30
Амма Раһилә өзиниң Яқупқа бала туғуп берәлмигинини көргәндә, һәдисиға һәсәт қилип Яқупқа: — Маңа бала бәргин; болмиса өлимән, — деди.
Шуниң билән Яқупниң Раһиләгә ғәзиви келип: — Мән балиятқуниң мевисини сәндин айиған Худаниң орнидиму?! — деди.
— Мана, дедигим Билһаһ бу йәрдә туриду; сән униң қешиға киргин, у мениң қучиғимға туғсун; мән у арқилиқ балилиқ болай, — деди Раһилә.«у мениң қучиғимға туғсун» — ибраний тилида «у мениң тизлирим үстигә туғсун» — демәк, дедәк туққан балилар Раһиләниң һесаплиниду. Ибраний тилида «мән у арқилиқ қурулимән» яки «униң вастиси билән мениң өйүм қурулиду».
Шуниң билән у дедиги Билһаһни униңға хотун қилип бәрди; Яқуп униң қешиға кирди. Билһаһ һамилдар болуп, Яқупқа бир оғул туғуп бәрди.
Раһилә: — «Худа мән үчүн адаләт жүргүзүп пәрядимни аңлап, маңа бир оғул бәрди», дәп униң исмини Дан қойди.«Дан» — «у һөкүм чиқарди» яки «у адиллиқ қилди!» дегән мәнидә.
Раһиләниң дедиги Билһаһ йәнә һамилдар болуп, Яқупқа иккинчи оғлини туғуп бәрди. Раһилә: — «Мән һәдәм билән бәслишип қаттиқ тутушуп, йәңдим» дәп униң исмини Нафтали қойди.«мән һәдәм билән бәслишип қаттиқ тутушуп, ...» — ибраний тилида «Худаниң мәдити билән һәдәм билән челишип,...». «Нафтали» — «елишиш» яки «челишиш» дегән мәнидә.
Леяһ өзиниң туғуттин тохтап қалғанини көрүп, дедиги Зилпаһни Яқупқа хотун қилип бәрди. 10 Леяһниң дедиги Зилпаһ Яқупқа бир оғул туғуп бәрди. 11 Леяһ: — «Немидегән тәләйлик-һә!» дәп униң исмини Гад қойди.«Гад» — «тәләйлик» яки «оңушлуқ» дегән мәнидә.
12 Леяһниң дедиги Зилпаһ Яқупқа иккинчи оғлини туғуп бәрди. 13 Леяһ: «Мән бәхитликтурмән! Чүнки хотун-қизлар мени бәхитлик дейишиду!» дәп униң исмини Ашир қойди.«Ашир» — «бәхитлик» дегән мәнидә.
14 Буғдай ормиси күнлиридә Рубән чиқип етизлиққа барди вә етиздин бир қанчә муһәббәтгүлини терип, буларни аниси Леяһниң қешиға әкәлди. Әнди Раһилә Леяһқа: — Өтүнүп қалай, оғлуңниң муһәббәтгүлидин бир нәччини маңа бәргин! — деди.«муһәббәтгүл» — (яки «мандрак») — бу өсүмлүк муһәббәтни қозғап, һамилдар болуш имканийитини ашуриду, дәп қарилатти.
15 Леяһ униңға җававән: — Еримни тартивалғиниң йәтмәмду? Әнди оғлумниң муһәббәтгүлиниму тартивалмақчимусән? — деди. Раһилә җавап берип: — Ундақ болса у оғлуңниң муһәббәтгүллири үчүн бүгүн кечә сән билән ятсун, — деди.
16 Яқуп кәчқурун етиздин қайтип кәлгинидә, Леяһ униң алдиға чиқип: — Мениң қешимға киришиң керәк; чүнки мән оғлумниң муһәббәтгүллири билән сени иҗаригә алдим, — деди. Шундақ девиди, у бу кечә униң билән ятти. 17 Худа Леяһниң дуасини аңлиди; у һамилдар болуп, Яқупқа бәшинчи оғлини туғуп бәрди. 18 Шуниң билән Леяһ: «Дедигимни еримгә бәргинимгә Худа әнди маңа «иҗарә һәққим»ни ата қилди» дәп униң исмини Иссакар қойди.«Иссакар» — «иҗарә» яки «инъам» дегән мәнидә.
19 Леяһ йәнә һамилдар болуп, Яқупқа алтинчи оғлини туғуп бәрди. 20 Леяһ: — «Худа маңа яхши тойлуқ ата қилди; әнди ерим мениң билән биллә туридиған болди; чүнки мән униңға алтә оғул туғуп бәрдим» дәп униң исмини Зәбулун қойди.«ерим мениң билән биллә туридиған болди» — яки «ерим мени һөрмәтләйдиған болди». «Зәбулун» — «макан қилиш» яки «һөрмәтләш» дегән мәнидә.
21 Шуниңдин кейин, у бир қиз туғуп, униң исмини Динаһ қойди.«Динаһ» — « (адил) һөкүм» дегән мәнидә.
22 Амма Худа Раһиләни яд қилип, дуасини аңлап уни туғидиған қилди,«уни туғидиған қилди» — ибраний тилида «балиятқусини ечивиди». 23 У һамилдар болуп, бир оғул туғди. У: — «Худа мени номустин халас қилди», деди.
24 У: — «Пәрвәрдигар маңа йәнә бир бала бәрсә» дәп, униң исмини Йүсүп қойди.«Йүсүп» — «у йәнә бериду» яки «у қошуп бериду» дегән мәнидә.
 
