9
Әйсаниң паләч кесәлни кәчүрүм қилиши вә сақайтиши
Мар. 2:1-12; Луқа 5:17-26
Шуниң билән у кемигә чүшүп деңиздин өтүп, өзи турған шәһәргә қайтип кәлди.«өзи турған шәһәр» — Кәпәрнаһумни демәкчи.  Мар. 2:3; Луқа 5:18; Рос. 9:33. Вә мана, кишиләр зәмбилгә ятқузулған бир паләчни униң алдиға елип кәлди. Әйса уларниң ишәшини көрүп һелиқи паләчкә:
— Оғлум, жүрәклик бол, гуналириң кәчүрүм қилинди, — деди.
Андин мана, Тәврат устазлиридин бәзилири көңлидә: «Бу адәм күпүрлүк қиливатиду!» дәп ойлиди.Зәб. 31:5; Йәш. 43:25.
Уларниң көңлидә немә ойлаватқанлиғини билгән Әйса уларға:
— Немә үчүн көңлүңларда рәзил ойларда болисиләр? «Гуналириң кәчүрүм қилинди» дейиш асанму яки «Орнуңдин тур, маң!» дейишму? — деди вә йәнә уларға: — Амма һазир силәрниң Инсаноғлиниң йәр йүзидә гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқиға егә екәнлигини билишиңлар үчүн, — у паләч кесәлгә: —
Орнуңдин тур, орун-көрпәңни жиғиштуруп өйүңгә қайт, — деди.
Һелиқи адәм орнидин туруп өйигә қайтти. Буни көргән топ-топ адәмләр қорқушуп, инсанларға бундақ һоқуқни бәргән Худани улуқлашти.
 
Әйсаниң Маттани мухлислиққа чақириши
Мар. 2:13-17; Луқа 5:27-32
Әйса у йәрдин чиқип алдиға кетиветип, баҗ жиғидиған орунда олтарған, Матта исимлиқ бир баҗгирни көрди. У униңға:
— Маңа әгәшкин! — деди.
Вә Матта орнидин туруп, униңға әгәшти.Мар. 2:14; Луқа 5:27.
10 Вә шундақ болдики, Әйса Маттаниң өйидә меһман болуп дәстиханда олтарғанда, нурғун баҗгирлар вә гунакарларму кирип, Әйса вә униң мухлислири билән һәмдәстихан болди. «меһман болуп дәстиханда олтарғанда...» — грек тилида «меһман болуп дәстиханда ятқанда». Шу чағдиларда кишиләр дәстихан селинған ширә әтрапида янпашлап ятқан һалда ғизалишатти. «нурғун баҗгирлар вә гунакарлар» — «баҗгирлар» Исраилниң зиминини ишғал қилған римлиқлар үчүн өз хәлқидин баҗ жиғип беридиған вә шу сәвәптин нәпрәткә учриған Йәһудийлар. «гунакарлар» — Тәврат-Инҗил бойичә һәр бир адәм гунакар, әлвәттә. Лекин мошу айәттики «гунакарлар» дегән сөз, һали чоң Пәрисийләр вә Тәврат устазлири тәрипидин алаһидә «гунакарлар» дәп аталған баҗгирлар, паһишә аяллар, һәтта саватсиз кишиләр қатарлиқларни көздә тутиду. 11 Буни көргән Пәрисийләр униң мухлислириға:
— Устазиңлар немишкә баҗгир вә гунакарлар билән бир дәстиханда йәп-ичип олтириду?! — деди.
12 Бу гәпни аңлиған Әйса:
— Сағлам адәмләр әмәс, бәлки бемарлар тевипқа муһтаҗдур. 13 Силәр берип муқәддәс язмилардики: «Издәйдиғиним қурбанлиқлар әмәс, бәлки рәһим-шәпқәт» дейилгән шу сөзниң мәнасини үгиниңлар; чүнки мән һәққанийларни әмәс, бәлки гунакарларни чақирғили кәлдим, деди.«Силәр берип муқәддәс язмилардики: «... » дейилгән шу сөзниң мәнасини үгиниңлар — «Силәр берип: «палани-палани сөзләр»ни үгиниңлар» дегән сөзләр Йәһудий Тәврат устазлириниң башқиларға йолйоруқ көрсәткәндә әң яхши көридиған ибарилириниң бири. Мәсиһниң буни ишлитиши чоқум уларни рәнҗитти. Худаниң бу бешарити Тәвратта, «Һош.» 6:6дә тепилиду. «...һәққанийларни әмәс, бәлки гунакарларни чақирғили кәлдим» — Мәсиһниң мошу сөзидә «гунакарлар» дегини өзлирини гунакар дәп тонуп йәткәнләрни көздә тутиду, әлвәттә. Чүнки һәммә адәм гунакардур. «Һәққанийлар» өзини һәққаний дәп һесаплиғанларни көрситиду. Шуңа Мәсиһ уларни чақиралмайтти.  Һош. 6:6; Мик. 6:8; Мат. 12:7; Мар. 2:17; Луқа 5:32; 19:10; 1Тим. 1:15.
 
