4
Әйса билән Самарийәлик аял
Әнди Пәрисийләрниң «Әйсаниң мухлис қилип чөмүлдүргәнлири Йәһяниңкидин көп екән» дегән хәвәрни аңлиғинини Рәб уққандин кейинЮһ. 3:26. (әмәлийәттә Әйса өзи әмәс, мухлислири чөмүлдүрәтти) у Йәһудийә өлкисидин чиқип йәнә Галилийәгә кәтти. Әнди у йол үстидә Самарийә өлкисидин өтүши керәк еди.«у йол үстидә Самарийә өлкисидин өтүши керәк еди» — Йәһудийлар Самарийәликләргә өч болғачқа, улар Йәһудийәдин Галилийәгә маңғанда, Самарийәдин әмәс, дайим Иордан дәриясини бойлап маңатти. Шуңа «Самарийә өлкисидин өтүши керәк» дегән сөз мошу йәрдә Әйсаниң бу йол билән меңиши Худаниң ирадиси екәнлигини билгәнлигини аян қилиду. Шуниң билән у Яқуп өз оғли Йүсүпкә бәргән йәргә йеқин болған Самарийәниң Сихар дегән бир шәһиригә кәлди.Яр. 33:19; 48:22; Йә. 24:32. Шу йәрдә «Яқупниң қудуғи» бар еди. Әйса сәпиридә чарчиғинидин қудуқниң қешиға келип олтарди. Бу тәхминән алтинчи саат еди.«Яқупниң қудуғи» — грек тилида «Яқупниң булиқи». У йәр астидики булақ болғачқа, «қудуқ» еди. «Бу тәхминән алтинчи саат еди» — яки әтигәндә саат алтидә яки чүштин кейин алтинчи сааттә (5:4дики изаһатни көрүң). 7-8 Әйсаниң мухлислири йемәклик сетивелиш үчүн шәһәргә кирип кәткән еди. Шу чағда, Самарийәлик бир аял су алғили кәлди. Әйса униңға:
— Маңа ичкили су бәргин, — деди.
Аял униңдин:
— Өзиңиз Йәһудий турсиңиз, мәндәк Самарийәлик бир аялдин қандақларчә ичкили су тәләп қилип қалдиңиз? — дәп сориди (чүнки Йәһудийлар Самарийәликләр билән һеч қандақ барди-кәлди қилмайтти).«...чүнки Йәһудийлар Самарийәликләр билән һеч қандақ барди-кәлди қилмайтти» — Йәһудийлар Самарийәликләрни капир дәп, һәтта уларниң чинә-қачилириниму ишләтмәйтти. Йәһудий хәлқи әнъәнилири бойичиму «Шу капирларға қәриздар болушқа қәтъий болмайду» дәп Самарийәликләрдин һеч немә сориматти. Униң үстигә Йәһудий әркәкләр сиртларда болғанда һеч қачан натонуш бир аял билән (һәтта бәзидә тонуш аяллар биләнму) сөзләшмәйтти. 27-айәтни көрүң.  Луқа 9:52, 53; Юһ. 8:48.
10 Әйса униңға җававән:
— Әгәр сән Худаниң соғитиниң немилиги вә сәндин су сориғучиниң ким екәнлигини билсәңиди, ундақта сән униңдин тиләйттиң вә у саңа һаятлиқ сүйини берәтти.
11 Аял униңдин:
