26
Мевә вә башқа мәһсулатлардин «биринчи һосул»ни Худаға аташ
1 Сән Пәрвәрдигар Худайиң саңа мирас қилип беридиған зиминға кирип уни өзүңниң қилип егиләп олтирақлашқанда, 2 Пәрвәрдигар Худайиң саңа беридиған зиминниң һосулини алғанда, сән йәрниң дәсләпки пишқан мевисини елип, севәткә селип Пәрвәрдигар Худайиң Өз намини қоюшқа таллайдиған җайға елип беришиң керәк; ■Мис. 23:19; 34:26; Лав. 2:14; 23:10; Чөл. 15:17 3 андин шу вақиттики каһинниң қешиға кәлтүрүп, униңға: «Пәрвәрдигар Өзи бизгә беришкә ата-бовилиримизға қәсәм қилған зиминға кирдим, бүгүн мән Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида шундақ болғиниға гувамән», дәп ейтисән.
4 Каһин севәтни қолуңдин елип уни Пәрвәрдигар Худайиңниң қурбангаһиниң алдида қойиду; 5 андин сән Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида сөз қилип мундақ дәйсән: — «Мениң атам әсли ғериб бир арамий еди; Мисирға чүшүп олтирақлашти; улар шу йәрдә сани аз мусапир болсиму, барғансери көпийип улуқ, күчлүк, чоң бир хәлиқ болди. □«Мениң атам әсли ғериб...» — яки «мениң атам әсли сәргәрдан» яки «мениң атам әсли йоқап кетәй дегән». ■Яр. 46:1 6 Лекин Мисирлиқлар бизгә қаттиқ қоллуқ қилип, зулум селип бизни еғир әмгәккә салди. 7 Амма биз ата-бовилиримизниң Худаси Пәрвәрдигарға пәряд қиливидуқ, Пәрвәрдигар авазимизни аңлап биз тартиватқан харлиқ, җапа вә зулумға нәзирини салди. 8 Шуниң билән Пәрвәрдигар күчлүк қол вә узартқан биләк, дәһшәтләр вә мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләр билән бизни Мисирдин чиқирип 9 бизни бу йәргә елип келип бу зиминға, йәни сүт билән һәсәл еқип туридиған бир зиминға егә қилди!
10 Әнди мана, әй Пәрвәрдигар, сән Маңа бәргән бу зиминниң мевисиниң дәсләпки пишқинини сениң қешиңға әкәлдим», дәйсән.
Шуларни дәп, севәтни Пәрвәрдигар Худайиңниң һозурида қоюп, Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида сәҗдә қилисән; 11 шундақ қилип сән вә өйүңдикиләр Пәрвәрдигар Худайиңниң силәргә ата қилған һәммә немәтлиридин хуш болуңлар; өзүң, Лавийлар вә араңларда туридиған мусапирлар қошулуп шатлиниңлар.
Үчинчи жилдики өшрә
12 Сән һәр үчинчи жилида, йәни ондин бири болған өшрә жилида һәммә һосулуңниң ондин бирини өшрә айрип болғандин кейин, сән Лавий билән мусапирға, житим-йесир, тул хотунларға дәрвазилириңниң ичидә шулардин йәп тоюнсун дәп берисән; ■Лав. 27:30; Чөл. 18:24; Қан. 14:28, 29 13 вә сән Пәрвәрдигар Худайиңниң алдида сөз қилип шундақ дәйсән: «Мән өйүмдин Худаға муқәддәс қилинған нәрсиләрни айрип елип чиқип, сән Маңа тапилиған әмир бойичә буларни Лавий билән мусапирға, житим-йесир, тул хотунларға бәрдим; мән Сениң әмирлириңниң һеч бирини нә бузмидим, нә һеч қачан унутмидим; ■Қан. 14:27 14 матәм тутқанлиримда шулардин һеч немини йемидим, напак һаләттә туруп буниңдин бир немини алмидим; өлгән кишигә атап буниңдин һеч немә бәрмидим, бәлки Пәрвәрдигар Худайимниң авазини аңлап һәр ишта Сән маңа әмир қилғиниң бойичә қилдим. 15 Әнди Сән муқәддәс маканиң болған асманлардин нәзәр селип Өз хәлқиң Исраилни, шундақла ата-бовилиримизға қәсәм билән қилған вәдәң бойичә, һәсәл билән сүт ақидиған, бизгә бәргән бу зиминни бәрикәтлигәйсән».■Йәш. 63:15
Хуласә
16 Бүгүн Пәрвәрдигар Худайиң бу бәлгүлимиләргә һәм һөкүмләргә әмәл қилишқа әмир қилди; пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң билән уларни тутуп уларға әмәл қил.
17 Сән бүгүн Пәрвәрдигарни өзүңниң Худайиң болушқа, шундақла Униң йоллирида меңишқа, Униң бәлгүлимилиригә, Униң әмирлиригә, Униң һөкүмлиригә әмәл қилип Униң авазиға қулақ селишқа қобул қилдиң; ■Яр. 17:7 18 вә Пәрвәрдигар болса бүгүн силәрни Өзиниң хас хәлқи болушқа, униң барлиқ әмирлирини тутушқа (у силәргә вәдә қилғандәк) силәрни қобул қилди.■Мис. 19:5; Қан. 7:6; 14:2
19 Шундақ болса, У силәргә иззәт, нам-шөһрәт вә шан-шәрәп берип, Өзи яратқан барлиқ әлләрдин силәрни үстүн қилиду. Буниң билән силәр униң ейтқинидәк, Пәрвәрдигар Худайиңлар үчүн муқәддәс бир хәлиқ болисиләр.■Қан. 4:7
■26:2 Мис. 23:19; 34:26; Лав. 2:14; 23:10; Чөл. 15:17
□26:5 «Мениң атам әсли ғериб...» — яки «мениң атам әсли сәргәрдан» яки «мениң атам әсли йоқап кетәй дегән».
■26:12 Лав. 27:30; Чөл. 18:24; Қан. 14:28, 29
■26:18 Мис. 19:5; Қан. 7:6; 14:2