17
Гуна, кәчүрүм, етиқат вә хизмәт тоғрисида
Мат. 18:6-7, 21-22; Мар. 9:42
У мухлислириға мундақ деди:
— Инсанни путлаштуридиған ишлар болмай қалмайду; лекин шу путлаштуруш васитичиси болған адәмниң һалиға вай!«Инсанни путлаштуридиған ишлар болмай қалмайду; лекин шу путлаштуруш васитичиси болған адәмниң һалиға вай!» — бу муһим айәт үстидә «Матта»дики «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.  Мат. 18:7; Мар. 9:42. Бундақ адәмниң бу кичик балилардин бирини гунаға путлаштурған болса, бойниға түгмән теши есилған һалда деңизға ташливетилгини әвзәл болатти.«бундақ адәмниң бу кичик балилардин бирини гунаға путлаштурған болса...» — «бу кичик балилардин бири» (грек тилида «бу кичикләрдин бири») — демәк, өз әтрапидики өзигә етиқат қилған аддий халайиқни көрситиду.
Өзүңларға агаһ болуңлар! Әгәр қериндишиң гуна қилған болса, униңға тәнбиһ-несиһәт қилғин. У товва қилса уни әпу қилғин.Лав. 19:17; Пәнд. 17:10; Мат. 18:15; Яқ. 5:19. Мабада у бир күн ичидә саңа йәттә мәртивә гуна қилса вә йәттә мәртивә йениңға келип: Товва қилдим, десә, уни йәнила әпу қилғин. Мат. 18:21.
Шуниң билән расуллар Рәбгә: Ишәш-етиқатимизни ашурғин, — дейишти.«Шуниң билән расуллар Рәбгә: Ишәш-етиқатимизни ашурғин, — дейишти» — бурадирини һәр күндә йәттә қетим охшаш гуна үчүн кәчүрүм қилиш күчлүк болған етиқатни тәләп қилиду, әлвәттә!
Вә Рәб уларға мундақ деди:
— Силәрдә қича уруғидәк зәрричә ишәш болса еди, силәр аву үҗмә дәриғигә: «Йилтизиңдин қомурулуп, деңизға көчүп тикил!» десәңлар, у сөзүңларни аңлап көчәтти.Мат. 17:20; 21:21; Мар. 11:23.
 
Һәқиқий қулниң вәзиписи
Лекин араңлардин кимниң йәр һайдайдиған яки мал бақидиған бир қули болса вә у етизлиқтин қайтип кәлгәндә, униңға: «Тезрәк келип дәстиханда олтарғин», дәйдиғанлар барму? У бәлки униңға: «Мениң тамиғимни тәйяр қил, мән йәп-ичип болғичә белиңни бағлап мени күткин, андин өзүң йәп-ичкин, демәсму? Қул әмир қилинғинидәк қилғини үчүн ғоҗайин униңға рәхмәт ейтамду? Мениңчә, ейтмайду. 10 Шуниңға охшаш, силәрму өзүңларға әмир қилинғанниң һәммисини ада қилғиниңлардин кейин: Биз әрзимәс қуллармиз; биз пәқәт тегишлик бурҗимизни ада қилдуқ, халас», дәйдиған болисиләр.
 
