5
Көп җинлар чаплашқан «Қошун» исимлиқ адәмниң сақайтилиши
Мат. 8:28-34; Луқа 8:26-39
Улар деңизниң у қетиға, Гадаралиқларниң жутиға йетип барди.«Гадара» — бәзи көчүрмиләрдә «Гераса» яки «Гәргәсә» дәп атилиду.  Мат. 8:28; Луқа 8:26. У кемидин чүшүши биләнла, напак роһ чаплашқан бир адәм гөр өңкүрлиридин чиқип, униң алдиға кәлди. У адәм өңкүрләрни макан қилған болуп, уни һеч ким һәтта зәнҗирләр биләнму бағлалмайтти. Чүнки көп қетим пут-қоллири кишән-зәнҗирләр билән бағланған болсиму, у зәнҗирләрни үзүветип, кишәнләрни чеқивәткән еди; һеч ким уни бойсундуралмиған еди. У кечә-күндүз мазарлиқта вә тағлар арисида тохтавсиз вақирап-җақирап жүрәтти, өз-өзини ташлар билән кесип яриландуратти.
Лекин у Әйсани жирақтин көрүп, униң алдиға жүгүрүп берип, сәҗдә қилди«у Әйсани жирақтин көрүп, униң алдиға жүгүрүп берип, сәҗдә қилди» — яки «у Әйсани жирақтин көрүп, униң алдиға жүгүрүп берип, йәргә баш қойди». вә қаттиқ авазда вақирап:
— Һәммидин алий Худаниң Оғли Әйса, сениң мениң билән немә кариң! Худа һәққи, сәндин өтүнүп қалай, мени қийнима! — деди«сәндин өтүнүп қалай, мени қийнима!» — «мени қийнима!» дегән сөз «баш җин»ниң сөзи болса керәк. Бу адәмгә нурғун җинлар чаплашқан еди. (чүнки Әйса униңға: «Һәй напак роһ, униңдин чиқ!» дегән еди).«Әйса униңға: «... униңдин чиқ!» дегән еди» — грек тилида «Әйса униңға: «... униңдин чиқ!» буйрувататти» дейилиду.
У униңдин:
— Исмиң немә? — дәп сориди.
— Исмим «қошун» — чүнки санимиз көп, — дәп җавап бәрди у.«Исмим «қошун»» — «қошун» латин тилида «легион» дейилиду, адәттә аз дегәндиму алтә миң кишилик армийини көрситиду. «чүнки санимиз көп» — оқурмәнләр мошу йәрдә икки авазниң барлиғини байқайду — биринчиси («Исмим «қошун»»), бу бечарә адәмниң өзиниңки, иккинчиси, («чүнки санимиз көп») миңлиған җинларниңки еди.
10 Вә у Әйсадин уларни бу жуттин һайдивәтмигәйсән, дәп көп өтүнүп ялвурди.
11 Тағ бағрида чоң бир топ тоңғуз падиси отлап жүрәтти. 12 Җинлар униңға:
— Бизни мошу тоңғузларға әвәткин, уларниң ичигә кирип кетишкә йол қойғайсән, — дәп ялвурушти.
13 Әйса дәрһал йол қойди. Шуниң билән напак роһлар чиқип, тоңғузларниң тенигә кириши биләнла, тоңғузлар тик ярдин етилип чүшүп, деңизға ғәриқ болди. Улар икки миңға йеқин еди. 14 Тоңғуз баққучилар болса у йәрдин қечип, шәһәр-йезиларда бу ишларни пур қилди. Шу йәрдикиләр немә иш йүз бәргәнлигини көргили чиқишти.
15 Улар Әйсаниң йениға кәлди вә илгири җинлар чаплишивалған һелиқи адәмниң кийимләрни кийип, әс-һоши җайида олтарғинини — йәни «қошун җинлар» чаплашқан шу адәмни көрүп, қорқуп кетишти. 16 Бу вақиәни көргәнләр җинлар чаплашқан адәмдә немә йүз бәргәнлигини вә тоңғузларниң ақивитини хәлиққә баян қилип бәрди.
17 Буниң билән халайиқ Әйсаға: Жутлиримиздин чиқип кәткәйсән, дәп ялвурушқа башлиди.
18 У кемигә чиқиватқанда, илгири җинлар чаплашқан һелиқи адәм униңдин: Мәнму сән билән биллә барай, дәп өтүнди.Луқа 8:38.
19 Лекин у буниңға унимай:
— Өз өйдикилириң вә жутдашлириңниң йениға берип, уларға Пәрвәрдигарниң саңа шунчилик улуқ ишларни қилип бәргәнлигини, Униң саңа рәһим-шәпқәт көрсәткәнлигини хәвәрләндүргин, — деди. «уларға Пәрвәрдигарниң саңа шунчилик улуқ ишларни қилип бәргәнлигини... хәвәрләндүргин» — яки «уларға Рәбниң саңа шунчилик улуқ ишларни қилип бәргәнлигини... хәвәрләндүргин». 20 У қайтип берип, Әйсаниң өзигә қандақ улуқ ишларни қилғанлиғини «Он шәһәр райони»да җар қилишқа башлиди. Буни аңлиғанларниң һәммиси толиму һәйран қелишти.«Он шәһәр райони» — грек тилида «Декаполис».
 