— Тәхсир, су тартқидәк һеч нәрсиңиз болмиса, униң үстигә қудуқ чоңқур турса, һаятлиқ сүйини нәдин алисиз? Йәр. 2:13. 12 Әҗәба, бу қудуқни бизгә мирас қалдурған атимиз Яқуптин улуқмусиз? Бу қудуқтин өзи, оғуллири вә мал-варанлириму су ичкән — деди.«Әҗәба, бу қудуқни бизгә мирас қалдурған атимиз Яқуптин улуқмусиз? Бу қудуқтин өзи, оғуллири вә мал-варанлириму су ичкән» — аялниң бу сөзиниң ички мәнаси бәлким «Қудуқ колап су тепиш асан әмәс. Пәқәт наһайити билимлик адәмләр шундақ қилалайду. Униң үстигә һәтта улуқ Яқуп өзиму мошу судин ичкән, униңдин яхши су тапалмиған. Сиз униңдин улуқсиз, Яқуп ичкән судин әвзәл сүйүң барму?!» дегәнлик болса керәк.
13 Әйса униңға җававән:
— Бу суни ичкән һәр ким йәнә уссайду. 14 Амма мән беридиған суни ичкүчи һәр ким мәңгүгә уссимайдиған болиду вә бәлки мән униңға беридиған су униң ичидә уни мәңгүлүк һаятлиққа елип баридиған, урғуп чиқидиған бир булақ болиду, — деди.Юһ. 3:16; 6:27, 35, 54; 7:38.
15 Аял: — Тәхсир, маңа бу судин бәргәйсизки, мән йәнә уссимайдиған вә мошу йәргә су тартқили иккинчи кәлгүчи болмайдиған болай! — деди.«Тәхсир, маңа бу судин бәргәйсизки, мән йәнә уссимайдиған вә мошу йәргә су тартқили иккинчи кәлгүчи болмайдиған болай!» — Аялниң тәләппузи бәлким кинайиликрәк яки гуманлиқрақ болса керәк. Бизниңчә пәқәт Әйса аялниң өз әрлири тоғрилиқ бешарәтлик сөз қилғанда (18-айәт), андин аял униң һәқиқий Мәсиһ екәнлигини билип йетиду.
16 Әйса:
— Берип ериңни бу йәргә чақирип кәлгин, — деди.
17 — Ерим йоқ, — дәп җавап бәрди аял.
— Ерим йоқ дәп, раст ейттиң. 18 Чүнки бәш әргә тәгдиң вә һазир сәндә болғини сениң ериң әмәс. Буни тоғра ейттиң! — деди Әйса.
19 Аял униңға: — Тәхсир, әнди көрдүмки, сиз әслидә пәйғәмбәр екәнсиз! Луқа 7:16; 24:19; Юһ. 6:14. 20 Ата-бовилиримиз бу тағда ибадәт қилип кәлгән, лекин силәр Йәһудийлар «Ибадәтни Йерусалимда қилиш керәк!» дәвалисиләрғу? — деди.«Ата-бовилиримиз бу тағда ибадәт қилип кәлгән» — «бу тағ» Гәризим теғидур. Самарийәликләр шу йәрдә өз ибадәтханисини қурған еди. «лекин силәр Йәһудийлар «Ибадәтни Йерусалимда қилиш керәк!» дәвалисиләрғу?» — демисәкму, аялниң бу сөзи әмәлий бир соалдур, йәни: — Немишкә шундақ? Бу тоғриму? — дегәндәк.  Қан. 12:5,11; 1Пад. 9:3; 2Тар. 7:12.
21 Әйса униңға мундақ деди:
