31
Яқупниң Лабанниң йенидин қечиши
Амма Яқуп Лабанниң оғуллириниң: — Яқуп атимизниң пүтүн мал-мүлкини елип кәтти; униң еришкән бу дөлити атимизниң тәәллуқатидин кәлгән, дегинини аңлап қалди.«бу дөлити» — ибраний тилида «бу шан-шәрәпни». Яқуп Лабанниң чирайиға қаривиди, мана, у өзигә бурунқидәк хуш пеил болмиди. Бу чағда, Пәрвәрдигар Яқупқа: — Сән ата-бовилириңниң зиминиға, өз уруқ-туққанлириңниң қешиға қайтип кәткин. Мән сениң билән биллә болимән, — деди.
Шуниң үчүн Яқуп адәм әвәтип, Раһилә вә Леяһни өз падиси турған көкләмгә чақирип келип уларға мундақ деди: — Мән атаңларниң чирайиға қарисам маңа бурунқидәк хуш пеил болмиди; амма атамниң Худаси мән билән биллә болуп кәлди. Күчүмниң йетишичә атаңларға ишләп бәргиним силәргә аян; һалбуки, атаңлар мени ахмақ қилип, һәққимни он қетим өзгәртти; лекин Худа униң маңа зиян йәткүзүшигә йол қоймиди. Әгәр у: «Ала-чипар қозилар һәққиң болиду», десә, барлиқ падилар ала-чипар қозилиғили турди. У: «Тағил қозилар һәққиң болсун», десә, барлиқ падилар тағил қозилиғили турди. Бу тәриқидә Худа атаңларниң маллирини тартивелип, маңа бәрди. 10 Падилар күйлигән вақитта мән бир қетим чүшүмдә бешимни көтирип шуни көрдумки, мана, малларниң үстигә җүплишишкә етилған қочқар-текиләрниң һәммиси тағил яки ала-чипар еди. 11 Андин Худаниң Пәриштиси чүшүмдә маңа: «Әй Яқуп», девиди, мән җавап берип: «Мана мән», дедим.
12 У маңа: — «Әнди бешиңни көтирип қариғин; мана малларниң үстигә җүплишишкә етилған қочқар-текиләрниң һәммиси тағил вә ала-чипардур; чүнки Мән Лабанниң саңа қилғининиң һәммисини көрдүм. 13 Мән Бәйт-Әлдә саңа көрүнгән Тәңридурмән. Сән шу йәрдә түврүкни мәсиһләп, Маңа қәсәм ичтиң. Әнди сән орниңдин туруп, бу зиминдин чиқип, уруқ-туққанлириңниң зиминиға янғин» деди.«Мәсиһләш» вә «Мәсиһ» — бу ишлар тоғрисида «Тәбирләр»ни көрүң. Бу йәрдә Муқәддәс Китапта «мәсиһләш» яки «мәсиһ қилиш» дегән пеилниң тунҗа қетим ишлитилишидур.  Яр. 28:13,14,15.
14 Раһилә вә Леяһ униңға җавап берип: — Атимизниң өйидә бизгә тегишлик несивә яки мирас қалмиғанму? 15 Биз дәрвәқә униңға ят адәм һесаплинип қалғанму?! У бизни сетивәтти, тойлуғимизниму пүтүнләй йәп кәтти!«тойлуқлиримиз» — мошу йәрдә Яқупниң Леяһ вә Раһиләни елиш үчүн ишлигининиң қиммитини көрсәтсә керәк. 16 Шундақ болғандин кейин, Худа Атимиздин саңа елип бәргән барлиқ дөләт биз билән балилиримизниңкидур. Әнди Худа саңа немә дегән болса, шуни қилғин, — деди.
17-18 Шуниң билән Яқуп орнидин туруп, балилири вә аяллирини төгиләргә миндуруп, еришкән барлиқ маллири вә барлиқ тәәллуқатини, йәни Падан-Арамда тапқан тәәллуқатлирини елип, атиси Исһақниң йениға беришқа Қанаан зиминиға қарап йол алди.
19 Лабан болса қойлирини қирқиғили кәткән еди; Раһилә өз атисиға тәвә «өй бутлири»ни оғрилап еливалди.«өй бутлири» — ибраний тилида «тәрафим». Бу бутлар қолда көтәргидәк кичик болуп, адәттә күмүчтин ясилатти. Қедимки вақитлардики бәзи бутпәрәс җәмийәтләрдә «тәрафим»ға егә болған адәм өйниң барлиқ тәәллуқатиниң егиси, ғоҗайини дәп һесаплинатти. Шуңа бу кичик «тәрафим» күмүч болғини үчүн әмәс, бәлки қануний әһмийити үчүн Лабанға интайин муһим еди. 20 Яқуп арамий Лабанға өз қешидин оғрилиқчә қечип кетидиғанлиғини уқтурмай уни алдап қойған еди.«уни алдап қойған еди» — ибраний тилида «униң көңлини оғрилиди» билән ипадилиниду. 21 У бар-йоқини елип қечип кәтти; у дәриядин өтүп Гилеад теғи тәрәпкә қарап йол алди.«дәрия» — мошу йәрдә «Әфрат дәрияси»ни көрситиду.
 
