29
Һарун вә униң оғуллириниң каһинлиққа айрилиши
Уларниң Маңа муқәддәс қилинип, каһинлиқ хизмитимдә болуши үчүн мундақ ишни ада қилишиң керәк: — сән бир яш әркәк топақ билән икки қочқарни талла (һәммиси беҗирим болсун) Лав. 8:2; 9:2 һәмдә петир нан, зәйтун мейи иләштүрүлгән петир тоғач вә зәйтун мейи сүрүлүп мәсиһләнгән петир һәмәк нанларни тәйярла, буларниң һәммисини буғдай унидин қилғин; «тоғач» — ибраний тилида бу сөз яки һалқисиман яки чәккүч билән тешилгән бир хил нанларни көрситиду. нанларниң һәммисини бир севәткә селип, севәтни, топақни вә икки қочқарни биллә һәдийә қилип кәлтүргин.
Сән Һарун вә униң оғуллирини җамаәт чедириниң кириш еғизиға йеқин елип келип, уларни су билән жуйғин; андин кийимлирини елип келип, Һарунға халта көйнәк, әфод тони вә әфодни кийдүргин, қошенни тақиғин; андин белигә әфодниң кәштиләнгән бәлвеғини бағлиғин. «әфод тони» — тонниң әфод билән зич мунасивети болғачқа, бәзи йәрләрдә «әфод тони» дейилиду. Бешиға сәллини йөгәп, сәллигә муқәддәс отуғатни тақап қойғин. Андин мәсиһләш мейини елип, бешиға қуюп уни мәсиһлигин.Мис. 30:25
Андин сән униң оғуллирини елип келип, уларға халта көйнәкләрни кийдүргин; уларға, йәни Һарун вә униң оғуллириға бәлвағларни бағлап, егиз бөкләрни кийдүргин. Шуниң билән әбәдий бәлгүлимә бойичә, каһинлиқ хизмити уларниңки болиду; шундақ қилип, сән Һарун билән униң оғуллирини Худаға муқәддәс қилип айрип тайинлиғин.
10 — Сән топақни җамаәт чедириниң алдиға елип кәлгин; елип кәлгиниңдә Һарун билән униң оғуллири қоллирини топақниң бешиға қойсун. «қоллирини топақниң бешиға қойсун — Тәврат вә Инҗил дәвридиму «қолларни башқа қоюш» қол қойғучиларниң қол қоюлғучи билән бир тәрәптә туридиғанлиғи яки униң орнида болидиғанлиғини билдүриду. Мошу йәрдә Һарун вә оғуллириниң «қоллирини башқа қоюш»и «биз мошу қурбанлиққа охшаш Худаға мутләқ аталғанмиз» дегәнни билдүрмәкчи болиду.  Лав. 1:3 11 Андин сән бу топақни Пәрвәрдигарниң алдида, җамаәт чедириниң кириш еғизиниң йенида боғузлиғин; 12 топақниң қенидин елип бармиғиң билән уни қурбангаһниң мүңгүзлиригә сүрүп, қалған қанниң һәммисини қурбангаһниң түвигә төкүп қуйғин. 13 Ич қарнини йөгәп турған барлиқ майни, шундақла җигәрниң үстидики чава май, икки бөрәк вә уларниң үстидики майни аҗритип буларни қурбангаһта көйдүргин. 14 Топақниң гөши, териси вә тезигини болса чедиргаһниң сиртиға елип чиқип, отта көйдүрүвәткин; бу гуна қурбанлиғи болиду.Лав. 4:12; Ибр. 13:11
15 Андин сән қочқарларниң бирини елип кәлгин; Һарун билән униң оғуллири қоллирини қочқарниң бешиға қойсун; 16 андин сән бу қочқарни боғузлап, униң қенидин қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпкин. Ибр. 9:12,19 17 Қочқарни парчилап, униң ич қарни билән пачақлирини жуюп, уларни гөш парчилири вә башниң үстигә қоюп, 18 пүтүн қочқарни қурбангаһта көйдүргин. Бу Пәрвәрдигарға аталған көйдүрмә қурбанлиқ — от арқилиқ сунулидиған, Пәрвәрдигарға хушбуй йәткүзидиған һәдийә болиду. 19 Кейин сән иккинчи қочқарни елип кәлгин; Һарун вә униң оғуллири қоллирини қочқарниң бешиға қойсун. 20 Андин бу қочқарни боғузлап қенидин елип, Һарунниң оң қулиқиниң юмшиқиға, униң оғуллириниң оң қулиқиниң юмшиқиға, уларниң оң қоллириниң чоң бармиғи билән оң путлириниң чоң бармиғиға сүркәп қойғин, қалған қанни қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпкин. «қулиқиниң юмшиқиға» — яки «қулиқиниң учиға». 21 Андин қурбангаһ үстидики қандин вә мәсиһләш мейидин елип, Һарунниң үстигә, униң кийимлиригә, шуниңдәк униң оғуллириниң үстигә вә уларниң кийимлиригиму сәпкин. Шундақ қилип у вә униң кийимлири, униң оғуллири вә уларниң кийимлириму униң билән тәң Худаға атап муқәддәс қилинған болиду.
