18
Каһин вә Лавийларниң вәзиписи
Пәрвәрдигар Һарунға мундақ деди: —
Сән, оғуллириң вә ата җәмәтиңдикиләр сениң билән бирликтә муқәддәс җайға мунасивәтлик болған гунани, шуниңдәк сән вә оғуллириң бирликтә каһинлиқ вәзиписигә мунасивәтлик болған гунани үстүңләргә алисиләр.«муқәддәс җайға мунасивәтлик болған гуна» — демәк, муқәддәс җай билән мунасивәтлик мәлум гуна өткүзүлсә, шу гунаниң мәсъулийитини биринчи үстигә алғучи каһинлар һәм Лавийлар болиду; гуна каһинлиқ билән мунасивәтлик иш болса мәсъулийәтни биринчи үстигә алғучи каһинлар болуши керәк. Мошу агаһ, шүбһисизки, 17-баптики вақиә билән мунасивәтлик агаһтур. Сән қериндашлириң болған Лавий қәбилисидикиләрни, йәни ата-бовилириңниң қәбилисидикиләрни өзүң билән бирләштүр һәм уларни хизмитиңни қилиши үчүн башлап елип кәл; бирақ сән билән оғуллириң сениң билән бирликтә һөкүм-гувалиқ чедири алдида хизмәтләрни қилсун.«бирләштүр» — бу сөз мошу йәрдә вә 4-айәттә ибраний тилида «Лавий» дегән сөз билән ипадилиниду («Яр.» 29:34ни көрүң). Улар сениң буйруқлириңға тәйяр туруп, шундақла чедирдики барлиқ хизмәт-вәзиписини өтәйду; пәқәт муқәддәс җайдики қача-қуча әсвапларға вә қурбангаһқа йеқинлашмисун; ундақ қилса, уларму, силәрму өлүп кетисиләр. Улар сениң билән бирлишип, җамаәт чедиридики вәзипини өтәп, қилидиған һәр бир ишини қилсун; пәқәтла һеч ят кишиләр силәргә йеқинлашмисун. Қәһр-ғәзәп йәнә Исраилларниң бешиға чүшмисун үчүн, силәр муқәддәс җайдики вәзипә билән қурбангаһдики вәзипини өтәшкә мәсъул болуңлар. Мана, Мән Өзүм силәрниң қериндашлириңлар болған Лавийларни Исраиллар ичидин таллап чиқтим; улар җамаәт чедириниң ишлирини қилишқа Пәрвәрдигарға тәқдим қилинған болуп, силәргә соға сүпитидә ата қилинған.Чөл. 3:45 Лекин сән вә оғуллириң сениң билән бирликтә каһинлиқ вәзипәңләрдә туруп, қурбангаһтики барлиқ ишларни һәм пәрдә ичидики ишларни беҗириңлар; силәрниң вәзипәңләр шундақ болсун. Каһинлиқ вәзиписини, хизмитимдә болушуңлар үчүн силәргә соға қилип бәрдим; ят адәмләр йеқинлашса, өлтүрүветилсун.
 
