22
Жүткән җаниварлар, кийиниш қатарлиқлар тоғрилиқ бәлгүлимиләр
Сән қериндишиңниң калиси я қойи езип кәткинини көрсәң, чатиқиң болмай жүрмә; қандақла болмисун, уни қериндишиңниң қешиға йәткүзүп бәр. Мис. 23:4 Әгәрдә қериндишиң саңа йеқин олтармиса вә яки егисини тонумисаң, шу һайванни өз өйүңгә елип келип, қериндишиң уни издәп кәлгичә өзүң сақлап андин униңға тапшуруп бәргин. Сән охшашла униң жүткән ешиги яки кийимлириниму шундақ қил; шундақла қериндишиңниң һәр қандақ жүткән нәрсисини тепивалсаң, униму шундақ қилғин; сән өзүңни бу иштин қачурмиғин.
Әгәр қериндишиңниң ешиги яки калисиниң йолда жиқилип чүшкинини көрсәң, сән бу әһвалдин өзүңни қачурмиғин; қериндишиңға ярдәмлишип улиғини тартип турғузғин.
Аял киши болса әрләрниң кийимини киймисун; шуниңға охшашла әр киши аял кишиниң кийимини киймисун; чүнки кимки шундақ қилса, Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида жиркиничлик болиду.
Әгәр сән йолда кетиветип, бир дәрәқтә яки йәрдә балилири яки тухумлири болған қушниң угисиға учрисаң, аниси тухум яки балилирини бесип ятқан болса, ана-балилирини бирақла алмиғин; һеч болмиғанда сән анисини қоюветип, балилиринила алсаң болиду; шундақ қилсаң саңа яхши болуп узун өмүр көрисән.
Йеңи бир өй салсаң, өгүзүңгә бир тосма там ясиғин; болмиса бириси униңдин жиқилип чүшсә, өзүңгә қан төкүлүш гунайини кәлтүрүшүң мүмкин.
 
Саплиқ тоғрисидики ишлар
Өз үзүмзарлиғиңға икки хил уруқ чачмиғин; болмиса териғиниңниң һәммиси вә үзүмзарлиқниң мәһсулатлири булғанған һесаплиниду.«Өз үзүмзарлиғиңға икки хил уруқ чачмиғин» — мәнаси (1) үзүмзар ичидә икки хил ашлиқ теришқа болмайду; (2) үзүмзар ичидә, үзүм уруқлиридин башқа уруқларни теришқа болмайду. Бизниңчә биринчи мәнаси тоғридур («Лав.» 19:19ни көрүң). «булғанған һесаплиниду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «муқәддәсликкә мусадирә қилиниду» — демәк, мусадирә қилинип Худаға, йәни ибадәтханидики хизмәттә ишлитишкә тапшурулуши керәк.

Шүбһисизки, бу айәттики вә 10-11-айәтләрдики әмирләрниң һәм әмәлий пайдиси бар һәм роһий җәһәттин көп көчмә мәнаси бар. Оқурмәнләр өзлири Инҗилдин шу көп көчмә мәнилирини тапалайду.
  Лав. 19:19
10 Сән кала билән ешәкни биргә қошуп йәр һайдимиғин.
11 Жуң вә канаптин ибарәт икки хил жиптин тоқолған кийимни киймигин.
12 Сән йепинған тонуңниң төрт бүҗигигә пөпүк қойғин.Чөл. 15:38; Мат. 23:5
 
