35
Лавийларниң шәһәрлири
Пәрвәрдигар Йерихониң удулида, Иордан дәриясиниң бойидики Моаб түзләңликлиридә Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
Сән Исраилларға мундақ әмир қил, улар мирас қилип еришкән зиминдики бәзи шәһәрләрни Лавийларниң олтиришиға бәрсун; у шәһәрләрниң өп-чөрисидики яйлақларниму Лавийларға бәрсун.Йә. 21:2 Шундақ қилип уларниң туридиған шәһәрлири болиду вә шу шәһәрләргә тәвә яйлақларға уларниң чарпайлири, башқа мал-мүлүклири һәмдә барлиқ һайванлири орунлаштурулиду.
Силәр Лавийларға беридиған шәһәрләрдики яйлақлар сепилидин башлап һесаплиғанда миң гәз болсун.«гәз» — Муқәддәс Китапта ишлитилгән «гәз»ни бәлким бир «җәйнәк» дейишкә тоғра келиду — йәни адәмниң җәйнигидин бармақлириниң учиғичә болған арилиқ (тәхминән 45 сантиметр). Силәр йәнә шәһәр сиртидин күн чиқиш тәрәпкә қарап икки миң гәз, җәнуп тәрәпкә қарап икки миң гәз, күн петиш тәрәпкә қарап икки миң гәз, шимал тәрәпкә қарап икки миң гәз өлчәңлар, шәһәр оттурида болсун; шәһәрләр әтрапидики мошу йәрләр улар үчүн яйлақлар болсун.«айәтниң шәрһи» — мошу айәттики «икки миң гәз» бәлким шу яйлақларниң узунлуғи болуши мүмкин. Демәк, Лавийларниң улар туридиған шәһәр әтрапида уларға яйлиқ қилип айрилған төрт парчә йери бар еди; һәр бир парчә йәр сепилға яндаш болуп, узунлуғи икки миң гәз, кәңлиги бир миң гәз келәтти. Силәр Лавийларға бәргән шәһәрләр ичидә алтә шәһәр «панаһлиқ шәһири» болсун; силәр шуларни адәм өлтүрүп қойған кишиләрниң шу шәһәрләргә қечип беривелишиға бикитиңлар; булардин башқа уларға йәнә қириқ икки шәһәр бериңлар.«чүшәнчиси» — төвәндики 10-34-айәтләрдики қанунни көрүң.  Йә. 21:21 Силәр Лавийларға беридиған шәһәрләр җәмий қириқ сәккиз болуп, шу шәһәрләр билән уларға тәвә яйлақлар уларға берилсун. Силәр уларға беридиған шу шәһәрләр Исраиллар мирас қилған тәвәликләрдин болсун; адими көпрәк болғанлардин көпрәк, адими азрақ болғанлардин азрақ елиңлар; һәр бир қәбилә өзигә тәқсим қилинған мирасқа асасән шәһәрләрдин бәзилирини елип Лавийларға тәқсим қилип бәрсун.«панаһлиқ шәһәрлири» — Лавийлар ялғуз бу шәһәрләрдә турған әмәс; бирақ бәлким өзлири шу шәһәрләрдин турушқа халиған өйләрни әтраптики қәбилидикиләрдин авал таллаш һоқуқи болуши мүмкин. Мәсилән, «Һак.» 9:1дә «Шәқәм» (Лавийларниң бир шәһири)дә йәнә «Абимәләк вә қериндашлири» туратти.
 