Каһинларниң елишқа тегишлик үлүши
Пәрвәрдигар Һарунға мундақ деди: —
Мән Маңа сунулған көтәрмә һәдийәләрни, йәни Исраиллар Маңа муқәддәс дәп атиған барлиқ нәрсиләрни үлүшүңлар болсун дәп, мана мәңгүлүк бәлгүлимә билән саңа вә сениң әвлатлириңға тәқдим қилдим. Исраиллар отта сунидиған, «әң муқәддәс» нәрсиләрдин силәргә мунулар қалдуруп берилиду: — уларниң Маңа атап сунған барлиқ нәрсилири, йәни барлиқ ашлиқ һәдийәләрдин, барлиқ гуна қурбанлиқлиридин, барлиқ итаәтсизлик қурбанлиқлиридин «әң муқәддәс» һесапланғанлири, саңа вә әвлатлириңға ата қилиниду. 10 Сән шу үлүшүңни «әң муқәддәс» сүпитидә йегин, силәрдин болған һәр бир әр киши уни йесун; у саңа «әң муқәддәс» дәп билинсун.«сән шу үлүшүңни «әң муқәддәс» сүпитидә йегин» — «әң муқәддәс» һесапланған нәрсиләр «муқәддәс йәрдә», йәни муқәддәс җайдики һойлида йейилиши керәк еди. Мәсилән, «Лав.» 6:16ни көрүң.
11 Мунуларму сениң болиду: — Исраилларниң соғатлири ичидин көтәрмә һәдийәләр, барлиқ пулаңлатма һәдийәләр сениң; Мән уларни саңа, шундақла оғуллириң билән қизлириңға мәңгүлүк бәлгүлимә билән тәқдим қилдим; сениң өйүңдики һәр бир пак адәм униңдин йесә болиду.Лав. 10:14 12 Зәйтун мейидин әң есилини, йеңи шараптин әң есилини, шундақла ашлиқтин әң есилини, йәни Исраиллар Пәрвәрдигарға атап сунған дәсләпки пишқан мәһсулатларниң һәммисини Мән саңа тәқдим қилип бәрдим. 13 Улар йәрдин елип Пәрвәрдигарға атап әкәлгән дәсләпки пишқан нәрсиләрниң һәммиси сениң болсун; өйүңдики һәр бир пак адәм униңдин йесә болиду.
14 Исраилда Худаға мутләқ атилидиған һәр бир нәрсә сениң болиду.Лав. 27:28
15 Улар Пәрвәрдигарға атап кәлтүридиған барлиқ җаниварларниң тунҗилири, мәйли инсан яки улақ-чарпай болсун сениң болиду; һалбуки, инсанларниң тунҗилирини болса уларни төләм төләп яндурувалсун вә напак һайванларниң тунҗилирини төләм төләп яндурувалсун.«барлиқ җаниварларниң тунҗилири» — ибраний тилида «барлиқ әт егиси (болған җанивар)ниң балиятқусини ачидиғанлар». «төләм төләп яндурувалсун» — демәк, хәлиқ уларниң орнида каһинларға пул бериши керәк.  Мис. 13:2; 22:29; Лав. 27:26; Чөл. 3:13 16 Төләм төләш керәк болғанлар үчүн йеши бир айлиқтин ашқанда төләм пули төләнсун; уларға сән тохтатқан баһа бойичә, йәни муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә (бир шәкәл жигирмә гәраһдур) баһа қоюп, бәш күмүч шәкәл ал.Мис. 30:13; Лав. 27:25; Чөл. 3:47; Әз. 45:12 17 Пәқәт тунҗа кала, тунҗа қой яки тунҗа оғлаққа төләм алсаң болмайду; уларниң һәммиси муқәддәстур. Сән уларниң қенини қурбангаһқа чечип, мейини Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған, Униңға хушбуй кәлтүридиған қурбанлиқ сүпитидә көйдүргин. 18 Уларниң гөши сениң болиду; худди «көтәрмә һәдийә» қилинған төш вә оң арқа путиға охшаш, саңа тәвә болиду. 19 Исраиллар Пәрвәрдигарға атап сунған муқәддәс нәрсиләр ичидики көтәрмә һәдийә-қурбанлиқниң һәммисини Мән саңа вә сениң билән биллә туруватқан оғул-қизлириңға мәңгүлүк бәлгүлимә билән тәқдим қилдим. Бу Пәрвәрдигар алдида саңа вә сениң билән биллә туруватқан әвлатлириң үчүн мәңгүлүк тузлуқ әһдә болиду.
 
