19
Қизил сийирниң күли
Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға сөз қилип мундақ деди: —
Мән Пәрвәрдигар әмир қилған қанун-бәлгүлимә шуки: — Сән Исраилларға буйруғин, улар беҗирим, нуқсансиз, боюнтуруқ селинмиған қизил яш сийирдин бирни сениң йениңға әкәлсун. Сән сийирни каһин Әлиазарға тапшур, у уни чедиргаһниң сиртиға әпчиқсун, андин бириси сийирни униң алдида боғузлисун.Ибр. 13:11, 12
Каһин Әлиазар бармиғини қанға миләп, җамаәт чедириниң алдиға қаритип йәттә мәртәм чачсун.Ибр. 9:13 Андин бириси Әлиазарниң көз алдида пүткүл сийирни көйдүрсун, йәни униң териси, гөши, қени вә тезәклирини көйдүрсун.Мис. 29:14; Лав. 4:11, 12 Каһин кедир яғичи, зофа өсүмлүги вә қизил рәхтни сийир көйдүрүлидиған отқа ташлисун.«қизил рәхтни» — яки «қизил жипни». Андин каһин өз кийимини жуйсун вә бәдинини суда жуйсун, андин кейин баргаһқа киришкә болиду; лекин каһин кәч киргичә напак саналсун. Сийирни көйдүргән кишиму кийимлирини су билән жуюп, өз бәдинини суда жуйсун, андин у кәч киргичә напак саналсун. Пак бир адәм сийирниң күлини жиғип баргаһниң сиртидики пак бир йәргә қойсун; у Исраил җамаити үчүн «напаклиқни чиқарғучи су»ни ясашқа шу йәрдә сақлансун, у бир «гунани паклиғучи»дур. 10 Сийирниң күлини жиғиштурған адәм өзиниң кийимлирини жуйсун вә кәч киргичә напак саналсун. Бу Исраилларға вә уларниң арисида туруватқан мусапирларға мәңгүлүк қанун-бәлгүлимә болиду.
 
Хәлиқни напаклиқтин паклаш низами
11  — Өлүккә, йәни һәр қандақ өлгән кишиниң җәситигә тегип кәткән һәр бир киши йәттә күн напак санилиду.Чөл. 31:19; Һаг. 2:13 12 У адәм үчинчи күни ашу су билән өзини паклисун, һәмдә йәттинчи күниму паклисун, андин у пак санилиду; әгәр у үчинчи күни һәмдә йәттинчи күни өзини паклимиса, пак саналмайду.«Изаһат» — толуқ айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «У адәм үчинчи күни әнә шундақ (напаклиқни чиқарғучи) су билән өзини паклисун, йәттинчи күни у пак санилиду; әгәр у үчинчи күни өзини паклимиса, йәттинчи күни пак саналмайду». 13 Һәр қандақ адәм өлүккә, йәни һәр қандақ өлгән кишиниң җәситигә тегип кәтсә, һәмдә өзини паклимиса, Пәрвәрдигарниң чедирини булғиған болиду; шу киши Исраил арисидин үзүп ташлиниду; чүнки «напаклиқни чиқарғучи су» униңға сепилмигәчкә, у напак санилиду; униң напаклиғи техичә үстидә туриду.
14 Әгәр бирәр киши бир чедир ичидә өлүп қалған болса, у тоғрилиқ қанун-бәлгүлимә мундақ болиду: — шу чедирға киргән һәр бирси вә чедирда туруп қалғанларниң һәр бири йәттә күн напак санилиду. 15 Һәр бир очуқ турған, ағзи йепилмиған қача-қучиларниң һәммиси напак санилиду. 16 Шуниңдәк далада қилич-шәмшәр билән өлтүрүлгәнләргә, яки өзи өлүп қалғанниң өлүгигә, яки адәмниң устихининиға яки қәбригә тәккән һәр бир киши йәттә күнгичә напак санилиду. 17 Кишиләр бу напак киши үчүн «пакландурғучи қурбанлиқ»ниң күлидин азрақ елип комзәккә селип, уларниң үстигә еқин су қуйсун. 18 Андин пак бир киши зофа өсүмлүгини елип шу суға тәккүзүп уни чедирға вә ичидики барлиқ қача-қучиларға һәм шу йәрдә турған барлиқ кишиләрниң үстигә сепип қойсун, вә йәнә уни устиханға, өлтүрүлгүчигә яки қәбиргә тәккән кишиниң үстигә сепип қойсун.Зәб. 50:9 19 Үчинчи күни вә йәттинчи күни һелиқи пак адәм пак болмиған адәмләрниң үстигә шу суни сепип қойсун; шундақ қилғанда, йәттинчи күнигә кәлгәндә у киши пакланған болиду; андин у киши кийимлирини жуюп, бәдинини суда жуйсун, кәч киргәндә у пак санилиду.
20 Лекин напак болуп қелип, өзини паклимиған киши Пәрвәрдигарниң муқәддәс җайини булғиғини үчүн, җамаәт арисидин үзүп ташлиниду; «напаклиқни чиқарғучи су» униң үстигә сепилмигән, шуңа у напак санилиду. 21 Бу Исраилларға мәңгүлүк бәлгүлимә болиду, «напаклиқни чиқарғучи су»ни сәпкән киши болса өзиниң кийимлирини жуйсун вә «напаклиқни чиқарғучи су»ға тәккән киши кәч киргичә напак саналсун. 22 Напак киши тәккән һәр қандақ нәрсиму напак санилиду; бу нәрсиләргә тәккән кишиләрму кәч киргичә напак саналсун.
 
 

19:3 Ибр. 13:11, 12

19:4 Ибр. 9:13

19:5 Мис. 29:14; Лав. 4:11, 12

19:6 «қизил рәхтни» — яки «қизил жипни».

19:11 Чөл. 31:19; Һаг. 2:13

19:12 «Изаһат» — толуқ айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «У адәм үчинчи күни әнә шундақ (напаклиқни чиқарғучи) су билән өзини паклисун, йәттинчи күни у пак санилиду; әгәр у үчинчи күни өзини паклимиса, йәттинчи күни пак саналмайду».

19:18 Зәб. 50:9