— Ханим, маңа ишәнгин, шундақ бир вақти-саити келидуки, силәрниң Атиға ибадәт қилишиңлар үчүн нә бу тағда яки нә Йерусалимда болушуңларниң һаҗити қалмайду. 22 Силәр ибадәт қилғиниңларни билмәйсиләр; бирақ биз кимгә ибадәт қилғинимизни билимиз. Чүнки ниҗат-қутқузулуш Йәһудийлар арқилиқ болиду. «ниҗат-қутқузулуш Йәһудийлар арқилиқ болиду» — чүнки (1) Худа һәқиқий сөз-каламини әслидә Йәһудий хәлқигә алаһидә тапшурған; (2) һәммидин муһими, Худаниң вәдилиригә асасән Мәсиһ Йәһудийлардин чиқиду.  Яр. 12:3; 18:18; 22:18; 26:4; 2Пад. 17:29; Ибр. 7:14. 23 Лекин шундақ бир вақит келиду — вә шундақла һазир кәлдики, һәқиқий ибадәт қилғучилар Атиға роһ вә һәқиқәт билән ибадәт қилиду. Ата Өзигә әнә шундақ һәқиқий ибадәт қилғучиларни издимәктә. «...роһ вә һәқиқәт билән ибадәт қилиду» — демәк, (1) Худаниң Муқәддәс Роһи арқилиқ; (2) һәр бир ибадәт қилғучи инсан өзиниң пүткүл роһи билән; (3) Худа инсанларға тапшурған һәқиқәт (Өз сөз-калами) бойичә; (4) һәр қандақ ялғанчилиқни ташлиған һалда ибадәт қилиштур. 24 Худа роһтур вә униңға ибадәт қилғучилар роһ вә һәқиқәт билән Униңға ибадәт қилиши керәктур.2Кор. 3:17.
25 Аял униңға:
— Мәсиһниң, йәни «Мәсиһләнгән Қутқазғучи» дегәнниң келидиғанлиғини билимән. У кәлгәндә, бизгә һәммә ишларни ейтип бериду — деди.«Мәсиһниң, йәни «Мәсиһләнгән Қутқазғучи» дегән...» — «Мәсиһләнгән Қутқазғучи» грек тилидики сөз болуп, «Мәсиһ», йәни «Мәсиһ қилинған (зат)» дегәнни билдүриду.
26 Әйса униңға: — Сән билән сөзлишиватқучи мән дәл шудурмән! — деди.Юһ. 9:37.
27 Шу чағда униң мухлислири қайтип кәлди. Улар униң бир аял билән сөзлишиватқанлиғиға һаң-таң қелишти; лекин һеч қайсиси униңдин: «Униңдин немә издәйсән?» яки «Немишкә униң билән сөзлишисән?» дәпму соримиди.
28 Шуниң билән аял козисини ташлап қоюп, шәһәргә қайтип берип, кишиләргә:
29 — Жүрүңлар, һаятимда қилғанлиримниң һәммисини маңа ейтип бәргән бир кишини көрүп келиңлар. Әҗәба, Мәсиһ шумиду? — деди.
30 Буниң билән халайиқ шәһәрдин чиқип, Әйсаниң алдиға келишти.
31 Шу арилиқта мухлислири униңға:
— Устаз, бир нәрсә йәвалсаңчу? — дәп өтүнүшти.
32 Лекин у уларға:
— Мениң силәр билмәйдиған бир йемәклигим бар, — деди.
33 Мухлислар бир-биригә:
— Әҗәба, бириси униңға йегили бир нәрсә әкелип бәргәнмиду? — дейишти.
34 Әйса уларға мундақ деди: — Мениң йемәклигим — мени Әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруш вә униң маңа тапшурған хизмитини тамамлаштур.