Лабанниң Яқупни қоғлиши
22 Үчинчи күни, Лабанға Яқупниң қачқини тоғрисида хәвәр йәтти. 23 У өз туққанлирини елип, йәттә күнлүк йолғичә кәйнидин қоғлап берип, Гилеад теғида униңға йетишти. 24 Лекин кечиси Худа арамий Лабанниң чүшигә кирип униңға: «Сән һези бол, Яқупқа я ақ я көк демә!» деди.«Яқупқа я ақ я көк демә!» — ибраний тилида «Яқупқа я яхши я яман гәпни қилма!». Бу сөзләр бәлким: «униңға бәрикәт тилимә яки уни қарғима» дегәнлик болса керәк. Худа немишкә «Яқупқа яхши гәп қилма» дегән? Бизниңчә Худа Лабанниң алдамчи маһийитини убдан биләтти; у Яқупқа бәрикәт тилисә алдамчи нийити билән тиләйдиғинини биләтти. Униң «яман гәп қилиш»иға, йәни уни қарғашқа йол қоймайтти, әлвәттә. Шуңа «Яқупқа я яхши я яман гәпни қилма!» дегини бәлким «пәқәт һәқиқәттин сөзлә!» дегәнлик болуши мүмкин. Бирақ Лабанниң Яқуп билән болған сөһбитигә қарисақ у йәнила ялғанчилиқтин жирақ кәтмәйду!
25 Лабан Яқупқа йетишип барғанда, Яқуп чедирини тағниң үстигә тикгән еди. Лабанму туққанлири билән Гилеад теғиниң үстидә чедир тикти. 26 Лабан Яқупқа: — Бу немә қилғиниң? Сән мени алдап, қизлиримни урушта алған олҗидәк елип кәттиң? 27 Немишкә йошурун қачисән, маңа хәвәр бәрмәй мәндин оғрилиқчә кәттиң? Маңа дегән болсаң мән хошал-хурамлиқ билән ғәзәл оқуп, дап вә чаң челип, сени узитип қоймамтим? 28 Шундақ қилип сән маңа өз оғуллирим вә қизлиримни сөйүп узитип қоюш пурситиниму бәрмидиң. Бу ишта ахмақлиқ қилдиң.«өз оғуллирим» — Лабанниң «оғуллирим» дегини униң һейлигәрлигини аян қилиду. Униң Яқуптин туғулған нәврә оғуллири бар еди, лекин у уларни «мениң оғуллирим» дәп һесаплайтти. 29 Силәргә зиян-зәхмәт йәткүзүш қолумдин келәтти; лекин түнүгүн кечә атаңниң Худаси маңа сөз қилип: «Һези бол, Яқупқа я ақ я көк демә» деди. 30 Хош, сән атаңниң өйини толиму сеғинғиниң үчүн кәтмәй қоймайсән; лекин немишкә йәнә мениң бутлиримни оғрилидиң? — деди.
31 Яқуп Лабанға җавап берип: — Мән қорқуп қачтим; чүнки сени қизлирини мәндин мәҗбурий тартиваламдикин, дедим. 32 Әнди бутлириңға кәлсәк, улар кимдин чиқса шу тирик қалмайду! Қериндашлиримиз алдида мәндин қандақла немәңни тонувалсаң, уни елип кәт, — деди. Һалбуки, Яқупниң Раһиләниң бутларни оғрилап кәлгинидин хәвири йоқ еди.