22 Андин сән қочқарниң мейи, қуйруқ мейи, ич қарнини йөгәп турған барлиқ май, җигәрниң үстидики чава май, икки бөрәк вә уларниң үстидики майни чиқар һәмдә оң арқа путини алғин — (чүнки бу қочқар каһинлиққа тикләш қурбанлиғиға аталған қочқардур) — 23 — буниңдин башқа сән Пәрвәрдигарниң алдида қоюлған петир нан севитидин бир гирдини, зәйтун мейи иләштүрүлгән петир тоғачтин бирни вә петир һәмәк нандин бирни елип, 24 буларниң һәммисини Һарунниң қоллириға вә униң оғуллириниң қоллириға қоюп, уларни «пулаңлатма һәдийә» сүпитидә Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатқузғин. 25 Андин сән буларни уларниң қоллиридин тапшуруп елип, Пәрвәрдигарниң алдида хушбуй чиқарсун дәп, қурбангаһтики көйдүрмә қурбанлиқниң үстидә қоюп көйдүргин. Бу от арқилиқ Пәрвәрдигарға сунулған һәдийә болиду.
26 Сән Һарунни каһинлиққа тикләш қурбанлиғиға аталған қочқарниң төшини елип «пулаңлатма һәдийә» сүпитидә Пәрвәрдигарниң һозурида пулаңлатқин; бу сениң үлүшүң болиду. «пулаңлатма һәдийә» — Пәрвәрдигарниң алдида егиз көтирип алаһидә пулаңлатқан һәдийәдур. «Пулаңлатма һәдийә» адәттә барлиқ каһинларға тәвә болиду. 27 Шуниңдәк, сән каһинлиққа тикләш қурбанлиғиға аталған қочқарниң «пулаңлатма һәдийә» сүпитидә пулаңлитилған төши билән «көтәрмә һәдийә» сүпитидә егиз көтирип пулаңлитилған арқа путини, йәни Һарун вә униң оғуллириға беғишланған шу үлүшләрни «муқәддәс» дәп айрип бекиткин. «көтәрмә һәдийә» — каһин яки һәдийәни сунған киши Пәрвәрдигарниң алдиға икки қоллап алаһидә егиз көтирип атиған һәдийә. «көтәрмә һәдийә» адәттә қурбанлиққа мәсъул каһинға тәвә болиду. 28 Шуниң билән бу нәрсиләр әбәдий бәлгүлимә бойичә Исраиллар тәрипидин Һарун вә оғуллириға беғишланған несивә болиду; чүнки у көтәрмә һәдийәдур. Булар Исраиллар тәрипидин сунулидиған енақлиқ қурбанлиқлиридин айрип чиқилип, уларниң Пәрвәрдигарға атап «егиз көтәргән һәдийә»си һесаплинип, «көтәрмә һәдийә» болиду.Лав. 7:31,34; 10:14
29 Һарунниң муқәддәс кийимлиригә кейин оғуллири варислиқ қилиду. Улар мәсиһлинип, каһинлиққа тайинланғандә шу кийимләрни кийсун. 30 Оғуллириниң қайсиси униң орнини бесип каһин болса, җамаәт чедириға кирип муқәддәс җайниң ичидә хизмәткә киришкәндә, бу кийимләрни уда йәттә күн кийип жүрсун.
31 Сән каһинлиққа тикләш қурбанлиғиға аталған қочқарни елип, униң гөшини муқәддәс җайда пишарғин; «муқәддәс җай» — мошу йәрдә ибадәт чедирниң һойлисини көрситиду («Лав.» 8:31ни көрүң). «пишарғин» — яки «қайнатқин». 32 андин Һарун вә оғуллири қочқарниң гөши билән севәттики нанларни җамаәт чедириниң кириш еғизида йесун; Лав. 8:31; 24:9 33 улар өзлириниң каһинлиққа тайинлинишидә Худаға атап муқәддәс қилинғанда кафарәткә ишлитилгән нәрсиләрни йесун, лекин булар муқәддәс болғачқа, ят киши буниңдин һеч немини йемисун. «ят киши» — мошу йәрдә каһин болмиған кишини көрситиду.  Лав. 10:14; Мат. 12:4 34 Әгәр каһинлиққа тикләш қурбанлиқ гөшидин яки нандин әтигә азрақ ешип қалса, ешип қалғанни отта көйдүрүвәт; булар муқәддәс болғачқа, һеч ким униңдин йесә болмайду.
35 Сән шу тәриқидә Һарун вә униң оғуллири тоғрисида буйруғинимниң һәммисини беҗа кәлтүрүп, уда йәттә күнгичә уларни каһинлиққа тикләш вәзиписини ада қилғин. 36 Һәр күни кафарәт қилинишқа гуна қурбанлиғи сүпитидә бир топақни сунғин. Қурбангаһниң өзини гунадин пак қилишқа униң үчүнму кафарәт кәлтүргин, муқәддәс қилинсун дәп, уни зәйтун мейи билән мәсиһлигин. 37 Йәттә күнгичә сән қурбангаһ үчүн кафарәт кәлтүрүп, уни муқәддәс қилғин. Буниң билән у «әң муқәддәс нәрсиләрниң бири» һесаплиниду; униңға тәккән һәммә нәрсә муқәддәс һесаплиниду.«Буниң билән у «әң муқәддәс нәрсиләрниң бири» һесаплиниду; униңға тәккән һәммә нәрсә муқәддәс һесаплиниду» — муқәддәс чедирдики барлиқ җабдуқлар «әң муқәддәс» вә «муқәддәс» дәп бөлиниду. «Әң муқәддәс» болғанларға тәккәнләр шу мунасивәт билән алаһидә «Худаниңки» дәп һесаплинатти (30:29, «Лав.» 6:18, 27, «Әз.» 46:20ниму көрүң). Адәттә шундақ қилған кишиләр өлүмгә мәһкүм қилиниши керәк еди; лекин панаһ издигәнләр қурбангаһниң мүңгүзлирини тутса болатти («1Пад.» 1:50ни көрүң).
 
