7
Йәнә бир қанчә һекмәт вә пакитлар — пакитларға йүзлиниш керәк!
Яхши нам-аброй қиммәтлик тутиядин әвзәл; адәмниң өлүш күни туғулуш күнидин әвзәлдур.Пәнд. 22:1
Матәм тутуш өйигә бериш зияпәт-той өйигә бериштин әвзәл; чүнки әшу йәрдә инсанниң ақивити аян қилиниду; тирик болғанлар буни көңлигә пүкүши керәк.Юһ. 11:31
Ғәшлик күлкидин әвзәлдур; чүнки чирайниң пәришанлиғи билән қәлб яхшилиниду.
Дана кишиниң қәлби матәм тутуш өйидә, бирақ ахмақниң қәлби тамашиниң өйидидур.
Ахмақларниң нахшисини аңлиғандин көрә, дана кишиниң тәнбиһини аңлиғин; Пәнд. 13:18; 15:31, 32 Чүнки ахмақниң күлкиси қазан астидики янтақларниң параслишидәк, халас; буму бимәниликтур.«қазан астидики янтақларниң параслишидәк...» — янтақниң көйгән чағдики авази күчлүк, бирақ тәпти интайин қисқа.  Зәб. 57:10
 
Инсанниң қолидин келидиғини чәкликтур
Җәбир-зулум дана адәмни наданға айландуриду,
Пара болса қәлбни һалак қилиду.«Җәбир-зулум дана адәмни наданға айландуриду,...» — җәбир-зулум жүргүзгән дана киши өзини ақ-қарини пәриқ етәлмәйдиған надан қилиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Җәбир-зулум жүргүзгүчи дана кишини сараң қилиду, пара болса уни тәлвә қилиду».
Ишниң айиғи бешидин әвзәл;
Сәвир-тақәтлик роһ тәкәббур роһтин әвзәлдур.
Роһуңда хапа болушқа алдирима;
Чүнки хапилиқ ахмақларниң бағрида қонуп ятиду.
10 «Немишкә бурунқи күнләр һазирқи күнләрдин әвзәл?» — демә; чүнки сениң бундақ сориғиниң даналиқтин әмәс.
 
Даналиқниң әвзәллиги
11 Даналиқ мирасқа охшаш яхши иш, қуяш нури көргүчиләргә пайдилиқтур. 12 Чүнки даналиқ пул панаһ болғандәк, панаһ болиду; бирақ даналиқниң әвзәллиги шуки, у өз егилирини һаятқа ериштүриду.
13 Худаниң қилғанлирини ойлап көр; чүнки У әгир қилғанни ким түз қилалисун?
14 Ават күнидә һозур ал; вә яман күнидиму шуни ойлап көр: — Худа уларниң бирини, шундақла йәнә бириниму тәң яратқандур; шуниң билән инсан өзи кәткәндин кейин болидиған ишларни билип йетәлмәйду.
 
«Қуяш астидики» даналиқ
15 Мән буниң һәммисини бемәна күнлиримдә көрүп йәттим; һәққаний бир адәмниң өз һәққанийлиғи билән йоқилип кәткәнлигини көрдүм, шуниңдәк рәзил бир адәмниң өз рәзиллиги билән өмрини узаратқанлиғини көрдүм. 16 Өзүңни дәп һәддидин зиядә һәққаний болма; вә өзүңни дәп һәддидин зиядә дана болма; сән өз-өзүңни алақзадә қилмақчимусән? «Өзүңни дәп һәддидин зиядә һәққаний болма; вә өзүңни дәп һәддидин зиядә дана болма;...» — Сулайманниң мошу гепидин һеч ким: «Һәққанийлиқниң «артуқ», «һәддидин зиядә» дәйдиған дәриҗиси болиду» дәп ойлимиса керәк. Һәққанийлиқ дегән һәққанийлиқтур. Бу йәрдә гәп һәҗвийлик, кинайилик билән ейтилған. Һалқилиқ сөз «өзүңни дәп» — демәк, һәққаний болмақчи болған бу кишиниң мәхсити Худани тонуш әмәс, пәқәт Худаниң бәрикитигила еришиш дегәндин ибарәт, халас; 15-айәттә дейилгән әһвалға қариғанда, һәққаний вә дана адәмләрму пешкәлликкә учриши мүмкин. Ундақ әһвалда улар агаһландурулмиса, «Немишкә бу күлпәтләр бешимға чүшти» дәп «алақзадә болуп кетиши» мүмкин.
Башқа бир хил тәрҗимиси вә чүшәнчиси: «Өзүңни һәддидин зиядә һәққаний көрсәтмә; вә өзүңни һәддидин зиядә дана көрсәтмә. Өз-өзүңни һалак қилмақчимусән?».
Йәнә башқа бир нәччә хил чүшәнчисиму бар.
17 Өзүңни дәп һәддидин зиядә рәзил болма, яки ахмақ болма; өз әҗилиң тошмай туруп өлмәкчимусән? «Өзүңни дәп һәддидин зиядә рәзил болма, яки ахмақ болма;...» — һеч ким Сулайманниң бу гепиниң мәнасини: «Рәзилликниң «нормал» яки ««әқилгә сиғиду» дәйдиған дәриҗиси бар» дәп ойлимиса керәк. Бу гәп бәлким аллиқачан рәзиллишип кәткән адәмләргә қаритип кинайилик билән ейтилған болуши мүмкин. 15-айәттики: «Рәзиллик пайдилиқ болуши мүмкин, рәзиллигимни көпәйтимән» дегәнгә қарита, Сулайман бу агаһни қошуп ейтиду. Рәзил адәмләр бәрибир өлиду; бирақ рәзил адәмләр бундақ кинайилик гәпни қобул қилса, һеч болмиғанда шу йол билән уларниң бешиға чүшидиған җаза техиму көпийип кәтмәйду.
Йәнә башқа бир нәччә хил чүшәнчисиму бар.
18 Шуңа, бу агаһни чиң тут, шуниңдин у агаһниму қолуңдин бәрмигиниң яхши; чүнки Худадин қорқидиған киши һәр иккиси билән утуқлуқ болиду.«...һәр иккиси билән утуқлуқ болиду» — демәк, Худадин қорқидиған адәм Сулайманниң жуқуриқи 16-17-айәттики икки агаһландуруши билән аздуруштин қутулиду.
Йәнә башқа бир нәччә хил чүшәнчисиму бар.
 