Униң Яирусниң қизини тирилдүрүши вә хун кесили басқан бир аялни сақайтиши
Мат. 9:18-26; Луқа 8:40-56
21 Әйса қайтидин кемә билән деңизниң у қетиға өткәндә, зор бир топ халайиқ униң йениға жиғилди; у деңиз бойида туратти. Луқа 8:40. 22-23 Мана, мәлум бир синагогниң чоңи Яирус исимлиқ бир киши кәлди. У уни көрүп айиғиға жиқилип:
— Кичик қизим өләй дәп қалди. Берип униңға қоллириңизни тәккүзүп қойсиңиз, у сақийип яшиғай! — дәп қаттиқ йелинди.Мат. 9:18; Луқа 8:41.
24 Әйса униң билән биллә барди. Зор бир топ халайиқму олишип қисташқан һалда кәйнидин меңишти. 25 Хун тәврәш кесилигә гириптар болғиниға он икки жил болған бир аял бар болуп, Лав. 15:25; Мат. 9:20; Луқа 8:43. 26 у нурғун тевипларниң қолида көп азап тартип, бар-йоқини хәҗләп түгәткән болсиму, һеч қандақ үнүми болмай, техиму еғирлишип кәткән еди. 27 Бу аял Әйса һәққидики гәпләрни аңлап, халайиқниң оттурисидин қистилип келип, арқа тәрәптин униң тонини силиди. 28 Чүнки у көңлидә: «Униң тонини силисамла сақаймай қалмаймән» дәп ойлиған еди. 29 Хун шуан тохтап, аял кесәл азавидин сақайтилғанлиғини өз тенидә сәзди. «хун шуан тохтап...» — грек тилида «қан еқими шуан тохтап...». 30 Әйса дәрһал вуҗудидин қудрәтниң чиққанлиғини сезип, халайиқниң ичидә кәйнигә бурулуп:
— Кийимимни силиған ким? — дәп сориди.Луқа 6:19.
31 Мухлислири униңға:
— Халайиқниң өзүңни қистап меңиватқанлиғини көрүп туруқлуқ, йәнә: «Мени силиған ким?» дәп сорайсәнғу? — дейишти.
32 Бирақ Әйса өзини силиғучини тепиш үчүн техичә әтрапиға қаравататти. «өзини силиғучини тепиш үчүн...» — грек тилида «силиғучи» аялчә родта болуп, Рәббимизниң өзини тутқан кишиниң аял екәнлигини билгәнлигини көрситиду. 33 Өзидә немә ишниң йүз бәргәнлигини сәзгән аял қорқуп-титригән һалда келип униң алдиға жиқилди вә униңға һәқиқий әһвални пүтүнләй ейтти. 34 У униңға:
— Қизим, ишәшиң сени сақайтти! Тинич-хатирҗәмликтә қайт! Кесилиңниң азавидин сақайғин, — деди.«қизим, ишәшиң сени сақайтти!» — «сақайтти» мошу йәрдә грек тилида «қутқузди» дегән сөз билән ипадилиниду.
«Тинич-хатирҗәмликтә қайт!» — бу аял немишкә шундақ қорқти (33-айәтни көрүң)? Униңда хун тәврәш кесили болғанлиғи үчүн, Тәврат қануни бойичә өзи тәккән барлиқ кишиләрни «напак» қилған болиду (мәсилән, уларни ибадәтханиға кириш, қурбанлиқ қилишқа вақитлиқ лаяқәтсиз қилған болатти). Шуниң билән у әтраптики халайиқнила напак қилипла қалмай, бәлки Мәсиһниң өзиниму «напак» қилған болатти.
  Мат. 9:22; Мар. 10:52.
35 У бу сөзни қиливатқанда, синагогниң чоңиниң өйидин бәзиләр келип униңға:
Қизиңиз өлди. Әнди устазни немишкә йәнә аварә қилисиз?! — дейишти.Луқа 8:49.
36 Лекин Әйса бу сөзләрни аңлап дәрһал синагогниң чоңиға:
Қорқмиғин! Пәқәт ишәштә бол! — деди. 37 У пәқәт Петрус, Яқуп вә Яқупниң иниси Юһанна билән йолға чиқти; башқа һеч кимниң өзи билән биллә беришиға йол қоймиди. 38 У синагогниң чоңиниң өйи алдиға кәлгәндә, қийқас-чуқанни, халайиқниң қаттиқ налә-пәряд вә аһ-зар көтәргәнлигини көрүп, 39 өйгә кирип уларға:
— Немишкә қийқас-чуқан вә аһ-зар көтирисиләр? Бала өлмәпту, ухлап қапту, — деди. Юһ. 11:11. 40 Улар уни мәсқирә қилишти; лекин у һәммәйләнни ташқириға чиқириветип, балиниң ата-анисини вә өз һәмраһлирини елип, бала ятқан өйгә кирди. 41 У балиниң қолини тутуп, униңға: «Талита куми» деди. Бу сөзниң мәнаси «Қизим, саңа ейтимәнки, орнуңдин тур» дегәнлик еди. 42 Қиз дәрһал орнидин туруп маңди (у он икки яшта еди). Улар бу ишқа мутләқ һәйран қелишти. 43 У уларға бу ишни һеч кимгә ейтмаслиқни қаттиқ тапилиди, шундақла қизға йегидәк бир немә беришни ейтти.
 
