11
Лазарусниң өлүми
Лазарус дегән бир адәм кесәл болуп қалған еди. У Мәрйәм вә һәдиси Марта турған, Бәйт-Ания дегән кәнттә туратти (бу Мәрйәм болса, Рәбгә хушбуй майни сүркигән, путлирини өз чачлири билән ертип қурутқан һелиқи Мәрйәм еди; кесәл болуп ятқан Лазарус униң иниси еди).«бу Мәрйәм болса, рәбгә хушбуй майни сүркигән, путлирини өз чачлири билән ертип қурутқан һелиқи Мәрйәм еди; кесәл болуп ятқан Лазарус униң иниси еди» — бу иш дәсләптә «Мат.» 26:6-13 вә «Мар.» 14:3-9дә вә кейин «Юһ.» 12:3-8дә хатирилиниду. Юһанна оқурмәнләр бу иштин Инҗилдики башқа «баянлар» арқилиқ аллиқачан хәвәр тапқан, дәп пәрәз қилиду.  Мат. 26:6; Мар. 14:3; Луқа 7:37; Юһ. 12:3.
Лазарусниң һәдилири Әйсаға хәвәрчи әвәтип: «И Рәб, мана сән сөйгән достуң кесәл болуп қалди» дәп йәткүзди.
Лекин Әйса буни аңлап:
— Бу кесәлдин өлүп кәтмәйду, бәлки бу арқилиқ Худаниң Оғли улуқлинип, Худаниң шан-шәриви аян қилиниду — деди.Юһ. 9:3; 11:40.
Әйса Марта, сиңлиси вә Лазарусни толиму сөйәтти. Шуңа у Лазарусниң кесәл екәнлигини аңлиған болсиму, өзи туруватқан җайда йәнә икки күн турди.«Шуңа у Лазарусниң кесәл екәнлигини аңлиған болсиму, өзи туруватқан җайда йәнә икки күн турди» — бу айәттики «шуңа» бәлким оқурмәнләрни һәйран қалдуриду. Биздә қилчә шүбһә йоқки, Худа Өзини сөйгәнләрниму интайин сөйгәчкә, уларниң Худаниң һәқиқий шан-шәриви вә улуқлуғини көрүп чүшиниши, шундақла етиқатиниң күчәйтилиши үчүн бәзидә бешимиздин бу ишқа охшап кетидиған азаплиқ ишларни өткүзиду (15-айәтни көрүң). Андин кейин у мухлислириға:
— Йәһудийәгә қайта барайли! — деди.
Мухлислири униңға:
— Устаз, йеқиндила у йәрдики Йәһудийлар сени чалма-кесәк қилмақчи болған турса, йәнә у йәргә қайта барамсән? — дейишти.«Устаз» — грек тилида «Рабби».  Юһ. 8:59; 10:31.
Әйса мундақ деди:
— Күндүздә он икки саат бар әмәсму? Күндүзи йол маңған киши путлашмас, чүнки у бу дунияниң йоруғини көриду. 10 Лекин кечиси йол маңған киши путлишар, чүнки униңда йоруқлуқ йоқтур.
11 Бу сөзләрни ейтқандин кейин, у:
— Достимиз Лазарус ухлап қалди; мән уни уйқисидин ойғатқили баримән, — дәп қошуп қойди.Мат. 9:24; Мар. 5:39; Луқа 8:52.
12 Шуңа мухлислар униңға:
— И Рәб, ухлиған болса, яхши болуп қалиду, — деди.
13 Һалбуки, Әйса Лазарусниң өлүми тоғрилиқ ейтқан еди, лекин улар у дәм елиштики уйқини дәватиду, дәп ойлашти. 14 Шуңа Әйса уларға очуғини ейтип:
— Лазарус өлди, — деди. 15 — Бирақ силәрни дәп, силәрниң етиқат қилишиңлар үчүн, униң қешида болмиғанлиғимға хошалмән. Әнди униң йениға барайли, — деди.
16 «Қош гезәк» дәп атилидиған Томас башқа мухлисдашлириға:
— Бизму униң билән биллә барайли һәм униң билән биллә өләйли, — деди.««Қош гезәк» дәп атилидиған Томас» — дрек тилида ««Дидимос» дәп атилидиған Томас».
 