Әйсаниң он мохо кесилини сақайтиши
11 Вә шундақ болдики, у Йерусалимға чиқип кетиватқанда, Самарийә билән Галилийәниң оттурисидин өтүп, 12 бир кәнткә киргинидә мохо кесилигә гириптар болған он адәм униңға учрап, жирақта тохтап, «бир кәнткә киргинидә мохо кесилигә гириптар болған он адәм униңға учрап, жирақта тохтап...» — немишкә «жирақта тохтап...»? Мохо кесилигә гриптар болғанлар Тәврат қануни бойичә адәмләргә йеқинлишишқа болмайтти («Лав.» 13:45-46, «Чөл.» 5:2-3ни көрүң). 13 авазлирини көтирип: Әй Әйса, устаз, бизгә рәһим қилғайсән, дәп өтүнди. 14 Уларни көргәндә у уларға: Берип өзүңларни каһинларға көрситиңлар, деди. Вә шундақ болдики, улар йолда кетиватқанда, моходин пакланди.«...өзүңларни каһинларға көрситиңлар» — Тәврат қануни бойичә бириси мохо кесилидин сақайған болса, муқәддәс ибадәтханидики мәсъул каһинниң алдиға берип өзини «сақ, яки сақ әмәс» дәп тәкшүртүп қурбанлиқ қилиши керәк еди; андин қайтидин җәмийәт билән арилишалайтти («Лав.» 13:19, 14:1-11, «Луқа» 5:14ни көрүң). Демисәкму, Мәсиһ кәлгичә бундақ мурасим бир қетимму өткүзүлүп бақмиған.  Лав. 13:2; 14:2; Мат. 8:4; Луқа 5:14.
15 Улардин бирәйлән өзиниң сақайғинини көргәндә жуқури аваз билән Худани улуқлап, кәйнигә бурулуп, қайтти. 16 У келип Әйсаниң айиғиға жиқилип дүм йетип тәшәккүр ейтти. У Самарийәлик еди. «У келип Әйсаниң айиғиға жиқилип дүм йетип тәшәккүр ейтти. У Самарийәлик еди» — Йәһудийлар Самарийәликләрни «йерим капир» дәп яман көрәтти. 17 Әйса бу ишқа қарап: Пак қилинғанлар он киши әмәсмиди? Қалған тоққузәйлән қени? 18 Бу ят әллик мусапирдин башқа, Худаға һәмдусана оқуғили һеч ким қайтип кәлмәптиғу?! — деди. «Бу ят әллик мусапирдин башқа, Худаға һәмдусана оқуғили һеч ким қайтип кәлмәптиғу?!» — демәк, Худаниң хәлқи болған Йәһудийлардин һеч ким рәхмәт ейтишқа қайтмиди. 19 Андин у һелиқи адәмгә: — «Орнуңдин тур, йолуңға маңғин! Етиқатиң сени сақайтти!» — деди.«Етиқатиң сени сақайтти!» — биз шуни байқаймизки, (1) у (башқа тоққузиға охшаш) Мәсиһниң сөзигә кирип йолға чиққан еди; бу өз ишәшини ипадилигән һәрикәттур; (2) гәрчә кесәлни сақайтқучи Мәсиһниң өзи болғини билән, у дайим адәмләрниң өзигә бағлиған етиқатини (бар болса) махтап уларни шу йол билән риғбәтләндүрәтти — «сениң етиқатиң сени сақайтти!».
 
Худаниң падишалиғиниң намайән болуши
Мат. 24:23-28, 37-41
20 Бир күни Пәрисийләр униңдин: «Худаниң падишалиғи қачан келиду?» дәп сориғанда у уларға җавап берип мундақ деди: — Худаниң падишалиғиниң келишини көз билән көргили болмас; «Худаниң падишалиғиниң келишини көз билән көргили болмас» — мәнаси, бәлким, униң йәр йүзидә намайән болуши көз билән көргили болидиған аламәтләр билән болмайду. Мәсиһ дунияға қайтип кәлгәндә падишалиқ һәммә адәмгә рошән болиду (24-айәтни көрүң); лекин шу вақитқичә «көз билән көргили болмас» — пәқәт етиқат униң қәйәрдә екәнлигини көрәләйду. «қошумчә сөз»имиздә бу тема үстидә азрақ тохтилимиз. 21 кишиләр: «Қараңлар, у мана бу йәрдә!» яки «У йәрдә!» дейәлмәйду. Чүнки мана, Худаниң падишалиғи араңлардидур.«Мана, Худаниң падишалиғи араңлардидур» — «араңлардидур» дегәнниң башқа бир тәрҗимиси «ичиңлардидур» яки «дилиңлардидур». Лекин бизниңчә Мәсиһ пулпәрәс, тәкәббур Пәрисийләргә «Худаниң падишалиғи силәрдә» дәп һәргиз демәйтти. Бу тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.  Мат. 24:23; Мар. 13:21; Луқа 21:7, 8.
 
