18
Әрш падишалиғида ким әң улуқ?
Мар. 9:33-37; Луқа 9:46-48
Бу чағда, мухлислар Әйсаниң йениға келип:
Әрш падишалиғида ким әң улуқ? — дәп сориди.Мар. 9:34; Луқа 9:46; 22:24.
Әйса йениға кичик бир балини чақирип, уни оттурида турғузуп, мундақ деди:
— Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, өз йолуңлардин йенип, кичик балилардәк сәбий болмисаңлар, әрш падишалиғиға һәргиз кирәлмәйсиләр.Мат. 19:14; 1Кор. 14:20; 1Пет. 2:2. Әнди ким өзини бу кичик балидәк кичик пеил тутса, у әрш падишалиғида әң улуқ болиду.«Әнди ким өзини бу кичик балидәк кичик пеил тутса, у әрш падишалиғида әң улуқ болиду» — «кичик балилар» адәттә чоңчилиқ қилмайду вә өзини биләрмән қилип көрсәтмәйду вә бәлким һәммидин муһим атисиниң сөзигә шәртсиз ишиниду.  1Пет. 5:6. Бундақ кичик бир балини мениң намимда қобул қилса, у мени қобул қилған болиду.Мар. 9:37; Луқа 9:48; Юһ. 13:20. Лекин маңа етиқат қилған бундақ кичикләрдин бирини гунаға путлаштурған һәр қандақ адәмни, у бойниға йоған түгмән теши есилған һалда деңизниң тегигә чөктүрүветилгини әвзәл болатти.Мар. 9:42; Луқа 17:2. Инсанни гунаға путлаштуридиған ишлар түпәйлидин бу дуниядикиләрниң һалиға вай! Путлаштуридиған ишлар муқәррәр болиду; лекин шу путлаштурғучи адәмниң һалиға вай!«инсанни гунаға путлаштуридиған ишлар түпәйлидин бу дуниядикиләрниң һалиға вай! Путлаштуридиған ишлар муқәррәр болиду; лекин шу путлаштурғучи адәмниң һалиға вай!» — бу муһим айәт үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.  Мат. 26:24; Рос. 2:23; 4:27,28; 1Кор. 11:19.
Әгәр әнди қолуң яки путуң сени гунаға путлаштурса, уни кесип ташливәт. Чүнки икки қолуң яки икки путуң бар һалда дозақтики отқа ташланғиниңдин көрә, чолақ яки токур һалда һаятлиққа киргиниң әвзәлдур.Қан. 13:7; Мат. 5:29,30; Мар. 9:43.
Әгәр көзүң сени гунаға путлаштурса, уни оюп өзүңдин нери ташливәт. Икки көзүң бар һалда дозақтики отқа ташланғиниңдин көрә, бирла көзүң билән болсиму һаятлиққа киргиниң әвзәлдур.
 
Азған қой тоғрисидики тәмсил
10 — Бу сәбий кичикләрниң һеч биригиму сәл қараштин һези болуңлар. Чүнки шуни силәргә ейтайки, уларниң әрштики пәриштилири әрштики Атамниң җамалини һәрдайим көрүп туриду. Зәб. 33:8; Луқа 15:3-7 11 Чүнки Инсаноғли һалакәткә азғанларни қутқузғили кәлди.«Чүнки Инсаноғли һалакәткә азғанларни қутқузғили кәлди» — бу айәт бәзи кона көчүрмиләрдә тепилмайду.  Луқа 19:10.
12 Қандақ қарайсиләр? Бирәвниң йүз туяқ қойи болуп, униңдин бири езип топтин чүшүп қалса, у тохсән тоққуз қойни тағларға қоюп қоюп, һелиқи азған қойини издәйдиғу? Луқа 15:3. 13 Вә әгәр уни тепивалса, мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, у қой үчүн болған хошаллиғи азмиған тохсән тоққузиниңкидин зор болиду. 14 Шуниңға охшаш, бу сәбий кичикләрниң һәр қандиқиниң һалакәткә езип қелиши әрштики Атаңларниң ирадиси әмәстур.
 