Йеңи конидин үстүндур
Мар. 2:18-22; Луқа 5:33-39
14 Шу вақитларда, Йәһя пәйғәмбәрниң мухлислири Әйсаниң йениға келип униңға:
— Немишкә биз вә Пәрисийләр пат-пат роза тутимиз, лекин сизниң мухлислириңиз тутмайду? — дәп сорашти.Мар. 2:18; Луқа 5:33.
15 Әйса җававән:
— Тойи болуватқан жигит техи тойда һәмдәстихан олтуған чағда, той меһманлири һаза тутуп олтарса қандақ болиду!? Амма шу күнләр келидуки, жигит улардин елип кетилиду, улар шу күндә роза тутиду.«Той меһманлири» — грек тилида «мәрикә залиниң пәрзәнтлири» дегән ибарә билән ипадилиниду. «Амма шу күнләр келидуки, жигит улардин елип кетилиду, улар шу күндә роза тутиду» — бу сөзләр Әйсаниң өз «меһманлардин елип кетилиши», йәни униң өлүми өзигә әгәшкәнләргә қайғу-һәсрәт елип келидиғанлиғи тоғрилиқ бир бешаритидур.  2Кор. 11:2.
16 Һеч ким кона көйнәккә йеңи рәхттин ямақ салмайду. Ундақ қилса, йеңи ямақ киришип, кийимни тартип житиветиду. Нәтиҗидә, житиқ техиму йоғинап кетиду. «Һеч ким кона көйнәккә йеңи рәхттин ямақ салмайду» — йеңи рәхт киришип кетиду, әлвәттә. 17 Шуниңдәк, һеч ким йеңи шарапни кона тулумларға қачилимайду. Әгәр ундақ қилса, шарапниң ечиши билән тулумлар йерилип кетиду-дә, шарапму төкүлүп кетиду һәм тулумларму кардин чиқиду. Шуниң үчүн кишиләр йеңи шарапни йеңи тулумларға қачилайду; шундақ қилғанда, һәр иккилиси сақлинип қалиду.Мар. 2:22.
 
Әйса бир қизни тирилдүриду, бир аялни сақайтиду
Мар. 5:21-43; Луқа 8:40-56
18 У Йәһяниң мухлислириға бу сөзләрни қиливатқан вақтида, мана бир һөкүмдар келип, униң алдиға баш уруп:
— Мениң қизим һазирла өлүп кәтти; амма сиз берип униңға қолиңизни тәккүзүп қойсиңиз, у тирилиду, деди.«мана бир һөкүмдар келип..» — бу «һөкүмдар» синагогниң чоңи еди («Мар.» 5:22ни көрүң). «Мениң қизим һазирла өлүп кәтти» — башқа бир тәрҗимиси: «Қизим бу ваққичә өлгән болса керәк,...».  Мар. 5:22; Луқа 8:41.
19 Әйса орнидин туруп, мухлислири билән биллә униң кәйнидин маңди.
20 Вә мана, йолда хун тәврәш кесилигә гириптар болғиниға он икки жил болған бир аял Әйсаниң арқисидин келип, униң тониниң пешини силиди. Лав. 15:25; Мар. 5:25; Луқа 8:43. 21 Чүнки у ичидә «Униң тонини силисамла, чоқум сақийип кетимән» дәп ойлиған еди.
22 Амма Әйса кәйнигә бурулуп, уни көрүп:
— Қизим, жүрәклик бол, ишәшиң сени сақайтти! деди. Шуниң билән у аял шу сааттә сақайди.«Қизим, жүрәклик бол» — Мәсиһниң «жүрәклик бол» дегинигә қариғанда, аял бәк қорққан. Немишкә? Униңда хун тәврәш кесили болғанлиғи үчүн, Тәврат қануни бойичә өзи тәккән барлиқ кишиләрни «напак» қилған болиду (йәни, униңға тегип кәткәнләр ибадәтханиға киришкә, қурбанлиқ қилишқа вақитлиқ лаяқәтсиз болатти). Шуниң билән у әтраптики халайиқнила напак қилипла қалмай, бәлки Мәсиһниң өзиниму «напак» қилған болатти.  Мар. 5:38; Луқа 8:51.
23 Әнди Әйса һелиқи һөкүмдарниң өйигә киргәндә, нәй челиватқан вә һаза тутуп вайсаватқан кишиләр топини көрүп, Мар. 5:38; Луқа 8:51. 24 уларға:
— Чиқип кетиңлар, бу қиз өлмиди, бәлки ухлаватиду, деди.
Шуни аңлап көпчилик уни мәсқирә қилди. Юһ. 11:11. 25 Кишиләр чиқириветилгәндин кейин, у қизниң йениға кирип, униң қолини тутивиди, қиз орнидин турди. 26 Бу тоғрисидики хәвәр пүтүн жутта пур кәтти.
 