33 Лабан алди билән Яқупниң чедириға кирип, андин Леяһниң чедири һәм икки дедәкниң чедирлириға кирип ахтуруп һеч немә тапалмиди. Леяһниң чедиридин чиқип, Раһиләниң чедириға кирди. 34 Раһилә болса өй бутлирини елип, буларни төгиниң чоминиң ичигә тиқип қоюп, үстидә олтиривалған еди. Лабан пүткүл чедирини ахтуруп, һеч немә тапалмиди.
35 Раһилә атисиға: — Әй ғоҗам, алдиңда туралмиғиним үчүн хапа болмиғин; чүнки мән һазир аялларниң адәт мәзгилидә туруватимән, — деди. Шундақ қилип, Лабан һәммә йәрни қоймай ахтурупму, өй бутлирини тапалмиди.«мән һазир аялларниң адәт мәзгилидә туруватимән» — ибраний тилида: «аялларниң адити һазир маңа чүшти».
36 Шуниң билән Яқуп аччиқлап Лабан билән җедәллишип кәтти. Яқуп Лабанға: — Сән мени кәйнимдин мунчә алдирап-тенәп қоғлап кәлгидәк мәндә немә сәһвәнлик, немә гуна бар? 37 Сән һәммә жүк-тақлиримни ахтуруп чиқтиң, өйүңниң нәрсилиридин бирәр немә тапалидиңму? Бир немә тапқан болсаң, мениң қериндашлирим билән сениң қериндашлириңниң алдида уни қойғин, улар биз иккимизниң арисида һөкүм қилсун. 38 Мән мошу жигирмә жил қешиңда турдум; һеч қачан сағлиғиң вә чиши өшкилириң бала ташливәтмиди; падилириңдин қочқарлириңни йегиним йоқ. 39 Боғуветилгәнлирини қешиңға елип кәлмәй, бу зиянни өзүм толдурдум; кечиси оғриланған яки күндүзи оғриланған болсун сән уни мәндин төлитип алдиң. 40 Мениң күнлирим шундақ өттики, күндүзи иссиқтин, кечиси соғтин қийнилип, уйқа көзүмдин қачатти. 41 Мениң күнлирим мошу жигирмә жилда өйүңдә туруп шундақ болди; он төрт жил икки қизиң үчүн саңа хизмәт қилдим, алтә жил падаң үчүн хизмәт қилдим; униң үстигә сән иш һәққимни он қетим өзгәрттиң. 42 Әгәр атамниң Худаси, йәни Ибраһимниң Худаси, йәни Исһақниң Қорқунучиси Болғанниң Өзи мән билән биллә болмиса еди, сән җәзмән мени қуруқ қол қилип қайтуруветәттиң. Лекин Худа мениң тартқан җәбир-җапалиримни, қоллиримниң мушәққитини көрүп түнүгүн кечә саңа тәнбиһ бәрди, — деди.
 
