17
Пәрвәрдигар Худайиңға һәр қандақ нуқсани яки башқа кәмчилиги болған кала яки қойни қурбанлиқ сүпитидә сунмаслиғиң керәк; чүнки ундақ қилиш Пәрвәрдигар Худайиңға жиркиничликтур.Лав. 22:20-25; Қан. 15:21
2-3 Пәрвәрдигар Худайиң саңа тәқдим қилидиған шәһәр-йезаң ичидә әр болсун, аял болсун, бирисиниң Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида бирәр рәзил ишни қилғанлиғи — Униң әһдисигә хилаплиқ қилғанлиғи, башқа илаһларға (мәсилән, Мән саңа ибадәт қилишқа мәнъий қилған қуяш, ай яки пүткүл самави қошун болған юлтузларға), ибадәт қилип уларға баш урғанлиғи байқалса, «шәһәр-йезаңлар ичидә» — ибраний тилида «дәрвазилириңлар ичидә» дегән сөзләр билән ипадилиниду. «самави қошун болған юлтузлар» — булар тоғрилиқ 4:19ни вә изаһатини кәрүң.  Қан. 13:7 — шундақ бир иштин хәвәр тапқан яки уни аңлиған болсаң, ундақта сән әстайидиллиқ билән сүрүштүргин; бу иш испатлинип раст чиқса, дәрвәқә Исраилда шундақ жиркиничлик иш қилинған болса, сән шу рәзил ишни қилған әр яки аялни дәрвазилириңға елип чиқип, шу әр яки аялни өлүмгә мәһкүм қилип чалма-кесәк қилишиң керәк. Бирисини өлүмгә мәһкүм қилиш үчүн икки-үч гувачиниң сөзлири болуши керәк. Бирисини бирла гувачиниң сөзи билән өлтүрүшкә болмайду. Чөл. 35:30; Қан. 19:15; Мат. 18:16; 2Кор. 13:1; Ибр. 10:28 Өлтүрүлидиғанда авал гувачилар қол салсун, андин барлиқ хәлиқ қол салсун; шундақ қилсаңлар силәр рәзилликни араңлардин һайдиветисиләр.Қан. 13:10
 
Алий сот
Шәһәр-йезаңларда һөкүм чиқиришқа саңа тәс келидиған бир иш чиқса, мәйли хун дәваси, һәқ-тәләп дәваси яки зораванлиқ дәвасида, һәр қандақ талаш-тартиш болса орнуңлардин туруп Пәрвәрдигар Худайиң таллайдиған җайға бериңлар. «... мәйли хун дәваси, һәқ-тәләп дәваси яки зораванлиқ дәвасида, һәр қандақ талаш-тартиш болса,... » — ибраний тилида «қан вә қан арисида, дәва билән дәва арисида, мушт-таяқ билән мушт-таяқ арисида болсун, һәр қандақ талаш-тартиш болса...» дегән сөзләр билән ипадилиниду.  2Тар. 19:10; Мал. 2:7 Силәр Лавий каһинларниң вә шу чағда болидиған сорақчи бәгниң йениға барисиләр вә улардин һөкүм сорайсиләр; улар силәр үчүн һөкүм чиқириду. «Лавий каһинлар» — каһинлар Лавийларниң қәбилисидин бәлгүлиниду. 10 Силәр Пәрвәрдигар таллайдиған әшу йәрдә турғанларниң силәргә тапшуридиған һөкүм сөзи бойичә иҗра қилисиләр; уларниң силәргә көрсәткининиң һәммисигә әмәл қилип көңүл бөлүшүңлар керәк. «Пәрвәрдигар таллайдиған әшу җай» — мошу 8-13-айәтләрдә «(Худа) таллайдиған җай»... «Пәрвәрдигар таллайдиған җай...» бәлким Лавийлар вә каһинлар һәмдә «сорақчи бәг» (демәк, шу дәвирдики «батур һаким») туридиған шәһәр-йезиларни көрситиши мүмкин. «Йәшуа» 21:13-19ни көрүң. Тәвраттики «Батур һакимлар» вә «Самуил»да «дәва сорап һөкүм чиқириш» ишлири көп учрайду. 11 Силәр уларниң силәргә көрсәткән қанун һөкүми бойичә, чиқиридиған қарари бойичә қилисиләр; улар силәргә тапшуридиған сөздин оң я солға чәтнәп кәтмәңлар. 12 Вә башбаштақлиқ қилип, Пәрвәрдигар Худайиңниң хизмити үчүн шу йәрдә туридиған каһинға яки сорақчи бәккә қулақ салмиған киши болса, шу адәм өлүмгә мәһкүм болиду; шуниң билән силәр рәзилликни Исраилдин һайдап чиқирисиләр. 13 Шундақла, барлиқ хәлиқ буларни аңлап қорқиду вә йәнә башбаштақлиқ қилмайду.
 