Күндилик қурбанлиқ тоғрисида
38 Мана, қурбангаһта һемишә сунидиғанлириң мунулар: — һәр күни бир яшлиқ икки қоза қурбанлиқ қилинсун. Чөл. 28:3 39 Бирини әтигәндә, йәнә бирини гугумда қурбанлиқ қилип сунғин. «гугумда» — ибраний тилида «икки кәч арилиғида» дегән сөз билән ипадилиниду — демәк, күн петиватқан чағдин қараңғу чүшкичә болған арилиқтики вақит. 40 Биринчи қоза билән биргә зәйтун мейидин бир һинниң төрттин бири иләштүрүлгән буғдай унидин әфаһниң ондин бири вә йәнә шарап һәдийәси сүпитидә төрттин бир һин шарап қушуп сунулсун. «бир әфаһ» — тәхминән 2 күрә яки 22 литр. Бир һин тәхминән 3.6 литр. 41 Иккинчи қозини гугумда сунғин; уни әтигәнлик қурбанлиқниңкидәк, хушбуй болуши үчүн от арқилиқ Пәрвәрдигарға аталған қурбанлиқ сүпитидә ашлиқ һәдийә вә шарап һәдийә билән қошуп сунғин. 42 Шу тәриқидә бу көйдүрмә қурбанлиқ нәсилдин-нәсилгә җамаәт чедириниң кириш еғизида Пәрвәрдигарниң һозурида өткүзүлүп дайимлиқ қурбанлиқ болсун; Мән Пәрвәрдигар шу йәрдә силәр билән көрүшүп, сән билән сөзлишимән. 43 Шуниңдәк Мән шу йәрдә Исраиллар билән учришимән, шуниң билән у җай Мениң шан-шәривим билән муқәддәс қилиниду. 44 Мән җамаәт чедири билән қурбангаһни Өзүмгә атап муқәддәс қилимән; Һарун вә униң оғуллириниму Өзүмгә каһинлиқ хизмәттә болушқа айрип муқәддәс қилимән. 45 Шундақ қилип Мән Исраилларниң арисида макан қилип, уларниң Худаси болимән. Мис. 25:8; Лав. 26:12; Зәб. 77:60; Зәк. 2:14; 2Кор. 6:16; Вәһ. 21:3 46 У вақитта улар Мениң уларниң арисида макан қилишим үчүн уларни Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Худаси Пәрвәрдигар екәнлигимни билиду; Мән уларниң Худаси Пәрвәрдигардурмән.
 