Кор вә гача кишиләрниң сақайтилиши
27 Әйса у йәрдин чиққанда, икки қариғу униң кәйнидин келип:
— И Давутниң оғли, бизгә рәһим қилғайсиз! — дәп нида қилишти.«И Давутниң оғли, бизгә рәһим қилғайсиз!» — пәйғәмбәрләрниң бешарәтлири бойичә, Қутқузғучи-Мәсиһ «Давутниң әвлади» болуши керәк. Шуңа Йәһудийлар арисида «Давутниң оғли» дегән бу нам Мәсиһни көрситәтти.
28 У өйгә киргәндин кейин, шу икки қариғу униң алдиға кәлди. Әйса улардин:
— Силәр мениң бу ишқа қадир екәнлигимгә ишинәмсиләр? — дәп сориди.
— И Рәббим, ишинимиз, — дәп җавап бәрди улар.
29 У қолини уларниң көзлиригә тәккүзүп туруп:
— Ишәшиңлар бойичә болсун! девиди, 30 Уларниң көзлири ечилди. Әйса уларға:
Бу ишни һеч кимгә ейтмаңлар! дәп қаттиқ тапилиди. Мат. 12:16; Луқа 5:14. 31 Лекин улар у йәрдин чиқипла, униң нам-шөһритини пүткүл жутқа йейивәтти.Мар. 7:36.
32 Улар чиқип кетиватқанда, кишиләр җин чаплашқан бир гачини униң алдиға елип кәлди. Мат. 12:22; Луқа 11:14. 33 Униңға чаплашқан җинниң һайдилиши биләнла, һелиқи адәм зуванға кәлди. Халайиқ интайин һәйрануһәс болуп:
— Бундақ иш Исраилда зади көрүлүп бақмиған, — дейишти.
34 Лекин Пәрисийләр:
— У җинларни җинларниң әмригә тайинип қоғлайдикән, дейишти.Мат. 12:24; Мар. 3:22; Луқа 11:15.
 
Әйсаниң хәлиққә ичини ағритишлири
35 Вә Әйса барлиқ шәһәр вә йеза-қишлақларни кезип, уларниң синагоглирида тәлим берип, әрш падишалиғидики хуш хәвәрни җакалиди вә һәр хил кесәлләрни вә һәр хил мәйип-аҗизларни сақайтти. Мар. 6:6; Луқа 13:22. 36 Лекин у топ-топ адәмләрни көрүп уларға ич ағритти, чүнки улар харлинип падичисиз қой падилиридәк панаһсиз еди. Йәр. 23:1; Әз. 34:2; Мар. 6:34. 37 Шуниң билән у мухлислириға:
— Һосул дәрвәқә көп екән, бирақ һосул елиш үчүн ишләйдиғанлар аз екән. Луқа 10:2; Юһ. 4:35. 38 Шуңа һосулниң Егисидин, Өз һосулиңни жиғивелишқа ишләмчиләрни җиддий әвәткәйсән, дәп тиләңлар, — деди.2Тес. 3:1.
 
 

9:1 «өзи турған шәһәр» — Кәпәрнаһумни демәкчи.

9:1 Мар. 2:3; Луқа 5:18; Рос. 9:33.

9:3 Зәб. 31:5; Йәш. 43:25.

9:9 Мар. 2:14; Луқа 5:27.