Әйсаниң Лазарусни тирилдүрүши
17 Әйса мухлислири билән Бәйт-Анияға барғанда, Лазарусниң йәрликкә қоюлғиниға аллиқачан төрт күн болғанлиғи униңға мәлум болди. 18 Бәйт-Ания Йерусалимға йеқин болуп, униңдин алтә чақиримчә жирақлиқта еди, «алтә чақирим» — грек тилида «он бәш стадийон». Бир «стадийон» 185 метр еди. 19 шуниң билән нурғун Йәһудийлар Марта билән Мәрйәмгә иниси тоғрисида тәсәлли бәргили уларниң йениға кәлгән еди. 20 Марта әнди Әйсаниң келиватқинини аңлапла, униң алдиға чиқти. Лекин Мәрйәм болса өйидә олтирип қалди.
21 Марта әнди Әйсаға: — И Рәб, бу йәрдә болған болсаң, иним өлмигән болатти. 22 Һелиһәм Худадин немини тилисәң, Униң саңа шуни беридиғанлиғини билимән, — деди.
23 — Иниң қайта тирилиду, — деди Әйса.
24 Марта:
— Ахирқи күнидә, йәнә тирилиш күнидә униң җәзмән тирилидиғанлиғини билимән, — деди.Дан. 12:2; Луқа 14:14; Юһ. 5:29.
25 Әйса униңға: — Тирилиш вә һаятлиқ мән өзүмдурмән; маңа етиқат қилғучи киши өлсиму, һаят болиду; Юһ. 1:4; 3:16, 36; 5:24; 6:47; 14:6; 1Юһа. 5:10. 26 вә һаят туруп, маңа етиқат қилғучи әбәдил-әбәт өлмәс; буниңға ишинәмсән?Юһ. 6:51.
27 У униңға: — Ишинимән, и Рәб; сениң дунияға келиши муқәррәр болған Мәсиһ, Худаниң Оғли екәнлигиңгә ишинимән.Мат. 16:16; Мар. 8:29; Луқа 9:20; Юһ. 6:69.
28 Буни дәп болуп, у берип сиңлиси Мәрйәмни астиғина чақирип:
— Устаз кәлди, сени чақириватиду, — деди.
29 Мәрйәм буни аңлап, дәрһал орнидин туруп, униң алдиға барди 30 (шу пәйттә Әйса техи йезиға кирмигән болуп, Марта униң алдиға меңип, учришип қалған йәрдә еди). 31 Әнди Мәрйәмгә тәсәлли бериватқан, өйдә униң билән олтарған Йәһудийлар униң алдирап қопуп сиртқа чиқип кәткинини көрүп, уни қәбиргә берип шу йәрдә жиға-зерә қилғили кәтти, дәп ойлап, униң кәйнидин меңишти.
32 Мәрйәм әнди Әйса бар йәргә барғанда уни көрүп, айиғиға өзини етип:
— И Рәб, бу йәрдә болған болсаң, иним өлмигән болатти! — деди.
33 Әйса Мәрйәмниң жиға-зерә қилғинини, шундақла униң билән биллә кәлгән Йәһудий хәлиқниң жиға-зерә қилишқинини көргәндә, роһида қаттиқ пиған чекип, көңли толиму беарам болди вә: «Әйса... роһида қаттиқ пиған чекип, көңли толиму беарам болди» —Әйса немигә шундақ инкас қайтурди? Бизниңчә, бу униң гунаниң инсанларни өлүмгә вә һалакәткә, җүмлидин Шәйтанниң илкигә елип барғанлиғи түпәйлидин болған паракәндичилик вә пиған-қайғуға қарап, бу ишлардин қаттиқ һаяҗанланғанлиғи вә бәлким ғәзәпләнгәнлигини көрситиду. 34 — Уни қәйәргә қойдуңлар? — дәп сориди.
— И Рәб, келип көргин, — дейишти улар.
35 Әйса көз йеши қилди. «Әйса көз йеши қилди» — Әйсаниң көз яшлири тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохталмисақ болмайду.  Луқа 19:41. 36 Йәһудий хәлқи: — Қараңлар, у уни қанчилик сөйгән! — дейишти. 37 Вә улардин бәзилири:
— Қариғуниң көзини ачқан бу киши кесәл адәмни өлүмдин сақлап қалалмасмиди? — дейишти.
38 Әйса ичидә йәнә қаттиқ пиған чекип, қәбирниң алдиға барди. Қәбир бир ғар еди; униң кириш ағзиға чоң бир таш қоюқлуқ еди. 39 Әйса:
— Ташни еливетиңлар! — деди.
Өлгүчиниң һәдиси Марта:
— И Рәб, йәрликкә қойғили төрт күн болди, һазир у пурап кәткәнду, — деди.
40 Әйса униңға:
— Мән саңа: «Етиқат қилсаң, Худаниң шан-шәривини көрисән» дегән едимғу! — деди.
41 Буниң билән халайиқ ташни еливәтти. Әйса көзлирини асманға тикип мундақ дуа қилди:
— И Ата, тилигимни аңлиғиниң үчүн саңа тәшәккүр ейтимән. 42 Тиләклиримни һемишә аңлайдиғанлиғиңни билимән; лекин шундақ болсиму, әтрапимдики мошу халайиқ сениң мени әвәткәнлигиңгә ишәнсун дәп, буни ейтиватимән!Юһ. 12:30.
43 Бу сөзләрни қилғандин кейин, у жуқури авазда:
— Лазарус, ташқириға чиқ! — дәп товлиди.
44 Өлгүчи қол-путлири кепәнләнгән, еңиги теңилған һалда ташқириға чиқти. Әйса уларға:
— Кепәнни йешиветип, уни азат қилиңлар! — деди.Юһ. 20:7.
 
