«Һосанна» дегән сөз «Қутқузғайсән, и Пәрвәрдигар» дегән мәнидә. Инҗил дәвригә кәлгәндә «Худаға тәшәккүр-һәмдусана» дегән мәнидиму болған. «Зәбур» 117-күйидики изаһатларниму көрүң. ■Зәб. 117:25-26
Мәсиһ нәқил кәлтүргән сөзләр — «Зәб.» 117:22-23. ■Зәб. 117:22-23; Йәш. 8:14; 28:16; Мар. 12:10; Луқа 20:17; Рос. 4:11; Рим. 9:33; 1Пет. 2:6.
□21:5 «Зион қизиға ейтиңлар: — Мана, Падишасиң келиватиду, кәмтәр-мөмин болуп, минип бир ешәккә, боюнтуруқлуқ ешәкниң тәхийигә, келиватиду йениңға сениң» — бешарәт «Зәк.» 9:9дин елинған. «Зион» — Йерусалим җайлашқан тағни көрситиду.
■21:5 1Пад. 1:38-40; Йәш. 62:11; Зәк. 9:9; Юһ. 12:15.
□21:7 «... үстигә йепинча-чапанлирини салди» — демәк, егири йоқ еди.
□21:9 «Давутниң оғлиға һосанна болғай! Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчигә мубарәк болсун! Әршиәлада тәшәккүр-һосанналар оқулсун!» — бу сөзләр «Зәб.» 117:25-26дики бешарәттин елинған. «Һосанна» дегән сөз «Қутқузғайсән, и Пәрвәрдигар» дегән мәнидә. Инҗил дәвригә кәлгәндә «Худаға тәшәккүр-һәмдусана» дегән мәнидиму болған. «Зәбур» 117-күйидики изаһатларниму көрүң.
□21:12 «Әнди Әйса ибадәтхана һойлилириға кирип...» — ибадәтхана — әйни чағда, Йәһудийларниң нурғун ибадәтханилири (синагоглар) еди; мошу йәрдә көрситилгән «ибадәтхана» Йәһудийларниң әң көп жиғилип ибадәт қилидиған җайи еди. Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә, пәқәт «Худа Өз намини қойған» Йерусалимдики бу мәркизий ибадәтханидила қурбанлиқ қилса тоғра болатти.
■21:12 Қан. 14:26; Мар. 11:15; Луқа 19:45; Юһ. 2:14.
□21:13 «Муқәддәс язмиларда Худаниң: «Мениң өйүм дуа-тилавәтхана дәп атилиду» дегән сөзи пүтүлгән; лекин силәр уни булаңчиларниң угисиға айландурувапсиләр!» — Тәврат, «Йәш.» 56:7 вә «Йәр.» 7:11ни көрүң. Әйсаниң «булаңчиларниң угиси» дегән сөзи икки бислиқ болуп, бир тәрәптин баш каһинларниң содигәрләргә қурбанлиқларни сетиш һоқуқини сетип бәргәнлигини көрситиду; иккинчидин, бу каһинларниң хәлиқниң Худаниң һәқиқитини аңлаш пурситини булап, униң орниға өзлириниң мәртивисини жуқури көтиридиған һәр түрлүк қаидә-йосунларни уларниң бойниға артип қойғанлиғини көрситиду.
■21:13 1Пад. 8:29; Йәш. 56:7; Йәр. 7:11; Луқа 19:46.
□21:16 «Силәр муқәддәс язмилардин шуни оқуп бақмиғанки...» — оқурмәнләрниң есидә барки, «шуни оқуп бақмиғанки,...?» дегән ибарә Пәрисийләр вә Садуқийларниң әң яхши көридиған ибарилириниң бири еди. «Өзүңгә кичик балилар вә бовақларниң тиллиридин мәдһийә сөзлирини мукәммәл қилдиң» — «Зәб.» 8:3.
