12
Мәрйәмниң Әйсани әтирлиши
Мат. 26:6-13; Мар. 14:3-9
Өтүп кетиш һейтидин алтә күн илгири, Әйса өзи өлүмдин тирилдүргән Лазарус туруватқан җай — Бәйт-Анияға кәлди.Мат. 26:6; Мар. 14:3; Луқа 7:37; Юһ. 11:2. Шу вәҗидин улар у йәрдә униңға зияпәт бәрди. Марта меһманларни күтүвататти; Лазарус болса Әйса билән һәмдәстихан болғанларниң бири еди. Мәрйәм әнди наһайити қиммәт баһалиқ сап сумбул әтирдин бир қадақ әкилип, Әйсаниң путлириға қуйди андин чачлири билән путлирини ертип қурутти. Әтирниң хуш пуриғи өйни бир алди.«наһайити қиммәт баһалиқ сап сумбул әтирдин бир қадақ» — «бир қадақ» (грек тилида «бир литра») — Римлиқларниң қадиқи, тәхминән 325 грам. «Әйсаниң путлириға қуйди андин чачлири билән путлирини ертип қурутти» — яки «Әйсаниң путлириға қуйди вә чачлири билән әтирни путлириға сүрди». Лекин униң мухлислиридин бири, йәни униңға пат арида сатқунлуқ қилғучи, Симонниң оғли Йәһуда Ишқарийот:
— Немишкә бу қиммәт баһалиқ әтир кәмбәғәлләргә сәдиқә қилип берилишкә үч йүз динарға сетилмиди? — деди«үч йүз динар» — шу чағда аддий бир ишчиниң жиллиқ киримигә тәң болатти.  Мар. 14:5. (у бу сөзни кәмбәғәлләрниң ғемини йегәнлиги үчүн әмәс, бәлки оғри болғанлиғи үчүн дегән еди; чүнки у мухлисларниң ортақ һәмянини сақлиғучи болуп, дайим униңға селинғинидин оғриливалатти).Юһ. 13:29.
Әнди Әйса: — Аялни өз ихтияриға қойғин! Чүнки у буни мениң дәпнә күнүм үчүн тәйярлиқ қилип сақлиғандур;«у буни мениң дәпнә күнүм үчүн тәйярлиқ қилип сақлиғандур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «у шундақ қилип мениң дәпнә күнүмгә тәйярлиқ қиливатиду».  Мар. 14:8. чүнки кәмбәғәлләр һемишә силәр билән биллә болиду, лекин мән һемишә силәр билән биллә болмаймән, — деди.Қан. 15:11; Мат. 26:11; Мар. 14:7.
 
Баш каһинларниң Лазарусни өлтүрүш сүйқәсти
Зор бир топ Йәһудийлар униң шу йәрдә екәнлигидин хәвәр тепип, шу йәргә кәлди. Уларниң келиши ялғуз Әйсани дәпла әмәс, йәнә у өлүмдин тирилдүргән Лазарусниму көрүш үчүн еди. Юһ. 11:44. 10 Лекин баш каһинлар болса Лазарусниму өлтүрүшни мәслиһәтләшкән еди; 11 Чүнки униң сәвәвидин нурғун Йәһудийлар өзлиридин чекинип Әйсаға етиқат қиливататти.
 
Йерусалимға тәнтәнилик билән кириш
Мат. 21:1-11; Мар. 11:1-11; Луқа 19:28-40
12 Әтиси, «өтүп кетиш һейти»ни өткүзүшкә кәлгән зор бир топ халайиқ Әйсаниң Йерусалимға келиватқанлиғини аңлап, Мат. 21:8; Мар. 11:8; Луқа 19:36. 13  қоллириға хорма шахлирини тутушқан һалда уни қарши алғили чиқишти вә: «Тәшәккүр-һосанна! Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчи, Исраилниң падишасиға мубарәк болғай!» дәп вақирашти.«Тәшәккүр-һосанна! Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчи, Исраилниң падишасиға мубарәк болғай!» — бу сөзләр «Зәб.» 117:25-26дики бешарәттин елинған. «Һосанна» дегән сөз «Қутқузғайсән, и Пәрвәрдигар» дегән мәнидә. Инҗил дәвригә кәлгәндә мәнаси «Худаға тәшәккүр-мәдһийә»му болуп қалған еди. «Зәбур» 117-күйидики изаһатларниму көрүң.  Зәб. 117:25, 26. 14 Әйса бир тәхәйни тепип, униңға минди; худди муқәддәс язмиларда мундақ пүтүлгәндәк: —
 
15 «Қорқма, и Зион қизи! Мана, Падишасиң ешәк тәхийигә минип келиватиду!».«Қорқма, и Зион қизи! Мана, Падишасиң ешәк тәхийигә минип келиватиду!» — «Зәк.» 9:9. «Зион қизи» Йерусалимда туруватқанларни, шундақла барлиқ Йәһудий хәлқини көрситиду.  Йәш. 62:11; Зәк. 9:9; Мат. 21:5.
 
