35
Худаниң Бәйт-Әлдә Яқупқа башпанаһ болуши
Андин Худа Яқупқа: — Сән һазир Бәйт-Әлгә чиқип, шу йәрни макан қил, өзүң акаң Әсавдин қечип маңғиниңда саңа көрүнгән Мән Тәңригә бир қурбангаһ ясиғин, — деди.Яр. 27:43; 28:12,13.
Шуниң билән Яқуп өйидикиләр вә өзи билән биллә болғанларниң һәммисигә мундақ деди: — Араңлардики ят илаһ бутлирини ташливетип, өзүңларни паклап егинлириңларни йәңгүшләңлар. Андин қопуп Бәйт-Әлгә чиқимиз. Мән шу йәрдә қийинчилиқта қалғанда дуайимни иҗабәт қилип, жүргән йолумда мениң билән биллә болуп кәлгән Тәңригә қурбангаһ салай, — деди.
Шуниң билән өз қоллиридики һәммә ят илаһ бутлирини, шундақла қулақлиридики зириләрни чиқирип Яқупқа бәрди. Яқуп буларни Шәкәмдики дуб дәриғиниң түвигә көмүп қойди. Андин улар сәпәргә атланди; амма әтрапидики шәһәрләрни Худадин болған бир вәһимә басқачқа, улар Яқупниң оғуллирини қоғлимиди. Бу тәриқидә Яқуп вә униң билән биллә болғанларниң һәммиси Қанаан зиминидики Луз, йәни Бәйт-Әлгә йетип кәлди. У шу йәрдә бир қурбангаһ ясиди; акисидин қечип маңғинида шу йәрдә Худа униңға көрүнгини үчүн бу җайниң исмини «Әл-Бәйт-Әл» дәп атиди.«Әл-Бәйт-Әл» — мәнаси «Бәйт-Әлдики Худа».  Яр. 28:19.
Ривкаһниң баққан аниси Дәбораһ болса шу йәрдә аләмдин өтти. У Бәйт-Әлниң айиғидики дуб дәриғиниң түвидә дәпнә қилинди. Бу сәвәптин шу дәрәқ «Жиға-Зарниң дуб дәриғи» дәп аталди.«Жиға-Зарниң дуб дәриғи» — ибраний тилида «Аллон-бақут».
 
Худаниң Яқупқа йәнә бир қетим бәхит ата қилип, йеңи исмини тәкрарлиши
Яқуп шу йол билән Падан-Арамдин йенип кәлгәндин кейин, Худа униңға йәнә бир қетим көрүнүп, униңға бәхит-бәрикәт ата қилди. Һош. 12:5. 10 Андин Худа униңға: — Сениң исмиң Яқуптур; амма мундин кейин сән Яқуп аталмай, бәлки намиң Исраил болиду, дәп униң исмини Исраил қоюп қойди.Яр. 32:27; 2Пад. 17:34. 11 Андин Худа йәнә униңға: — Мән Өзүм Һәммигә Қадир Тәңридурмән; сән нәсиллинип, көпәйгин; бир әл, шундақла бир түркүм әлләр сәндин пәйда болиду; падишаларму сениң пуштуңдин чиқиду.«бир әл, шундақла бир түркүм әлләр сәндин пәйда болиду; падишаларму сениң пуштуңдин чиқиду» — бу бешарәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.  Яр. 17:1, 6; 28:3; 48:3 12 Мән Ибраһим вә Исһаққа бәргән зиминни саңа беримән, шундақла сәндин кейинки нәслиңгиму шу зиминни беримән, — деди.
13 Андин Худа униң билән сөзләшкән җайдин, униң йенидин жуқуриға көтирилди. 14 Яқуп Худа өзи билән сөзләшкән җайда бир таш түврүкни тикләп, үстигә бир шарап һәдийәсини төкти вә зәйтун мейи қуюп қойди.Яр. 28:18. 15 Яқуп Худа өзи билән сөзләшкән шу җайниң намини «Бәйт-Әл» дәп атиди.«Бәйт-Әл» — «Худаниң өйи». Бу Яқупниң иккинчи қетим бу намни шу йәргә қоюши еди. Шүбһисизки, у бу намниң әһмийитини бир қәдәр толуқ чүшәнгини үчүн шундақ қилди.
 