Инсаноғлиниң қайтип келиши
22 Кейин у мухлислириға йәнә мундақ деди: — «Шундақ күнләр келидуки, силәр Инсаноғлиниң күнлиридин бирәр күнини болсиму көрүшкә тәшна болисиләр, лекин көрәлмәйсиләр. «Инсаноғлиниң күнлиридин бирәр күни» — демәк, Инсаноғли (Мәсиһ) дунияға қайтип келип һөкүм сүридиған күнләрниң бири. 23 Шу чағда кишиләр силәргә: «Мана у бу йәрдә!» вә яки «Мана у у йәрдә!» дәйду; силәр нә бармаңлар нә уларниң кәйнидин жүгүрмәңлар. «Шу чағда кишиләр силәргә: «Мана у бу йәрдә!» вә яки «Мана у у йәрдә!» дәйду» — «у» мошу йәрдә Мәсиһниң өзи, әлвәттә.  Мат. 24:23; Мар. 13:21. 24 Чүнки гоя асманниң бир четидин чақмақ чеқип йәнә бир четигичә йорутидиғандәк, Инсаноғлиниң өз күнидә һәм шундақ болиду. «гоя асманниң бир четидин чақмақ чеқип йәнә бир четигичә йорутидиғандәк» — яки «гоя чақмақ чеқип асманниң бир четидин йәнә бир четигичә йорутидиғандәк». 25 Лекин у авал көп азап-оқубәтләрни тартиши бу дәвирдикиләр тәрипидин чәткә қеқилиши муқәррәрдур.« Инсаноғли авал көп азап-оқубәтләрни тартиши бу дәвирдикиләр тәрипидин чәткә қеқилиши муқәррәрдур» — бу дәвир болса өз хәлқиниң шу дәври.  Мат. 16:21; 17:22; 20:18; Мар. 8:31; 9:31; 10:33; Луқа 9:22; 18:31; 24:6, 7
26 Вә Нуһ пәйғәмбәрниң күнлиридә қандақ болған болса, Инсаноғлиниң күнлиридә һәм шундақ болиду. Яр. 6:2; 7:7; Мат. 24:37,38; 1Пет. 3:20. 27 Таки Нуһ кемигә кирип олтарған күнгичә, кишиләр йәп-ичип, өйлинип вә ятлиқ болуп келиватқан еди; андин топан келип һәммисини һалак қилди. 28 Һәм йәнә, Лутниң күнлиридә қандақ болған болса шундақ болиду — кишиләр йәп-ичип, сода-сетиқ қилип, териқчилиқ қилатти вә өйләрни салатти. «Инсаноғлиниң күнлиридә ... Лутниң күнлиридә қандақ болған болса шундақ болиду» — «Лут» — Ибраһим пәйғәмбәрниң җийәни. Бу вақиәләр тоғрисида «Яр.» 18-19-бапларни көрүң. 29 Лекин Лут Содом шәһиридин чиққан күни, асмандин от билән гуңгут йеғип, бу шәһәрдикиләрниң һәммисини һалак қилди. Яр. 19:24; Қан. 29:22; Йәш. 13:19; Йәр. 50:40; Һош. 11:8; Ам. 4:11; Йәһ. 7. 30 Әнди Инсаноғли ашкарә болидиған күндә әнә шундақ болиду.