Панаһлиқ шәһирлири •••• «Қан» 19:1-13; «Йәшуа» 20:1-9ни көрүң
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
10 Сән Исраилларға мундақ дегин: «Силәр Иордан дәриясидин өтүп Қанаан зиминиға киргиниңларда,Қан. 19:2; Йә. 20:2 11 тәсадипийлиқтин адәм өлтүрүп қойғанларниң панаһлиниши үчүн қечип беривелишиға бир нәччә шәһәр таллап бекитиңлар. 12 Шундақ қилғанда бу шәһәрләр адәм өлтүргүчи таки җамаәт алдида сораққа тартилғичә, қисаскарниң өлтүрүп қоюшидин панаһлинидиған шәһәрләр болиду.«Қисаскар» яки «қисас алғучи»» — (ибраний тилида «гоел») мошу йәрдә өлтүрүлгүчиниң йеқин бир туққинини көрситиду. Бириси башқа бирисини (мәйли қәстән яки қәстән болмисун) өлтүргән болса, өлтүрүлгүчиниң аилисидин бириси «қан қисаси алимән» дегән бир киши өлтүргүчиниң қенини елиш һоқуқи бар еди. «Панаһлиқ шәһәрләр» дегән низам-түзүм өлтүрүш ишниң қатиллиқ яки тәсадипийлиқтин болғанлиғини ениқлашқа йитәрлик вақит болсун дегән мәхсәт билән бекитилгән. «Гоел» тоғрилиқ йәнә «Аюп» 19:25 вә изаһатини көрүң. 13 Силәр бекиткән бу шәһәрләр силәргә панаһлинидиған алтә шәһәр болиду. 14 Панаһлиқ шәһири үчүн Иордан дәриясиниң күн чиқиш тәрипидә үч шәһәр, Қанаан зиминидиму үч шәһәрни айрип қоюңлар.Қан. 4:41; Йә. 20:8 15 Бу алтә шәһәр Исраиллар, ят әлдикиләр вә уларниң арисида арилишип олтарған мусапирлар үчүн панаһлиқ шәһәрлири болсун; тәсадипийлиқтин адәм өлтүрүп қойған һәр бир киши шу йәрләргә қечишқа болиду.
16 — Әгәр бирәв төмүр әсвап билән уруп адәм өлтүрүп қойған болса, у қәстән адәм өлтүргән қатил болиду; қәстән адәм өлтүргүчи җәзмән өлтүрүлүши керәк. 17 Әгәр бирәв қол көтирип адәм өлтүргидәк таш билән уруп адәм өлтүрүп қойған болса, у қәстән адәм өлтүргән қатил болиду; қәстән адәм өлтүргүчи җәзмән өлтүрүлүши керәк. 18 Әгәр бирәв адәм өлтүргидәк калтәк билән уруп адәм өлтүрүп қойған болса, у қәстән адәм өлтүргән қатил болиду; қәстән адәм өлтүргүчи җәзмән өлтүрүлүши керәк. 19 Қан қисас алғучи киши шу қатилни өлтүрсун; у қатилни учратқан йеридә өлтүрсун. 20 Әгәр бирәв өчмәнлик билән бирисини иштирип жиқитиветип яки мөкүп туруп бирәр нәрсә етип өлтүрүп қойған болса,Қан. 19:11 21 яки өчәкишип мушт билән уруп өлтүрүп қойған болса, адәм урғучи җәзмән өлтүрүлүши керәк, чүнки у қатил болиду; қан қисас алғучи киши қатилни учриған йәрдә өлтүрүвәтсун.
22 Лекин у адәмниң өчи йоқ, тәсадипий иштириветиш яки мәхсәтсизла бирәр нәрсә етип,«мәхсәтсизла» — ибраний тилида «мөкүнгән һалда әмәс болуп...». 23 яки адәм өлтүргидәк һәр қандақ бир ташни адәмни көрмәй етип селип, адәм өлтүрүп қойған болса, униң әслидә униңға һеч қандақ өчи болмиса, униңға зиянкәшлик қилиш нийитиму болмиса; 24 бундақ әһвалда, җамаәт шу қанун-һөкүмләргә асасән адәм өлтүргүчи билән қан қисас алғучи оттурисида кесим қилсун. 25 Җамаәт тәсадипий адәм өлтүрүп қойғучини қан қисас алғучи кишиниң қолидин җәзмән қутқузувалсун; улар уни қечип беривалған панаһлиқ шәһиригә аман-есән қайтуруп бәрсун; андин муқәддәс май билән мәсиһләнгән баш каһин өлүп кәткичә у шу шәһәрдә турсун. 26 Лекин тәсадипийлиқтин адәм өлтүрүп қойған киши әгәр қечип беривалған панаһлиқ шәһириниң тәвәсидин чиқип кәткән болса, 27 шундақла қан қисас алғучи киши уни панаһлиқ шәһириниң пасиллириниң сиртида учритип қелип өлтүрүвәткән болса, ундақта қан қисас алғучи қан төкүш гунайини тартмайду; 28 чүнки тәсадипийлиқтин адәм өлтүрүп қойған киши әслидә баш каһин өлүп кәткичә панаһлиқ шәһиридә туруши керәк еди; баш каһин өлүп кәткәндин кейин өз тәвәлиги болған зиминға қайтип барса болиду.
29 — Булар силәр турушлуқ һәммә йәрдә әвлатму-әвлат қанун-бәлгүлимиләр болсун.
30 Башқа бирисини өлтүргән қатилни болса, бир нәччә гувачиниң гувалиғидин кейин андин өлтүрүшкә болиду; лекин пәқәт бирла гувачиниң гувалиғи болса, у уни өлтүрүшниң сәвәви болмайду.Қан. 17:6; 19:15
31 Өлүмгә лайиқ гуна өткүзгәнләргә, йәни қәстән адәм өлтүргәнләр үчүн силәр һеч қандақ төләм пулини қәтъий қобул қилмаңлар; ундақ киши җәзмән өлтүрүлүши керәк. 32 Шуниңдәк панаһлиқ шәһәргә қечип беривалған киши үчүн баш каһин өлүп кетиштин илгири өз йеригә қайтип келивелишиға һеч қандақ төләм пулини қәтъий қобул қилмаңлар.
33 Шундақ қилсаңлар, өзүңлар турған зиминни булғиған болмайсиләр, чүнки қан зиминни булғайду; зиминда төкүлгән қанға дәл шу қанни төккән кишиниң өз қенидин башқа һеч қандақ кафарәт кәлтүрүшкә болмайду. 34 Өзүңлар олтарған зиминни, йәни Мән Өзүм макан қилған зиминни булғимаңлар; чүнки Мән Пәрвәрдигар Исраиллар арисида макан тутқучидурмән.
 