Яқупниң бейиши
25 Раһилә Йүсүпни туққандин кейин Яқуп Лабанға: — Мени өз жутумға, өз вәтинимгә кәткили қойғин. 26 Мениң саңа ишләп еришкән иш һәққим болған аяллирим билән балилиримни маңа бәргин; мән кетәй; чүнки мениң саңа ишлигән җапалиқ хизмитим өзүңгә аян, — деди.
27 Лабан униңға җававән: Нәзириңдә илтипат тапқан болсам, өтүнүп қалай, йенимдин кәтмә. Чүнки мән Пәрвәрдигарниң сениң сәвәвиңдин маңа бәрикәт бәргинини тонуп йәттим, девиди, Яқуп йәнә: — 28 Маңа алидиған һәққиңни тохтатқин; мән саңа шуни берәй, деди.
29 Яқуп униңға җавап берип: — Мән саңа қандақ хизмәт қилип кәлгиним, мениң қолумда маллириңниң қандақ болғини өзүңгә аян. 30 Чүнки мән кәлмәстә мелиң аз еди; әнди наһайити зор бир топ болди. Мениң қедимим қәйәргә йәтсә, Пәрвәрдигар саңа бәрикәт ата қилди. Әнди мән қачан өз аиләм үчүн егилик тикләймән? — деди.
31 Шуниң билән Лабан: — Мән саңа немә берәй, девиди, Яқуп: — Сән маңа һеч немә бәрмигин; пәқәт мениң шу ишимға қошулсаңла, мән йәнә падаңни беқип, улардин хәвәр алимән. 32 Мән бүгүн пүткүл падаңни арилап, ала-чипар қойларни, қара-қоңур пахланларни, шундақла өшкиләрниң ичидинму ала-чипарлирини айрип чиқимән. Булар мениң иш һәққим болсун.«қара-қоңур пахланлар» — Пәләстиндә қоңур яки қара рәңлиқ қойлар аз учрайду. «өшкиләрниң ичидинму ала-чипарлири» — Пәләстиндә өшкиләрниң көпинчиси пүтүнләй қара яки пүтүнләй қоңурдур. «булар» — яки «булардин туғулғанлар». 33 Кейин, мениң һәққимни тәкшүрүп кәлгән вақтиңда, һәққаний болғиним көз алдиңда испатлиниду; өшкиләр арисида ала-чипар болмиғанлириниң һәммиси, пахланлар арисида қара-қоңур болмиғанлириниң һәммиси оғрилап келингән һесаплансун, — деди.
34 у вақитта Лабан: — Мақул, дегиниңдәк болсун, — деди.
35 Шу күни Лабан тағил вә ала-чипар текиләрни, ала-чипар чиши өшкиләрни, шундақла аз-паз ақ чикими болған барлиқ өшкиләрни, барлиқ қара-қоңур қозиларни айрип, өз оғуллириниң қолиға тапшуруп, 36 өзи билән Яқупниң оттурисида үч күнлүк арилиқни қойди. Яқуп болса Лабанниң падилириниң қалғинини бақти.«өзи» — яки «улар». «үч күнлүк арилиқни қойди» — демәк, Лабан дәрһал падисидин Яқупниң һәққи болған мални, шундақла кәлгүсидә шундақ нәслини чиқиралайдиғанларни айрип, Яқуптин жирақ қилди.
37 Лекин Яқуп терәк, бадам вә чинар дәрәқлиридин юмран чивиқларни елип, қовзиқини йоллуқ қилип шилип, ақ сизиқларни чиқарди. 38-39 Андин мал күйлигән вақитлирида су ичкили кәлгәндә, у мошу шилған чивиқларни падилар су ичидиған йәрләрдики улақларға малниң алдиға тикләп қоятти. Мал бу тағил чивиқларниң алдида җүпләшкәндин кейин улар тағил вә ала-чипар қозиларни туғди.
40 Андин Яқуп бу қозиларни Лабанниң падисидин айрип чиқарди; андин у Лабанниң падисиниң йүзлирини тағил вә қоңур қойлириға қаритип җүпләштүрди; шундақ қилип, у өз мелини Лабанниң мелиға қошмай бөләк қоюп, өзи үчүн айрим бадиларни қилди.«Лабанниң падисиниң йүзлирини тағил вә қоңур қойлири» — Лабан бундақ тағил вә қоңур қойларни аллиқачан айриған болсиму, бу сөзләргә қариғанда у йәнила бундақлардин бәзилирини Яқупқа тапшурған охшайду. Әгәр Лабанниң оғуллири падиларни беқиқа ишәшлик болмиса, Лабан шу «тағил вә қоңур қойлар»дин чоң қойларни Яқупқа қайтидин тапшуруши мүмкин. Башқа бир имканийәт барки, Яқупниң бәзи тағил яки қоңур қозилири чоң болғанда у уларни Лабанниң ақ рәңлиқ қойлири арисиға қошқан.
Яқупниң Лабан билән болған вақтидики тарих тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
41 Сағлам күчлүк мал җүпләшкинидә, Яқуп чивиқларни падиниң көз алдиға улақларда қоятти; маллар шу чивиқларниң йенида җүплишәтти. 42 Лекин җүплишиватқан мал аҗиз болса, у чивиқларни қоймайтти. Бу тәриқидә аҗизлири Лабанға, күчлүклири Яқупқа тәвә болди. 43 Шундақ қилип, бу киши наһайити бай болуп, маллири, дедәклири, қуллири, төгилири вә ешәклири хелә көп болди.
 