16 Әйни чағда униң мухлислири бу ишларни чүшәнмәйтти, лекин Әйса шан-шәрәптә улуқланғандин кейин, бу сөзләрниң униң тоғрилиқ пүтүлгәнлигини, шундақла бу ишларниң дәрвәқә униңда шундақ йүз бәргәнлигини есигә кәлтүрди.«Әйса шан-шәрәптә улуқланғандин кейин...» — униң өлүмдин тирилип әршкә көтирилгәнлигини көрситиду.
17 Әнди у Лазарусни қәбирдин чақирип тирилдүргән чағда униң билән биллә болған халайиқ болса, бу ишқа гувалиқ беривататти. 18 Әйса яратқан бу мөҗизилик аламәтниму аңлиғачқа, уни қарши елишқа шу бир топ адәмләр чиқишқан еди. 19 Пәрисийләр болса бир-биригә:
— Қараңлар, барлиқ қилғиниңлар бекар кәтти! Мана әнди пүткүл җаһан униңға әгәшмәктә! — дейишти.Юһ. 11:47.
 
Грекларниң Әйса билән көрүшүшни тәләп қилиши — униң өз өлүми тоғрилиқ сөзлиши
20 Өтүп кетиш һейтида ибадәт қилғили кәлгәнләр арисида бир нәччә грекларму бар еди. Рос. 8:27. 21 Булар әнди Галилийәниң Бәйт-Саида йезисидин болған Филипниң йениға келип:
— Әпәндим, биз Әйса билән көрүшсәк, — дәп тәләп қилишти.Юһ. 1:45.
22 Филип берип буни Андриясқа ейтти. Андин Андрияс вә Филип иккиси Әйсаға мәлум қилди.
23 Лекин Әйса уларға җававән мундақ деди:
— «Инсаноғлиниң шан-шәрәптә улуқлинидиған вақит-саити йетип кәлди. «Лекин Әйса уларға җававән мундақ деди: — «Инсаноғлиниң шан-шәрәптә улуқлинидиған вақит-саити йетип кәлди...» — грекләрниң (22-айәттики) тәливигә бу сирлиқ сөзләр қандақ җавап болиду? Буниң тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.  Юһ. 13:32; 17:1. 24 Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, буғдай дени тупрақ ичигә чүшүп өлмигичә, өзи йәнила ялғуз қалиду; лекин өлсә, мол һосул бериду. «буғдай дени тупрақ ичигә чүшүп өлмигичә, өзи йәнила ялғуз қалиду; лекин өлсә, мол һосул бериду» — Мәсиһниң «уруқниң өлүши» дегини бир хил охшитиштур. Уруқ йәргә чүшүп «өлмисә» бир тал пети қеливериду. Тупраққа чүшкәндә «өлсә», униңдин нурғун уруқ мевиләйду.  1Кор. 15:36. 25 Кимдәким өз һаятини айиса униңдин мәһрум болиду; лекин бу дунияда өз һаятидин нәпрәтләнсә, уни мәңгүлүк һаятлиққа сақлалайду. «кимдәким өз һаятини айиса..» — «айиса» грек тилида «сөйисә» яки «амрақ болса».  Мат. 10:39; 16:25; Мар. 8:35; Луқа 9:24; 17:33. 26 Кимдәким хизмитимдә болушни халиса, маңа әгәшсун. Мән қәйәрдә болсам, мениң хизмәтчимму шу йәрдә болиду. Кемдәким мениң хизмитимдә болса, Ата униңға иззәт қилиду.Юһ. 14:3; 17:24.
27 Һазир җеним қаттиқ азаплиниватиду. Мән немә дейишим керәк? «Ата, мени бу сааттин қутқузғин!» дәйму? Лекин мән дәл мошу вақит-саат үчүн кәлдим. «Ата, мени бу сааттин қутқузғин!» дәйму?»  — Бу «саат» униң келидиған азап-оқубәтләрни тартидиғанлиғини көрситиду.  Мат. 26:37,38,39; Мар. 14:34; Луқа 22:44. 28 Ата, намиңға шан-шәрәп кәлтүргин!».