Яқупниң Лабан билән келишим түзүши
43 Лабан Яқупқа җавап берип: — Бу қизлар мениң қизлирим, бу оғуллар мениң оғуллирим, бу пада болса мениң падам болиду; шундақла көз алдиңдики һәммә нәрсә миниңкидур; амма мән бүгүн бу қизлиримни вә уларниң туққан оғуллирини немә қилай?«мениң оғуллирим» — 28-айәттики изаһатни көрүң. «көз алдиңдики һәммә нәрсә миниңкидур» — мошу сөзләз пүтүнләй хата, әлвәттә. Яқуп буларниң һәммисигә өз қолиниң әҗри билән еришкән еди. 44 Қени кәл, сән билән иккимиз бир әһдә түзүшәйли, бу мән билән сениң оттуримизда гува болсун, — деди.
45 Шуниң билән Яқуп бир ташни елип өрә тикләп түврүк қилип қойди. 46 Андин Яқуп қериндашлириға: — Таш жиғиңлар, — девиди, ташларни елип келип догилиди, шу йәрдә таш догисиниң йенида ғизалиништи. 47 Лабан бу догини «Йәгар-Саһадута» дәп атиди, Яқуп униңға «Галеәд» дәп ат қойди.«Йәгар-Саһадута» — арамий тилида, «Галеәд» ибраний тилида «гувалиқ догиси» дегән мәнидә. 48 Лабан: — Бу дога бүгүн сән билән мениң оттурамда гува болсун, — деди. Шуңа бу сәвәптин догиниң нами «Галеәд» аталди. 49 У җай йәнә «Мизпаһ», дәпму аталди; чүнки Лабан йәнә: — Иккимиз бир-биримиз билән көрүшмигән вақитларда, Пәрвәрдигар сән билән мениң оттурамда қаравул болуп күзитип турсун.«Мизпаһ» — «күзитиш мунари» дегән мәнидә болуп, йәнә «у күзитип турсун» дегән сөзниң аһаңиға йеқин. 50 Әгәр сән қизлиримни бозәк қилсаң, яки қизлиримниң үстигә башқа хотунларни алсаң, башқа һеч киши қешимизда һазир болмиған тәғдирдиму, мана, Худа мән билән сениң араңда гувачидур!
51 Лабан Яқупқа йәнә: — Мана, бу догиға қара, мән билән сән иккимизниң оттурисида мән тикләп қойған бу түврүккиму қара; 52 кәлгүсидә бу дога вә бу түврүкму мән яман нийәт билән бу догидин сениң тәрипиңгә өтмәслигим үчүн, сениңму нийитиңни яман қилип бу дога вә бу түврүктин өтүп мениң тәрипимгә кәлмәслигиң үчүн гувачи болсун.«сениңму нийитиңни яман қилип бу дога вә бу түврүктин өтүп мениң тәрипимгә кәлмәслигиң үчүн гувачи болсун» — әгәр жуқурида ейтқинимиздәк «өй бутлири»ға егә болуш «өйниң өзигә егә болғанлиқ» һесапланса, ундақта Лабанниң бу сөзлириниң мәхсити: — «Яқуп яки униң әвлатлири өй бутлиримни елип, мениң өй-тәәллуқатлиримни тартивелиш нийитидә мән тәрәпкә һәргиз кәлмисун» дегәнликтин ибарәт еди. 53 Ибраһимниң илаһи, Наһорниң илаһи вә бу иккисиниң атисиниң илаһлири аримизда һөкүм чиқарсун, — деди. Яқуп болса атиси Исһақниң Қорқунучиси Болғучи билән қәсәм қилди.«Ибраһимниң илаһи, Наһорниң илаһи вә бу иккисиниң атисиниң илаһлири» — Лабан, Ибраһимниң атиси Тәраһ вә Наһорлар асасән бутпәрәсләр еди («Йәш.» 24:2ни көрүң).
54 Андин Яқуп тағ үстидә бир қурбанлиқ сунуп, қериндашлирини өзи билән тамақлинишқа тәклип қилди. Улар һәмдәстихан олтарди вә кечиси тағда қонди.«тамақлинишқа тәклип қилди» — бу таам бәлким қурбанлиқниң гөши болуши мүмкин. Ундақта у «енақлиқ қурбанлиғи» сүпитидә сунулған болса керәк («Лав.» 3-бапни көрүң). 55 Әтиси таң сәһәрдә Лабан орнидин туруп, нәврилири билән қизлирини сөйүп, уларға бәхит-бәрикәт тиләп, өз өйигә раван болди.
 
