49
49-күй •••• Самавий Сотчи сүкүтини бузуп сөзләйду: — •••• «һәқиқий ибадәт» дегән немә?
Асаф язған күй: —
 
Қадир Худа, йәни Пәрвәрдигар еғиз ечип,
Күнчиқиштин күнпетишқичә йәр йүзидикиләргә мураҗиәт қилди. «Асаф язған күй» — «Асаф» Давут падишаниң дәвридә муқәддәс ибадәтханида Худани мәдһийәләш хизмитидә нәғмичиләрниң беши еди. У бәлким муқәддәс ибадәтханидики «Худани мәдһийиләш мәдриси»ниң асасчиси болуши мүмкин. Зәбурдики «Асаф язған күй» дейилгән күйләрниң бәзилирини Асаф өзи язған, бәзилирини, шүбһисизки, башқилар униң һөрмитигә униң нами билән язған.  1Тес. 4:14-17
Гөзәлликниң җәвһири болған Зион теғидин,
Худа җулалиди.
Худайимиз келиду, У һәргизму сүкүт ичидә турмайду;
Униң алдида йәвәткүчи от келиду;
Униң әтрапида зор боран-чапқун қайнайду. «... Униң әтрапида зор боран-чапқун қайнайду» — бәзи алимлар бу җүмлидики «Униң» «Худаниң» әмәс, бәлки «отниң» көрситиду, дәп қарайду.
Өз хәлқини сорақ қилиш үчүн,
У жуқуридин асманларни,
Йәрниму гувалиққа чақириду: —
«Мениң мөмин бәндилиримни,
Йәни Мән билән қурбанлиқ арқилиқ әһдә түзгүчиләрни һозурумға чақирип жиғиңлар!»
Асманлар униң һәққанийлиғини елан қилиду,
Чүнки Худа Өзи сорақ қилғучидур!
Селаһ.
«Аңлаңлар, и хәлқим, Мән сөз қилай;
И Исраил, Мән саңа һәқиқәтни ейтип қояйки,
Мәнки Худа, сениң Худайиңдурмән.
Һазир әйиплигиним сениң қурбанлиқлириң сәвәвидин,
Яки һемишә алдимда сунулидиған көйдүрмә қурбанлиқлириң сәвәвидин әмәс; «Һазир әйиплигиним сениң қурбанлиқлириң сәвәвидин... әмәс» — мошу йәрдә «қурбанлиқ» ибраний тилида «зебаһ». Бу хил қурбанлиқ Худаға алаһидә рәхмәт ейтиш мәхситидә, Худа билән әһдә қилғанда яки Худаға мәхсус қәсәм ичкәндә қилинидиған қурбанлиқ. Униңдин қурбанлиқ сунғучи вә каһин йейишкә болатти. «... көйдүрмә қурбанлиқлириң сәвәвидин әмәс» — «көйдүрмә қурбанлиқ» ибраний тилида «олаһ». Бу хил қурбанлиқ Худаға болған сапИбадәтни билдүрүш йолида, қурбанлиқниң һәммиси көйдүрүләтти; демәк, нә қурбанлиқ қилғучи каһин, нә қурбанлиқ сунғучи адәм униң кичиккинә бир парчә гөшиниму йемәйтти («Лав.» 1-бапни көрүң).
Мән сениң еғилиңдин һеч бир өкүзни,
Қотанлириңдин һеч бир текини алмақчи әмәсмән.
10 Чүнки орманлиқлардики барлиқ һайванатлар Маңа мәнсуптур,
Миңлиған тағдики мал-варанларму Мениңкидур;
11 Тағлардики пүтүн учар-қанатларни билимән,
Даладики барлиқ җаниварлар Мениңкидур.
12 Қарним ачсиму саңа ейтмаймән;
Чүнки аләм вә униңға толған һәммә нәрсиләр Мениңкидур. Мис. 19:5; Қан. 10:14; Аюп 41:3; Зәб. 23:1; 1Кор. 10:26,28
13 Әҗәба, Мән өкүзниң гөшини йәмдимән?
Текиниң қенини ичәмдимән?
14 Қурбанлиқ сүпитидә Худаға тәшәккүрләрни ейт;
Һәммидин Алий Болғучиға қилған вәдәңгә вапа қил. Қан. 23:22; Аюп 22:27; Зәб. 75:12; Топ. 5:3, 4, 5
15 Бешиңға күн чүшкәндә Маңа мураҗиәт қил;
Мән сени қутулдуримән,
Сән болсаң Мени улуқлиғайсән».
16 Лекин рәзилләргә Худа шундақ дәйду: —
«Мениң әмирлиримни баян қилишқа немә һәққиң бар?
Әһдәмни тилға алғидәк сән ким едиң?
17 Сән Мениң тәлимлиримдин йиргәндиң,
Сөзлиримни рәт қилдиң әмәсму?«... Сөзлиримни рәт қилдиң әмәсму?» — ибраний тилида: «Сөзлиримни арқаңға ташливәттиң әмәсму?».
18 Оғрини көрсәң, сән униңдин зоқ алдиң,
Зинахорлар билән шерик болдуң;
19 Ағзиңдин яман гәп чүшмәйду;
Тилиң ялғанчилиқни тоқуйду.
20 Өз қериндишиңниң яман гепини қилип олтирисән,
Анаңниң оғлиға төһмәт қилисән.
21 Сән бу ишларни қилғиниңда, Мән үн чиқармидим;
Дәрвәқә, сән Мени өзүңгә охшаш дәп ойлидиң;
Лекин Мән сени әйипләп,
Бу ишларни көз алдиңда әйни бойичә саңа көрситимән.
22 — И, Тәңрини унтуғанлар, буни көңүл қоюп аңлаңлар!
Болмиса, силәрни парә-парә қиливетимән;
Һеч ким силәрни қутқузалмайду.
23 Бирақ қурбанлиқ сүпитидә рәхмәт ейтқанларниң һәр қайсиси Маңа шәрәп кәлтүриду;
Шундақ қилип, униңға Өз ниҗатлиғимни көрситишимгә йол тәйярлиған болиду.«... Шундақ қилип, униңға Өз ниҗатлиғимни көрситишимгә йол тәйярлиған болиду» — ибраний тилида: «Шундақ қилип, униңға Худаниң ниҗатлиғини көрситишимгә йол тәйярлиған болиду». Бизниңчә сөзлигүчи Мәсиһдур (22-айәтниму көрүң).
 