31 Шу күни, һәр ким өгүздә туруп, нәрсә-керәклири өйидә болсиму, алғили чүшмисун; вә шуниңға охшаш кимки етизлиқта болса өйигә һеч янмисун. «Шу күни, һәр ким өгүздә туруп, нәрсә-керәклири өйидә болсиму, алғили чүшмисун» — бүгүнгә қәдәр Қанаан (Пәләстин)дики өйләрниң өгүзиниң сиртқи пәләмпейи бар, өйигә чүшмәй қачқили болиду. «вә шуниңға охшаш кимки етизлиқта болса өйигә һеч янмисун» — демәк, шу күнидә Худаниң җазаси шунчә тез келидуки, етиқати бар һәр бири кәйнигә һеч қаримайла, бәдәр қечиши керәк болиду. 32-айәтни көрүң. 32 Лутниң аялини ядиңларға кәлтүрүңлар! «Лутниң аялини ядиңларға кәлтүрүңлар!» — оқурмәнләрниң есидә барки, Худа Содом шәһирини җазалиған күнидә, Лут вә аилисидикиләр қачқанда, униң аяли өткәнки раһәтлик турмушини вә мал-мүлкини ташлашқа көзи қиймай кәйнигә қариған еди, туз түврүккә айлинип қалған.  Яр. 19:15-17, 26. 33 Кимки өз һаятини қутқузмақчи болса, униңдин мәһрум болиду, лекин өз һаятидин мәһрум болған киши униңға еришиду.Мат. 10:39; 16:25; Мар. 8:35; Луқа 9:24; Юһ. 12:25.
34 Силәргә шуни ейтайки, у кечидә икки адәм бир орунда ятиду; улардин бири елип кетилиду, йәнә бири қалдурулиду. Мат. 24:40,41; 1Тес. 4:17. 35-36 Икки аял ярғунчақ бешида туруп ун тартиватқан болиду; улардин бири елип кетилиду, йәнә бири қалдурулиду».«Икки аял ярғунчақ бешида туруп ун тартиватқан болиду; улардин бири елип кетилиду, йәнә бири қалдурулиду» — пикримизчә «елип кетилидиғанлар» һәққанийлардур; етиқатсизлар «қалдурулиду». Мәсилән, «Мат.» 24:31, «1Тес.» 4:1-11ни көрүң. Нуһ пәйғәмбәр вә аилисидикиләр вә шуниңдәк Лутниң аилисидикиләр Худаниң җазаси алдидин «елип кетилип» қутулған, бирақ қалдурулғанлар асмандин чүшүрүлгән җазаға учриған.
Бәзи кона көчүрмиләрдики «етизда икки киши болиду; улардин бири елип кетилиду, йәнә бири қалдурулиду» дегән сөзму мошу йәрдә тепилиду. «Мат.» 24:40ни көрүң.
37 Вә улар униңға җававән: Әй Рәб, бу ишлар қәйәрдә йүз бериду? — дәп сориди. У уларға: Җәсәт қайси йәрдә болса, қузғунлар шу йәргә топлишиду!«җәсәт қайси йәрдә болса, қузғунлар шу йәргә топлишиду!» — бу сирлиқ сөзниң мәнаси бәлким: Қузғунларниң топлиниши җәсәтниң шу йәрдә екәнлигини көрсәткәндәк, бу аламәтләр мән тилға алған ишларниң тез арида йүз беришиниң муқәррәр екәнлигини көрситиду» дегәнлик болуши мүмкин. Әйсаниң бу сөзи йәнә Тәврат, «Аюп» 39:26-30 вә «Йәш.» 34:1-8, 15-17 қатарлиқ айәтләрдә көрситилгән, «Пәрвәрдигарниң күни»дә болған зор қирғинчилиқ биләнму мунасивәтлик болуши керәк.  Аюп 39:30; Мат. 24:28.
 