Шуан, асмандин бир аваз аңлинип:
— Униңға шан-шәрәп кәлтүрдүм вә йәнә униңға шан-шәрәп кәлтүримән!» — дейилди.
29 Буни аңлиған шу йәрдә турған халайиқ:
— Һава гүлдүрлиди, — дейишти.
Йәнә бәзиләр болса:
— Бир пәриштә униңға гәп қилди, — дейишти.
30 Әйса болса җававән: — Бу аваз мени дәп әмәс, силәрни дәп чүшти. Юһ. 11:42. 31 Әнди дунияниң үстигә һөкүм чиқирилиш вақти кәлди; һазир бу дунияниң һөкүмдариниң ташқириға қоғлиниш вақти кәлди. «һазир бу дунияниң һөкүмдариниң ташқириға қоғлиниш вақти кәлди» — «бу дунияниң һөкүмдари» — Шәйтанни көрситиду. Бу айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.  Юһ. 14:30; 16:11; Кол. 2:15. 32 Вә мән болсам, йәрниң үстидин көтирилгинимдә, пүткүл инсанларни өзүмгә җәлип қилип тартимән, — деди Чөл. 21:9; 2Пад. 18:4; Юһ. 3:14; 8:28. 33 (униң буни дегини өзиниң қандақ өлүм билән өлидиғанлиғини көрсәткини еди).
34 Халайиқ буниңға җававән униңдин:
— Биз муқәддәс қанундин Мәсиһниң әбәткичә қалидиғинини аңлиған; сән қандақсигә «Инсаноғли көтирилиши керәк» дәйсән?! Бу қандақму «Инсаноғли» болсун? — дәп сориди.«сән қандақсигә «Инсаноғли көтирилиши керәк» дәйсән?!» — халайиқниң «Инсаноғли» (Мәсиһ) тоғрилиқ көздә тутқини Мәсиһниң улуқлуғини көрситидиған «Яр.» 49:10, «Зәб.» 88:36-38, 109:2, «Йәш.» 9:7, «Әз.» 37:25, «Дан.» 7:14 Иди.  2Сам. 7:16; 1Тар. 22:10; Зәб. 44:7-8; 88:37; 110:4; Йәш. 9:5; Йәр. 23:6; Әз. 37:26; Дан. 2:44; 7:14, 27; Мик. 4:7; Ибр. 1:8.
35 Шуңа Әйса уларға: — Нурниң араңларда болидиған вақти узун болмайду. Шуңа қараңғулуқниң силәрни бесивалмаслиғи үчүн, нур бар вақтида униңда меңиңлар; қараңғулуқта маңған киши өзиниң қәйәргә кетиватқанлиғини билмәйду. Йәр. 13:16; Юһ. 1:9; 8:12; 9:5; 12:46; Әф. 5:8; 1Тес. 5:4 36 Нур араңларда бар вақитта, униңға ишиниңлар; буниң билән нурниң пәрзәнтлири болисиләр, — деди.
Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, улардин айрилип йошурунувалди.
 
Йәһудий хәлқиниң Мәсиһни рәт қилиши
37 Гәрчә у уларниң көз алдида шунчә тола мөҗизилик аламәт көрсәткән болсиму, улар техи униңға етиқат қилмиди. 38  Шуниң билән Йәшая пәйғәмбәрниң язмисида алдин-ала көрситилгән бешарәт дәл әмәлгә ашурди:
«И Пәрвәрдигар, бизниң йәткүзгән хәвиримизгә кимму ишәнгән?
Һәм «Пәрвәрдигарниң билиги» Болғучи кимгиму аян қилинған?»«И Пәрвәрдигар, бизниң йәткүзгән хәвиримизгә кимму ишәнгән?» һәм «Пәрвәрдигарниң билиги» Болғучи кимгиму аян қилинған?» — «Йәш.» 53:1. «Пәрвәрдигарниң билиги» — бир зат, йәни дәл Худаниң Мәсиһи болса керәк («Йәш.» 53:2, 3-айәтниму көрүң).  Йәш. 53:1; Рим. 10:16.
 