Әйсани өлтүрүш сүйқәсти
Мат. 26:1-5; Мар. 14:1-2; Луқа 22:1-2
45 Мәрйәмниң йениға пәтә қилип келип, униң әмиллирини көргән Йәһудийлар ичидин нурғунлири униңға етиқат қилди. 46 Лекин уларниң ичидә бәзилири Пәрисийләрниң йениға берип, Әйсаниң қилған ишлирини мәлум қилишти. 47 Шуңа баш каһинлар вә Пәрисийләр Йәһудийларниң кеңәшмисини жиғип:
— Қандақ қилишимиз керәк? Бу адәм нурғун мөҗизилик аламәтләрни яритиватиду. Зәб. 2:2; Мат. 26:3; Мар. 14:1; Луқа 22:2; Рос. 4:27. 48 Униңға шундақ йол қоюп беривәрсәк, һәммә адәм униңға етиқат қилип кетиду. Шундақ болғанда, Римлиқлар келип бу бизниң җайимиз вә қовмимизни вәйран қиливетиду! — дейишти.«Римлиқлар келип бу бизниң җайимиз вә қовмимизни вәйран қиливетиду!» — «бу бизниң җайимиз» бизниңчә ибадәтханини көрсәтсә керәк. Ениқки, бу адәмләрниң ибадәтханини «Худаниң» демәйду, бәлки «бизниң» дәйду. Уларниң гепидин рошәнки, өзиниң мәнпәәтини биринчи орунға қойиду, өз хәлқиниң теч-аманлиғини иккинчи орунға қойиду.
«Бу бизниң җайимиз» башқа бир хил тәрҗимиси: «бизниң бу орнимиз» (демәк, мәнсивимиз).
49 Уларниң ичидә бири, йәни шу жили баш каһин болған Қаяфа:
— Силәр һеч немини билмәйдикәнсиләр! 50 Пүтүн хәлиқниң һалак болушиниң орниға, бирла адәмниң улар үчүн өлүшиниң әвзәллигини чүшинип йәтмәйдикәнсиләр, — деди Юһ. 18:14. 51-52 (бу сөзни у өзлүгидин ейтмиған еди; бәлки у шу жили баш каһин болғанлиғи үчүн, Әйсаниң Йәһудий хәлқи үчүн, шундақла пәқәт у хәлиқ үчүнла әмәс, бәлки Худаниң һәр янға тарқилип кәткән пәрзәнтлириниң һәммисини бир қилип уюштуруш үчүн өлидиғанлиғидин алдин бешарәт берип шундақ дегән еди).«бу сөзни у өзлүгидин ейтмиған еди; бәлки у шу жили баш каһин болғанлиғи үчүн... алдин бешарәт берип шундақ дегән еди» — демәк, гәрчә у өзи худасиз адәм болсиму, Тәврат бекиткән орунда турғач, Муқәддәс Роһ униң арқилиқ (өзиниң дәватқининиң мәнасини толуқ чүшәнмигән һалда) бешарәт бәрди.  Әф. 2:14, 15, 16.
53 Шуниң билән улар мәслиһәтлишип, шу күндин башлап Әйсани өлтүрүветишни қәстлиди. 54 Шуниң үчүн Әйса әнди Йәһудийлар арисида ашкарә жүрмәйтти, у у йәрдин айрилип чөлгә йеқин райондики Әфраим исимлиқ бир шәһиригә берип, мухлислири билән у йәрдә турди.
55 Әнди Йәһудийларниң «өтүп кетиш һейти»ға аз қалған еди. Нурғун кишиләр таһарәтни ада қилиш үчүн, һейттин илгири йезилардин Йерусалимға келишти. «Нурғун кишиләр таһарәтни ада қилиш үчүн...» — мошу йәрдики «таһарәт» тоғрилиқ: Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә, бириси өлүк бир нәрсигә, қанға яки мәлум кесәл ярисиға тегип кәткән болса, «напак» дәп һесаплинатти вә шундақла пак һесаплиниш үчүн жуюнуши керәк вә йәнә бәзи әһваллардиму қурбанлиқ қилиши керәк еди. Униң үстигә пәрисийләр вә «Тәврат устазлири» өзлүгидин бу ишларға нурғун башқа мурәккәп қаидиләрни қошувалған еди. Мәсилән, «Мар.» 7:3-4ни көрүң. Шуңа «таһарәт»ни өткүзүшкә бәзидә хелә вақит керәк болған. «Йерусалимға келишти» — грек тилида «Йерусалимға чиқишти». 56 Шуниң билән биллә шу кишиләр Әйсани издәшти. Улар ибадәтханида жиғилғанда бир-биригә:
— Қандақ ойлаватисиләр? У һейт өткүзгили кәлмәсму? — дейишти.Юһ. 7:11.
57 Баш каһинлар билән Пәрисийләр болса уни тутуш үчүн, һәр кимниң униң қәйәрдилигини билсә, мәлум қилиши тоғрилиқ пәрман чиқарған еди.
 