Падиша қандақ болуши керәк?
14 Сән Пәрвәрдигар Худайиң саңа тәқдим қилидиған зиминға кирип уни егилигәндә, шундақла униңда турғанда: «Мән әтрапимдики әлләрниңкидәк өзүмгә бир падиша тиклимәкчимән» десәң, 15 шу чағда сән өзүңгә пәқәт Пәрвәрдигар Худайиң таллайдиғинини тикләйсән; үстүңгә қериндаш болмиған чәтәлликни бекитмәслигиң керәк. 16 Падишаһ болса өзи үчүн атларни көпәйтмәслиги яки атларни көпәйтимән дәп хәлиқни Мисирға қайтурмаслиғи керәк; чүнки Пәрвәрдигар силәргә: «Силәр шу йол билән һәргиз қайтмаслиғиңлар керәк» дегән еди.
17 Падиша көп аялларни өз әмригә алмаслиғи керәк; болмиса униң көңли езип кетиши мүмкин. У өзи үчүн алтун-күмүчни көпәйтмәслиги керәк.
18 Падишаһлиқ тәхтигә олтарғинида у өзи үчүн Лавий каһинларниң алдида мошу қанунни бир дәптәргә көчүрүп пүтүши керәк. 19 Шу дәптәр униң йенида дайим болуши вә уни өмриниң барлиқ күнлиридә оқуши керәк; шундақ қилса у Пәрвәрдигар Худасидин қорқуп, мошу қанунниң сөзлири вә бәлгүлимилирини тутуп уларға әмәл қилишни үгиниду. 20 Шундақла униң көңли қериндашлири алдида һакавурлишип кәтмәйду, бу әмирләрдин оң я солға чәтнәп кәтмәйду вә шуниңдәк Исраил арисида униң вә оғуллириниң падишалиқ күнлири көп болиду.«бу әмирләрдин...» — ибраний тилида «бу әмирдин...».
 
 

17:1 Лав. 22:20-25; Қан. 15:21

17:2-3 «шәһәр-йезаңлар ичидә» — ибраний тилида «дәрвазилириңлар ичидә» дегән сөзләр билән ипадилиниду. «самави қошун болған юлтузлар» — булар тоғрилиқ 4:19ни вә изаһатини кәрүң.

17:2-3 Қан. 13:7

17:6 Чөл. 35:30; Қан. 19:15; Мат. 18:16; 2Кор. 13:1; Ибр. 10:28

17:7 Қан. 13:10

17:8 «... мәйли хун дәваси, һәқ-тәләп дәваси яки зораванлиқ дәвасида, һәр қандақ талаш-тартиш болса,... » — ибраний тилида «қан вә қан арисида, дәва билән дәва арисида, мушт-таяқ билән мушт-таяқ арисида болсун, һәр қандақ талаш-тартиш болса...» дегән сөзләр билән ипадилиниду.

17:8 2Тар. 19:10; Мал. 2:7

17:9 «Лавий каһинлар» — каһинлар Лавийларниң қәбилисидин бәлгүлиниду.

17:10 «Пәрвәрдигар таллайдиған әшу җай» — мошу 8-13-айәтләрдә «(Худа) таллайдиған җай»... «Пәрвәрдигар таллайдиған җай...» бәлким Лавийлар вә каһинлар һәмдә «сорақчи бәг» (демәк, шу дәвирдики «батур һаким») туридиған шәһәр-йезиларни көрситиши мүмкин. «Йәшуа» 21:13-19ни көрүң. Тәвраттики «Батур һакимлар» вә «Самуил»да «дәва сорап һөкүм чиқириш» ишлири көп учрайду.

17:20 «бу әмирләрдин...» — ибраний тилида «бу әмирдин...».