48
Яқупниң Әфраим вә Манассәһкә хәйрлик дуа қилиши
Бу ишлардин кейин бириси Йүсүпкә: — Мана атаң кесәл болуп қапту, дәп хәвәр бәрди. У икки оғли Манассәһ билән Әфраимни биллә елип барди. Бириси Яқупқа: — Мана оғлуң Йүсүп қешиңға келиватиду, дәп хәвәр беривиди, Исраил күчәп қопуп кариватта олтарди.
Яқуп Йүсүпкә: — Һәммигә Қадир Тәңри маңа Қанаан зиминидики Луз дегән җайда аян болуп, мени бәрикәтләп Яр. 17:1. маңа: Мана, Мән сениң нәслиңни көпәйтип, сени интайин зор көпәйтимән, сәндин бир түркүм хәлиқ чиқиримән; бу зиминни сәндин кейинки нәслиңгә әбәдий мирас қилип беримән, дәп ейтқан еди.Яр. 28:3; 35:11. Әнди мән Мисирға келиштин илгири саңа Мисир зиминида туғулған икки оғлуң мениң һесаплиниду; Әфраим билән Манассәһ болса, худди Рубән билән Шимеонға охшаш, һәр иккиси мениң оғуллирим болиду.«һәр иккиси мениң оғуллирим болиду» — кейин Манассәһ вә Әфраимдин болған қәбилиләр Исраилниң он икки қәбилисидин иккиси һесапланди.  Яр. 41:50; 46:20. Улардин кейин тапқан балилириң өзүңниң болиду; улар кәлгүсидә мирасқа еришкәндә акилириниң нами астида болиду.«улар кәлгүсидә мирасқа еришкәндә акилириниң нами астида болиду» — демәк, әгәр Йүсүпниң кейин оғуллири болса, Манассәһниң қәбилиси яки Әфраимниң қәбилисиниң бир әзаси һесаплинип, шу қәбилиниң бир қисми сүпитидә тегишлик мирас алалайтти. Маңа кәлсәк, Падандин келиватқинимда Раһилә Қанаан зиминида йол үстидә Әфратқа аз қалғанда мени ташлап өлүп кәтти. Мән уни шу йәрдә, йәни Әфратқа (йәни Бәйт-Ләһәмгә) баридиған йолда дәпнә қилдим, — деди.«мени ташлап өлүп кәтти» — яки «мени һәсрәткә қалдуруп өлүп кәтти». «мән уни (Раһиләни) шу йәрдә, йәни Әфратқа баридиған йолда дәпнә қилдим» — Раһилә Йүсүпниң өз аниси, әлвәттә. Бәлким анисиниң өлүми тоғрилиқ тәпсилатлар униң есидә анчә қалмиған болуши мүмкин еди.  Яр. 35:19.
Андин Исраил Йүсүпниң оғуллириға қарап: — Булар кимдур, — дәп сориди.
Йүсүп атисиға җававән: — Булар болса Худа маңа бу йәрдә бәргән оғуллиримдур, — деди. У: — Уларни алдимға йеқин кәлтүргин, мән уларға бәхит-бәрикәт тиләй, — деди.
10 Әнди Исраилниң көзлири қерилиғидин ғувалишип яхши көрәлмәйтти. Шуңа Йүсүп уларни униң алдиға йеқинрақ кәлтүрди; у уларни сөйүп қучағлиди. 11 Андин Исраил Йүсүпкә: — Мән сениң йүзүңни көрәләймән дәп һеч ойлимиған едим; лекин Худа мени сениң балилириңниму көрүшкә несип қилди, — деди.
12 Йүсүп балиларни Яқупниң тизлириниң арилиғидин елип, йүзини йәргә тәккүзүп тазим қилди.«Яқупниң» — ибраний тилида «униң». 13 Андин Йүсүп бу иккиләнни Исраилниң алдиға йеқин елип келип, Әфраимни оң қоли билән тутуп Исраилниң сол қолиға удуллап турғузди; Манассәһни сол қоли билән тутуп Исраилниң оң қолиға удуллап турғузди. 14 Лекин Исраил оң қолини узитип, кәнҗи балиси Әфраимниң бешиға қойди, сол қолини Манассәһниң бешиға қойди. Манассәһ тунҗиси болсиму, у икки қолини қайчилап тутуп шундақ қойди. 15 У Йүсүпкә бәхит-бәрикәт тиләп: — Атилирим Ибраһим билән Исһақ Худа дәп билип йүзи алдида маңған, мени пүткүл өмрүмдә бу күнгичә падичидәк йетәкләп беқип кәлгән Худа,Ибр. 11:21. 16 Маңа һәмҗәмәт болуп мени һәммә бала-қазадин қутғузған Пәриштә бу икки оғулни бәрикәтлисун; улар мениң исмим вә атилирим болған Ибраһим вә Исһақниң исимлири билән атилип, йәр йүзидә көп авуғай! — деди.«...һәмҗәмәт болуп ... қутқузған» — ибраний тилида «гоел» дегән пеил билән ипадилиниду. Мошу йәрдә «гоел» дегән пеил Тәвратта биринчи қетим ишлитилиду. «Аюп» 19:25 вә изаһатини вә «Тәбирләр»ниму көрүң.  Яр. 31:42; 32:1.
17 Йүсүп атисиниң оң қолини Әфраимниң бешиға қойғинини көрүп көңлидә хапа болди; шуңа у атисиниң қолини тутуп, Әфраимниң бешидин елип Манассәһниң бешиға йөткимәкчи болуп, «Йүсүп атисиниң оң қолини Әфраимниң бешиға қойғинини көрүп көңлидә хапа болди» — ибраний тилида «атисиниң оң қолини Әфраимниң бешиға қойғини Йүсүпниң көзлиригә яман иштәк көрүнди». 18 атисиға: — Әй ата, бундақ қилмиғин; чүнки мана, тунҗиси будур; оң қолуңни униң бешиға қойғин! — деди.
19 Лекин атиси рәт қилип: — Билимән, и оғлум, билимән; униңдинму бир қовм чиқип, өзиму улуқ болиду, амма дәрһәқиқәт униң иниси униңдин техиму улуқ болиду; униң нәслидин наһайити көп қовмлар пәйда болиду, — деди.Рут 4:11,12.
20 Шуниң билән шу күни у бу иккисини бәрикәтләп: — Кәлгүсидә Исраиллар бәхит-бәрикәт тилигәндә: «Худа сени Әфраим билән Манассәһдәк улуқ қилсун!» дәйдиған болиду, деди. Бу тәриқидә у Әфраимни Манассәһтин үстүн қойди.Йәр. 31:20.
21 Андин Исраил Йүсүпкә йәнә: — Мана, мән өлимән; лекин Худа силәр билән биллә болуп, силәрни ата-бовилириңларниң зиминиға қайтуруп бариду. 22 Мән саңа қериндашлириңниңкидин бир үлүш йәрни артуқ бәрдим; шу йәрни өзүм қилич вә оқяйим билән Аморийларниң қолидин тартивалған едим.«Мән саңа ... бир үлүш йәрни артуқ бәрдим» — дегән сөзләрниң йәнә мүмкин болған икки мәнаси бар: — (1) «саңа... әшу «яғлиқ район» (көп зәйтун мейини чиқидиған зимин)ни тәқдим қилдим,...» яки (2) «саңа... Шәкәм дегән йәрни ... тәқдим қилдим» (34-бапни көрүң). Әмәлийәттә үч мәна охшашла тоғра болуши мүмкин.  Йә. 13:7; 16:1; 17:1; 24:8.
 