35 — Силәр: «Һосул йеғишқа йәнә төрт ай қалди» дәватмамсиләр? Мана, силәргә ейтайки, бешиңларни көтирип етизларға қараңлар, зираәтләр сарғийип орушқа тәйяр болди! «Силәр: «һосул йеғишқа йәнә төрт ай қалди» дәватмамсиләр?» — шу вақит бәлким онинчи яки онбиринчи ай еди. «Мана, силәргә ейтайки, бешиңларни көтирип етизларға қараңлар, зираәтләр сарғийип орушқа тәйяр болди!» — шүбһисизки, Әйса мошу йәрдә тәсвирләнгән «һосул» һазир шәһәрдин чиқип өзиниң йениға келиватқанларни, шундақла өзигә етиқат қилмақчи болғанларни көздә тутиду — «худди зираәтләр сарғийип орушқа тәйяр болғандәк, бу кишиләрму етиқат қилишқа тәйяр болди» дегәндәк.  Мат. 9:37; Луқа 10:2. 36  Вә ормичи иш һәққини алиду вә мәңгүлүк һаятқа топланған һосулни жиғиду, шуниң билән териғучи билән ормичи тәң шатлиниду. «ормичи иш һәққини алиду вә мәңгүлүк һаятқа топланған һосулни жиғиду» — «ормичи»лар Худаниң кишиләрни өз хуш хәвәригә ишәндүрүштики ахирқи вастиси болғанларни көрситиду. Хуш хәвәрни қобул қилғанлар мәңгүлүк һаятқа еришиду. Мошулар болса дәл Худа Өз Калами болған Әйса Мәсиһниң қурбанлиғидин күткән һосулдур (мәсилән, «Рим.» 8:29-30, «1Кор.» 3:5-9, «Ибр.» 2:10ни көрүң). «шуниң билән териғучи билән ормичи тәң шатлиниду» — «териғучи» Худаниң сөз-каламини кишиләргә биринчи болуп йәткүзгүчи болиду. 37 Чүнки бу ишта «бири терийду, йәнә бири жиғиду» дегән сөз әмәлгә ашурулиду. 38 Мән силәрни өзүңлар әмгәк сиңдүрмигән һосулни жиғишқа әвәттим; башқилар әмгәк қилди вә силәр уларниң әмгигиниң мевисини елишқа несип болдуңлар.«башқилар әмгәк қилди вә силәр уларниң әмгигиниң мевисини елишқа несип болдуңлар» — ким «әмгәк қилип» териған? Бизниңчә улар: (1) Тәврат дәвридики Худаниң муқәддәс бәндилири, болупму пәйғәмбәрләр; (2) пәйғәмбәрләрниң бешарәтлирини әтиварлап уларни Исраилларға (шундақла Самарийәликләргә) үгәткән, Худаға садиқ болған Тәврат устазлири; (3) Йәһя пәйғәмбәр вә мухлислири. Бу үч түркүм кишиләр хәлиққә Худаниң сөз-каламини қалдуруп, уларни Мәсиһниң келишигә, шундақла униңға етиқат қилишқа тәйярлиған еди. (4) Мәсиһниң өзи «териған». «Қошумчә сөз»имиздә йәнә буниң үстидә тохтилимиз.
39 Шу шәһәрдики нурғун Самарийәликләр һелиқи аялниң: «У һаятимда қилғанлиримниң һәммисини маңа ейтип бәрди» дегән гувалиқ сөзини аңлап, Әйсаға етиқат қилди. 40 Шуңа, улар униң алдиға келип, униң өзлири билән биллә турушини өтүнүшкили турди; шуниң билән у у йәрдә икки күн турди.
41 Униң сөз-калами арқилиқ техиму көп адәм униңға етиқат қилди. 42 Улар аялға:
— Бизниң етиқат қилишимиз әнди сениң сөзлириң сәвәвидин әмәс, чүнки өзимиз уни аңлидуқ вә билдуқки, дунияниң Қутқузғучиси дәл шу кишидур! — дейишти.
 
