22
Шәриқ тәрәптики зиминлар тәқсим қилинған қәбилиләрниң өз мирасиға қайтип бериши
У вақитта Йәшуа Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһ йерим қәбилисидикиләрни чақирип уларға: —
Силәр болсаңлар Пәрвәрдигарниң қули Мусаниң силәргә буйруғининиң һәммисигә әмәл қилдиңлар, мениң силәргә әмир қилған барлиқ сөзлиримгиму қулақ салдиңлар; Чөл. 32:20; Қан. 3:18 силәр бу нурғун күнләрдә таки бүгүнгә қәдәр қериндашлириңларни ташливәтмәй, бәлки Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә әмир қилған вәзипини тутуп кәлдиңлар; әнди Пәрвәрдигар Худайиңлар вәдә қилғинидәк, қериндашлириңларға арамлиқ бәрди; шуңа силәр Пәрвәрдигарниң қули Муса Иордан дәриясиниң у тәрипидә силәргә бәргән мирас зиминиңларға, өз чедирлириңларға қайтип бериңлар. Чөл. 32:33; Қан. 3:13; 29:8; Йә. 13:8 Пәқәтла Пәрвәрдигарниң қули Муса силәргә буйруп тапшурған қанун-әмирләргә әмәл қилишқа, йәни Пәрвәрдигар Худайиңларни сөйүп, Униң барлиқ йоллирида меңип, әмирлирини тутуп униңға бағлинип, пүтүн қәлбиңлар вә пүтүн җан-дилиңлар билән Униң хизмитидә болушқа ихлас билән көңүл бөлүңлар, — деди.Қан. 10:12
Шуниң билән Йәшуа уларни бәхит-бәрикәт тиләп, йолға салди; улар өз чедирлириға қайтип кетишти.
Манассәһ йерим қәбилисигә болса Муса уларға Башанни мирас қилип бәргән еди; йәнә бир йерим қәбилигә Йәшуа Иордан дәриясиниң бу қети, йәни ғәрип тәрипидә уларниң қериндашлириниң арисида мирас бәрди. Йәшуа уларни өз чедирлириға қайтиш йолиға салған вақтида, у уларғиму бәхит-бәрикәт тиләп, уларға: — Интайин көп байлиқлар, интайин көп чарпайларни, шундақла көп миқдарда күмүч, алтун, мис, төмүр вә кийим-кечәкләрни елип, өз чедириңларға қайтип бериңлар; дүшмәнлириңлардин алған олҗини қериндашлириңларға үләштүрүп бериңлар, деди.«алған олҗини қериндашлириңларға үләштүрүп бериңлар» — яки «алған олҗини қериндашлириң билән үлишип елиңлар».
У вақитта Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһ йерим қәбилиси Қанаан зиминидики Шилоһдин чиқип Исраиллардин айрилип, Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән қилған әмри бойичә уларниң тәәллуқати болған өз мирас зимини Гилеад жутиға қарап қайтип маңди.
 
