23
Һәққанийәт вә адиллиқ
1 Ялған гәпни яймиғин вә я ялған гувалиқ берип рәзил адәмгә ян басмиғин.
2 Топқа әгишип рәзил ишта болма яки дәва-дәстурларда гувалиқ бәргәндә топқа әгишип һәқиқәтни бурмилима.
3 Кәмбәғәл дәва қилса, униңға ян басма.
◘ 4 Дүшминиңниң кала я ешиги езип кетип, саңа учрап қалса, уни елип келип, егисигә чоқум тапшуруп бәр.
◘ 5 Әгәр саңа өч болғанниң ешиги жүкни көтирәлмәй жүкниң астида ятқинини көрсәң, уни ярдәмсиз ташлимай, бәлки униңға ярдәмлишип ешигини қопурушуп беришиң зөрүр.
◘ 6 Араңдики кәмбәғәлниң дәвасида адаләтни бурмилима.
◘ 7 Һәр қандақ сахта иштин өзүңни нери тарт; бегуна адәм билән һәққаний адәмни өлтүрмигин; чүнки Мән рәзил адәмни һәргиз адил дәп ақлимаймән.
8 Шуниңдәк һеч қандақ пара йемә; чүнки пара көзи очуқларни кор қилип, һәққанийларниң сөзлирини бурмилайду.
◘ 9 Мусапир кишиләргә зулум қилма; чүнки өзүңлар Мисир зиминида мусапир болуп турған болғачқа, мусапирниң роһий һалини билисиләр.
◘
«Шабат жили» вә шабат күни
10 Алтә жил өз йериңни терип, һосуллирини ал.
11 Лекин йәттинчи жили йәргә арам берип уни бош қой; хәлқиңниң намратлири униңдин жиғип йесун, улардин ашқинини җаңгалдики һайванлар йесун; шундақла үзүмзарлиғиң билән зәйтунзарлиғиңниму шундақ қилғин.
◼ ◘ 12 Алтә күн ичидә өз ишиңни ада қилип, йәттинчи күни арам елишиң зөрүр. Буниң билән кала-ешәклириң арам тапиду, дедигиңниң оғли билән мусапир кишиму һардуқини чиқириду.
◘ 13 Мән саңа ейтқинимниң һәммисини көңүл бөлүп ада қил; башқа илаһларниң намини тилиңға алма; булар һәтта ағзиңғиму чиқмисун.
◼ ◘
Үч муһим һейт-байрам
14 Һәр жилда үч қетим мениң үчүн һейт өткүзгин.
15 Алди билән «петир нан һейти»ни өткүз; саңа әмир қилғинимдәк Абиб ейидики бекитилгән күнләрдә йәттә күн петир нан йегин; чүнки шу айда сән Мисирдин чиққан едиң. Шу һейтта һечкиши алдимға қуруқ қол кәлмисун.
◘ 16 Сән әҗир қилип териған етиздики зираитиңниң тунҗа һосулини орғанда «орма һейти»ни өткүз; шундақла сән әҗир сиңдүрүп йәрдин ахирқи һосул-мәһсулатлириңни жил ахирида жиққанда «һосул жиғиш һейти»ни өткүз.
◼ 17 Жилда үч қетим әркәклириңниң һәммиси Рәб Пәрвәрдигарниң һозуриға һазир болсун.
18 Сән маңа аталған қурбанлиқниң қенини хемиртуруч селинған нан билән сунмиғин; һейт қурбанлиғиниң йеғини болса кечичә қондуруп әтигичигә сақлима.
◼ 19 Зиминиңдики дәсләпки һосулниң әң яхшсини Пәрвәрдигар Худайиңниң өйигә елип кәл.
Оғлақни анисиниң сүтидә қайнитип пишарма.
◼ ◘
Пәрвәрдигарниң Пәриштисиниң йолларни тәйярлиши
20 Мана, Мән бир Пәриштини йолда сени қоғдап, Мән саңа тәйярлиған йәргә елип барсун дәп, алдиңда жүрүшкә әвәтимән.
◘ 21 Сән униң алдида өзүңгә агаһ бол, униң авазиға қулақ сал. Униң зитиға тәгмә; болмиса, у итаәтсизликлириңни кәчүрмәйду; чүнки Мениң намим униңдидур.
◼ 22 Лекин әгәр сән униң авазиға қулақ селип, Мениң барлиқ буйруғанлиримға әмәл қилсаң, Мән дүшмәнлириңгә дүшмән, күшәндилириңгә күшәндә болимән.
◘ 23 Чүнки Мениң Пәриштәм алдиңда жүрүп, сени Аморий, Һиттий, Пәриззий, Ⱪананий, Һивий вә Йәбусийларниң зиминиға башлап кириду; Мән уларни йоқитимән.
24 Сән уларниң илаһлириға баш уруп ибадәт қилма вә яки улар қилғандәк қилма; бәлки уларниң
бутлирини үзүл-кесил чеқивәт, бут түврүклирини үзүл-кесил кукум-талған қиливәт;
◼ 25 Лекин Худайиңлар Пәрвәрдигарниң ибадитидә болуңлар. Шундақ қилсаңлар У нан билән сүйүңларни бәрикәтләйду; Мән барлиқ кесәлликни араңлардин чиқирип ташлаймән.
◘ 26 Буниң билән зиминиңда бойидин аҗрап кетидиған яки туғмас һеч бир аял яки чарпай болмайду; өмрүңниң күнлирини толуқ қилимән.
◘ 27 Мән сениң алдиңда вәһимимни әвәтимән, қайси таипигә йеқинлашсаң шуларни паракәндә қилимән; шуниң билән һәммә дүшмәнлириңни кәйнигә яндуруп қачуримән.
◘ 28 Һивийлар, Ⱪананийлар вә Һиттийларни алдиңдин қоғлап чиқириветишкә сериқ һәриләрни алдиңда жүрүшкә әвәтимән.
◼ ◘ 29 Амма зиминниң Харабилишип, далада вәһший һайванлар көпийип саңа хәвп болуп қалмаслиғи үчүн, шу әлләрни алдиңдин бир жилғичә һайдивәтмәймән,
30 Бәлки сән көпийип, зиминни
пүтүнләй мирас қилип болғичә, аз-аздин һайдап туримән.
31 Сениң зиминиңниң чегарилирини Қизил Деңиздин тартип Филистийләрниң деңизиғичә, шуниңдәк чөлдин тартип
Әфрат дәриясиғичә бекитимән; чүнки зиминда туруватқанларни һайдиветип йерини егилишиң үчүн, уларни қолуңға тапшуримән.
◼ ◘ 32 Сән улар билән вә яки илаһлири билән һеч қандақ бир әһдә түзмә.
◘ 33 Уларниң сени алдимда гунаға патқузмаслиғи үчүн уларни зиминиңда қәтъий турғузма. Чүнки мабада сән уларниң илаһлириниң ибадитидә болсаң, бу иш саңа қапқан болиду.
◘