Раһиләниң туғутта өлүп кетиши
16 Андин улар Бәйт-Әлдин меңип, Әфратқа азғина йол қалғанда, Раһиләни толғақ тутуп кетип, қаттиқ туғут азавида қалди. 17 Амма толғиғи қаттиқ еғирлашқанда, туғут аниси униңға: — Қорқмиғин, бу қетим йәнә бир оғлуң болидиған болди — деди.
18 Шундақ болдики, Раһилә җени чиқиш алдида, ахирқи нәпәси билән оғлиға «Бән-Они» дәп исим қойди; амма униң атиси уни «Бән-Ямин» дәп атиди.«Бән-Они» — (әрәбчә «Ибн-Аний») — мәнаси «қайғумниң оғли». «Бән-Ямин» (Бинямин) дегәнниң мәнаси «оң қолдики оғул» яки «амәтлик бала».
19 Раһилә вапат болди вә Бәйт-Ләһәм дәп атилидиған Әфратниң йолиниң бойиға дәпнә қилинди.Яр. 48:7. 20 Яқуп униң қәбриниң үстигә бир хатирә теши тикләп қойди. Бүгүнгә қәдәр «Раһиләниң Қәбир Теши» шу йәрдә турмақта. 21 Андин Исраил сәпәрни давамлаштуруп Мигдал-Едирниң у тәрипидә өз чедирини тикти.«Исраил» —Йәни Яқуп, әлвәттә. «Мигдал-Едир» — мәнаси «қой падиси мунари».
 
Яқупниң оғуллири
22 Исраил у зиминда турған вақтида, Рубән берип өз атисиниң кенизиги Билһаһ билән бир орунда ятти; Исраил буни аңлап қалди.
Яқупниң он икки оғли бар еди: —Яр. 49:4.
23 Леяһдин туғулған оғуллири: — Яқупниң тунҗа оғли Рубән вә Шимеон, Лавий, Йәһуда, Иссакар һәм Зәбулун еди.Яр. 46:8; Мис. 1:2.
24 Раһиләдин туғулған оғуллири: — Йүсүп вә Бинямин еди.
25 Раһиләниң дедиги Билһаһдин туғулған оғуллири: — Дан вә Нафтали еди.
26 Леяһниң дедиги Зилпаһдин туғулған оғуллири: — Гад билән Ашир еди. Булар болса Яқупқа Падан-Арамда туғулған оғуллири еди.
 
Исһақниң аләмдин өтүши
27 Әнди Яқуп атиси Исһақниң қешиға, Ибраһим вә Исһақ Мусапир болуп турған Кириат-Арба, йәни Һебронниң йенидики Мамрәгә кәлди. 28 Исһақниң көргән күнлири бир йүз сәксән жил болди. 29 Исһақ толиму қерип, күнлири тошуп, нәпәстин тохтап вапат болди вә өз қовминиң қешиға берип қошулди. Униң оғуллири Әсав билән Яқуп уни дәпнә қилди.«күнлири тошуп,...» — ибраний тилида «күнләр билән толған болуп, ...» дегән сөзләр билән ипадилиниду. «өз қовминиң қешиға берип қошулди» — «ибраний тилида «өз қовмлириға қошулди» — 15:15 вә изаһатини көрүң.  Яр. 25:8.
 
 

35:1 Яр. 27:43; 28:12,13.

35:7 «Әл-Бәйт-Әл» — мәнаси «Бәйт-Әлдики Худа».

35:7 Яр. 28:19.

35:8 «Жиға-Зарниң дуб дәриғи» — ибраний тилида «Аллон-бақут».

35:9 Һош. 12:5.

35:10 Яр. 32:27; 2Пад. 17:34.

35:11 «бир әл, шундақла бир түркүм әлләр сәндин пәйда болиду; падишаларму сениң пуштуңдин чиқиду» — бу бешарәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.

35:11 Яр. 17:1, 6; 28:3; 48:3

35:14 Яр. 28:18.

35:15 «Бәйт-Әл» — «Худаниң өйи». Бу Яқупниң иккинчи қетим бу намни шу йәргә қоюши еди. Шүбһисизки, у бу намниң әһмийитини бир қәдәр толуқ чүшәнгини үчүн шундақ қилди.

35:18 «Бән-Они» — (әрәбчә «Ибн-Аний») — мәнаси «қайғумниң оғли». «Бән-Ямин» (Бинямин) дегәнниң мәнаси «оң қолдики оғул» яки «амәтлик бала».

35:19 Яр. 48:7.

35:21 «Исраил» —Йәни Яқуп, әлвәттә. «Мигдал-Едир» — мәнаси «қой падиси мунари».

35:22 Яр. 49:4.

35:23 Яр. 46:8; Мис. 1:2.

35:29 «күнлири тошуп,...» — ибраний тилида «күнләр билән толған болуп, ...» дегән сөзләр билән ипадилиниду. «өз қовминиң қешиға берип қошулди» — «ибраний тилида «өз қовмлириға қошулди» — 15:15 вә изаһатини көрүң.

35:29 Яр. 25:8.