24
«Чирақдан» вә «тәқдим нан ширәси тоғрисидики бәлгүлимиләр
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
Исраилларға чирақ һемишә йениқ туруши үчүн зәйтундин соқуп чиқирилған сап майни саңа елип келишкә буйруғин. Һарун җамаәт чедириниң ичидә, һөкүм-гувалиқ сандуғиниң удулидики пәрдиниң сиртида һәр кечиси әтигәнгичә Пәрвәрдигарниң алдида чирақларни шундақ пәрләп турсун. Бу дәвирдин-дәвиргичә силәр үчүн әбәдий бир бәлгүлимә болиду. «һөкүм-гувалиқ сандуғи» — мошу йәрдә «һөкүм-гувалиқ» Худаниң Исраилға болған түп әмирлирини, шундақла униң Исраил билән болған әһдисини көрситиду; Худаниң муқәддәс маһийити вә характери шу әмирләрдә аян қилинғачқа, «һөкүм-гува» дәпму атилиду. Оқурмәнләргә аянки, шу әмирләр әһдә сандуғи ичидә сақлақлиқ таш тахтайлар үстидә пүтүклүк еди. Шуңа бәзидә сандуқ «һөкүм-гувалиқ сандуғи», ибадәт чедири болса, «һөкүм-гувалиқ чедири» дәп атилиду. Һарун һемишә Пәрвәрдигарниң алдида бу чирақларни пак чирақданниң үстигә тизип қойсун.«пак чирақдан» — яки «сап алтун чирақдан».
Сән йәнә есил буғдай унидин он икки тоғачни әткин. Һәр бир тоғач бир әфаһниң ондин иккисигә баравәр болсун. Андин сән Пәрвәрдигарниң алдидики пак ширәниң үстигә алтидин икки қатар қилип тизғин. «пак ширә» — яки «сап алтун ширә». Һәр бир қатарниң үстигә сап мәстики қойғин; шуниң билән улар Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған һәдийә, әсләтмә нан болиду.
 
Буларни у Исраилларға вакалитән һәр бир шабат күни Пәрвәрдигарниң алдида тизсун; бу әбәдий бир әһдидур. Нанлар Һарун билән униң оғуллириға тәвә болиду; улар уларни муқәддәс җайда йесун; чүнки бу нәрсиләр Пәрвәрдигарға атап отта сунулған нәрсиләр ичидә «әң муқәддәсләрниң бири» дәп санилип, Һарунға тәвә болиду; бу әбәдий бир бәлгүлимидур.Мис. 29:32; Лав. 8:31; 1Сам. 21:6; Мат. 12:4
 
Худаниң намиға күпүрлүк қилиш гунайиниң җазаси
10 Аниси Исраилий, атиси Мисирлиқ бир оғул бар еди. У Исраилларниң арисиға барди; у чедиргаһта бир Исраилий билән урушуп қалди. 11 Улар соқушқанда Исраилий аялниң оғли күпүрлүк қилип, Пәрвәрдигарниң намини булғап қарғиди. Хәлиқ уни Мусаниң алдиға елип барди. У кишиниң анисиниң исми Шеломит болуп, у Дан қәбилисидин болған Дибриниң қизи еди. «муқәддәс нам» — мошу йәрдә ибраний тилида «муқәддәс нам» әмәс, пәқәт «Нам» дейилиду. Демәк, Пәрвәрдигарниң нами (16-айәтни көрүң). 12 Шуниң билән улар Пәрвәрдигарниң һөкүм буйруғи чиққичә у кишини солап қойди.«...Пәрвәрдигарниң һөкүм буйруғи чиққичә,...» — ибраний тилида «...Пәрвәрдигарниң ағзиға қарап, у һөкүм чиқарғичә,...».
13 Андин Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
14 Қарғиғучини чедиргаһниң ташқириға елип чиқиңлар. Униң ейтқинини аңлиғанларниң һәммиси қоллирини униң бешиға қойсун, андин пүткүл җамаәт бир болуп уни чалма-кесәк қилсун.
15 Һәмдә сән Исраилларға мундақ дегин: — Әгәр бирким өз Худасини һақарәтләп қарғиса өз гунайини тартиду. 16 Пәрвәрдигарниң намиға күпүрлүк қилған һәр қандақ киши өлүмгә мәһкүм қилинсун; пүткүл җамаәт чоқум бир болуп уни чалма-кесәк қилсун; мәйли у мусапир болсун яки йәрлик болсун, муқәддәс намға күпүрлүк қилса өлтүрүлсун.«муқәддәс нам» — мошу йәрдә ибраний тилида пәқәт «Нам» дейилиду.
17 Әгәр бириси башқа бирисини уруп өлтүрсә, у өлүмгә мәһкүм қилинсун.
18 Бириси бир чарпайни өлтүрсә, униң үчүн һайванни төләп, җанға-җан төләп бәрсун.
19 Бирким өз хошнисини мәйип қилса, у өзгигә қандақ қилған болса, униң өзигиму шундақ қилинсун. 20 Бирәр әзаси сундуруветилгән болса, униңму сундурулсун; көзигә-көз, чишиға-чиш накар қилинсун; башқа кишини қандақ зәхимләндүргән болса уму һәм шундақ қилинсун.Мис. 21:24; Қан. 19:21; Мат. 5:38
21 Кимдәким бир чарпайни өлтүрсә, чарпай төләп бәрсун; адәмни уруп өлтүргән киши болса, өлүм җазасиға мәһкүм қилинсун.
22 Силәрдә бирла қанун болсун. мусапир яки йәрлик болсун, баравәр муамилә қилинсун; чүнки Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
23 Муса Исраилларға шуларни деди; шуниң билән улар шу қарғиғучини чедиргаһниң ташқириға елип чиқип, чалма-кесәк қилди. Шундақ қилип, Исраиллар Пәрвәрдигарниң Мусаға әмир қилғинидәк қилди.
 
 

24:3 «һөкүм-гувалиқ сандуғи» — мошу йәрдә «һөкүм-гувалиқ» Худаниң Исраилға болған түп әмирлирини, шундақла униң Исраил билән болған әһдисини көрситиду; Худаниң муқәддәс маһийити вә характери шу әмирләрдә аян қилинғачқа, «һөкүм-гува» дәпму атилиду. Оқурмәнләргә аянки, шу әмирләр әһдә сандуғи ичидә сақлақлиқ таш тахтайлар үстидә пүтүклүк еди. Шуңа бәзидә сандуқ «һөкүм-гувалиқ сандуғи», ибадәт чедири болса, «һөкүм-гувалиқ чедири» дәп атилиду.

24:4 «пак чирақдан» — яки «сап алтун чирақдан».

24:6 «пак ширә» — яки «сап алтун ширә».

24:9 Мис. 29:32; Лав. 8:31; 1Сам. 21:6; Мат. 12:4

24:11 «муқәддәс нам» — мошу йәрдә ибраний тилида «муқәддәс нам» әмәс, пәқәт «Нам» дейилиду. Демәк, Пәрвәрдигарниң нами (16-айәтни көрүң).

24:12 «...Пәрвәрдигарниң һөкүм буйруғи чиққичә,...» — ибраний тилида «...Пәрвәрдигарниң ағзиға қарап, у һөкүм чиқарғичә,...».

24:16 «муқәддәс нам» — мошу йәрдә ибраний тилида пәқәт «Нам» дейилиду.

24:20 Мис. 21:24; Қан. 19:21; Мат. 5:38