 

29:1 Лав. 8:2; 9:2

29:2 «тоғач» — ибраний тилида бу сөз яки һалқисиман яки чәккүч билән тешилгән бир хил нанларни көрситиду.

29:5 «әфод тони» — тонниң әфод билән зич мунасивети болғачқа, бәзи йәрләрдә «әфод тони» дейилиду.

29:7 Мис. 30:25

29:10 «қоллирини топақниң бешиға қойсун — Тәврат вә Инҗил дәвридиму «қолларни башқа қоюш» қол қойғучиларниң қол қоюлғучи билән бир тәрәптә туридиғанлиғи яки униң орнида болидиғанлиғини билдүриду. Мошу йәрдә Һарун вә оғуллириниң «қоллирини башқа қоюш»и «биз мошу қурбанлиққа охшаш Худаға мутләқ аталғанмиз» дегәнни билдүрмәкчи болиду.

29:10 Лав. 1:3

29:14 Лав. 4:12; Ибр. 13:11

29:16 Ибр. 9:12,19

29:20 «қулиқиниң юмшиқиға» — яки «қулиқиниң учиға».

29:26 «пулаңлатма һәдийә» — Пәрвәрдигарниң алдида егиз көтирип алаһидә пулаңлатқан һәдийәдур. «Пулаңлатма һәдийә» адәттә барлиқ каһинларға тәвә болиду.

29:27 «көтәрмә һәдийә» — каһин яки һәдийәни сунған киши Пәрвәрдигарниң алдиға икки қоллап алаһидә егиз көтирип атиған һәдийә. «көтәрмә һәдийә» адәттә қурбанлиққа мәсъул каһинға тәвә болиду.

29:28 Лав. 7:31,34; 10:14

29:31 «муқәддәс җай» — мошу йәрдә ибадәт чедирниң һойлисини көрситиду («Лав.» 8:31ни көрүң). «пишарғин» — яки «қайнатқин».

29:32 Лав. 8:31; 24:9

29:33 «ят киши» — мошу йәрдә каһин болмиған кишини көрситиду.

29:33 Лав. 10:14; Мат. 12:4

29:37 «Буниң билән у «әң муқәддәс нәрсиләрниң бири» һесаплиниду; униңға тәккән һәммә нәрсә муқәддәс һесаплиниду» — муқәддәс чедирдики барлиқ җабдуқлар «әң муқәддәс» вә «муқәддәс» дәп бөлиниду. «Әң муқәддәс» болғанларға тәккәнләр шу мунасивәт билән алаһидә «Худаниңки» дәп һесаплинатти (30:29, «Лав.» 6:18, 27, «Әз.» 46:20ниму көрүң). Адәттә шундақ қилған кишиләр өлүмгә мәһкүм қилиниши керәк еди; лекин панаһ издигәнләр қурбангаһниң мүңгүзлирини тутса болатти («1Пад.» 1:50ни көрүң).

29:38 Чөл. 28:3

29:39 «гугумда» — ибраний тилида «икки кәч арилиғида» дегән сөз билән ипадилиниду — демәк, күн петиватқан чағдин қараңғу чүшкичә болған арилиқтики вақит.

29:40 «бир әфаһ» — тәхминән 2 күрә яки 22 литр. Бир һин тәхминән 3.6 литр.

29:45 Мис. 25:8; Лав. 26:12; Зәб. 77:60; Зәк. 2:14; 2Кор. 6:16; Вәһ. 21:3