9:10 «меһман болуп дәстиханда олтарғанда...» — грек тилида «меһман болуп дәстиханда ятқанда». Шу чағдиларда кишиләр дәстихан селинған ширә әтрапида янпашлап ятқан һалда ғизалишатти. «нурғун баҗгирлар вә гунакарлар» — «баҗгирлар» Исраилниң зиминини ишғал қилған римлиқлар үчүн өз хәлқидин баҗ жиғип беридиған вә шу сәвәптин нәпрәткә учриған Йәһудийлар. «гунакарлар» — Тәврат-Инҗил бойичә һәр бир адәм гунакар, әлвәттә. Лекин мошу айәттики «гунакарлар» дегән сөз, һали чоң Пәрисийләр вә Тәврат устазлири тәрипидин алаһидә «гунакарлар» дәп аталған баҗгирлар, паһишә аяллар, һәтта саватсиз кишиләр қатарлиқларни көздә тутиду.

9:13 «Силәр берип муқәддәс язмилардики: «... » дейилгән шу сөзниң мәнасини үгиниңлар — «Силәр берип: «палани-палани сөзләр»ни үгиниңлар» дегән сөзләр Йәһудий Тәврат устазлириниң башқиларға йолйоруқ көрсәткәндә әң яхши көридиған ибарилириниң бири. Мәсиһниң буни ишлитиши чоқум уларни рәнҗитти. Худаниң бу бешарити Тәвратта, «Һош.» 6:6дә тепилиду. «...һәққанийларни әмәс, бәлки гунакарларни чақирғили кәлдим» — Мәсиһниң мошу сөзидә «гунакарлар» дегини өзлирини гунакар дәп тонуп йәткәнләрни көздә тутиду, әлвәттә. Чүнки һәммә адәм гунакардур. «Һәққанийлар» өзини һәққаний дәп һесаплиғанларни көрситиду. Шуңа Мәсиһ уларни чақиралмайтти.

9:13 Һош. 6:6; Мик. 6:8; Мат. 12:7; Мар. 2:17; Луқа 5:32; 19:10; 1Тим. 1:15.

9:14 Мар. 2:18; Луқа 5:33.

9:15 «Той меһманлири» — грек тилида «мәрикә залиниң пәрзәнтлири» дегән ибарә билән ипадилиниду. «Амма шу күнләр келидуки, жигит улардин елип кетилиду, улар шу күндә роза тутиду» — бу сөзләр Әйсаниң өз «меһманлардин елип кетилиши», йәни униң өлүми өзигә әгәшкәнләргә қайғу-һәсрәт елип келидиғанлиғи тоғрилиқ бир бешаритидур.

9:15 2Кор. 11:2.

9:16 «Һеч ким кона көйнәккә йеңи рәхттин ямақ салмайду» — йеңи рәхт киришип кетиду, әлвәттә.

9:17 Мар. 2:22.

9:18 «мана бир һөкүмдар келип..» — бу «һөкүмдар» синагогниң чоңи еди («Мар.» 5:22ни көрүң). «Мениң қизим һазирла өлүп кәтти» — башқа бир тәрҗимиси: «Қизим бу ваққичә өлгән болса керәк,...».

9:18 Мар. 5:22; Луқа 8:41.

9:20 Лав. 15:25; Мар. 5:25; Луқа 8:43.

9:22 «Қизим, жүрәклик бол» — Мәсиһниң «жүрәклик бол» дегинигә қариғанда, аял бәк қорққан. Немишкә? Униңда хун тәврәш кесили болғанлиғи үчүн, Тәврат қануни бойичә өзи тәккән барлиқ кишиләрни «напак» қилған болиду (йәни, униңға тегип кәткәнләр ибадәтханиға киришкә, қурбанлиқ қилишқа вақитлиқ лаяқәтсиз болатти). Шуниң билән у әтраптики халайиқнила напак қилипла қалмай, бәлки Мәсиһниң өзиниму «напак» қилған болатти.

9:22 Мар. 5:38; Луқа 8:51.

9:23 Мар. 5:38; Луқа 8:51.

9:24 Юһ. 11:11.

9:27 «И Давутниң оғли, бизгә рәһим қилғайсиз!» — пәйғәмбәрләрниң бешарәтлири бойичә, Қутқузғучи-Мәсиһ «Давутниң әвлади» болуши керәк. Шуңа Йәһудийлар арисида «Давутниң оғли» дегән бу нам Мәсиһни көрситәтти.

9:30 Мат. 12:16; Луқа 5:14.

9:31 Мар. 7:36.

9:32 Мат. 12:22; Луқа 11:14.

9:34 Мат. 12:24; Мар. 3:22; Луқа 11:15.

9:35 Мар. 6:6; Луқа 13:22.

9:36 Йәр. 23:1; Әз. 34:2; Мар. 6:34.

9:37 Луқа 10:2; Юһ. 4:35.

9:38 2Тес. 3:1.