21
Лавийларниң турушиға шәһәрләрни бекитиш
У вақитта Лавий җәмәтлириниң каттивашлири каһин Әлиазар, Нунниң оғли Йәшуа вә Исраил қәбилилириниң каттивашлириниң қешиға берип, 1Тар. 6:39 Қанаан зиминидики Шилоһда уларға: — Мусаниң вастиси арқилиқ Пәрвәрдигар биз тоғрилиқ: «Уларға турушқа шәһәрләрни, маллири үчүн яйлақларни қошуп бәргин», дәп ейтқан, деди.Чөл. 35
Шуни девиди, Исраиллар Пәрвәрдигарниң әмри бойичә өз мирас үлүшлиридин муну шәһәрләр билән яйлақларни қошуп Лавийларға бәрди: —
биринчи ташланған чәк Коһат җәмәтлиригә чиқти; чәк ташлинип, Лавийлар ичидики каһин Һарунниң әвлатлириға Йәһуда қәбилиси, Шимеон қәбилиси вә Бинямин қәбилисиниң зиминлиридин он үч шәһәр бекитилди; Андин Коһатниң қалған әвлатлириға чәк ташлинип, Әфраим қәбилә-җәмәтлириниң зиминидин, Дан қәбилисиниң зиминидин вә Манассәһ йерим қәбилисиниң зиминлиридин он шәһәр бекитилди.
Гәршонниң әвлатлириға чәк ташлинип, Иссакар қәбилә-җәмәтлириниң зиминидин, Ашир қәбилисиниң зиминидин, Нафтали қәбилисиниң зиминидин вә Манассәһниң йәнә бир йерим қәбилисиниң зиминидин он үч шәһәр бекитилди.
Мәрариниң әвлатлириға, җәмәт-аилилири бойичә чәк ташлинип, Рубән қәбилисиниң зиминидин, Гад қәбилисиниң зиминидин вә Зәбулун қәбилисиниң зиминидин он икки шәһәр бекитилди.
Бу тәриқидә Пәрвәрдигар Мусаниң вастиси билән буйруғинидәк Исраиллар чәк ташлап бу шәһәрләр билән яйлақлирини қошуп, Лавийларға бәрди.
Улар Йәһуданиң қәбилиси билән Шимеонниң қәбилисиниң зиминидин төвәндә тизимланған муну шәһәрләрни бәрди: — 10 (чәк ташланғанда, Лавийларниң нәсли болған Коһатлар җәмәтидики Һарунниң әвлатлириға биринчи чәк чиққачқа муну шәһәрләр берилди): —
11 уларға Йәһуданиң тағлиқ районидики Кириат-Арба (Арба Анакниң атиси еди), йәни Һеброн билән әтрапидики яйлақларни қошуп бәрди. 12 Лекин шәһәргә тәвә етизлар билән кәнт-қишлақларни Йәфуннәһниң оғли Каләбкә мирас қилип бәрди. 13 Шундақ қилип улар Һарун каһинниң әвлатлириға адәм өлтүргән кишиләр панаһлинидиған шәһәр Һеброн вә яйлақлирини, йәнә уларға Либнаһ билән яйлақлирини, 14 Яттир билән яйлақлирини, Әштәмоа билән яйлақлирини, 15 Һолон билән яйлақлирини, Дәбир билән яйлақлирини, 16 Айин билән яйлақлирини, Юттаһ билән яйлақлирини, Бәйт-Шәмәш билән яйлақлирини бәрди; бу икки қәбилиниң зиминлиридин җәмий тоққуз шәһәрни бәрди. 17 Мундин башқа уларға Бинямин қәбилисиниң зиминидин Гибеон билән яйлақлирини, Геба билән яйлақлирини, 18 Анатот билән яйлақлирини, Алмон билән яйлақлирини қошуп җәмий төрт шәһәр бәрди.
19 Бу тәриқидә каһинлар, йәни Һарунниң әвлатлириға берилгән шәһәрләр он үч болди; булар әтрапидики яйлақлири билән берилди.
20 Улар йәнә Лавийларниң нәслидин болған Коһатниң қалған җәмәтлиригиму шәһәрләрни бәрди. Чәк ташлаш билән уларға бекитилгән шәһәрләр мунулар: — уларға Әфраим қәбилисиниң зиминидин 21 Әфраимниң тағлиқ районидики адәм өлтүргән кишиләр панаһлинидиған шәһәр Шәкәм билән яйлақлирини, йәнә Гәзәр билән яйлақлири, 22 Кибзаим билән яйлақлири вә Бәйт-Һорон билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди; 23 буниңдин башқа Дан қәбилисиниң зиминидин Әлтәкәһ билән яйлақлири, Гиббетон билән яйлақлири, 24 Айҗалон билән яйлақлири вә Гат-Риммон билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди. 25 Буниңдин башқа Манассәһ йерим қәбилисиниң зиминидин Таанақ билән яйлақлири, Гат-Риммон билән яйлақлири болуп, җәмий икки шәһәрни бәрди. 26 Бу тәриқидә Коһатларниң қалған җәмәтлиригә берилгән шәһәрләр он болди; булар әтрапидики яйлақлири билән берилди.