 

31:1 «бу дөлити» — ибраний тилида «бу шан-шәрәпни».

31:13 «Мәсиһләш» вә «Мәсиһ» — бу ишлар тоғрисида «Тәбирләр»ни көрүң. Бу йәрдә Муқәддәс Китапта «мәсиһләш» яки «мәсиһ қилиш» дегән пеилниң тунҗа қетим ишлитилишидур.

31:13 Яр. 28:13,14,15.

31:15 «тойлуқлиримиз» — мошу йәрдә Яқупниң Леяһ вә Раһиләни елиш үчүн ишлигининиң қиммитини көрсәтсә керәк.

31:19 «өй бутлири» — ибраний тилида «тәрафим». Бу бутлар қолда көтәргидәк кичик болуп, адәттә күмүчтин ясилатти. Қедимки вақитлардики бәзи бутпәрәс җәмийәтләрдә «тәрафим»ға егә болған адәм өйниң барлиқ тәәллуқатиниң егиси, ғоҗайини дәп һесаплинатти. Шуңа бу кичик «тәрафим» күмүч болғини үчүн әмәс, бәлки қануний әһмийити үчүн Лабанға интайин муһим еди.

31:20 «уни алдап қойған еди» — ибраний тилида «униң көңлини оғрилиди» билән ипадилиниду.

31:21 «дәрия» — мошу йәрдә «Әфрат дәрияси»ни көрситиду.

31:24 «Яқупқа я ақ я көк демә!» — ибраний тилида «Яқупқа я яхши я яман гәпни қилма!». Бу сөзләр бәлким: «униңға бәрикәт тилимә яки уни қарғима» дегәнлик болса керәк. Худа немишкә «Яқупқа яхши гәп қилма» дегән? Бизниңчә Худа Лабанниң алдамчи маһийитини убдан биләтти; у Яқупқа бәрикәт тилисә алдамчи нийити билән тиләйдиғинини биләтти. Униң «яман гәп қилиш»иға, йәни уни қарғашқа йол қоймайтти, әлвәттә. Шуңа «Яқупқа я яхши я яман гәпни қилма!» дегини бәлким «пәқәт һәқиқәттин сөзлә!» дегәнлик болуши мүмкин. Бирақ Лабанниң Яқуп билән болған сөһбитигә қарисақ у йәнила ялғанчилиқтин жирақ кәтмәйду!

31:28 «өз оғуллирим» — Лабанниң «оғуллирим» дегини униң һейлигәрлигини аян қилиду. Униң Яқуптин туғулған нәврә оғуллири бар еди, лекин у уларни «мениң оғуллирим» дәп һесаплайтти.

31:35 «мән һазир аялларниң адәт мәзгилидә туруватимән» — ибраний тилида: «аялларниң адити һазир маңа чүшти».

31:43 «мениң оғуллирим» — 28-айәттики изаһатни көрүң. «көз алдиңдики һәммә нәрсә миниңкидур» — мошу сөзләз пүтүнләй хата, әлвәттә. Яқуп буларниң һәммисигә өз қолиниң әҗри билән еришкән еди.

31:47 «Йәгар-Саһадута» — арамий тилида, «Галеәд» ибраний тилида «гувалиқ догиси» дегән мәнидә.

31:49 «Мизпаһ» — «күзитиш мунари» дегән мәнидә болуп, йәнә «у күзитип турсун» дегән сөзниң аһаңиға йеқин.

31:52 «сениңму нийитиңни яман қилип бу дога вә бу түврүктин өтүп мениң тәрипимгә кәлмәслигиң үчүн гувачи болсун» — әгәр жуқурида ейтқинимиздәк «өй бутлири»ға егә болуш «өйниң өзигә егә болғанлиқ» һесапланса, ундақта Лабанниң бу сөзлириниң мәхсити: — «Яқуп яки униң әвлатлири өй бутлиримни елип, мениң өй-тәәллуқатлиримни тартивелиш нийитидә мән тәрәпкә һәргиз кәлмисун» дегәнликтин ибарәт еди.

31:53 «Ибраһимниң илаһи, Наһорниң илаһи вә бу иккисиниң атисиниң илаһлири» — Лабан, Ибраһимниң атиси Тәраһ вә Наһорлар асасән бутпәрәсләр еди («Йәш.» 24:2ни көрүң).

31:54 «тамақлинишқа тәклип қилди» — бу таам бәлким қурбанлиқниң гөши болуши мүмкин. Ундақта у «енақлиқ қурбанлиғи» сүпитидә сунулған болса керәк («Лав.» 3-бапни көрүң).