19
Шимеонниң мираси
1 Иккинчи чәк Шимеонға чиқти, йәни Шимеонлар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тартилди; уларниң мираси болса Йәһудаларниң мирас үлүшиниң арисида еди. 2 Уларниң еришкән мираси ичидә Бәәр-Шеба, Шеба, Моладаһ, 3 Һазар-Шуал, Балаһ, Езәм, 4 Әлтолад, Битул, Хормаһ, 5 Зиклаг, Бәйт-Маркабот, Һазар-Сусаһ, 6 Бәйт-Либаот вә Шаруһән болуп, җәмий он үч шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
7 Буниңдин башқа йәнә Айин, Риммон, Етәр, Ашан болуп, җәмий төрт шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар 8 Һәмдә җәнуп тәрәптики Баалат-Бәәр (йәни җәнупдики Рамаһ)ғичә болған бу төрт шәһәрниң әтрапидики һәммә кәнт-қишлақларму бар еди. Булар Шимеонлар қәбилисиниң үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә еришкән мираси еди.
9 Шимеонларниң мирас үлүши Йәһудаларниң үлүшиниң ичидин елип берилди; чунки Йәһудаларниң мирас үлүши өзлиригә көплүк қилған еди, шуңа Шимеонларниң мирас үлүши уларниң мирас үлүшиниң ичидин берилди.
Зәбулунниң мираси
10 Үчинчи чәк Зәбулунлар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тартилди; уларниң мирас чегариси Саридқа баратти, 11 чегариси ғәрип тәрәптә Мареалаһқа берип Даббәшәткә йетип Йокнеамниң удулидики еқинға тутишатти; 12 У Саридтин шәриқ тәрипигә қайрилип, күн чиқишқа бурулуп Кислот-Табор жутиға тутишип, Дабиратқа өтүп, Яфияға барди; 13 андин шу йәрдин у шәриқ тәрипигә күн чиқишқа йәнә бурулуп, Гат-Һәфәр вә Әт-Казинға келип Неаһқа созулған Риммон жутиға йетип барди. 14 Андин у йәрдин шимал тәрәпкә қайрилип, Һаннатонға йетип берип, Йифтаһ-Әлниң җилғисида ахирлашти. 15 Уларниң үлүши йәнә Каттат, Наһалал, Шимрон, Йидалаһ вә Бәйт-Ләһәмниму орап, җәмий он икки шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақларниму өз ичигә алатти.
16 Бу болса, йәни бу шәһәрләр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар Зәбулунларниң мирас үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә уларға берилгән еди.
Иссакарниң мираси
17 Төртинчи чәк Иссакарға чиқти, йәни Иссакарлар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тартилди; 18 уларға берилгән жутлар Йизрәәлгичә болуп, Кәсуллот, Шунәм, 19 Һафарайим, Шион, Анаһарат, 20 Раббит, Кишион, Ебәз, 21 Рәмәт, Ән-Ганним, Ән-Һаддаһ вә Бәйт-Паззәзни өз ичигә алди; 22 андин чегариси Табор, Шаһазимаһ вә Бәйт-Шәмәшкә йетип, Иордан дәриясида ахирлашти; уларниң үлүши җәмий он алтә шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
23 Бу болса, йәни бу шәһәрләр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар Иссакарларниң мирас үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә уларға берилгән еди.
Аширниң мираси
24 Бәшинчи чәк Аширлар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тартилди; 25 уларниң зимини Һәлкат, Һали, Бәтән, Ақсаф, 26 Алламмәләк, Амеад вә Мишални өз ичигә алди; чегариси ғәрип тәрәптә Кармәл билән Шиһор-Либнатқа тутишип, 27 андин шәриқ тәрәпкә қайрилип Бәйт-Дагонға берип, Зәбулун зимини билән Йифтаһ-Әл җилғисиниң шимал тәрипидин өтүп, Бәйт-Емәк билән Неиәлгә йетип берип Кабулниң шимал тәрипигә чиқти; □«шимал тәрипи» — ибраний тилида «сол тәрипи» дегән сөзләр билән ипадилиниду. 28 Еброн, Рәһоб, Һаммон вә Канаһни өз ичигә елип Чоң Зидонға йетип барди. 29 андин чегариси Рамаһ тәрипигә қайрилип, Тур дегән мустәһкәм шәһиргә берип, Хосаһқа қайрилип, Ақзиб билән Һәбәлгә туташ болған деңизда ахирлашти; □«Ақзиб билән Һәбәлгә туташ болған» — яки «Ақзиб жутиниң йенида». 30 зимини Уммаһ, Афәк вә Рәһобниму өз ичигә алған; җәмий жигирмә икки шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақларни өз ичигә алған еди.