39-40 Халайиқниң етиқат қилмиғининиң сәвәви дәл шуки (худди Йәшая пәйғәмбәр йәнә алдин-ала ейтқандәк):
 
«Пәрвәрдигар уларниң көзлирини кор,
Қәлбини таш қилди;
Мәхсәт, уларниң көзлириниң көрүп,
Қәлбиниң чүшинип,
Гуналиридин йенишиниң алдини елиш үчүндур;
Болмиса, Мән уларни сақайтқан болаттим, — дәйду Пәрвәрдигар».«Пәрвәрдигар уларниң көзлирини кор, қәлбини таш қилди» — мошу йәрдә «Пәрвәрдигар» грек тилида «У». «Пәрвәрдигар уларниң көзлирини кор, қәлбини таш қилди; мәхсәт, уларниң көзлириниң көрүп, қәлбиниң чүшинип, гуналиридин йенишиниң алдини елиш үчүндур; болмиса, Мән уларни сақайтқан болаттим» — «Йәш.» 6:10.  Йәш. 6:9, 10; Әз. 12:2; Мат. 13:14; Мар. 4:12; Луқа 8:10; Рос. 28:26; Рим. 11:8
 
41 Бу сөзләрни Йәшая пәйғәмбәр Мәсиһниң шан-шәривини көрүп униңға қарита алдин-ала сөз қилғинида ейтқан еди.«Бу сөзләрни Йәшая пәйғәмбәр Мәсиһниң шан-шәривини көрүп униңға қарита алдин-ала сөз қилғинида ейтқан еди» — грек тилида «униң шан-шәривини көрүп...» дейилиду. Кимниң шан-шәриви? Ениқки, «униң» мошу йәрдә Мәсиһниң өзини көрситиду. 37-, 39- вә 42-айәтни көрүң (кимгә етиқат қилиш керәк?). Толуқ иш «Йәш.» 6:1-13дә хатирилиниду. Йәшая бу бешарәтни бәргән чағда Пәрвәрдигар Худаниң шан-шәривини көргәчкә, хуласимиз шуки, «Мәсиһ Өзи Худаниң шан-шәриви вә ипадиси»дин ибарәттур.  Йәш. 6:1.
42 Вәһаләнки, гәрчә һәтта Йәһудий ақсақаллиридинму нурғунлиған адәмләр униңға етиқат қилған болсиму, улар Пәрисийләр вәҗидин қорқуп, өзлириниң синагогтин қоғлап чиқириветилмәслиги үчүн уни етирап қилмиди. «нурғунлиған адәмләр униңға етиқат қилған болсиму, улар Пәрисийләр вәҗидин қорқуп, өзлириниң синагогтин қоғлап чиқириветилмәслиги үчүн уни етирап қилмиди» — Мошу йәрдә «синагог» Йәһудийларниң умумий җәмийитини көрситиду. «Синагогтин чиқирилиш» — кимки синагодтин чиқириветилсә, Йәһудийлар җәмийитидикиләр улар билән һеч барди-кәлди қилмайтти.  Юһ. 7:13; 9:22. 43 Буниң сәвәви, улар инсанлардин келидиған иззәт-шөһрәтни Худадин келидиған иззәт-шөһрәттин яхши көрәтти.Юһ. 5:44.
44 Бирақ Әйса жуқури аваз билән мундақ деди:
— Маңа етиқат қилғучи маңила әмәс, бәлки мени Әвәткүчигә етиқат қилғучидур. 45 Кимки мени көргүчи болса, мени Әвәткүчини көргүчи болиду. Юһ. 10:30; 14:9. 46 Мән маңа етиқат қилғучилар қараңғулуқта қалмисун дәп, нур сүпитидә дунияға кәлдим. Йәш. 42:6; 49:6; Юһ. 1:9; 8:12; 9:5; 12:46; Рос. 13:47. 47 Бириси сөзлиримни аңлап, уларни тутмиса, уни сораққа тартмаймән; чүнки мән дуниядикиләрни сораққа тартқили әмәс, бәлки дуниядикиләрни қутқузғили кәлдим. Юһ. 3:17; 9:39. 48 Бирақ мени чәткә қаққучини, шундақла сөзлиримни қобул қилмиғанни болса, уни сораққа тартқучи бириси бар. У болсиму, мән ейтқан сөз-каламимдур. У ахирқи күни уни сораққа тартиду. Мар. 16:16; Юһ. 3:18; 8:24. 49 Чүнки мән өзлүгүмдин сөзлигиним йоқ, бәлки мени әвәткән Ата мениң немини дейишим вә қандақ сөзлишим керәклигигә әмир бәргән. «мениң немини дейишим вә қандақ сөзлишим керәклиги» — яки болмиса «мениң немә тәлим-әмир беришим вә немини сөзлишим керәклиги».  Қан. 18:18; Юһ. 3:11; 5:20; 7:16; 8:28; 14:10, 24; 16:13. 50 Униң әмриниң мәңгүлүк һаятлиқ екәнлигини билимән. Шуңа немини сөзлисәм, Ата маңа буйруғинидәк сөзләймән.
 