Лавийларниң вәзипилири һәм үлүшлири
20 Пәрвәрдигар Һарунға мундақ деди: —
Исраил зиминида сениң һеч қандақ мирасиң болмайду, уларниң арисидиму һеч қандақ несивәң болмайду; Исраиллар арисида мана Мән Өзүм сениң несивәң, сениң мирасиңдурмән.Қан. 10:9; 18:2; Әз. 44:28 21 Лавийларға болса, уларниң өтәйдиған хизмәтлири, йәни җамаәт чедиридики хизмити үчүн, мана Мән Исраилда тәқдим қилинған барлиқ «ондин бир үлүш»ниң һәммисини уларға мирас қилип бәргәнмән. 22 Буниңдин кейин, гунакар болуп өлүп кәтмәслиги үчүн, Исраиллар җамаәт чедириға йеқинлашмисун. 23 Җамаәт чедиридики хизмәтни болса, уни өтигүчиләр пәқәт Лавийларла болиду вә шу ишта болған гунайини өзлири үстигә алиду, бу силәр үчүн әвлатму-әвлат мәңгүлүк бир бәлгүлимә болиду; уларниң Исраилларниң ичидә һеч қандақ мираси болмайду.«шу ишта болған гунайини өзлири үстигә алиду» — демәк, мабада Лавийлар муқәддәс чедирни булғап, гуна садир қилса, шундақла уларниң бехәстилигидин хәлиқ муқәддәс чедирни булғап һәр қандақ гуна садир қилған болса, баш мәсъулийәтни Лавийлар өз үстигә елиши керәк. 24 Чүнки Исраилларниң Пәрвәрдигарға атап көтәрмә һәдийә сүпитидә сунған «ондин бир үлүш»ни Лавийларға мирас қилип тәқдим қилидиған болдум; шуңа Мән улар тоғрилиқ: Исраиллар ичидә һеч қандақ мираси болса болмайду, — дедим.
25 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
26 Сән Лавийларға ейтқин: «Силәр Исраилларниң қолидин Мән силәргә мирас болсун дәп тәқдим қилған «ондин бир үлүш»ни алған екәнсиләр, силәр шу ондин бир үлүшниң йәнә ондин бир үлүшини айрип, уни Пәрвәрдигарға атап көтәрмә һәдийә сүпитидә сунуңлар. 27 Бу йол билән силәрниң шу «көтәрмә һәдийә»ңлар силәргә «хамандики ашлиғиңлар»дин һәм «шарап көлчигидики толуп ташқан шарабиңлар»дин аталғанлар һесаплиниду.«...силәрниң шу «көтәрмә һәдийә»ңлар... дин аталғанлар һесаплиниду» — Лавийларниң һеч қандақ хамини яки шарап көлчәклири йоқ еди, әлвәттә. Шуңа улар өзлири хәлиқтин қобул қилған «ондин бир үлүш»ләрдин ондин бирини елип, Пәрвәрдигарға «көтәрмә һәдийә»ләрни атиши керәк. Шу йол билән уларниң сунғини худди деханларниң Пәрвәрдигарға өз һосулидин сунғиниға охшаш болиду. 28 Бундақ болғанда, силәр Исраилларниң қолидин алған ондин бир үлүшниң һәммисидин Пәрвәрдигарға атап көтәрмә һәдийә сунисиләр; силәр Пәрвәрдигарға атиған шу «көтәрмә һәдийә»ни каһин Һарунға бериңлар. 29 Силәргә тәқдим қилинған барлиқ нәрсиләрдин әң есилини елип шуларни муқәддәс һесаплап «Пәрвәрдигарға аталған толуқ көтәрмә һәдийә» сүпитидә сунуңлар».
30 Шуңа сән Лавийларға ейтқинки, «Силәр шулардин әң есилини көтирип сунсаңлар, бу силәр Лавийларниң хамандики ашлиғиңлар вә шарап көлчигидики шарабиңларға охшаш һесаплиниду. 31 Шундақ қилғандин кейин силәр вә өйдикилириңлар шу «ондин бир үлүш»ләрни халиған йәрдә йесәңлар болиду, чүнки бу силәрниң җамаәт чедиридики хизмитиңларниң инъами болиду;«силәр вә өйдикилириңлар» — мошу йәрдә Лавийларни көрситиду. 32 Силәр шу үлүшләрдин әң есилини көтирип сунсаңлар, мошу ишиңлар сәвәвидин гунакар болмайсиләр. Ундақ қилсаңлар силәр Исраиллар атиған муқәддәс нәрсиләрни булғимайсиләр, шуниң билән өлмәйсиләр».«силәр Исраиллар атиған муқәддәс нәрсиләрни булғимайсиләр, шуниң билән өлмәйсиләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «силәр Исраиллар атиған муқәддәс нәрсиләрни һеч булғимаңлар; болмиса, өлисиләр».
 