Әр-хотунлуқта сап диллиқ болуш керәк
13 Әгәр бири хотун елип униңға йеқинчилиқ қилғандин кейин униңға өч болуп, 14 Униң яман гепини қилип, униңға бәтнам чаплап, әрз қилип: «Мән бу хотунни алдим, лекин униңға йеқинчилиқ қилсам униң қиз әмәслигини билдим» десә, 15 ундақта қизниң ата-аниси қизниң паклиқ испатини елип шәһәр дәрвазисида олтарған шәһәрниң ақсақаллириға кәлтүрсун, 16 андин қизниң атиси ақсақалларға сөз қилип: «Мән қизимни бу кишигә хотунлуққа бәрдим, лекин у униңға өч болуп қалди; 17 вә мана, у униң яман гепини қилип, бәтнам чаплап әрз қилип: «Қизиңниң қиз әмәслигини билдим» дәйду. Бирақ мана қизимниң паклиқ испати!» дәп, испат рәхтни ақсақалларниң алдида йейип қойсун. 18 У вақитта шәһәрниң ақсақаллири ерини тутуп униңға таяқ-тәрбийә берип, 19 Исраилдики бир пак қизниң яман гепини қилип, униңға бәтнам чаплидиң дәп, йүз шәкәл күмүч төләтсун; андин улар пулни қизниң атисиға бәрсун дәп бекитсун. Амма қиз болса шу кишиниң хотуни болуп туривериши керәк; әр пүтүн өмридә уни қоюп бәрсә болмайду.
20 Лекин бу сөз раст чиқип, қизниң паклиқ испати болмиса, 21 қизни атисиниң өйиниң дәрвазиси алдиға апарсун вә атисиниң өйидә бузуқлуқ қилип Исраилниң ичидә шәрмәндилик қилғанлиғи үчүн униң шәһириниң адәмлири шу йәрдә уни чалма-кесәк қилип өлтүрсун. Шундақ қилғиниңларда силәр өзүңлардин рәзилликни чиқириветисиләр.
22 Әгәр бириси ери бар хотун билән зина қилип тутулуп қалса, зина қилишқан әр-хотун иккилиси өлтүрүлсун. Шундақ қилғанда Исраилниң ичидин рәзилликни чиқириветисиләр.Лав. 20:10
23 Әгәр бириси шәһәрдә бирәв билән вәдилишип қойған бир қизни учритип, униң билән биллә болса, 24 иккилисини шәһәрниң дәрвазисиға елип чиқип чалма-кесәк қилип өлтүрүңлар; қиз болса шәһәрдә туруп вақиримиғини үчүн, әр болса башқисиниң вәдиләшкән қизи билән ятқини үчүн өлтүрүлсун. Шундақ қилип, силәр өзүңлардин рәзилликни чиқириветисиләр.
25 Әгәр әр киши башқиси билән вәдиләшкән қизни далада учритип, уни тутувелип униң билән ятса, пәқәт қиз билән ятқан әр киши өлтүрүлсун. 26 Қизға болса, һеч немә қилмаңлар, чүнки қизниң өзидә өлүмгә лайиқ һеч гуна йоқ. Бу иш болса бириси хошнисиға һуҗум қилип уни өлтүрвәткәнгә охшаш иштур. 27 Чүнки у башқисиға вәдиләшкән қизни далада тутувалғанда, қиз товлиған болсиму уни қутқузғидәк киши тепилмиған.
28 Әгәр бириси бирәр әр билән вәдиләшмигән қизни тутувелип, униң билән йетип һәр иккиси тутулса, 29 қиз билән ятқан адәм қизға йеқинчилиқ қилип хар қилғини үчүн қизниң атисиға әллик шәкәл күмүч бериши керәк; андин қизни өзигә хотун қилип елиши керәк; у пүткүл өмридә уни қоюп бәрсә болмайду.Мис. 22:16
30 Һеч ким атисиниң хотунини алмаслиғи керәк, атисиниң йотқинини ачмаслиғи керәк.«атисиниң хотуни» — өгәй аниси яки атисиниң тоқили. «атисиниң йотқинини ачмаслиғи керәк» — демәк, атисиниң тоқили яки өгәй аниси билән мунасивәт өткүзсә атисиниң номусиға тәккән болуп һесаплиниду.
 
 

22:1 Мис. 23:4

22:9 «Өз үзүмзарлиғиңға икки хил уруқ чачмиғин» — мәнаси (1) үзүмзар ичидә икки хил ашлиқ теришқа болмайду; (2) үзүмзар ичидә, үзүм уруқлиридин башқа уруқларни теришқа болмайду. Бизниңчә биринчи мәнаси тоғридур («Лав.» 19:19ни көрүң). «булғанған һесаплиниду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «муқәддәсликкә мусадирә қилиниду» — демәк, мусадирә қилинип Худаға, йәни ибадәтханидики хизмәттә ишлитишкә тапшурулуши керәк. Шүбһисизки, бу айәттики вә 10-11-айәтләрдики әмирләрниң һәм әмәлий пайдиси бар һәм роһий җәһәттин көп көчмә мәнаси бар. Оқурмәнләр өзлири Инҗилдин шу көп көчмә мәнилирини тапалайду.

22:9 Лав. 19:19

22:12 Чөл. 15:38; Мат. 23:5

22:22 Лав. 20:10

22:29 Мис. 22:16

22:30 «атисиниң хотуни» — өгәй аниси яки атисиниң тоқили. «атисиниң йотқинини ачмаслиғи керәк» — демәк, атисиниң тоқили яки өгәй аниси билән мунасивәт өткүзсә атисиниң номусиға тәккән болуп һесаплиниду.