 

17:1 «Инсанни путлаштуридиған ишлар болмай қалмайду; лекин шу путлаштуруш васитичиси болған адәмниң һалиға вай!» — бу муһим айәт үстидә «Матта»дики «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.

17:1 Мат. 18:7; Мар. 9:42.

17:2 «бундақ адәмниң бу кичик балилардин бирини гунаға путлаштурған болса...» — «бу кичик балилардин бири» (грек тилида «бу кичикләрдин бири») — демәк, өз әтрапидики өзигә етиқат қилған аддий халайиқни көрситиду.

17:3 Лав. 19:17; Пәнд. 17:10; Мат. 18:15; Яқ. 5:19.

17:4 Мат. 18:21.

17:5 «Шуниң билән расуллар Рәбгә: Ишәш-етиқатимизни ашурғин, — дейишти» — бурадирини һәр күндә йәттә қетим охшаш гуна үчүн кәчүрүм қилиш күчлүк болған етиқатни тәләп қилиду, әлвәттә!

17:6 Мат. 17:20; 21:21; Мар. 11:23.

17:12 «бир кәнткә киргинидә мохо кесилигә гириптар болған он адәм униңға учрап, жирақта тохтап...» — немишкә «жирақта тохтап...»? Мохо кесилигә гриптар болғанлар Тәврат қануни бойичә адәмләргә йеқинлишишқа болмайтти («Лав.» 13:45-46, «Чөл.» 5:2-3ни көрүң).

17:14 «...өзүңларни каһинларға көрситиңлар» — Тәврат қануни бойичә бириси мохо кесилидин сақайған болса, муқәддәс ибадәтханидики мәсъул каһинниң алдиға берип өзини «сақ, яки сақ әмәс» дәп тәкшүртүп қурбанлиқ қилиши керәк еди; андин қайтидин җәмийәт билән арилишалайтти («Лав.» 13:19, 14:1-11, «Луқа» 5:14ни көрүң). Демисәкму, Мәсиһ кәлгичә бундақ мурасим бир қетимму өткүзүлүп бақмиған.

17:14 Лав. 13:2; 14:2; Мат. 8:4; Луқа 5:14.

17:16 «У келип Әйсаниң айиғиға жиқилип дүм йетип тәшәккүр ейтти. У Самарийәлик еди» — Йәһудийлар Самарийәликләрни «йерим капир» дәп яман көрәтти.

17:18 «Бу ят әллик мусапирдин башқа, Худаға һәмдусана оқуғили һеч ким қайтип кәлмәптиғу?!» — демәк, Худаниң хәлқи болған Йәһудийлардин һеч ким рәхмәт ейтишқа қайтмиди.

17:19 «Етиқатиң сени сақайтти!» — биз шуни байқаймизки, (1) у (башқа тоққузиға охшаш) Мәсиһниң сөзигә кирип йолға чиққан еди; бу өз ишәшини ипадилигән һәрикәттур; (2) гәрчә кесәлни сақайтқучи Мәсиһниң өзи болғини билән, у дайим адәмләрниң өзигә бағлиған етиқатини (бар болса) махтап уларни шу йол билән риғбәтләндүрәтти — «сениң етиқатиң сени сақайтти!».

17:20 «Худаниң падишалиғиниң келишини көз билән көргили болмас» — мәнаси, бәлким, униң йәр йүзидә намайән болуши көз билән көргили болидиған аламәтләр билән болмайду. Мәсиһ дунияға қайтип кәлгәндә падишалиқ һәммә адәмгә рошән болиду (24-айәтни көрүң); лекин шу вақитқичә «көз билән көргили болмас» — пәқәт етиқат униң қәйәрдә екәнлигини көрәләйду. «қошумчә сөз»имиздә бу тема үстидә азрақ тохтилимиз.

17:21 «Мана, Худаниң падишалиғи араңлардидур» — «араңлардидур» дегәнниң башқа бир тәрҗимиси «ичиңлардидур» яки «дилиңлардидур». Лекин бизниңчә Мәсиһ пулпәрәс, тәкәббур Пәрисийләргә «Худаниң падишалиғи силәрдә» дәп һәргиз демәйтти. Бу тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.

17:21 Мат. 24:23; Мар. 13:21; Луқа 21:7, 8.

17:22 «Инсаноғлиниң күнлиридин бирәр күни» — демәк, Инсаноғли (Мәсиһ) дунияға қайтип келип һөкүм сүридиған күнләрниң бири.

17:23 «Шу чағда кишиләр силәргә: «Мана у бу йәрдә!» вә яки «Мана у у йәрдә!» дәйду» — «у» мошу йәрдә Мәсиһниң өзи, әлвәттә.

17:23 Мат. 24:23; Мар. 13:21.