 

12:1 Мат. 26:6; Мар. 14:3; Луқа 7:37; Юһ. 11:2.

12:3 «наһайити қиммәт баһалиқ сап сумбул әтирдин бир қадақ» — «бир қадақ» (грек тилида «бир литра») — Римлиқларниң қадиқи, тәхминән 325 грам. «Әйсаниң путлириға қуйди андин чачлири билән путлирини ертип қурутти» — яки «Әйсаниң путлириға қуйди вә чачлири билән әтирни путлириға сүрди».

12:5 «үч йүз динар» — шу чағда аддий бир ишчиниң жиллиқ киримигә тәң болатти.

12:5 Мар. 14:5.

12:6 Юһ. 13:29.

12:7 «у буни мениң дәпнә күнүм үчүн тәйярлиқ қилип сақлиғандур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «у шундақ қилип мениң дәпнә күнүмгә тәйярлиқ қиливатиду».

12:7 Мар. 14:8.

12:8 Қан. 15:11; Мат. 26:11; Мар. 14:7.

12:9 Юһ. 11:44.

12:12 Мат. 21:8; Мар. 11:8; Луқа 19:36.

12:13 «Тәшәккүр-һосанна! Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчи, Исраилниң падишасиға мубарәк болғай!» — бу сөзләр «Зәб.» 117:25-26дики бешарәттин елинған. «Һосанна» дегән сөз «Қутқузғайсән, и Пәрвәрдигар» дегән мәнидә. Инҗил дәвригә кәлгәндә мәнаси «Худаға тәшәккүр-мәдһийә»му болуп қалған еди. «Зәбур» 117-күйидики изаһатларниму көрүң.

12:13 Зәб. 117:25, 26.

12:15 «Қорқма, и Зион қизи! Мана, Падишасиң ешәк тәхийигә минип келиватиду!» — «Зәк.» 9:9. «Зион қизи» Йерусалимда туруватқанларни, шундақла барлиқ Йәһудий хәлқини көрситиду.

12:15 Йәш. 62:11; Зәк. 9:9; Мат. 21:5.

12:16 «Әйса шан-шәрәптә улуқланғандин кейин...» — униң өлүмдин тирилип әршкә көтирилгәнлигини көрситиду.

12:19 Юһ. 11:47.

12:20 Рос. 8:27.

12:21 Юһ. 1:45.

12:23 «Лекин Әйса уларға җававән мундақ деди: — «Инсаноғлиниң шан-шәрәптә улуқлинидиған вақит-саити йетип кәлди...» — грекләрниң (22-айәттики) тәливигә бу сирлиқ сөзләр қандақ җавап болиду? Буниң тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.

12:23 Юһ. 13:32; 17:1.

12:24 «буғдай дени тупрақ ичигә чүшүп өлмигичә, өзи йәнила ялғуз қалиду; лекин өлсә, мол һосул бериду» — Мәсиһниң «уруқниң өлүши» дегини бир хил охшитиштур. Уруқ йәргә чүшүп «өлмисә» бир тал пети қеливериду. Тупраққа чүшкәндә «өлсә», униңдин нурғун уруқ мевиләйду.

12:24 1Кор. 15:36.

12:25 «кимдәким өз һаятини айиса..» — «айиса» грек тилида «сөйисә» яки «амрақ болса».

12:25 Мат. 10:39; 16:25; Мар. 8:35; Луқа 9:24; 17:33.

12:26 Юһ. 14:3; 17:24.

12:27 «Ата, мени бу сааттин қутқузғин!» дәйму?»  — Бу «саат» униң келидиған азап-оқубәтләрни тартидиғанлиғини көрситиду.

12:27 Мат. 26:37,38,39; Мар. 14:34; Луқа 22:44.

12:30 Юһ. 11:42.