Гуна өткүзгән қериндашқа болған муамилә
Луқа 17:3
15 — Әнди әгәр қериндишиң саңа зиян селип гуна қилса, униң йениға берип иккиңлар халий чағда сәһвәнлигини көрситип қой. Қериндишиң сөзүңни аңлиса, уни езиштин қайтурувалған болисән. Лав. 19:17; Пәнд. 17:10; Луқа 17:3; Яқ. 5:19. 16 Лекин аңлимиса, йәнә бир-икки гувачини елип, униң йениға барғин. Шундақ қилип, һәммә иш икки-үч гувачиниң сөзи билән қилинсун. «һәммә иш икки-үч гувачиниң сөзи билән қилинсун» — бу сөз «Қан.» 19:15дин нәқил кәлтүрүлгән.  Чөл. 35:30; Қан. 17:6; 19:15; Юһ. 8:17; 2Кор. 13:1; Ибр. 10:28. 17 Лекин әгәр қериндишиң уларниң сөзигиму қулақ салмиса, әһвални җамаәткә йәткүзүп ейтқин. Әгәр у җамаәттикиләргә қулақ салмиса, уни ят әллик яки баҗгир қатарида көрүңлар.«Әгәр у җамаәттикиләргә қулақ салмиса, уни ят әллик яки баҗгир қатарида көрүңлар» — шу чағда «ят әллик»ләрниң көпинчиси бутпәрәс еди. «Баҗгир»лар (Рим империйәси үчүн хәлиқтин баҗ алидиған Йәһудийлар) болса «Рим империйәгә сетилип кәткән хаинлар» дәп «иплас адәмләр»ниң қатарида қарилатти.  1Кор. 5:9; 2Тес. 3:14.
18 Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, силәр йәр йүзидә немини бағлисаңлар, әрштиму шу бағланған болиду вә силәр йәр йүзидә немини қоюп бәрсәңлар, әрштиму қоюп берилгән болиду.«силәр йәр йүзидә немини бағлисаңлар, әрштиму шу бағланған болиду вә силәр йәр йүзидә немини қоюп бәрсәңлар, әрштиму қоюп берилгән болиду» — бу сөз 16:19-айәттикигә охшаш, бирақ әшу йәрдә ялғуз Петрусқа ейтилған. Биз Әйсаниң мошу сөзлиридә ейтилған һоқуқ пәқәт расулларғила әмәс, бәлки пүткүл җамаәткә тәвәдур. Әйса тапшурған бу һоқуқ: (1) җамаәттики дуаларда алаһидә тиләш һоқуқини; (2) җамаәт тәртиви бойичә, гуна садир қилип, амма товва қилмиған әзаларни чәкләш, җамаәттин чиқириш яки уларға тәрбийә бериш һоқуқини көрситиду, дәп ишинимиз (17-айәт вә 19-20-айәтни, «1Кор.» 5:1-5, «2Кор.» 2:5-11ни көрүң).  Мат. 16:19; Юһ. 20:23.
19 Мән йәнә шуни силәргә бәрһәқ ейтип қояйки, йәр йүзидә араңлардин иккиси өзлири тилигән бир иш тоғрилиқ қәлби бир болуп һәр қандақ нәрсини тиләп дуа қилса, әрштики Атам уларниң тилигини иҗабәт қилиду. 20 Чүнки икки яки үчәйлән мениң намим билән қәйәрдә жиғилған болса, мән шу йәрдә уларниң арисида болимән.«икки яки үч адәм мениң намим билән қәйәрдә жиғилған болса...» — грек тилида «икки яки үчәйлән адәм мениң намимға қәйәрдә жиғилған болса...».  Луқа 24:15,36.
 