Бир әмәлдарниң оғлиниң сақайтилиши
Мат. 8:5-13; Луқа 7:1-10
43 Бу икки күндин кейин у шу йәрдин чиқип Галилийәгә қарап маңди 44 (чүнки Әйса өзи: «Һеч бир пәйғәмбәрниң өз жутида иззити йоқтур» дәп гувалиқ бәргән еди). Мат. 13:57; Мар. 6:4; Луқа 4:24. 45 Шуниң билән у Галилийәгә кәлгинидә, Галилийәликләр униң өтүп кетиш һейтида Йерусалимда қилған әмәллириниң һәммисини көргәчкә, уни қарши елишти (чүнки уларму һейтқа чиққан еди). «Галилийәликләр униң өтүп кетиш һейтида Йерусалимда қилған әмәллириниң һәммисини көргәчкә,...» — 2:23ни көрүң. «Галилийәликләр... уни қарши елишти» — мошу сөзләр -44-айәт билән көрүнүштә сәл зитрәк болғини билән, 48-айәттә Галилийәдикиләрниң әмәлий әһвали көрситилиду. Улар әмәлийәттә ахир берип (6-бапта) униң сөзлирини рәт қилип униңдин айрилип кетиду. Шуңа улар униң һәқиқий һөрмитини қилмиди. 46 Әнди Әйса бу қетим Галилийәдики Кана йезисиға йәнә барди (у дәл шу йәрдә суни шарапқа айландурған еди). Шу күнләрдә, Кәпәрнаһум шәһиридә оғли кесәл болуп ятқан бир орда әмәлдари бар еди. Юһ. 2:1,11. 47 У Әйсаниң Йәһудийәдин Галилийәгә кәлгәнлигини аңлап, униң алдиға барди вә:
Өйүмгә чүшүп, сәкратта ятқан оғлумни сақайтип бәргәйла! — дәп тохтимай илтиҗа қилди.«... Өйүмгә чүшүп, сәкратта ятқан оғлумни сақайтип бәргәйла!» — Кәпәрнаһумдин Канаға баридиған йолниң 33 километри даванға чиқидиған йол.
48 Шуниң билән, Әйса униңға:
— Силәр Галилийәликләр мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләрни көрмигичә, һеч етиқат қилмайсиләр! — деди.1Кор. 1:22.
49 Орда әмәлдари Әйсаға:
— Тәхсир, балам өлмәстә чүшкәйла! — деди.
50 Әйса униңға: — Барғин, оғлуң һаят қалди! — деди.
Һелиқи адәм Әйсаниң ейтқан сөзигә ишинип, өйигә қарап маңди. 51 Йолда кетип барғинида, униң қуллири алдиға чиқип, балилири һаят, дәп уқтурди.
52 Әмәлдар улардин оғлиниң қайси сааттин башлап яхшилинишқа йүзләнгәнлигини соривиди, улар:
— Түнүгүн йәттинчи сааттә қизитмиси янди, — дейишти.
53 Балиниң атиси буниң дәл Әйсаниң өзигә: «Оғлуң һаят қалди!» дегән саат екәнлигини билип йәтти. Шуниң билән өзи пүткүл аилисидикиләр билән биллә етиқат қилишти. 54 Бу Әйсаниң Йәһудийәдин Галилийәгә кәлгәндин кейинки көрсәткән иккинчи мөҗизилик аламити еди.«Бу Әйсаниң Йәһудийәдин Галилийәгә кәлгәндин кейинки көрсәткән иккинчи мөҗизилик аламити еди» — оқурмәнләр шуни көрәләйдуки, бу Әйсаниң «яратқан иккинчи мөҗизиси» әмәс, бәлки пәқәт униң «Йәһудийәдин Галилийәгә кәлгәндин кейинки» яратқан аламити еди. «Аламәт» болса, Мәсиһниң салаһийитиниң бир тәрипини ениқ вә алаһидә һалда көрсәткән бир мөҗизидур.
 