12:31 «һазир бу дунияниң һөкүмдариниң ташқириға қоғлиниш вақти кәлди» — «бу дунияниң һөкүмдари» — Шәйтанни көрситиду. Бу айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

12:31 Юһ. 14:30; 16:11; Кол. 2:15.

12:32 Чөл. 21:9; 2Пад. 18:4; Юһ. 3:14; 8:28.

12:34 «сән қандақсигә «Инсаноғли көтирилиши керәк» дәйсән?!» — халайиқниң «Инсаноғли» (Мәсиһ) тоғрилиқ көздә тутқини Мәсиһниң улуқлуғини көрситидиған «Яр.» 49:10, «Зәб.» 88:36-38, 109:2, «Йәш.» 9:7, «Әз.» 37:25, «Дан.» 7:14 Иди.

12:34 2Сам. 7:16; 1Тар. 22:10; Зәб. 44:7-8; 88:37; 110:4; Йәш. 9:5; Йәр. 23:6; Әз. 37:26; Дан. 2:44; 7:14, 27; Мик. 4:7; Ибр. 1:8.

12:35 Йәр. 13:16; Юһ. 1:9; 8:12; 9:5; 12:46; Әф. 5:8; 1Тес. 5:4

12:38 «И Пәрвәрдигар, бизниң йәткүзгән хәвиримизгә кимму ишәнгән?» һәм «Пәрвәрдигарниң билиги» Болғучи кимгиму аян қилинған?» — «Йәш.» 53:1. «Пәрвәрдигарниң билиги» — бир зат, йәни дәл Худаниң Мәсиһи болса керәк («Йәш.» 53:2, 3-айәтниму көрүң).

12:38 Йәш. 53:1; Рим. 10:16.

12:39-40 «Пәрвәрдигар уларниң көзлирини кор, қәлбини таш қилди» — мошу йәрдә «Пәрвәрдигар» грек тилида «У». «Пәрвәрдигар уларниң көзлирини кор, қәлбини таш қилди; мәхсәт, уларниң көзлириниң көрүп, қәлбиниң чүшинип, гуналиридин йенишиниң алдини елиш үчүндур; болмиса, Мән уларни сақайтқан болаттим» — «Йәш.» 6:10.

12:39-40 Йәш. 6:9, 10; Әз. 12:2; Мат. 13:14; Мар. 4:12; Луқа 8:10; Рос. 28:26; Рим. 11:8

12:41 «Бу сөзләрни Йәшая пәйғәмбәр Мәсиһниң шан-шәривини көрүп униңға қарита алдин-ала сөз қилғинида ейтқан еди» — грек тилида «униң шан-шәривини көрүп...» дейилиду. Кимниң шан-шәриви? Ениқки, «униң» мошу йәрдә Мәсиһниң өзини көрситиду. 37-, 39- вә 42-айәтни көрүң (кимгә етиқат қилиш керәк?). Толуқ иш «Йәш.» 6:1-13дә хатирилиниду. Йәшая бу бешарәтни бәргән чағда Пәрвәрдигар Худаниң шан-шәривини көргәчкә, хуласимиз шуки, «Мәсиһ Өзи Худаниң шан-шәриви вә ипадиси»дин ибарәттур.

12:41 Йәш. 6:1.

12:42 «нурғунлиған адәмләр униңға етиқат қилған болсиму, улар Пәрисийләр вәҗидин қорқуп, өзлириниң синагогтин қоғлап чиқириветилмәслиги үчүн уни етирап қилмиди» — Мошу йәрдә «синагог» Йәһудийларниң умумий җәмийитини көрситиду. «Синагогтин чиқирилиш» — кимки синагодтин чиқириветилсә, Йәһудийлар җәмийитидикиләр улар билән һеч барди-кәлди қилмайтти.

12:42 Юһ. 7:13; 9:22.

12:43 Юһ. 5:44.

12:45 Юһ. 10:30; 14:9.

12:46 Йәш. 42:6; 49:6; Юһ. 1:9; 8:12; 9:5; 12:46; Рос. 13:47.

12:47 Юһ. 3:17; 9:39.

12:48 Мар. 16:16; Юһ. 3:18; 8:24.

12:49 «мениң немини дейишим вә қандақ сөзлишим керәклиги» — яки болмиса «мениң немә тәлим-әмир беришим вә немини сөзлишим керәклиги».

12:49 Қан. 18:18; Юһ. 3:11; 5:20; 7:16; 8:28; 14:10, 24; 16:13.