Чоң уқушмаслиқ — ички урушниң алдини елиш
10 Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһ йерим қәбилиси Қанаан зиминидики Иордан дәриясиниң бойидики Гәлилотқа йетип кәлгәндә, у йәрдә Иордан дәриясиниң бойида бир қурбангаһни ясиди; қурбангаһ наһайити чоң вә һәйвәтлик ясалған еди. «...дәриясиниң бойидики Гәлилотқа» — нуниң башқа бир хил тәрҗимиси: «...дәриясиниң бойидик даириси» яки «...дәриясиниң бойидик дүгиләк догилири».  Йә. 18:7 11 Исраилларға: «Мана Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһ йерим қәбилиси Қанаан зиминидики Иордан дәриясиниң у қетидики Гәлилотта, йәни Исраилларниң удулида бир қурбангаһни ясапту» дегән хәвәр аңланди.
12 Исраиллар бу хәвәрни аңлиған һаман, уларниң пүткүл җамаити улар билән урушуш үчүн Шилоһқа топланди.
13 У вақитта Исраиллар каһин Әлиазарниң оғли Финиһасни Гилеад зиминидики Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһ йерим қәбилисигә маңдурди 14 вә шундақла униң билән он әмирни, Исраилниң һәр бир қәбилисидин җәмәт башлиғи болған бирдин әмирни униңға һәмраһ қилип әвәтти; һәр бир әмир һәр қайси ата җәмәттики миңлиған Исраилларниң каттивеши еди.
15 Булар әнди Гилеад зиминиға, Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһ йерим қәбилисигә келип уларға: — 16 Мана Пәрвәрдигарниң пүткүл җамаити силәргә мундақ дәйду: «Силәрниң Пәрвәрдигарға әгишиштин йенип, өзүңларға қурбангаһни ясап, Исраилниң Худасидин йүз өрүп, Пәрвәрдигарға асийлиқ қилип өткүзгән бу рәзиллигиңлар зади қандақ иш? «Силәрниң Пәрвәрдигарға әгишиштин йенип, өзүңларға қурбангаһни ясап...» — Муса пәйғәмбәргә назил қилинған қанун бойичә, Пәрвәрдигарниң ибадити үчүн ялғуз бирла қурбангаһ бекитилгән, шундақла қурбангаһ Пәрвәрдигар өзи бекиткән җайда туруши керәк еди («Мис.» 24:20, «Лав.» 17:3-4, «Қан.» 12:5-6ни көрүң). 17 Пеорда бурун өткүзгән қәбиһлигимиз бизгә йетип ашмасму? Гәрчә Пәрвәрдигарниң җамаитиниң бешиға ваба чүшкән болсиму, биз техи бүгүнгә қәдәр бу иштин өзимизни пакландурмидуқ. «Пеорда бурун өткүзгән қәбиһлигимиз бизгә йетип ашмасму?» — Пеорда өткүзгән гуналар вә кейинки вақиә «Чөл.» 25-бапта хатириләнгән.  Чөл. 25:3; Қан. 4:3 18 Силәр бүгүн Пәрвәрдигарға әгишиштин яндиңлар; шундақ болидуки, силәр бүгүн Пәрвәрдигарға асийлиқ қилған болғачқа, у җәзмән әтә Исраилниң пүткүл җамаитигә ғәзәплиниду. 19 Һалбуки, мабада силәр мирас қилип алған зимин напак болуп қалған болса, Пәрвәрдигарниң тәвәлиги болған зиминға, Униң чедири тикләнгән жутқа йенип келип, аримизда мирас елиңлар. Пәқәт Пәрвәрдигар Худайимизниң қурбангаһидин башқа өзүңлар үчүн қурбангаһ ясаш билән Пәрвәрдигарға вә бизләргә асийлиқ қилмаңлар. 20 Зәраһниң оғли Ақан һарам бекитилгән нәрсиләрдин елип, итаәтсизлик қилған әмәсму? Шу сәвәптин қәбиһлиги үчүн ялғуз улар өлтүрүлүп қалмай, Пәрвәрдигарниң ғәзиви йәнә пүткүл Исраил җамаитиниң үстигә чүшкән әмәсму?».
21 Шуниң билән Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһ йерим қәбилиси миңлиған Исраилларниң каттивашлириға җавап берип мундақ деди: —
22 «Илаһларниң илаһи Пәрвәрдигардур! Илаһларниң илаһи болған Пәрвәрдигар Өзи буни билиду, Исраилму уни билгәй! Әгәр бу иш асийлиқ болса яки Пәрвәрдигарға итаәтсизлик болса, әнди бизләрни бүгун өлүмдин айимаңлар! Зәб. 49:1 23 Әгәр бизниң өзимиз үчүн қурбангаһни ясишимиз Пәрвәрдигарға әгишиштин йениш үчүн болған болса, шундақла қурбангаһниң үстидә көйдүрмә қурбанлиқ сунуш, ашлиқ һәдийәлирини сунуш, енақлиқ қурбанлиқлирини сунуш үчүн болған болса, ундақта Пәрвәрдигар Өзи бу иш тоғрилиқ биздин һесап алсун; 24 әксичә бу ишни қилишимизниң сәвәви һәқиқәтән шуки, кәлгүсидә силәрниң балилириңлар бизниң балилиримизға: «Силәрниң Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар билән қандақ мунасивитиңлар бар? 25 Әй Рубәнләр вә Гадлар, Пәрвәрдигар биз билән силәрниң оттуримизда Иордан дәриясини чегара қилип қойған әмәсму? Шуңа силәрниң Пәрвәрдигардин һеч қандақ несивәңлар йоқтур!» дейишидин әндишә қилдуқ. 26 Шуңа биз: «Қопуп бир қурбангаһ ясайли; лекин бу көйдүрмә қурбанлиқлар үчүнму әмәс, башқа хил қурбанлиқлар үчүнму әмәс, 27 бәлки кәлгүсидә Пәрвәрдигарниң алдида көйдүрмә қурбанлиқлиримиз билән башқа хил қурбанлиқлиримиз вә енақлиқ қурбанлиқлиримиз билән униң ибадитидә болушимиз үчүн, силәр вә бизниң оттуримизда, шундақла кейинки дәвирлиримиздә бир әсләтмә гувалиқ болсун үчүн уни ясидуқ; балилириңларниң кәлгүсидә балилиримизға «Пәрвәрдигардин һеч қандақ несивәңлар йоқ» демәслиги үчүн шундақ қилдуқ. Яр. 31:48; Йә. 24:27 28 Әгәр улар кәлгүсидә биз билән әвлатлиримизға шундақ десә, биз җавап берип: «Мана, көйдүрмә қурбанлиқ сунуш үчүн яки башқа хил қурбанлиқларни сунуш үчүн ясалған әмәс, бәлки силәр билән бизниң оттуримизда бир гувалиқ болсун дәп ясалған, бу Пәрвәрдигарниң ата-бовилиримиз ясиған қурбангаһиниң әндизисидур!» дейәләймиз.
29 Пәрвәрдигарға асийлиқ қилип, Пәрвәрдигарға әгишиштин йенип, Пәрвәрдигар Худайимизниң чедириниң алдида турған қурбангаһтин башқа иккинчи бир қурбангаһни ясап, униң үстидә көйдүрмә қурбанлиқ, ашлиқ һәдийәләр вә башқа хил қурбанлиқларни өткүзүш нийити биздин нери болғай!».
30 Каһин Финиһас вә униң билән биллә кәлгән җамаәт әмирлири, йәни миңлиған Исраилларниң каттивашлири Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһләрниң ейтқан сөзлирини аңлиғанда улар шуниңдин хуш болди. 31 Әлиазарниң оғли каһин Финиһас Рубәнләр, Гадлар вә Манассәһләргә: — Силәр Пәрвәрдигарға бу итаәтсизликни қилмиғиниңлар үчүн Пәрвәрдигарниң оттуримизда туруватқанлиғини әнди билдуқ; силәр бу иш билән Исраилларни Пәрвәрдигарниң қолидин қутқуздуңлар, деди.
32 Андин Әлиазар каһинниң оғли Финиһас билән әмирләр Рубәнләр вә Гадларниң йенидин, Гилеад зиминидин чиқип Қанаан зиминиға Исраилларниң йениға йенип келип бу хәвәрни уларға дәп бәрди. 33 Бу иш Исраилларниң нәзиридә яхши көрүнди; Исраиллар Худаға һәмдусана ейтип, Рубәнләр билән Гадларға һуҗум қилип, улар билән урушуп уларниң туруватқан зиминини вәйран қилайли, дегән гәпни иккинчи тилға алмиди.
34 Рубәнләр билән Гадлар бу қурбангаһқа «Гувалиқ» дәп ат қойди; чүнки улар: — «У аримизда Пәрвәрдигарниң Худа екәнлигигә гувадур» деди.«Гувалиқ» — ибраний тилида «Ед».
 