 

4:1 Юһ. 3:26.

4:4 «у йол үстидә Самарийә өлкисидин өтүши керәк еди» — Йәһудийлар Самарийәликләргә өч болғачқа, улар Йәһудийәдин Галилийәгә маңғанда, Самарийәдин әмәс, дайим Иордан дәриясини бойлап маңатти. Шуңа «Самарийә өлкисидин өтүши керәк» дегән сөз мошу йәрдә Әйсаниң бу йол билән меңиши Худаниң ирадиси екәнлигини билгәнлигини аян қилиду.

4:5 Яр. 33:19; 48:22; Йә. 24:32.

4:6 «Яқупниң қудуғи» — грек тилида «Яқупниң булиқи». У йәр астидики булақ болғачқа, «қудуқ» еди. «Бу тәхминән алтинчи саат еди» — яки әтигәндә саат алтидә яки чүштин кейин алтинчи сааттә (5:4дики изаһатни көрүң).

4:9 «...чүнки Йәһудийлар Самарийәликләр билән һеч қандақ барди-кәлди қилмайтти» — Йәһудийлар Самарийәликләрни капир дәп, һәтта уларниң чинә-қачилириниму ишләтмәйтти. Йәһудий хәлқи әнъәнилири бойичиму «Шу капирларға қәриздар болушқа қәтъий болмайду» дәп Самарийәликләрдин һеч немә сориматти. Униң үстигә Йәһудий әркәкләр сиртларда болғанда һеч қачан натонуш бир аял билән (һәтта бәзидә тонуш аяллар биләнму) сөзләшмәйтти. 27-айәтни көрүң.

4:9 Луқа 9:52, 53; Юһ. 8:48.

4:11 Йәр. 2:13.

4:12 «Әҗәба, бу қудуқни бизгә мирас қалдурған атимиз Яқуптин улуқмусиз? Бу қудуқтин өзи, оғуллири вә мал-варанлириму су ичкән» — аялниң бу сөзиниң ички мәнаси бәлким «Қудуқ колап су тепиш асан әмәс. Пәқәт наһайити билимлик адәмләр шундақ қилалайду. Униң үстигә һәтта улуқ Яқуп өзиму мошу судин ичкән, униңдин яхши су тапалмиған. Сиз униңдин улуқсиз, Яқуп ичкән судин әвзәл сүйүң барму?!» дегәнлик болса керәк.

4:14 Юһ. 3:16; 6:27, 35, 54; 7:38.

4:15 «Тәхсир, маңа бу судин бәргәйсизки, мән йәнә уссимайдиған вә мошу йәргә су тартқили иккинчи кәлгүчи болмайдиған болай!» — Аялниң тәләппузи бәлким кинайиликрәк яки гуманлиқрақ болса керәк. Бизниңчә пәқәт Әйса аялниң өз әрлири тоғрилиқ бешарәтлик сөз қилғанда (18-айәт), андин аял униң һәқиқий Мәсиһ екәнлигини билип йетиду.

4:19 Луқа 7:16; 24:19; Юһ. 6:14.

4:20 «Ата-бовилиримиз бу тағда ибадәт қилип кәлгән» — «бу тағ» Гәризим теғидур. Самарийәликләр шу йәрдә өз ибадәтханисини қурған еди. «лекин силәр Йәһудийлар «Ибадәтни Йерусалимда қилиш керәк!» дәвалисиләрғу?» — демисәкму, аялниң бу сөзи әмәлий бир соалдур, йәни: — Немишкә шундақ? Бу тоғриму? — дегәндәк.

4:20 Қан. 12:5,11; 1Пад. 9:3; 2Тар. 7:12.

4:22 «ниҗат-қутқузулуш Йәһудийлар арқилиқ болиду» — чүнки (1) Худа һәқиқий сөз-каламини әслидә Йәһудий хәлқигә алаһидә тапшурған; (2) һәммидин муһими, Худаниң вәдилиригә асасән Мәсиһ Йәһудийлардин чиқиду.

4:22 Яр. 12:3; 18:18; 22:18; 26:4; 2Пад. 17:29; Ибр. 7:14.

4:23 «...роһ вә һәқиқәт билән ибадәт қилиду» — демәк, (1) Худаниң Муқәддәс Роһи арқилиқ; (2) һәр бир ибадәт қилғучи инсан өзиниң пүткүл роһи билән; (3) Худа инсанларға тапшурған һәқиқәт (Өз сөз-калами) бойичә; (4) һәр қандақ ялғанчилиқни ташлиған һалда ибадәт қилиштур.

4:24 2Кор. 3:17.

4:25 «Мәсиһниң, йәни «Мәсиһләнгән Қутқазғучи» дегән...» — «Мәсиһләнгән Қутқазғучи» грек тилидики сөз болуп, «Мәсиһ», йәни «Мәсиһ қилинған (зат)» дегәнни билдүриду.

4:26 Юһ. 9:37.