 

48:3 Яр. 17:1.

48:4 Яр. 28:3; 35:11.

48:5 «һәр иккиси мениң оғуллирим болиду» — кейин Манассәһ вә Әфраимдин болған қәбилиләр Исраилниң он икки қәбилисидин иккиси һесапланди.

48:5 Яр. 41:50; 46:20.

48:6 «улар кәлгүсидә мирасқа еришкәндә акилириниң нами астида болиду» — демәк, әгәр Йүсүпниң кейин оғуллири болса, Манассәһниң қәбилиси яки Әфраимниң қәбилисиниң бир әзаси һесаплинип, шу қәбилиниң бир қисми сүпитидә тегишлик мирас алалайтти.

48:7 «мени ташлап өлүп кәтти» — яки «мени һәсрәткә қалдуруп өлүп кәтти». «мән уни (Раһиләни) шу йәрдә, йәни Әфратқа баридиған йолда дәпнә қилдим» — Раһилә Йүсүпниң өз аниси, әлвәттә. Бәлким анисиниң өлүми тоғрилиқ тәпсилатлар униң есидә анчә қалмиған болуши мүмкин еди.

48:7 Яр. 35:19.

48:12 «Яқупниң» — ибраний тилида «униң».

48:15 Ибр. 11:21.

48:16 «...һәмҗәмәт болуп ... қутқузған» — ибраний тилида «гоел» дегән пеил билән ипадилиниду. Мошу йәрдә «гоел» дегән пеил Тәвратта биринчи қетим ишлитилиду. «Аюп» 19:25 вә изаһатини вә «Тәбирләр»ниму көрүң.

48:16 Яр. 31:42; 32:1.

48:17 «Йүсүп атисиниң оң қолини Әфраимниң бешиға қойғинини көрүп көңлидә хапа болди» — ибраний тилида «атисиниң оң қолини Әфраимниң бешиға қойғини Йүсүпниң көзлиригә яман иштәк көрүнди».

48:19 Рут 4:11,12.

48:20 Йәр. 31:20.

48:22 «Мән саңа ... бир үлүш йәрни артуқ бәрдим» — дегән сөзләрниң йәнә мүмкин болған икки мәнаси бар: — (1) «саңа... әшу «яғлиқ район» (көп зәйтун мейини чиқидиған зимин)ни тәқдим қилдим,...» яки (2) «саңа... Шәкәм дегән йәрни ... тәқдим қилдим» (34-бапни көрүң). Әмәлийәттә үч мәна охшашла тоғра болуши мүмкин.

48:22 Йә. 13:7; 16:1; 17:1; 24:8.