 

5:1 «Гадара» — бәзи көчүрмиләрдә «Гераса» яки «Гәргәсә» дәп атилиду.

5:1 Мат. 8:28; Луқа 8:26.

5:6 «у Әйсани жирақтин көрүп, униң алдиға жүгүрүп берип, сәҗдә қилди» — яки «у Әйсани жирақтин көрүп, униң алдиға жүгүрүп берип, йәргә баш қойди».

5:7 «сәндин өтүнүп қалай, мени қийнима!» — «мени қийнима!» дегән сөз «баш җин»ниң сөзи болса керәк. Бу адәмгә нурғун җинлар чаплашқан еди.

5:8 «Әйса униңға: «... униңдин чиқ!» дегән еди» — грек тилида «Әйса униңға: «... униңдин чиқ!» буйрувататти» дейилиду.

5:9 «Исмим «қошун»» — «қошун» латин тилида «легион» дейилиду, адәттә аз дегәндиму алтә миң кишилик армийини көрситиду. «чүнки санимиз көп» — оқурмәнләр мошу йәрдә икки авазниң барлиғини байқайду — биринчиси («Исмим «қошун»»), бу бечарә адәмниң өзиниңки, иккинчиси, («чүнки санимиз көп») миңлиған җинларниңки еди.

5:18 Луқа 8:38.

5:19 «уларға Пәрвәрдигарниң саңа шунчилик улуқ ишларни қилип бәргәнлигини... хәвәрләндүргин» — яки «уларға Рәбниң саңа шунчилик улуқ ишларни қилип бәргәнлигини... хәвәрләндүргин».

5:20 «Он шәһәр райони» — грек тилида «Декаполис».

5:21 Луқа 8:40.

5:22-23 Мат. 9:18; Луқа 8:41.

5:25 Лав. 15:25; Мат. 9:20; Луқа 8:43.

5:29 «хун шуан тохтап...» — грек тилида «қан еқими шуан тохтап...».

5:30 Луқа 6:19.

5:32 «өзини силиғучини тепиш үчүн...» — грек тилида «силиғучи» аялчә родта болуп, Рәббимизниң өзини тутқан кишиниң аял екәнлигини билгәнлигини көрситиду.

5:34 «қизим, ишәшиң сени сақайтти!» — «сақайтти» мошу йәрдә грек тилида «қутқузди» дегән сөз билән ипадилиниду. «Тинич-хатирҗәмликтә қайт!» — бу аял немишкә шундақ қорқти (33-айәтни көрүң)? Униңда хун тәврәш кесили болғанлиғи үчүн, Тәврат қануни бойичә өзи тәккән барлиқ кишиләрни «напак» қилған болиду (мәсилән, уларни ибадәтханиға кириш, қурбанлиқ қилишқа вақитлиқ лаяқәтсиз қилған болатти). Шуниң билән у әтраптики халайиқнила напак қилипла қалмай, бәлки Мәсиһниң өзиниму «напак» қилған болатти.

5:34 Мат. 9:22; Мар. 10:52.

5:35 Луқа 8:49.

5:39 Юһ. 11:11.