20
Панаһлиқ шәһәрләр
Пәрвәрдигар Йәшуаға сөз қилип мундақ деди: —
Сән Исраилларға мундақ дегин: — «Өзүм Мусаниң вастиси билән силәргә буйруғандәк, өзүңлар үчүн «панаһлиқ шәһәрләр»ни таллап бекитиңлар; Мис. 21:13; Чөл. 35:6; Қан. 19:1, 2 билмәй, тәсадипийлиқтин адәм уруп өлтүрүп қойған һәр қандақ киши у шәһәрләргә қечип кәтсун. Буниң билән бу шәһәрләр силәргә қан интиқамини алғучидин панаһгаһ болиду. Адәмни шундақ өлтүргән киши бу шәһәрләрниң биригә қечип берип, шәһәрниң қовуқиға келип, шу йәрдә шәһәрниң ақсақаллириға өз әһвалини ейтсун; улар уни өзигә қобул қилип шәһәргә киргүзүп, униң өзлири билән биллә турушиға униңға җай бәрсун. Чөл. 35:22, 23; Қан. 19:4, 5
Әнди қан қисасини алғучи уни қоғлап кәлсә, улар адәм өлтүргән кишини қисаскарниң қолиға тапшуруп бәрмисун; чүнки шу кишиниң бурундин өз хошнисиға һеч өч-адавити болмиған, бәлки тәсадипий уруп өлтүрүп қойған. Адәм өлтүргән киши җамаәт алдида сорақ қилинғичә шу шәһәрдә турсун; андин шу вақиттики баш каһин өлүп кәткәндә, у шу шәһәрдин айрилип, өз шәһиригә, йәни қечип чиққан шәһәрдики өйигә йенип кәлсун.
Шуниң билән улар Нафтали тағлиқ жутидики Кәдәшни, Әфраимниң тағлиқ жутидики Шәкәмни вә Йәһуданиң тағлиқ жутидики Кириат-Арба, йәни Һебронни, Йерихониң шәриқ тәрипидики, Иордан дәриясиниң у қетидики Рубән қәбилисиниң зиминидин түзләңликниң чөлидики Бәзәрни, Гад қәбилисиниң зиминидин Гилеадтики Рамотни вә Манассәһ қәбилисиниң зиминидин Башандики Голанни таллап бекитти.Қан. 4:43
Мана бу шәһәрләр барлиқ Исраиллар вә уларниң арисида туруватқан мусапирлар үчүн панаһгаһ болушқа бекитилгән шәһәрләрдур; кимки билмәй, тәсадипилиқтин адәм өлтүргән болса, униң җамаәт алдида сорақ қилинишидин бурун, қан қисаскарниң қолида өлмәслиги үчүн шу шәһәрләргә қечип кетишкә бу шәһәрләр бекитилгән.
 
 

20:2 Мис. 21:13; Чөл. 35:6; Қан. 19:1, 2

20:4 Чөл. 35:22, 23; Қан. 19:4, 5

20:8 Қан. 4:43