 

35:2 Йә. 21:2

35:4 «гәз» — Муқәддәс Китапта ишлитилгән «гәз»ни бәлким бир «җәйнәк» дейишкә тоғра келиду — йәни адәмниң җәйнигидин бармақлириниң учиғичә болған арилиқ (тәхминән 45 сантиметр).

35:5 «айәтниң шәрһи» — мошу айәттики «икки миң гәз» бәлким шу яйлақларниң узунлуғи болуши мүмкин. Демәк, Лавийларниң улар туридиған шәһәр әтрапида уларға яйлиқ қилип айрилған төрт парчә йери бар еди; һәр бир парчә йәр сепилға яндаш болуп, узунлуғи икки миң гәз, кәңлиги бир миң гәз келәтти.

35:6 «чүшәнчиси» — төвәндики 10-34-айәтләрдики қанунни көрүң.

35:6 Йә. 21:21

35:8 «панаһлиқ шәһәрлири» — Лавийлар ялғуз бу шәһәрләрдә турған әмәс; бирақ бәлким өзлири шу шәһәрләрдин турушқа халиған өйләрни әтраптики қәбилидикиләрдин авал таллаш һоқуқи болуши мүмкин. Мәсилән, «Һак.» 9:1дә «Шәқәм» (Лавийларниң бир шәһири)дә йәнә «Абимәләк вә қериндашлири» туратти.

35:10 Қан. 19:2; Йә. 20:2

35:12 «Қисаскар» яки «қисас алғучи»» — (ибраний тилида «гоел») мошу йәрдә өлтүрүлгүчиниң йеқин бир туққинини көрситиду. Бириси башқа бирисини (мәйли қәстән яки қәстән болмисун) өлтүргән болса, өлтүрүлгүчиниң аилисидин бириси «қан қисаси алимән» дегән бир киши өлтүргүчиниң қенини елиш һоқуқи бар еди. «Панаһлиқ шәһәрләр» дегән низам-түзүм өлтүрүш ишниң қатиллиқ яки тәсадипийлиқтин болғанлиғини ениқлашқа йитәрлик вақит болсун дегән мәхсәт билән бекитилгән. «Гоел» тоғрилиқ йәнә «Аюп» 19:25 вә изаһатини көрүң.

35:14 Қан. 4:41; Йә. 20:8

35:20 Қан. 19:11

35:22 «мәхсәтсизла» — ибраний тилида «мөкүнгән һалда әмәс болуп...».

35:30 Қан. 17:6; 19:15