 

11:2 «бу Мәрйәм болса, рәбгә хушбуй майни сүркигән, путлирини өз чачлири билән ертип қурутқан һелиқи Мәрйәм еди; кесәл болуп ятқан Лазарус униң иниси еди» — бу иш дәсләптә «Мат.» 26:6-13 вә «Мар.» 14:3-9дә вә кейин «Юһ.» 12:3-8дә хатирилиниду. Юһанна оқурмәнләр бу иштин Инҗилдики башқа «баянлар» арқилиқ аллиқачан хәвәр тапқан, дәп пәрәз қилиду.

11:2 Мат. 26:6; Мар. 14:3; Луқа 7:37; Юһ. 12:3.

11:4 Юһ. 9:3; 11:40.

11:6 «Шуңа у Лазарусниң кесәл екәнлигини аңлиған болсиму, өзи туруватқан җайда йәнә икки күн турди» — бу айәттики «шуңа» бәлким оқурмәнләрни һәйран қалдуриду. Биздә қилчә шүбһә йоқки, Худа Өзини сөйгәнләрниму интайин сөйгәчкә, уларниң Худаниң һәқиқий шан-шәриви вә улуқлуғини көрүп чүшиниши, шундақла етиқатиниң күчәйтилиши үчүн бәзидә бешимиздин бу ишқа охшап кетидиған азаплиқ ишларни өткүзиду (15-айәтни көрүң).