31 Бу болса, йәни бу шәһәрләр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар Аширларниң мирас үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә уларға берилгән еди.
Нафталиниң мираси
32 Алтинчи чәк Нафталиға чиқти, йәни Нафталилар қәбилисигә җәмәт-аилилири бойичә тартилди; 33 уларниң чегариси болса Һәләфтин чиқип, Заананнимдики дуб дәриғидин өтүп, Адами-Нәкәб вә Ябнәәлдин чиқип, Лаккумға йетип Иордан дәриясиға берип ахирлашти. □«Адами-Нәкәб» — яки «Адами, Нәкәб». 34 Андин ғәрип тәрәпкә қайрилип Азнот-Таборға берип, шу йәрдин Һуккокқа чиқип, җәнупта Зәбулунниң үлүш зиминиға тутишип, шималда Аширниң үлүш зиминиға йетип, күн чиқиш тәрипидә Иордан дәриясиниң йенида, Йәһуданиң үлүш зиминиға улашти. 35 Нафталиниң мустәһкәм шәһәрлири Зиддим, Зәр, Һаммат, Раккат, Киннәрәт, 36 Адамаһ, Рамаһ, Һазор, 37 Кәдәш, Әдрәй, Ән-Һазор, 38 Йирон, Мигдал-Әл, Һорәм, Бәйт-Анат вә Бәйт-Шәмәшләр болуп, җәмий он тоққуз шәһәр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар еди.
39 Бу болса, йәни бу шәһәрләр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар Нафталилар қәбилисиниң мирас үлүши болуп, җәмәт-аилилири бойичә уларға берилгән еди.
Данниң мираси
40 Йәттинчи чәк Данларниң қәбилисигә чиқти; у уларниң җәмәт-аилилири бойичә тартилди. 41 Уларниң мирас зимини болса Зореаһ, Әштаол, Ир-Шәмәш, 42 Шаалаббин, Айҗалон, Йитлаһ, 43 Елон, Тимнатаһ, Әкрон,□«Тимнатаһ» — яки «Тимнаһ». 44 Әл-тәкәһ, Гиббетон, Баалат, 45 Йәһуд, Бәнә-Барак, Гат-Риммон, 46 Мә-Яркон, Раккон вә Яфониң удулидики жутни өз ичигә алди.
47 Лекин Данларниң зимини өз қолидин кәткән болғачқа, Данлар чиқип Ләшәмгә һуҗум қилип уни ишғал қилди; аһалисини қиличлап йоқитип, у йәрни өзиниң қилип маканлашти; андин улар Ләшәмгә атиси Данниң исмини қоюп, уни Дан дәп атиди.□«Лекин Данларниң зимини өз қолидин кәткән болғачқа, Данлар чиқип...» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Лекин Данларниң зимини шулар (шу шәһәрләр) билән чәкләнгән болғачқа, Данлар чиқип...».
48 Мана булар, йәни бу шәһәрләр вә уларға қарашлиқ кәнт-қишлақлар Данлар қәбилисигә, уларниң җәмәт-аилилири бойичә мирас қилип берилгән еди.
Йәшуа пәйғәмбәрниң мирас үлүши
49 Бу тәриқидә Исраиллар зиминни чегара-чегара бойичә бөлүп болди; андин улар Нунниң оғли Йәшуаға өз арисидин мирас бөлүп бәрди. 50 Пәрвәрдигарниң буйруғи бойичә Йәшуа тилигинидәк униңға Әфраим тағлиқ жутидики Тимнат-Сераһ дегән шәһәрни бәрди; буниң билән у шәһәрни қуруп чиқип, униңда турди.
51 Мана булар Әлиазар каһин билән Нунниң оғли Йәшуа вә Исраилниң қәбилә-җәмәтлириниң каттабашлири бир болуп Шилоһда, җамаәт чедириниң дәрвазисиниң алдида туруп, Пәрвәрдигарниң алдида чәк ташлап бөлүп тәқсим қилған мираслардур. Бу тәриқидә улар зиминниң тәқсиматини түгәтти.
□19:27 «шимал тәрипи» — ибраний тилида «сол тәрипи» дегән сөзләр билән ипадилиниду.
□19:29 «Ақзиб билән Һәбәлгә туташ болған» — яки «Ақзиб жутиниң йенида».
□19:33 «Адами-Нәкәб» — яки «Адами, Нәкәб».
□19:43 «Тимнатаһ» — яки «Тимнаһ».
□19:47 «Лекин Данларниң зимини өз қолидин кәткән болғачқа, Данлар чиқип...» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Лекин Данларниң зимини шулар (шу шәһәрләр) билән чәкләнгән болғачқа, Данлар чиқип...».