23
Җамаәтниң саплиғи
Кимки соқулуш яки кесилиш түпәйлидин ахта қиливетилгән болса, Пәрвәрдигарниң җамаитигә кирмисун.«Пәрвәрдигарниң җамаити» — бу ибарә: биринчидин муқәддәс җай алдида болсун яки башқа йәрләрдә болсун ибадәт сорунлирини, шундақла Пәрвәрдигар Исраилға тапшурған һейт-байрамларға қатнишиш имтиязини көрситиду; иккинчидин, Исраилдики толуқ һоқуқлуқ пухралар, йәни әмәлдар, ақсақаллар яки сорақчи болалайдиғанларни көрсәтсә керәк.
«...ахта болуп қалған болса Пәрвәрдигарниң ибадәт җамаитигә кирәлмәс» — қедимки заманларда бутпәрәсләр өз бутлириға садақәтлигини билдүрүш үчүн бәзидә өз җинсий әзалирини кесиветәтти.
Кимки һарамдин туғулған болса Пәрвәрдигарниң җамаитигә кирәлмәс; онинчи әвладиғичә мундақлардин һеч ким Пәрвәрдигарниң җамаитигә кирмисун.
Һеч бир Аммоний вә я һеч бир Моабий Пәрвәрдигарниң җамаитигә кирмисун; онинчи әвладиғичә улардин һеч ким Пәрвәрдигарниң җамаитигә һәргиз кирмисун. Нәһ. 13:1 Сәвәп шуки, силәр Мисирдин чиққиниңларда улар алдиңларға йемәклик, су елип чиқмиди вә силәргә зиянкәшлик қилишқа силәрни қарғисун дәп, Арам-Наһараимдики Петорлуқ Беорниң оғли Балаамни яллиди. «улар алдиңларға йемәклик, су елип чиқмиди» — ибраний тилида «улар алдиңларға нан, су елип чиқмиди».  Чөл. 22-24 Лекин Пәрвәрдигар Худайиңлар болса Балаамниң сөзини аңлимай, бәлки силәр үчүн қарғишни бәрикәткә айландурувәтти; чүнки Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә муһәббәт бағлиған. Силәр һәммә күнлириңларда Аммонийлар вә Моабийларниң аман-есәнлиги вә бәхитини һәргиз истимәңлар.
Лекин Едомийлар қериндишиңлар болғач, уларға нәпрәт билән қаримаңлар. Мисирлиқларғиму нәпрәт билән қаримаңлар, чүнки силәр уларниң зиминида мусапир болуп турған едиңлар. Буларниң үчинчи әвладидин туғулған балилар Пәрвәрдигарниң ибадәт җамаитигә кирсә болиду.
 
Шәхсий тазилиқ
Дүшмәнлириңгә қарши җәңгә чиқип чедир тиксәң, һәр хил напаклиқтин еһтият қилғин. 10 Әгәр араңларда кечиси бириси чүшидә Шәйтан атлап напак болған болса, у чедиргаһдин чиқип кәтсун; чедиргаһқа удулла кирмисун; «Шәйтан атлап» — биз мошу сөзни тәрҗимимиздә ишләткинимиз Шәйтанниң бу ишқа мәсъул екәнлигини көрсәткинимиз йоқ. Оқурмәнләр бу сөзгә тонуш болғанлиғи үчүн ишләттуқ, халас. 11 кәчқурун киргәндә у суға чүшүп, күн патқанда чедиргаһға йенип кирсун.
12 Һаҗитиңлар үчүн чедиргаһниң сиртида бир җайиңлар болсун; тәрәткә шу йәргә бериңлар. 13 Сайманлириң ичидә бир гүҗәк болсун; сән сиртта тәрәткә олтарсаң, униң билән өрәк колап тәритиңни көмүвәт. 14 Чүнки Пәрвәрдигар Худайиң сени қутқузушқа, дүшмәнлириңни алдиңларға тапшурушқа чедиргаһиң оттурисида жүриду; шуңа сениң чедиргаһиң пак болсун. Болмиса У сениңкидә бирәр паскинилиқ көрсә сәндин айрилип кетиши мүмкин.
 