Адәмләр гунакар болғачқа, даналиқ наһайити зөрүрдур
19 Даналиқ дана кишини бир шәһәрни башқуридиған он һөкүмрандин зиядә күчлүк қилиду.
20 Бәрһәқ, йәр йүзидә дайим меһриванлиқ жүргүзидиған, гуна садир қилмайдиған һәққаний адәм йоқтур.1Пад. 8:46, 47; 2Тар. 6:36; Пәнд. 20:9; 1Юһа. 1:8
21 Йәнә, хәқләрниң һәммила гәп-сөзлиригә анчә диққәт қилип кәтмә; болмиса, өз хизмәткариңниң саңа ләнәт оқуғанлиғини аңлап қелишиң мүмкин. 22 Чүнки көңлүңдә, өзүңниңму шуниңға охшаш башқиларға көп қетим ләнәт қилғанлиғиңни убдан билисән.
 
Инсанниң даналиқиниң чәкликлиги
23 Буларниң һәммисини даналиқ билән синап бақтим; мән: «Дана болимән» десәмму, амма у мәндин жирақ еди. 24 Барлиқ йүз бәргән ишлар болса әқлимиздин жирақ, шуниңдәк интайин сирлиқтур; ким уни издәп билип йетәлисун?«интайин сирлиқ» — ибраний тилида «чоңқур, чоңқур» дәп ипадилиниду.
 
25 Мән чин көңлүмдин даналиқ вә әқлий билимни билишкә, сүрүштүрүшкә вә издәшкә, шундақла рәзилликниң ахмақлиғини, ахмақлиқниң тәлвилик екәнлигини билип йетишкә зеһнимни жиғдим. Топ. 1:17; 2:12 26 Шуниң билән көңли тор вә қилтақ, қоллири асарәт болған аялниң өлүмдин аччиқ екәнлигини байқидим; Худани хурсән қилидиған киши униңдин өзини қачуриду, бирақ гунакар адәм униңға тутулуп қалиду.Пәнд. 5:3; 6:24-35; 7:6-27; 22:14
27 Бу байқиғанлиримға қара, — дәйду һекмәт топлиғучи — пакитларни бир-биригә бағлап селиштуруп, әқил издидим; 28 мениң қәлбим уни йәнила издимәктә, бирақ техи тапалмидим! — Миң киши арисида бир дурус әркәкни таптим — бирақ шу миң киши арисидин бирму дурус аялни тапалмидим. «Миң киши арисида бир дурус әркәкни таптим — бирақ шу миң киши арисидин бирму дурус аялни тапалмидим» — бу баян бизгә Сулайманниң өзиниң кейинки һаятиниң қандақ болидиғанлиғи тоғрилиқ хәвәр билән тәминләйду. Униң қиз-аяллар тоғрилиқ болған хәвири нәдин кәлгән? У қандақту «миң аял» билән тонушқанму? Тәвраттики «Падишаһлар» қисмидин билимизки, униң нурғунлиған аял-кенизәклири бар еди вә уларниң тәсири билән ахирида Худаниң йолидин жирақлишип, бутпәрәсликкә алдинип кәткән еди. 29 Мана көргин, мениң байқиғанлирим пәқәт мошу бирла — Худа адәмни әсли дурус яратқан; бирақ адәмләр болса нурғунлиған һейлә-микирләрни издәйду.
 