27 Лавийларниң җәмәтлиридин болған Гәршонларға болса улар Манассәһниң йерим қәбилисиниң зиминидин адәм өлтүргән кишиләр панаһлинидиған шәһәр Башандики Голан билән яйлақлирини, шундақла Бәәштераһ билән яйлақлирини, җәмий икки шәһәрни бәрди; 28 йәнә Иссакар қәбилисиниң зиминидин Кишион билән яйлақлири, Дабират билән яйлақлири, «Дабират» — яки «Дабрат». 29 Ярмут билән яйлақлири вә Ән-Ганним билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди; 30 буниңдин башқа Ашир қәбилисиниң зиминидин Мишал билән яйлақлири, Абдон билән яйлақлири, 31 Һәлкат билән яйлақлири вә Рәһоб билән яйлақлири болуп, җәмий болуп төрт шәһәрни бәрди; 32 буниңдин башқа Нафтали қәбилисиниң зиминидин адәм өлтүргән кишиләр панаһлинидиған шәһәр Галилийәдики Кәдәш билән яйлақлирини, йәнә Һаммот-Дор билән яйлақлири вә Картан билән әтрапидики яйлақлири болуп, җәмиий үч шәһәрни бәрди.
33 Бу тәриқидә Гәршонларға берилгән шәһәрләр он үч болди; булар әтрапидики яйлақлири билән берилди.
34 Қалған Лавийларға, йәни Мәрарилар җәмәтлиригә Зәбулун қәбилисиниң зиминидин Йокнеам билән яйлақлири, Картаһ билән яйлақлири, 35 Димнаһ билән яйлақлири вә Наһалал билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди. 36 Буниңдин башқа Рубән қәбилисиниң зиминидин Бәзәр билән яйлақлири, Яһаз билән яйлақлири, «Яһаз» — яки «Җаһзаһ» яки «Яһазаһ». 37 Кәдәмот билән яйлақлири вә Мәфаат билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди. 38 Буниңдин башқа Гад қәбилисиниң зиминидин адәм өлтүргән кишиләр панаһлинидиған шәһәр Гилеадтики Рамот билән яйлақлирини, йәнә Маһанайим билән яйлақлири, 39 Һәшбон билән яйлақлири вә Җаазәр билән яйлақлири болуп, җәмий төрт шәһәрни бәрди.
40 Булар болса қалған Лавийларниң җәмәтлиригә, йәни Мәрарилар җәмәтлиригә берилгән барлиқ шәһәрләрдур; уларға чәк ташлиниш билән берилгән үлүши он икки шәһәр еди.
41 Исраилларниң зимини ичидин Лавийларға бекитип берилгән шәһәрләр җәмий қириқ сәккиз еди; булар әтрапидики яйлақлири билән берилди. 42 Бу шәһәрләрниң һәр бириниң әтрапида яйлақлири бар еди; шәһәрләрниң һәммиси шундақ еди.
43 Пәрвәрдигар шу тәриқидә Исраилларниң ата-бовилириға беришкә қәсәм билән вәдә қилған пүткүл зиминни уларға бәрди; улар келип уни егиләп, у йәрдә олтарди.
44 У вақитта Пәрвәрдигар илгири уларниң ата-бовилириға қәсәм билән вәдә қилғинидәк, уларға һәр әтрапида тинич-арамлиқ бәрди; уларниң дүшмәнлиридин һечқандиқи уларниң алдида қәддини руслап тик туралмайтти; бәлки Пәрвәрдигар һәммә дүшмәнлирини уларниң қолиға тапшурди. 45 Пәрвәрдигарниң Исраилниң җәмәтигә вәдә қилған һиммәтлиридин һеч бири қалдурулмай әмәлгә ашурулди.
 
 

21:1 1Тар. 6:39

21:2 Чөл. 35

21:28 «Дабират» — яки «Дабрат».

21:36 «Яһаз» — яки «Җаһзаһ» яки «Яһазаһ».