Қулларға қандақ муамилә қилиш
15 Өз ғоҗисидин қечип йениңға кәлгән қулни өз ғоҗисиға тутуп бәрмигин. 16 У араңларда силәр билән биллә туруп, қайси шәһәрниң дәрвазиси ичидә қайси йәрни таллиса, шу йәрдә турсун. Силәр униңға зулум қилмаңлар.
17 Исраилниң қизлириниң арисида һеч бир паһишә болмисун, Исраилниң оғуллириниң арисида һеч бир паһишә һәзиләк болмисун. 18 Бир қәсәмни беҗа кәлтүрмәк үчүн Пәрвәрдигар Худайиңларниң өйигә паһишиниң пулини яки һәзиләкниң пулини кәлтүрмигин; чүнки бу иккиси Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида жиркиничликтур.«һәзиләк» — ибраний тилида «ит». Айәттә алаһидә көздә тутулғини бутпәрәслик йолида паһишә болуп тенини сатқучилар.
 
Өсүм вә қәсәмләр тоғрилиқ
19 Силәр өз қериндишиңлардин өсүм алмаңлар; пулниң өсүми болсун, ашлиқниң өсүми болсун яки һәр қандақ өсүм алғидәк башқа нәрсиниң өсүмини алсаңлар болмайду. Мис. 22:25; Лав. 25:36; Нәһ. 5:2-13; Луқа 6:34, 35 20 Амма чәтәлликтин өсүм алсаңлар болиду, лекин қериндишиңлардин һеч өсүм алмаңлар. Шундақ қилсаңлар Пәрвәрдигар Худайиңлар силәр уни егиләшкә киридиған зиминда, қоллириңларниң барлиқ әмгигидә силәргә бәрикәт бериду.
21 Сән Пәрвәрдигар Худайиң алдида бир нәрсини аташқа қәсәм қилған болсаң, униңға әмәл қилишқа һаял қилма. Болмиса, Пәрвәрдигар Худайиң уни сәндин тәләп қилғинида гунакар болисән. Чөл. 30:3 22 Лекин әгәр сән бир нәрсини аташқа қәсәм қилмисаң, у саңа һеч гуна болмайду.
23 Ағзиңдин чиққанға әмәл қилғин; Пәрвәрдигар Худайиңға қәсәм қилип атиғиниңни, йәни ағзиңниң сөзи бойичә ихтиярий һәдийәңни сунушуң керәк.
24 Сән хошнаңниң таллиғиға кирсәң халиқиниңчә йәп тоюн, амма қача-қучаңға елип маңмиғин.
25 Хошнаңниң пишқан зираәтлигигә кирсәң, қолуң билән зираәтниң бешини үзүп алсаң болиду; амма хошнаңниң зираәтлиригә оғақ салғучи болма.Мат. 12:1
 
 

23:1 «Пәрвәрдигарниң җамаити» — бу ибарә: биринчидин муқәддәс җай алдида болсун яки башқа йәрләрдә болсун ибадәт сорунлирини, шундақла Пәрвәрдигар Исраилға тапшурған һейт-байрамларға қатнишиш имтиязини көрситиду; иккинчидин, Исраилдики толуқ һоқуқлуқ пухралар, йәни әмәлдар, ақсақаллар яки сорақчи болалайдиғанларни көрсәтсә керәк. «...ахта болуп қалған болса Пәрвәрдигарниң ибадәт җамаитигә кирәлмәс» — қедимки заманларда бутпәрәсләр өз бутлириға садақәтлигини билдүрүш үчүн бәзидә өз җинсий әзалирини кесиветәтти.

23:3 Нәһ. 13:1

23:4 «улар алдиңларға йемәклик, су елип чиқмиди» — ибраний тилида «улар алдиңларға нан, су елип чиқмиди».

23:4 Чөл. 22-24

23:10 «Шәйтан атлап» — биз мошу сөзни тәрҗимимиздә ишләткинимиз Шәйтанниң бу ишқа мәсъул екәнлигини көрсәткинимиз йоқ. Оқурмәнләр бу сөзгә тонуш болғанлиғи үчүн ишләттуқ, халас.

23:18 «һәзиләк» — ибраний тилида «ит». Айәттә алаһидә көздә тутулғини бутпәрәслик йолида паһишә болуп тенини сатқучилар.

23:19 Мис. 22:25; Лав. 25:36; Нәһ. 5:2-13; Луқа 6:34, 35

23:21 Чөл. 30:3

23:25 Мат. 12:1