 

7:1 Пәнд. 22:1

7:2 Юһ. 11:31

7:5 Пәнд. 13:18; 15:31, 32

7:6 «қазан астидики янтақларниң параслишидәк...» — янтақниң көйгән чағдики авази күчлүк, бирақ тәпти интайин қисқа.

7:6 Зәб. 57:10

7:7 «Җәбир-зулум дана адәмни наданға айландуриду,...» — җәбир-зулум жүргүзгән дана киши өзини ақ-қарини пәриқ етәлмәйдиған надан қилиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Җәбир-зулум жүргүзгүчи дана кишини сараң қилиду, пара болса уни тәлвә қилиду».

7:16 «Өзүңни дәп һәддидин зиядә һәққаний болма; вә өзүңни дәп һәддидин зиядә дана болма;...» — Сулайманниң мошу гепидин һеч ким: «Һәққанийлиқниң «артуқ», «һәддидин зиядә» дәйдиған дәриҗиси болиду» дәп ойлимиса керәк. Һәққанийлиқ дегән һәққанийлиқтур. Бу йәрдә гәп һәҗвийлик, кинайилик билән ейтилған. Һалқилиқ сөз «өзүңни дәп» — демәк, һәққаний болмақчи болған бу кишиниң мәхсити Худани тонуш әмәс, пәқәт Худаниң бәрикитигила еришиш дегәндин ибарәт, халас; 15-айәттә дейилгән әһвалға қариғанда, һәққаний вә дана адәмләрму пешкәлликкә учриши мүмкин. Ундақ әһвалда улар агаһландурулмиса, «Немишкә бу күлпәтләр бешимға чүшти» дәп «алақзадә болуп кетиши» мүмкин. Башқа бир хил тәрҗимиси вә чүшәнчиси: «Өзүңни һәддидин зиядә һәққаний көрсәтмә; вә өзүңни һәддидин зиядә дана көрсәтмә. Өз-өзүңни һалак қилмақчимусән?». Йәнә башқа бир нәччә хил чүшәнчисиму бар.

7:17 «Өзүңни дәп һәддидин зиядә рәзил болма, яки ахмақ болма;...» — һеч ким Сулайманниң бу гепиниң мәнасини: «Рәзилликниң «нормал» яки ««әқилгә сиғиду» дәйдиған дәриҗиси бар» дәп ойлимиса керәк. Бу гәп бәлким аллиқачан рәзиллишип кәткән адәмләргә қаритип кинайилик билән ейтилған болуши мүмкин. 15-айәттики: «Рәзиллик пайдилиқ болуши мүмкин, рәзиллигимни көпәйтимән» дегәнгә қарита, Сулайман бу агаһни қошуп ейтиду. Рәзил адәмләр бәрибир өлиду; бирақ рәзил адәмләр бундақ кинайилик гәпни қобул қилса, һеч болмиғанда шу йол билән уларниң бешиға чүшидиған җаза техиму көпийип кәтмәйду. Йәнә башқа бир нәччә хил чүшәнчисиму бар.

7:18 «...һәр иккиси билән утуқлуқ болиду» — демәк, Худадин қорқидиған адәм Сулайманниң жуқуриқи 16-17-айәттики икки агаһландуруши билән аздуруштин қутулиду. Йәнә башқа бир нәччә хил чүшәнчисиму бар.

7:20 1Пад. 8:46, 47; 2Тар. 6:36; Пәнд. 20:9; 1Юһа. 1:8

7:24 «интайин сирлиқ» — ибраний тилида «чоңқур, чоңқур» дәп ипадилиниду.

7:25 Топ. 1:17; 2:12

7:26 Пәнд. 5:3; 6:24-35; 7:6-27; 22:14

7:28 «Миң киши арисида бир дурус әркәкни таптим — бирақ шу миң киши арисидин бирму дурус аялни тапалмидим» — бу баян бизгә Сулайманниң өзиниң кейинки һаятиниң қандақ болидиғанлиғи тоғрилиқ хәвәр билән тәминләйду. Униң қиз-аяллар тоғрилиқ болған хәвири нәдин кәлгән? У қандақту «миң аял» билән тонушқанму? Тәвраттики «Падишаһлар» қисмидин билимизки, униң нурғунлиған аял-кенизәклири бар еди вә уларниң тәсири билән ахирида Худаниң йолидин жирақлишип, бутпәрәсликкә алдинип кәткән еди.