17:24 «гоя асманниң бир четидин чақмақ чеқип йәнә бир четигичә йорутидиғандәк» — яки «гоя чақмақ чеқип асманниң бир четидин йәнә бир четигичә йорутидиғандәк».

17:25 « Инсаноғли авал көп азап-оқубәтләрни тартиши бу дәвирдикиләр тәрипидин чәткә қеқилиши муқәррәрдур» — бу дәвир болса өз хәлқиниң шу дәври.

17:25 Мат. 16:21; 17:22; 20:18; Мар. 8:31; 9:31; 10:33; Луқа 9:22; 18:31; 24:6, 7

17:26 Яр. 6:2; 7:7; Мат. 24:37,38; 1Пет. 3:20.

17:28 «Инсаноғлиниң күнлиридә ... Лутниң күнлиридә қандақ болған болса шундақ болиду» — «Лут» — Ибраһим пәйғәмбәрниң җийәни. Бу вақиәләр тоғрисида «Яр.» 18-19-бапларни көрүң.

17:29 Яр. 19:24; Қан. 29:22; Йәш. 13:19; Йәр. 50:40; Һош. 11:8; Ам. 4:11; Йәһ. 7.

17:31 «Шу күни, һәр ким өгүздә туруп, нәрсә-керәклири өйидә болсиму, алғили чүшмисун» — бүгүнгә қәдәр Қанаан (Пәләстин)дики өйләрниң өгүзиниң сиртқи пәләмпейи бар, өйигә чүшмәй қачқили болиду. «вә шуниңға охшаш кимки етизлиқта болса өйигә һеч янмисун» — демәк, шу күнидә Худаниң җазаси шунчә тез келидуки, етиқати бар һәр бири кәйнигә һеч қаримайла, бәдәр қечиши керәк болиду. 32-айәтни көрүң.

17:32 «Лутниң аялини ядиңларға кәлтүрүңлар!» — оқурмәнләрниң есидә барки, Худа Содом шәһирини җазалиған күнидә, Лут вә аилисидикиләр қачқанда, униң аяли өткәнки раһәтлик турмушини вә мал-мүлкини ташлашқа көзи қиймай кәйнигә қариған еди, туз түврүккә айлинип қалған.

17:32 Яр. 19:15-17, 26.

17:33 Мат. 10:39; 16:25; Мар. 8:35; Луқа 9:24; Юһ. 12:25.

17:34 Мат. 24:40,41; 1Тес. 4:17.

17:35-36 «Икки аял ярғунчақ бешида туруп ун тартиватқан болиду; улардин бири елип кетилиду, йәнә бири қалдурулиду» — пикримизчә «елип кетилидиғанлар» һәққанийлардур; етиқатсизлар «қалдурулиду». Мәсилән, «Мат.» 24:31, «1Тес.» 4:1-11ни көрүң. Нуһ пәйғәмбәр вә аилисидикиләр вә шуниңдәк Лутниң аилисидикиләр Худаниң җазаси алдидин «елип кетилип» қутулған, бирақ қалдурулғанлар асмандин чүшүрүлгән җазаға учриған. Бәзи кона көчүрмиләрдики «етизда икки киши болиду; улардин бири елип кетилиду, йәнә бири қалдурулиду» дегән сөзму мошу йәрдә тепилиду. «Мат.» 24:40ни көрүң.

17:37 «җәсәт қайси йәрдә болса, қузғунлар шу йәргә топлишиду!» — бу сирлиқ сөзниң мәнаси бәлким: Қузғунларниң топлиниши җәсәтниң шу йәрдә екәнлигини көрсәткәндәк, бу аламәтләр мән тилға алған ишларниң тез арида йүз беришиниң муқәррәр екәнлигини көрситиду» дегәнлик болуши мүмкин. Әйсаниң бу сөзи йәнә Тәврат, «Аюп» 39:26-30 вә «Йәш.» 34:1-8, 15-17 қатарлиқ айәтләрдә көрситилгән, «Пәрвәрдигарниң күни»дә болған зор қирғинчилиқ биләнму мунасивәтлик болуши керәк.

17:37 Аюп 39:30; Мат. 24:28.