 

30:3 «у мениң қучиғимға туғсун» — ибраний тилида «у мениң тизлирим үстигә туғсун» — демәк, дедәк туққан балилар Раһиләниң һесаплиниду. Ибраний тилида «мән у арқилиқ қурулимән» яки «униң вастиси билән мениң өйүм қурулиду».

30:6 «Дан» — «у һөкүм чиқарди» яки «у адиллиқ қилди!» дегән мәнидә.

30:8 «мән һәдәм билән бәслишип қаттиқ тутушуп, ...» — ибраний тилида «Худаниң мәдити билән һәдәм билән челишип,...». «Нафтали» — «елишиш» яки «челишиш» дегән мәнидә.

30:11 «Гад» — «тәләйлик» яки «оңушлуқ» дегән мәнидә.

30:13 «Ашир» — «бәхитлик» дегән мәнидә.

30:14 «муһәббәтгүл» — (яки «мандрак») — бу өсүмлүк муһәббәтни қозғап, һамилдар болуш имканийитини ашуриду, дәп қарилатти.

30:18 «Иссакар» — «иҗарә» яки «инъам» дегән мәнидә.

30:20 «ерим мениң билән биллә туридиған болди» — яки «ерим мени һөрмәтләйдиған болди». «Зәбулун» — «макан қилиш» яки «һөрмәтләш» дегән мәнидә.

30:21 «Динаһ» — « (адил) һөкүм» дегән мәнидә.

30:22 «уни туғидиған қилди» — ибраний тилида «балиятқусини ечивиди».

30:24 «Йүсүп» — «у йәнә бериду» яки «у қошуп бериду» дегән мәнидә.

30:32 «қара-қоңур пахланлар» — Пәләстиндә қоңур яки қара рәңлиқ қойлар аз учрайду. «өшкиләрниң ичидинму ала-чипарлири» — Пәләстиндә өшкиләрниң көпинчиси пүтүнләй қара яки пүтүнләй қоңурдур. «булар» — яки «булардин туғулғанлар».

30:36 «өзи» — яки «улар». «үч күнлүк арилиқни қойди» — демәк, Лабан дәрһал падисидин Яқупниң һәққи болған мални, шундақла кәлгүсидә шундақ нәслини чиқиралайдиғанларни айрип, Яқуптин жирақ қилди.

30:40 «Лабанниң падисиниң йүзлирини тағил вә қоңур қойлири» — Лабан бундақ тағил вә қоңур қойларни аллиқачан айриған болсиму, бу сөзләргә қариғанда у йәнила бундақлардин бәзилирини Яқупқа тапшурған охшайду. Әгәр Лабанниң оғуллири падиларни беқиқа ишәшлик болмиса, Лабан шу «тағил вә қоңур қойлар»дин чоң қойларни Яқупқа қайтидин тапшуруши мүмкин. Башқа бир имканийәт барки, Яқупниң бәзи тағил яки қоңур қозилири чоң болғанда у уларни Лабанниң ақ рәңлиқ қойлири арисиға қошқан. Яқупниң Лабан билән болған вақтидики тарих тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.