21
Лекин Ахимәләк Давутни көргәндә титрәп қорқуп униңға: — Немишкә бириму сән билән кәлмәй ялғуз кәлдиң? — деди.
Давут Ахимәләк каһинға: — Падиша маңа мәлум бир ишни буйруп: — Мән саңа буйруған иш яки саңа тапилған йолйоруқ тоғрисидин һеч ким бир немә билмисун, дегән еди. Өз ғуламлиримни болса мәлум бир җайға беришқа бекитип қойдум. Әнди қолуңда немә бар? Бәш нан, яки немә болса, шуни маңа бәргин, деди.
Каһин Давутқа җавап берип: — Қолумда адәттики нан йоқ, пәқәт муқәддәс нан бар. Әгәр ғуламлар аялларға йеқинлашмиған болса йесә рава болиду, деди.
Давут каһинға җавап берип: — Бәрһәқ, мән башқа вақитларда чиққинимға охшаш, аяллар биздин жирақ болғили үч күн болди. Мән һәр қетим чиққанда, гәрчә адәттики сәпәр болсиму, ғуламларниң қачилири пак болидиған йәрдә, бүгүн улар вә қачилири техиму пак болмамду, деди. «...гәрчә адәттики сәпәр болсиму, ғуламларниң қачилири пак болидиған йәрдә, бүгүн улар вә қачилири техиму пак болмамду» — башқа нәччә тәрҗимиси учриши мүмкин.
Шуниң билән каһин униңға муқәддәс нандин бәрди, чүнки бу йәрдә «тәқдим нан»дин башқа һеч қандақ нан йоқ еди. Бу нан Пәрвәрдигарниң һозуриға йеңи иссиқ нан қоюлған күни алмаштурулған нанлар еди«чүнки бу йәрдә «тәқдим нан»дин башқа һеч қандақ нан йоқ еди» — «тәқдим нан»: — яки «(Худаниң) һозури нени», яки «тизилған нан». «Мис.» 25- вә 35-бапни көрүң.  Мат. 12:3; Мар. 2:25; Луқа 6:3 (лекин у күни Саулниң хизмәткарлиридин мәлум бириси у йәрдә Пәрвәрдигарниң һозурида қалдурулған еди. Униң исми Доәг болуп Саулниң падичилириниң чоңи еди).
Давут Ахимәләккә: — Қолуңда нәйзә яки қилич йоқму? Падиша тапшурған иш җиддий болғач яки қилич яки башқа ярақлиримни елип келәлмидим, деди.
Каһин: — Сән Елаһ җилғисида өлтүргән Филистий Голиатниң қиличи бу йәрдә бар, у әфодниң кәйнидә, бир парчә рәхткә орақлиқ һалда туриду. Халисаң алғин, униңдин башқиси йоқ, деди. Давут: — Бу тәңдиши йоқ қиличтур, шуни маңа бәргин, деди.
10 Давут у күни қопуп Саулдин қечип Гатниң падишаси Ақишниң қешиға барди.
11 Лекин Ақишниң хизмәткарлири униңға: — Бу зиминниң падишаси Давут әмәсму? Униң тоғрисида қиз-аяллар бир-биригә: —
Саул миңлап өлтүрди,
Вә Давут он миңлап өлтүрди,
— дәп нахша-ғәзәл оқушуп уссул ойниған әмәсму, деди. 1Сам. 18:7
12 Давут бу сөзләрни көңлигә пүкүп Гатниң падишаси Ақиштин бәк қорқти. 13 Шуниң үчүн уларниң көз алдида өзиниң жүрүш-турушлирини өзгәртип, уларниң қолида турған вақтида өзини сараңдәк көрсәтти; у дәрвазиларниң ишиклиригә җиҗип, түкүрүгини сақилиға ақтуратти.
14 Ақиш хизмәткарлириға: — Мана бу адәмниң сараңлиғини көрмәмсиләр? Уни немишкә мениң алдимға елип кәлдиңлар? 15 Мәндә сараңлар кәмчилмиди? Силәр бу кишини алдимға сараңлиқ қилғили елип кәлдиңларму? Бу адәм мениң өйүмгә кириши керәкму? — деди.
 
 

21:5 «...гәрчә адәттики сәпәр болсиму, ғуламларниң қачилири пак болидиған йәрдә, бүгүн улар вә қачилири техиму пак болмамду» — башқа нәччә тәрҗимиси учриши мүмкин.

21:6 «чүнки бу йәрдә «тәқдим нан»дин башқа һеч қандақ нан йоқ еди» — «тәқдим нан»: — яки «(Худаниң) һозури нени», яки «тизилған нан». «Мис.» 25- вә 35-бапни көрүң.

21:6 Мат. 12:3; Мар. 2:25; Луқа 6:3

21:11 1Сам. 18:7