 

18:1 «муқәддәс җайға мунасивәтлик болған гуна» — демәк, муқәддәс җай билән мунасивәтлик мәлум гуна өткүзүлсә, шу гунаниң мәсъулийитини биринчи үстигә алғучи каһинлар һәм Лавийлар болиду; гуна каһинлиқ билән мунасивәтлик иш болса мәсъулийәтни биринчи үстигә алғучи каһинлар болуши керәк. Мошу агаһ, шүбһисизки, 17-баптики вақиә билән мунасивәтлик агаһтур.

18:2 «бирләштүр» — бу сөз мошу йәрдә вә 4-айәттә ибраний тилида «Лавий» дегән сөз билән ипадилиниду («Яр.» 29:34ни көрүң).

18:6 Чөл. 3:45

18:10 «сән шу үлүшүңни «әң муқәддәс» сүпитидә йегин» — «әң муқәддәс» һесапланған нәрсиләр «муқәддәс йәрдә», йәни муқәддәс җайдики һойлида йейилиши керәк еди. Мәсилән, «Лав.» 6:16ни көрүң.

18:11 Лав. 10:14

18:14 Лав. 27:28

18:15 «барлиқ җаниварларниң тунҗилири» — ибраний тилида «барлиқ әт егиси (болған җанивар)ниң балиятқусини ачидиғанлар». «төләм төләп яндурувалсун» — демәк, хәлиқ уларниң орнида каһинларға пул бериши керәк.

18:15 Мис. 13:2; 22:29; Лав. 27:26; Чөл. 3:13

18:16 Мис. 30:13; Лав. 27:25; Чөл. 3:47; Әз. 45:12

18:20 Қан. 10:9; 18:2; Әз. 44:28

18:23 «шу ишта болған гунайини өзлири үстигә алиду» — демәк, мабада Лавийлар муқәддәс чедирни булғап, гуна садир қилса, шундақла уларниң бехәстилигидин хәлиқ муқәддәс чедирни булғап һәр қандақ гуна садир қилған болса, баш мәсъулийәтни Лавийлар өз үстигә елиши керәк.

18:27 «...силәрниң шу «көтәрмә һәдийә»ңлар... дин аталғанлар һесаплиниду» — Лавийларниң һеч қандақ хамини яки шарап көлчәклири йоқ еди, әлвәттә. Шуңа улар өзлири хәлиқтин қобул қилған «ондин бир үлүш»ләрдин ондин бирини елип, Пәрвәрдигарға «көтәрмә һәдийә»ләрни атиши керәк. Шу йол билән уларниң сунғини худди деханларниң Пәрвәрдигарға өз һосулидин сунғиниға охшаш болиду.

18:31 «силәр вә өйдикилириңлар» — мошу йәрдә Лавийларни көрситиду.

18:32 «силәр Исраиллар атиған муқәддәс нәрсиләрни булғимайсиләр, шуниң билән өлмәйсиләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «силәр Исраиллар атиған муқәддәс нәрсиләрни һеч булғимаңлар; болмиса, өлисиләр».