Шәпқәт көргүчи шәпқәтлик болуши керәк
21 Андин Петрус униң алдиға келип:
— И Рәб, қериндишимниң маңа зиян селип өткүзгән қанчә қетимлиқ гунайини кәчүрүшүм керәк? Йәттә қетимму? — деди.Луқа 17:4.
22 Әйса униңға мундақ деди:
—Мән саңа шуни ейтип қояйки, йәттә қетим әмәс, йәтмиш һәссә йәттә қетим! «йәттә қетим әмәс, йәтмиш һәссә йәттә қетим!» — яки «йәттә қетим әмәс, йәтмиш йәттә қетим».  Мат. 6:14; Мар. 11:25; Кол. 3:13. 23 Әрш падишалиғи чакарлири билән һесап-китап қилмақчи болған бир падишаға охшайду. 24 Һесап-китапни башлиғинида, униңға он миң талант пул қәриздар болған бир чакар кәлтүрүлүпту. «он миң талант пул» — бир «талант» алтун яки көмүш тәңгә аз дегәндә бир ишчиниң жиллиқ һәққиниң 17 һәссиси болуп, 10000 талант һазир оттура һесап билән бәлким икки миллиард (миң миллион) долларчә болиду. 25 Чакарниң төлигидәк һеч нәрсиси болмиғачқа, ғоҗиси чакарниң өзини, хотун бала-җақиси вә бар-йоқини сетип, қәрзини төләшини буйрупту. Мат. 5:25. 26 Шуңа чакар униң алдида йәргә жиқилип баш уруп: «Ғоҗам, маңа кәңчилик қилғайла, мән пүтүн қәрзимни чоқум төләймән» дәп ялвурупту. 27 Чакарниң ғоҗиси униңға ич ағритип, уни қоюп берип, қәрзини кәчүрүм қипту.
28 Лекин чакар у йәрдин чиқип, өзигә йүз динар қәриздар болған йәнә бир чакар бурадирини учритипту. Уни тутувелип, бойнини боғуп туруп: «Қәризни төлә!» дәпту. «йүз динар қәриздар» — шу вақитларда «бир динар» бир ишчиниң бир күнлүк һәққи болуп, йүз тәңгә бәлким оттура һесап билән 1300 долларчә болатти. 29 Буниң билән бу чакар бурадири йәргә жиқилип униңдин: «Маңа кәңчилик қил, қәризни чоқум қайтуримән» дәп ялвурупту. 30 Лекин у унимапту вә: «Пүтүн қәризни төлимигичә зинданда ятисән» дәп уни зинданға ташлитипту. 31 Бундақ ишниң йүз бәргәнлигини көргән башқа чакарлар интайин азаплинип ғоҗисиниң алдиға берип, әһвални баштин-ахир сөзләп берипту.
32 Буниң билән ғоҗиси һелиқи чакарни чақиртип: «Әй рәзил чакар! Маңа йелинғанлиғиң үчүн шунчә көп қәрзиңниң һәммисини кәчүрдүм. 33 Мән саңа ич ағритқинимдәк, сәнму чакар бурадириңгә ич ағритишиңға тоғра кәлмәмду?!» дәпту. 34 Буниң билән ғоҗиси ғәзәплинип уни пүтүн қәрзини төләп болғичә адәм қийнғучи гундипайларниң қолида турушқа тапшуруп берипту.«адәм қийнғучи гундипайлар» — мошу гундипайларниң адәттики вәзиписи җинайәтчиниң җинайитини сүрүштә қилиш үчүн мәһбусларни қийнаш еди.
35 Шуниңға охшаш, әгәр һәр бириңлар өз қериндашлириңларни чин дилиңлардин кәчүрмисәңлар, әрштики Атамму силәргә охшаш муамилә қилиду.Мат. 6:14; Мар. 11:26; Яқ. 2:13.
 
 

18:1 Мар. 9:34; Луқа 9:46; 22:24.

18:3 Мат. 19:14; 1Кор. 14:20; 1Пет. 2:2.

18:4 «Әнди ким өзини бу кичик балидәк кичик пеил тутса, у әрш падишалиғида әң улуқ болиду» — «кичик балилар» адәттә чоңчилиқ қилмайду вә өзини биләрмән қилип көрсәтмәйду вә бәлким һәммидин муһим атисиниң сөзигә шәртсиз ишиниду.

18:4 1Пет. 5:6.

18:5 Мар. 9:37; Луқа 9:48; Юһ. 13:20.

18:6 Мар. 9:42; Луқа 17:2.