4:35 «Силәр: «һосул йеғишқа йәнә төрт ай қалди» дәватмамсиләр?» — шу вақит бәлким онинчи яки онбиринчи ай еди. «Мана, силәргә ейтайки, бешиңларни көтирип етизларға қараңлар, зираәтләр сарғийип орушқа тәйяр болди!» — шүбһисизки, Әйса мошу йәрдә тәсвирләнгән «һосул» һазир шәһәрдин чиқип өзиниң йениға келиватқанларни, шундақла өзигә етиқат қилмақчи болғанларни көздә тутиду — «худди зираәтләр сарғийип орушқа тәйяр болғандәк, бу кишиләрму етиқат қилишқа тәйяр болди» дегәндәк.

4:35 Мат. 9:37; Луқа 10:2.

4:36 «ормичи иш һәққини алиду вә мәңгүлүк һаятқа топланған һосулни жиғиду» — «ормичи»лар Худаниң кишиләрни өз хуш хәвәригә ишәндүрүштики ахирқи вастиси болғанларни көрситиду. Хуш хәвәрни қобул қилғанлар мәңгүлүк һаятқа еришиду. Мошулар болса дәл Худа Өз Калами болған Әйса Мәсиһниң қурбанлиғидин күткән һосулдур (мәсилән, «Рим.» 8:29-30, «1Кор.» 3:5-9, «Ибр.» 2:10ни көрүң). «шуниң билән териғучи билән ормичи тәң шатлиниду» — «териғучи» Худаниң сөз-каламини кишиләргә биринчи болуп йәткүзгүчи болиду.

4:38 «башқилар әмгәк қилди вә силәр уларниң әмгигиниң мевисини елишқа несип болдуңлар» — ким «әмгәк қилип» териған? Бизниңчә улар: (1) Тәврат дәвридики Худаниң муқәддәс бәндилири, болупму пәйғәмбәрләр; (2) пәйғәмбәрләрниң бешарәтлирини әтиварлап уларни Исраилларға (шундақла Самарийәликләргә) үгәткән, Худаға садиқ болған Тәврат устазлири; (3) Йәһя пәйғәмбәр вә мухлислири. Бу үч түркүм кишиләр хәлиққә Худаниң сөз-каламини қалдуруп, уларни Мәсиһниң келишигә, шундақла униңға етиқат қилишқа тәйярлиған еди. (4) Мәсиһниң өзи «териған». «Қошумчә сөз»имиздә йәнә буниң үстидә тохтилимиз.

4:44 Мат. 13:57; Мар. 6:4; Луқа 4:24.

4:45 «Галилийәликләр униң өтүп кетиш һейтида Йерусалимда қилған әмәллириниң һәммисини көргәчкә,...» — 2:23ни көрүң. «Галилийәликләр... уни қарши елишти» — мошу сөзләр -44-айәт билән көрүнүштә сәл зитрәк болғини билән, 48-айәттә Галилийәдикиләрниң әмәлий әһвали көрситилиду. Улар әмәлийәттә ахир берип (6-бапта) униң сөзлирини рәт қилип униңдин айрилип кетиду. Шуңа улар униң һәқиқий һөрмитини қилмиди.

4:46 Юһ. 2:1,11.

4:47 «... Өйүмгә чүшүп, сәкратта ятқан оғлумни сақайтип бәргәйла!» — Кәпәрнаһумдин Канаға баридиған йолниң 33 километри даванға чиқидиған йол.

4:48 1Кор. 1:22.

4:54 «Бу Әйсаниң Йәһудийәдин Галилийәгә кәлгәндин кейинки көрсәткән иккинчи мөҗизилик аламити еди» — оқурмәнләр шуни көрәләйдуки, бу Әйсаниң «яратқан иккинчи мөҗизиси» әмәс, бәлки пәқәт униң «Йәһудийәдин Галилийәгә кәлгәндин кейинки» яратқан аламити еди. «Аламәт» болса, Мәсиһниң салаһийитиниң бир тәрипини ениқ вә алаһидә һалда көрсәткән бир мөҗизидур.