинишқа,
Униң қуллири болушқа Пәрвәрдигарға өзини бағлиған,
Шабат күнини булғимай пак-муқәддәс сақлиған,
Әһдәмни чиң тутқан ят жутлуқниң пәрзәнтлирини болса,
Уларниму Өз муқәддәс теғимға елип келимән,
Мениң дуагаһ болған өйүмдә уларни хошал қилимән;
Уларниң көйдүрмә қурбанлиқлири һәм тәшәккүр қурнанлиқлири Мениң қурбангаһим үстидә қобул қилиниду;
Чүнки Мениң өйүм «Барлиқ әл-жутлар үчүн дуа қилинидиған өй» дәп атилиду.Мат. 21:13; Мар. 11:17; Луқа 19:46
Исраилдин тарқилип кәткән ғерибларни жиғип қайтуридиған Рәб Пәрвәрдигар: —
Мән йәнә униңға башқиларни,
Йәни жиғилип болғанларға башқиларниму қошуп жиғимән! — дәйду.
 
Исраилдики йетәклигүчиләргә болған бир бешарәт
— И далалардики барлиқ һайванлар, келип озуқтин елиңлар,
Орманлиқтики барлиқ һайванлар, келиңлар!«И далалардики барлиқ һайванлар, келип озуқтин елиңлар, орманлиқтики барлиқ һайванлар, келиңлар!» — Худа Өзиниң җазалишидин өлгәнләрниң җәсәтлири билән озуқлинишқа һайванларни тәклип қилиду.
10 Исраилниң күзәтчилири һәммиси қариғу;
Улар һеч билмәйду;
Һәммиси қавашни билмәйдиған гача иштлар,
Чүшәкәп ятидиған, уйқиға амрақлар!
11 Мошу иштлар болса нәпси яман, тойғанни билмәйду,
Улар болса хәлқимни «баққучи»лармиш техи!
Улар йорутулушни һеч билмәйду,
Уларниң һәммиси халиғанчә йол таллап қейип кәткән,
Бирисиму қалмай һәр бири өз мәнпәитини көзләп жүргүчиләр!«Мошу иштлар болса нәпси яман, тойғанни билмәйду, улар болса хәлқимни «баққучи»лармиш техи!» — «баққучи» яки «күзәтчи» (йетәклигүчи)ниң икки муһим рольи бар: — (1) күзәтчилик; йәни сирттин келидиған хәвп-хәтәр әһвалидин хәлиқни агаһландуруп тақабил туруш чарисини тепиш; (2) «баққучилиқ»; өз хәлқигә көйүнүп уларниң әһвалини убдан чүшинип хәвәр елиштур.
12 Улар: «Қени, шарап кәлтүримән,
Һарақни қанғичә ичәйли;
Әтиму болса бүгүнкидәк болиду,
Техиму молчилиқ болиду йәнә!» — дәвериду.
 
 

56:1 «Адаләт һәм һидайәт» — (ибраний тилида бирла сөз билән ипадилиниду) — Мошу йәрдә Муса пәйғәмбәргә берилгән муқәддәс қанун-пәрманларниң барлиқ тәләплирини көрситиду.

56:2 «Шабат күни» — ибраний тилида һәм «йәттинчи» һәм «тохтитиш» дегән мәнидә. Худа Муса пәйғәмбәр арқилиқ Исраилға «йәттинчи күни»дә, йәнә шәнбә күнидә өз шәхсий иш-хизмитини тохтитип, өзиниң һөрмитидә дәм елишни буйруған. Әлвәттә, мундақ қилиш һәр қандақ бир милләтниң, болупму Исраиллардәк деханчилиқ билән шуғуллинидиған милләтниң һәқиқий иман-ишәши бар-йоқлуғини испатлайдиған иштур. Мәйли содигәр яки дехан болсун: — «Шәнбә күнидә ишлисәм алған пайдам бәлким алтидин бир һәссә көп болар» — дәп ойлиши мүмкин.

56:3 «Яки ағват болған киши: — «Мана, қақшал бир дәрәқмән!» дегүчи болмисун — «ағват» пичиветилгән адәм. Кона җәмийәтләрдә улар падишаларниң яки байларниң һәрәмханилирида аял-кенизәклирини қоғдаш хизмитини қилатти. Мошу йәрдә ағватлар бәлким барлиқ мәйипләргә, барлиқ орни пәсләргә, барлиқ көзгә илинмайдиған кишиләргә вәкиллик қилиши мүмкин.

56:5 «мән уларға Өз өйүмдә, йәни Өз тамлирим ичидә орун һәм нам-атақ ата қилимән» — мошу айәттики «өйүм» болса, Худаниң муқәддәс ибадәтханиси. Әслидә Муса пәйғәмбәргә тапшурулған қанунға асасән, ағватлар вә мәйиплар ибадәтханиға киришкә болмайтти; бирақ «Пәрвәрдигарниң қули» қилған ишлардин кейин киришкә болидиған болған; мошундақ болупла қалмай, Худа уларға «муқим орун»ни бериду, демәк халиса мәңгү туридиған бир җайни бериду. Әслий ибранийчә тексттә «қол вә нам-атақ ата қилимән» дейилгән. Биз уни «орун вә нам-атақ ата қилимән» дәп тәрҗимә қилдуқ. «Қол» бизниңчә «турушқа һоқуқлуқ орун» дегән мәнидә ишлитилгән болуши мүмкин. Чүнки Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә ағватларниң муқәддәс чедирға яки муқәддәс ибадәтханиға кириш һоқуқи йоқ еди («Қан.» 23:1) «Орун һәм нам-атақ ата қилимән... » башқа бир хил тәрҗимиси «нам-әмәл абидиси тикләймән,...». «...уларға... нам-атақ ата қилимән... мошу нам-атақ оғул-қизлири барларниңкидин әвзәлдур; Мән уларға үзүлмәс, мәңгүлүк намни беримән» — ағватниң пәрзәнт көрүши мүмкин әмәс, әлвәттә.

56:7 Мат. 21:13; Мар. 11:17; Луқа 19:46

56:9 «И далалардики барлиқ һайванлар, келип озуқтин елиңлар, орманлиқтики барлиқ һайванлар, келиңлар!» — Худа Өзиниң җазалишидин өлгәнләрниң җәсәтлири билән озуқлинишқа һайванларни тәклип қилиду.

56:11 «Мошу иштлар болса нәпси яман, тойғанни билмәйду, улар болса хәлқимни «баққучи»лармиш техи!» — «баққучи» яки «күзәтчи» (йетәклигүчи)ниң икки муһим рольи бар: — (1) күзәтчилик; йәни сирттин келидиған хәвп-хәтәр әһвалидин хәлиқни агаһландуруп тақабил туруш чарисини тепиш; (2) «баққучилиқ»; өз хәлқигә көйүнүп уларниң әһвалини убдан чүшинип хәвәр елиштур.