Мисирдин чиқиш  
 1
Исраилларниң Мисирда тартқан азаплири 
  1 Вә төвәндикиләр Исраил 
билән биллә Мисирға барған оғуллириниң исимлири (улар һәр қайсиси өз бала-җақилирини елип, Яқуп билән биллә Мисирға барған еди): — 
◼  ◘   2 Рубән, Шимеон, Лавий, Йәһуда,   
3 Иссакар, Зәбулун, Бинямин,   
4 Дан, Нафтали, Гад вә Ашир.   
5 Әнди Яқупниң пуштидин болғанлар җәмий болуп йәтмиш адәм еди. Бу вақитта Йүсүп Мисирда еди. 
◘     6 Кейин Йүсүп, униң барлиқ қериндашлири һәмдә барлиқ замандашлири өлүп түгиди.   
7 Шундақтиму, Исраиллар көп туғулуп, тез көпийип, интайин күчәйди; улар зиминға бир кәлди. 
◘   8 У вақитларда Йүсүпни билмәйдиған йеңи бир падиша Мисирда тәхткә чиқти. 
◼  ◘   9 У хәлқигә: Мана, Исраилларниң хәлқи биздин зиядә көпийип һәмдә биздинму күчлинип кәтти.   
10 Әнди биз уларға нисбәтән ақиланә иш тутайли; болмиса, улар техиму көпийип кетиду, мабада уруш партлап қалса, шундақ болидуки, улар дүшмәнлиримиз тәрәпкә өтүп, бизгә һуҗум қилип, жуттин чиқип кетиши мүмкин, — деди. 
◘     11 Шуниң билән улар уларни қиливатқан әмгәкләрдә харлаш үчүн иш башлирини тайинлап назарәтчиликкә қойди. Шуниң билән Исраиллар Пирәвн үчүн Питом билән Раамсәс дегән маддий әшя сақлайдиған шәһәрләрни ясап бәрди. 
◼   12 Лекин уларни 
қанчә әзгәнсери, булар шунчә көпийип һәммә йәрни қаплиди; буниң билән мисирлиқлар Исраилларға өч болуп кәтти. 
◼  ◘   13 Шуниң билән мисирлиқлар Исраилларға зулум қилип, уларни техиму қаттиқ ишлитип еғир ишларға салди.   
14 Мисирлиқлар уларни лайчилиқ, хиш-кесәк қуюш вә етизларниң һәр хил әмгәклиригә селип, ишниң қаттиқлиғи билән уларниң турмушиға қаттиқ еғирчилиқ салди; уларни немә әмгәккә салмисун, интайин җапалиқ еди.   
  15 Мисир падишаси икки ибраний туғут анисиға сөз қилип (уларниң бириниң исми Шифраһ, йәнә бириниң исми Пуаһ еди): 
◼     16 — силәр қачанлиги ибраний хотунларни туғдурсаңлар, туққанда убдан қараңлар; бовақ оғул болса, өлтүрүветиңлар; қиз болса, тирик қоюңлар, — деди. 
◼     17 Лекин туғут анилири Худадин қорқуп, Мисирниң падишаси уларға ейтқандәк қилмай, бәлки оғул бовақларни тирик қойди.   
 18 Шуңа Мисирниң падишаси туғут анилирини чақиртип улардин: — Бу немә қилғиниңлар?! Оғул балиларни немишкә тирик қойдуңлар? — дәп сориди.   
 19 Туғут анилири Пирәвнгә җавап берип: — Ибраний аяллар мисирлиқ аялларға охшимайду. Улар күчлүк, сағлам-тимән болғини үчүн туғут анилири уларниң қешиға йетип барғичә, өзлири туғуп болиду, — деди.   
 20 Нәтиҗидә, Худа туғут анилириға илтипат көрсәтти; Исраил хәлқи давамлиқ көпийип, техиму күчәйди.   21 Шундақ болдики, туғут анилири Худадин қорқидиған ихласмән болғанлиғи үчүн Худа уларни аилилик болушқа муйәссәр қилди.   
 22 Буниң билән Пирәвн барлиқ пуқралириға: — Исраиллардин йеңи туғулған оғул балиларниң һәммисини дәрияға ташлаңлар, лекин қиз балиларниң һәммисини тирик қалдуруңлар, дәп әмир қилди. 
◼  ◘