 

49:1 «Асаф язған күй» — «Асаф» Давут падишаниң дәвридә муқәддәс ибадәтханида Худани мәдһийәләш хизмитидә нәғмичиләрниң беши еди. У бәлким муқәддәс ибадәтханидики «Худани мәдһийиләш мәдриси»ниң асасчиси болуши мүмкин. Зәбурдики «Асаф язған күй» дейилгән күйләрниң бәзилирини Асаф өзи язған, бәзилирини, шүбһисизки, башқилар униң һөрмитигә униң нами билән язған.

49:1 1Тес. 4:14-17

49:3 «... Униң әтрапида зор боран-чапқун қайнайду» — бәзи алимлар бу җүмлидики «Униң» «Худаниң» әмәс, бәлки «отниң» көрситиду, дәп қарайду.

49:8 «Һазир әйиплигиним сениң қурбанлиқлириң сәвәвидин... әмәс» — мошу йәрдә «қурбанлиқ» ибраний тилида «зебаһ». Бу хил қурбанлиқ Худаға алаһидә рәхмәт ейтиш мәхситидә, Худа билән әһдә қилғанда яки Худаға мәхсус қәсәм ичкәндә қилинидиған қурбанлиқ. Униңдин қурбанлиқ сунғучи вә каһин йейишкә болатти. «... көйдүрмә қурбанлиқлириң сәвәвидин әмәс» — «көйдүрмә қурбанлиқ» ибраний тилида «олаһ». Бу хил қурбанлиқ Худаға болған сапИбадәтни билдүрүш йолида, қурбанлиқниң һәммиси көйдүрүләтти; демәк, нә қурбанлиқ қилғучи каһин, нә қурбанлиқ сунғучи адәм униң кичиккинә бир парчә гөшиниму йемәйтти («Лав.» 1-бапни көрүң).

49:12 Мис. 19:5; Қан. 10:14; Аюп 41:3; Зәб. 23:1; 1Кор. 10:26,28

49:14 Қан. 23:22; Аюп 22:27; Зәб. 75:12; Топ. 5:3, 4, 5

49:17 «... Сөзлиримни рәт қилдиң әмәсму?» — ибраний тилида: «Сөзлиримни арқаңға ташливәттиң әмәсму?».

49:23 «... Шундақ қилип, униңға Өз ниҗатлиғимни көрситишимгә йол тәйярлиған болиду» — ибраний тилида: «Шундақ қилип, униңға Худаниң ниҗатлиғини көрситишимгә йол тәйярлиған болиду». Бизниңчә сөзлигүчи Мәсиһдур (22-айәтниму көрүң).