18:7 «инсанни гунаға путлаштуридиған ишлар түпәйлидин бу дуниядикиләрниң һалиға вай! Путлаштуридиған ишлар муқәррәр болиду; лекин шу путлаштурғучи адәмниң һалиға вай!» — бу муһим айәт үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.

18:7 Мат. 26:24; Рос. 2:23; 4:27,28; 1Кор. 11:19.

18:8 Қан. 13:7; Мат. 5:29,30; Мар. 9:43.

18:10 Зәб. 33:8; Луқа 15:3-7

18:11 «Чүнки Инсаноғли һалакәткә азғанларни қутқузғили кәлди» — бу айәт бәзи кона көчүрмиләрдә тепилмайду.

18:11 Луқа 19:10.

18:12 Луқа 15:3.

18:15 Лав. 19:17; Пәнд. 17:10; Луқа 17:3; Яқ. 5:19.

18:16 «һәммә иш икки-үч гувачиниң сөзи билән қилинсун» — бу сөз «Қан.» 19:15дин нәқил кәлтүрүлгән.

18:16 Чөл. 35:30; Қан. 17:6; 19:15; Юһ. 8:17; 2Кор. 13:1; Ибр. 10:28.

18:17 «Әгәр у җамаәттикиләргә қулақ салмиса, уни ят әллик яки баҗгир қатарида көрүңлар» — шу чағда «ят әллик»ләрниң көпинчиси бутпәрәс еди. «Баҗгир»лар (Рим империйәси үчүн хәлиқтин баҗ алидиған Йәһудийлар) болса «Рим империйәгә сетилип кәткән хаинлар» дәп «иплас адәмләр»ниң қатарида қарилатти.

18:17 1Кор. 5:9; 2Тес. 3:14.

18:18 «силәр йәр йүзидә немини бағлисаңлар, әрштиму шу бағланған болиду вә силәр йәр йүзидә немини қоюп бәрсәңлар, әрштиму қоюп берилгән болиду» — бу сөз 16:19-айәттикигә охшаш, бирақ әшу йәрдә ялғуз Петрусқа ейтилған. Биз Әйсаниң мошу сөзлиридә ейтилған һоқуқ пәқәт расулларғила әмәс, бәлки пүткүл җамаәткә тәвәдур. Әйса тапшурған бу һоқуқ: (1) җамаәттики дуаларда алаһидә тиләш һоқуқини; (2) җамаәт тәртиви бойичә, гуна садир қилип, амма товва қилмиған әзаларни чәкләш, җамаәттин чиқириш яки уларға тәрбийә бериш һоқуқини көрситиду, дәп ишинимиз (17-айәт вә 19-20-айәтни, «1Кор.» 5:1-5, «2Кор.» 2:5-11ни көрүң).

18:18 Мат. 16:19; Юһ. 20:23.

18:20 «икки яки үч адәм мениң намим билән қәйәрдә жиғилған болса...» — грек тилида «икки яки үчәйлән адәм мениң намимға қәйәрдә жиғилған болса...».

18:20 Луқа 24:15,36.

18:21 Луқа 17:4.

18:22 «йәттә қетим әмәс, йәтмиш һәссә йәттә қетим!» — яки «йәттә қетим әмәс, йәтмиш йәттә қетим».

18:22 Мат. 6:14; Мар. 11:25; Кол. 3:13.

18:24 «он миң талант пул» — бир «талант» алтун яки көмүш тәңгә аз дегәндә бир ишчиниң жиллиқ һәққиниң 17 һәссиси болуп, 10000 талант һазир оттура һесап билән бәлким икки миллиард (миң миллион) долларчә болиду.

18:25 Мат. 5:25.

18:28 «йүз динар қәриздар» — шу вақитларда «бир динар» бир ишчиниң бир күнлүк һәққи болуп, йүз тәңгә бәлким оттура һесап билән 1300 долларчә болатти.

18:34 «адәм қийнғучи гундипайлар» — мошу гундипайларниң адәттики вәзиписи җинайәтчиниң җинайитини сүрүштә қилиш үчүн мәһбусларни қийнаш еди.

18:35 Мат. 6:14; Мар. 11:26; Яқ. 2:13.