11:8 «Устаз» — грек тилида «Рабби».

11:8 Юһ. 8:59; 10:31.

11:11 Мат. 9:24; Мар. 5:39; Луқа 8:52.

11:16 ««Қош гезәк» дәп атилидиған Томас» — дрек тилида ««Дидимос» дәп атилидиған Томас».

11:18 «алтә чақирим» — грек тилида «он бәш стадийон». Бир «стадийон» 185 метр еди.

11:24 Дан. 12:2; Луқа 14:14; Юһ. 5:29.

11:25 Юһ. 1:4; 3:16, 36; 5:24; 6:47; 14:6; 1Юһа. 5:10.

11:26 Юһ. 6:51.

11:27 Мат. 16:16; Мар. 8:29; Луқа 9:20; Юһ. 6:69.

11:33 «Әйса... роһида қаттиқ пиған чекип, көңли толиму беарам болди» —Әйса немигә шундақ инкас қайтурди? Бизниңчә, бу униң гунаниң инсанларни өлүмгә вә һалакәткә, җүмлидин Шәйтанниң илкигә елип барғанлиғи түпәйлидин болған паракәндичилик вә пиған-қайғуға қарап, бу ишлардин қаттиқ һаяҗанланғанлиғи вә бәлким ғәзәпләнгәнлигини көрситиду.

11:35 «Әйса көз йеши қилди» — Әйсаниң көз яшлири тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохталмисақ болмайду.

11:35 Луқа 19:41.

11:42 Юһ. 12:30.

11:44 Юһ. 20:7.

11:47 Зәб. 2:2; Мат. 26:3; Мар. 14:1; Луқа 22:2; Рос. 4:27.

11:48 «Римлиқлар келип бу бизниң җайимиз вә қовмимизни вәйран қиливетиду!» — «бу бизниң җайимиз» бизниңчә ибадәтханини көрсәтсә керәк. Ениқки, бу адәмләрниң ибадәтханини «Худаниң» демәйду, бәлки «бизниң» дәйду. Уларниң гепидин рошәнки, өзиниң мәнпәәтини биринчи орунға қойиду, өз хәлқиниң теч-аманлиғини иккинчи орунға қойиду. «Бу бизниң җайимиз» башқа бир хил тәрҗимиси: «бизниң бу орнимиз» (демәк, мәнсивимиз).

11:50 Юһ. 18:14.

11:51-52 «бу сөзни у өзлүгидин ейтмиған еди; бәлки у шу жили баш каһин болғанлиғи үчүн... алдин бешарәт берип шундақ дегән еди» — демәк, гәрчә у өзи худасиз адәм болсиму, Тәврат бекиткән орунда турғач, Муқәддәс Роһ униң арқилиқ (өзиниң дәватқининиң мәнасини толуқ чүшәнмигән һалда) бешарәт бәрди.

11:51-52 Әф. 2:14, 15, 16.

11:55 «Нурғун кишиләр таһарәтни ада қилиш үчүн...» — мошу йәрдики «таһарәт» тоғрилиқ: Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә, бириси өлүк бир нәрсигә, қанға яки мәлум кесәл ярисиға тегип кәткән болса, «напак» дәп һесаплинатти вә шундақла пак һесаплиниш үчүн жуюнуши керәк вә йәнә бәзи әһваллардиму қурбанлиқ қилиши керәк еди. Униң үстигә пәрисийләр вә «Тәврат устазлири» өзлүгидин бу ишларға нурғун башқа мурәккәп қаидиләрни қошувалған еди. Мәсилән, «Мар.» 7:3-4ни көрүң. Шуңа «таһарәт»ни өткүзүшкә бәзидә хелә вақит керәк болған. «Йерусалимға келишти» — грек тилида «Йерусалимға чиқишти».

11:56 Юһ. 7:11.