□21:19 «У йол бойидики бир түп әнҗир дәриғини көрүп, униң йениға барди. Дәрәқтин йопурмақтин башқа һеч нәрсә тапалмай, униңға қарап: — Һазирдин башлап сәндин мәңгү мевә болмисун! — девиди, әнҗир дәриғи шуан қуруп кәтти» — Пәләстиндики әнҗир дәрәқлиридә йопурмақ болса, мевиму болуши керәк. Бу карамәт мөҗизә роһий бир һәқиқәтни сүрәтләп бериду, әлвәттә.
□21:20 «Әнҗир дәриғи неманчә тезла қуруп кәтти!» — яки «Әнҗир дәриғи қандақму бирдинла қуруп кәтти!»
■21:22 Мат. 7:7; Мар. 11:24; Луқа 11:9; Юһ. 14:13; 16:24; Яқ. 1:5; 1Юһа. 3:22.
■21:23 Мис. 2:14; Мар. 11:27; Луқа 20:1; Рос. 4:7; 7:2.
□21:25 «Йәһя жүргүзгән чөмүлдүрүш нәдин кәлгән? Әрштинму, яки инсанлардинму?» — мошу диний әрбабларниң һәммиси дегидәк Йәһя пәйғәмбәрниң йәткүзгән хәвиригә җававән: «Бизгә товва қилиш керәк әмәс» дегән вә Йәһя «Мениң кәйнимдә келидиған» дәп көрсәткән Мәсиһниң келишигә ишәнмәй, униң чүмүлдүрүшини рәт қилған еди.
□21:31 «баҗгирлар билән паһишиләр...» — «баҗгирлар» тоғрисида 18:18дики изаһатни көрүң. «баҗгирлар билән паһишиләр Худаниң падишалиғиға силәрдин бурун кирмәктә» — «кирмәктә» дегән сөзгә қариғанда, «баҗгирлар вә паһишиләр» авал Йәһя пәйғәмбәрниң агаһ-гувақлиғи арқилиқ товва қилған, андин әйни чағда Мәсиһниң агаһ-гувақлиғи арқилиқ Худаниң падишалиғиға техиму кириватқан еди.
□21:32 «силәргә һәққанийәт йолини аян қилғили кәлгән ...» — яки «силәргә һәққанийәт йолини елип барғили кәлгән». Грек тилида пәқәт: «силәргә һәққанийәт йолида кәлгән...» дейилиду.
■21:33 Зәб. 79:9-10; Йәш. 5:1-7; Йәр. 2:21; 12:10; Мар. 12:1; Луқа 20:9.
■21:38 Яр. 37:18; Зәб. 2:1, 8; Мат. 26:3; 27:1; Юһ. 11:53; Ибр. 1:2.
□21:42 «Тамчилар ташливәткән таш болса, бүҗәк теши болуп тикләнди» — «бүҗәк теши» болса һәр қандақ имарәтниң улидики әң муһим уюлташ болуп, һул селинғанда биринчи болуп қоюлидиған таштур. Йәһудий каттивашлар «роһий һаят»ниң бүҗәк теши болған Мәсиһни ташлишивәтмәкчи еди, вә дәрвәқә ташливәтти. Мәсиһ нәқил кәлтүргән сөзләр — «Зәб.» 117:22-23.
■21:42 Зәб. 117:22-23; Йәш. 8:14; 28:16; Мар. 12:10; Луқа 20:17; Рос. 4:11; Рим. 9:33; 1Пет. 2:6.
■21:43 Мис. 32:10; Йәш. 55:5; Мат. 8:12.
□21:44 «Бу «таш»қа жиқилған киши парә-парә болуп кетиду; лекин бу таш һәр кимниң үстигә чүшсә, уни кукум-талқан қиливетиду» — «таш» болса Әйса өзи, әлвәттә. 42-айәтни көрүң. Әйсаниң бу сөзи тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтитилимиз.
■21:44 Йәш. 8:15; Дан. 2:34; Зәк. 12:3; Луқа 20:18.