 

22:2 Чөл. 32:20; Қан. 3:18

22:4 Чөл. 32:33; Қан. 3:13; 29:8; Йә. 13:8

22:5 Қан. 10:12

22:8 «алған олҗини қериндашлириңларға үләштүрүп бериңлар» — яки «алған олҗини қериндашлириң билән үлишип елиңлар».

22:10 «...дәриясиниң бойидики Гәлилотқа» — нуниң башқа бир хил тәрҗимиси: «...дәриясиниң бойидик даириси» яки «...дәриясиниң бойидик дүгиләк догилири».

22:10 Йә. 18:7

22:16 «Силәрниң Пәрвәрдигарға әгишиштин йенип, өзүңларға қурбангаһни ясап...» — Муса пәйғәмбәргә назил қилинған қанун бойичә, Пәрвәрдигарниң ибадити үчүн ялғуз бирла қурбангаһ бекитилгән, шундақла қурбангаһ Пәрвәрдигар өзи бекиткән җайда туруши керәк еди («Мис.» 24:20, «Лав.» 17:3-4, «Қан.» 12:5-6ни көрүң).

22:17 «Пеорда бурун өткүзгән қәбиһлигимиз бизгә йетип ашмасму?» — Пеорда өткүзгән гуналар вә кейинки вақиә «Чөл.» 25-бапта хатириләнгән.

22:17 Чөл. 25:3; Қан. 4:3

22:22 Зәб. 49:1

22:27 Яр. 31:48; Йә. 24:27

22:34 «Гувалиқ» — ибраний тилида «Ед».